22-САВАҚ
Филиалда қандақ ишлар атқурулиду?
Бәйтәл аилисиниң әзалири һәр түрлүк бөлүмләрдә хизмәт қилип, бир яки бирнәччә дөләттики вәзилик паалийәтни қоллайду. Улар әдәбиятларни тәрҗимә қилиду, журналларни бесип чиқириду, китапларни түпләйду, әдәбият амбарлирида әмгәк қилиду, аудио вә видео нәширләрни ишләп чиқириду яки наһийидики башқиму еһтияҗларға ғәмхорлуқ қилиду.
Филиал комитети вәзилик паалийәтни назарәт қилиду. Рәһбәрлик кеңәш үч яки униңдинму көп тәҗрибилик ақсақаллардин ибарәт болған филиал комитетиға һәрбир филиални башқуруш ишини тапшурған. Бу комитет Рәһбәрлик кеңәшкә филиал җавапкар болған мәмликәтләрдики Падишалиқ иши қандақ атқурулуватқанлиғи һәққидә һәм пәйда болидиған һәрқандақ қийинчилиқлар тоғрисида хәвәр бериду. Мошундақ һесаватлар Рәһбәрлик кеңәшкә әдәбиятларда, җамаәт учришишлирида һәм конгрессларда қандақ мавзулар муһакимә қилиниши керәклигини қарар қилишқа ярдәм бериду. Рәһбәрлик кеңәш турақлиқ һалда өз вәкиллирини филиалларни йоқлашқа әвәтиду. Улар филиал комитетиға вәзипилирини атқурушқа ярдәмлишидиған йол-йоруқни бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 11:14). Филиалниң территориясидә яшайдиғанларни илһамландуруш үчүн, Баш идариниң вәкили ейтидиған нутуқни өз ичигә алидиған мәхсус программа уюштурулиду.
Йәрлик җамаәтләргә ярдәм бериду. Филиалдики җавапкар бурадәрләр йеңи җамаәтләрниң тәшкил қилинишини мақуллайду. Униңдин ташқири бурадәрләр филиал территориясидә хизмәт қиливатқан пешқәдәмләрниң, миссионерларниң һәм наһийилик назарәтчиләрниң паалийитини башқуриду. Улар конгрессларни уюштуриду, йеңи Ибадәт өйлириниң селинишини башқуриду һәм әдәбиятларниң җамаәтләргә әвәтилишини назарәт қилиду. Филиалдики барлиқ ишлар вәзилик паалийәтниң тәртиплик рәвиштә атқурулуши үчүн қилиниду (Коринтлиқларға 1-хәт 14:33, 40).
-
Филиал комитетлири Рәһбәрлик кеңәш билән қандақ һәмкарлишиду?
-
Филиалда қандақ ишлар атқурулиду?