11-БӨЛҮМ
Тәсалла вә тәлим беридиған нахшилар
Ибадәт қилғанда, Худаға һәмдусана ейтиш үчүн Давут пәйғәмбәр вә башқилар язған нахшилар. Зәбур китавида шулардин 150 парчә нахша мәтини бар
ЗӘБУР Муқәддәс китапниң әң узун бөлиги, муқәддәс нахшиларниң топлимидур. Бу нахшилар тәхминән 1 000 жил җәриянида йезилған. Зәбур китави Худаға болған, ишәнчини билдүрүш үчүн әң чоңқур вә тәсирлик усуллар билән ипадиләнгән. Зәбур нахшилирида, шат-хорамлиқ, мәдһийиләш, миннәтдарлиқ вә қайғу-һәсрәт, өкүнүш, пушайман қилишлардәк инсанниң һәрхил һиссият тәсвирләнгән. Ениқки, Зәбур нахшилирини язғучилар Худа билән йеқин мунасивәттә болған. Ундақта, шу нахшилиридики бәзибир мавзулар үстидә мулаһизә қилип бақайли.
Йәһва һөкүмранлиқ қилишқа һоқуқлуқ, барчә ибадәт вә һәмдусана униңғила лайиқтур. «Ялғуз у Йәһва атунур дәп уқуп сениң тамам йәр йүзи үстигә һәқ Таалла [жуқири мәртивилик Алла] екәниңни билгәй» дегән җүмлиләрни Зәбур 83-бап 18-айәттин оқуймиз. Бәзи зәбур нахшилирида, юлтузлуқ асманларни, йәр йүзидики барчә һаятлиқни вә инсанниң мөҗүзилик тенини өз қоли билән яратқан Йәһваға һәмдусана ейтилған (Зәбур 8, 19, 139, 148). Башқа бирлиридә, Йәһва өзигә садақәтмән болғанларни қоғдаш вә ярдәм беридиған Худа дәп тәрипләнгән (Зәбур 18, 97, 138). Һә башқилирида болса, у езилгәнләрни азат қилип, рәзиликни җазалиғучи адаләтниң Худаси дәп мәдһийләнгән. (Зәбур 11, 68, 146).
Йәһвани сөйгүчиләргә, у тәсәлли вә ярдәм бериду. Көплигән кишиләргә тонушлуқ болған Зәбурниң 23-бабидики нахшида, Давут падиша Пәрвәрдигар Йәһвани өз қойлириға йол башлап, уларни қоғдап, улардин хәвәр алидиған меһир-муһәббәтлик Падичи сүпитидә тәсвирлигән. Зәбур 65-бапниң 2-айити Йәһваниң «дуани мустәҗаб [қобул] қилғучи» екәнлигини униңға ибадәт қилғучиларниң ядиға салиду. Нурғунлиған яман йолға кирип кәткән адәмләр, зәбурниң 39 вә 51-баплиридин өзигә көп тәсәлли тапалайду. Мошу нахшиларда, Давут өзиниң өткүзгән еғир хаталиғи үчүн қилған пушайман қилғанлиғи сәмимийлик билән хатирилигән вә Йәһваниң кәчүрүм қилидиғанлиғиға болған ишәнчисини ипадилигән. Зәбурниң 55-бап 22-айити болса, Йәһваға ишәнч қилип, барчә еғир жүкләрни униңға тапшурушқа үндәйду.
Мәсиһниң Падишалиғи арқилиқ Йәһва дунияни өзгәртиду. Зәбурдики бәзи айәтләр вәдә қилинған Падиша, Мәсиһ тоғрисида бәшарәт бериду. Бу Падишаға өзигә қарши чиққан рәзил кишиләрниң һалак болидиғанлиғи, Зәбурниң 2-бабида бәшарәт берилгән. Зәбурниң 72-баби мошу Падишаниң ачарчилиқ, наһәқлиқ вә зулумни ахирлаштуридиғанлиғини көрситиду. 46-бап 9-айәткә асасланғанда, Мәсиһниң Падишалиғи арқилиқ Худа җәңләрни тохтитип, барчә уруш қураллирини вәйран қилип йоқитиду. 37-баптин шуни көрүвелишқа болидуки, рәзил адәмләр йоқ болиду. Амма һәққаний адәмләр болса дуниявий тинчлиқ вә иттипақлиқтин бәһримән болуп, йәр йүзидә мәңгү яшайду.
Зәбур китавиға асасланған.