Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

10-САВАҚ

Әйса дайим қулақ салған

Әйса дайим қулақ салған

Ата-аниңизға қулақ селиш дайим оңайму? ~ Бәзидә бу қийин болуши мүмкин. Әйса кимгә дайим қулақ салғанлиғини биләмсиз? ~ Униң мисали һәтта қийин болғандиму, ата-аниңизға қулақ селишқа ярдәм берәләйду. Келиң, бу тоғрисида көпирәк биливалайли.

Әйса йәргә келиштин бурун Йәһва билән асманда яшиған еди. Йәһва Әйсани яратқанлиғи үчүн униң Атиси дәп аталди. Бирақ Әйсаниң йәрдиму ата-аниси болған. Уларниң исимлири Йүсүп вә Мәрийәм еди. Улар қандақ қилип Әйсаниң ата-аниси болуп қалғанлиғини, биләмсиз? ~

Йәһва мөҗүзә қилип, башқа балилар анисиниң қосиғида өскәндәк, Әйсаму Мәрийәмниң қосиғида өсти. Тәхминән тоққуз айдин кейин Әйса туғулди. Шундақ қилип, Мәрийәм вә униң йолдиши Йүсүп, Әйсаниң йәрдики ата-аниси болди.

Әйсаға бар-йоқи 12 яш болғанда, бир вақиә йүз бәрди. Мошу вақиәдин у Атиси Йәһвани наһайити яхши көргәнлиги байқалди. Бу Әйса вә униң аилиси Йәһваға ибадәт қилиш үчүн Йерусалимға барғанда йүз бәрди. Йүсүп вә Мәрийәм өйлиригә қайтип келиватқанда, Әйсаниң йоқап кәткәнлигини байқиди. Улар уни һеч йәрдин тапалмиди. У қәйәрдә болғанлиғини биләмсиз? ~

Әйса Мәркизий ибадәтханиға немә үчүн барди?

Йүсүп вә Мәрийәм чапсан Йерусалимға қайтип, Әйсани һәммә йәрдә издәшкә башлиди. Улар уни тапалмай, наһайити әнсириди. Бирақ үч күндин кейин уни Мәркизий ибадәтханидин тапти! Әйса немишкә Мәркизий ибадәтханида болғанлиғини биләмсиз? ~ Чүнки у йәрдә Әйса Атиси Йәһва тоғрилиқ билим алалатти. У Йәһвани яхши көргән вә Уни хошал қилишқа үгинишни халиған. У чоң болғандиму, дайим Йәһваға қулақ салатти. Әйса қийин болғандиму, һәтта азап тартишқа тоғра кәлсиму, Йәһваға қулақ салатти. Әйса Йүсүп вә Мәрийәмгиму қулақ салғанму? ~ Һә, Муқәддәс китапта Әйса уларниңму тилини алғанлиғи йезилған.

Әйсаниң мисалидин қандақ савақ алалайсиз? ~ Қийин болғандиму ата-аниңизға қулақ селишиңиз керәк. Сиз шундақ қиламсиз? ~