Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

8-БӨЛҮМ

Исраилларниң Қанан зәминигә кириши

Исраилларниң Қанан зәминигә кириши

Йәшуаниң исраиллиқларни башлап Қанан зәминини ишғал қилиши; Йәһваниң өз хәлқи болған исраиллиқларни зулумдин азат қилиш үчүн һакимларға күч-қувәт бериши

ИСРАИЛЛИҚЛАР Қанан зәминигә кириштин нәччә әсир бурун, Йәһва Худа Ибраһимниң әвлатлирини шу зәмингә егә қилидиғанлиғини вәдә қилған еди. Йәшуниң рәһбәрлиги астида, исраиллиқлар вәдә қилинған зәмингә егә болушқа тәйяр болди.

Худаниң нәзиридә қананлиқлар еғир җазаға лайиқ еди. Чүнки улар Қанан зәминини һәддидин зиядә пәскәш җинсий әхлақсиз қилмишлар вә беһудә қан төкүшләр билән толдурувәткән еди. Шуниң үчүн, исраиллиқлар тәрипидин ишғал қилинған қананлиқларниң шәһәрлири пүтүнләй вәйран қилиниши керәк болди.

Бирақ исраиллиқлар шу зәмингә кириштин илгири, Йәшуа икки чарлиғучини әвәтти. Улар Ериха шәһиридә Раһаб исимлик аялниң өйидә турди. У аял гәрчә чарлиғучиларниң исраиллиқлар екәнлигини билсиму, уларни өйидә турғузуп қоғдиди. Раһаб исраиллиқларниң Худасиға ишәнгән еди. Чүнки Раһаб Йәһваниң өз хәлқини қутқузуш үчүн қилған иш-һәрикәтлири тоғрисида аңлиған еди. У аял чарлиғучиларни өзи вә өз аилисидикиләрни өлтүрмәсликкә қәсәм қилдурди.

Кейин исраиллиқлар Қанан зәминигә кирип, Ериха шәһиригә һуҗум қилғанда Йәһва мөҗүзә көрситип, Ериха шәһириниң сепил тамлирини өрүп чүшәрди. Йәшуаниң қошуни тезликтә бесип кирип, шәһәрни вәйран қилди. Бирақ улар Раһаб вә униң аилисидикиләрни өлтүрмиди. Исраиллиқлар алтә жил уда бир қатар җәңләрни қилғандин кейин, Йәшуа вәдә қилинған зәминниң һәммила дегидәк бөлигини ишғал қилди. Андин кейин, шу зәмин исраиллиқларниң һәр қайси қәбилилиригә бөлүп берилди.

Узун жиллар Худаға ибадәт қилип, өмриниң ахириға йеқинлашқан Йәшуа, кишиләрни жиғилишқа чақирди. Йәһваниң исраиллиқларниң ата-бовилири билән қандақ мунасивәттә болғанлиғини, Йәшуа кишиләр билән бирликтә әсләп өтти вә уларни Пәрвәрдигар Йәһваға ибадәт қилишқа чақирип илһамландурди. Бирақ Йәшуа вә униң билән биргә Худаға ибадәт қилған ақсақаллар өлүп кәткәндин кейин, исраиллиқлар Йәһвани ташлап ялған илаһларға чоқунушқа башлиди. Тәхминән 300 жил җәриянида, у хәлиқ Йәһваниң қанунлириға давамлиқ итаәт қилип яшимиди. Шуңа, Йәһва шу вақитларда исраиллиқларниң дүшмәнлириниң, мәсилән, филистинлиқларниң уларға зулум қилишиға йол қойған еди. Лекин исраиллиқлар Йәһва Худани ярдәмгә чақирғинида, У уларни қутқузуш үчүн шу 300 жил җәриянида 12 һаким тайинлиди.

Һакимлар китавида хатириләнгән дәвир тунҗа һаким Усниелдин башлинип, Шимшонда ахирлашқан. Шимшон йәр йүзидә яшиған кишиләр арисидики әң күчлүк адәм болған еди. Муқәддәс китаптики Һакимлар китавида қайта-қайта көрситилгән асасий һәқиқәт — Йәһваға итаәт қилип яшаш бәхит-саадәткә йетәкләйду, итаәт қилмаслиқ болса бала-қаза елип келиду.

Йәшуа; Һакимлар; Лавийлар 18:24, 25кә асасланған.