Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

13-БӨЛҮМ

Итаәтчан вә итаәтсиз падишалар

Итаәтчан вә итаәтсиз падишалар

Исраилниң бөлүнүши; Исраилға һөкүмран болған падишаларниң көпинчисиниң садақәтсиз болуши; Йерусалимниң бабилонлиқлар тәрипидин вәйран қилиниши

ДӘЛ Пәрвәрдигар Йәһва ейтқандәк, Сулайман падиша тоғра усулда ибадәт қилишни ташлиғандин кейин, Исраил бөлүнүп кәтти. Сулайманниң тәхтигә варис болған оғли Реһабам наһайити қопал падиша болған. Нәтиҗидә, Исраилниң он қәбилиси қозғилаң көтирип, шималий падишалиқ, йәни Исраилни қурди. Қалған икки қәбилә Йерусалимда Давут падишаниң әвлатлиридин болған падишаға садиқлиғини сақлап, җәнубий падишалиқ, йәни Йәһудийәни қурди.

Һәр икки падишалиқ муқум болмай, нурғунлиған қалаймиқанчилиқлар болди. Буниңға падишаларниң Худаға итаәтсиз вә садақәтсизлиги сәвәп болди. Шималий падишалиқ бәк яман күнгә чүшүп қалди. Чүнки шималий падишалиқ қурулғандин башлап, падиша болғанлар ялған илаһларға чоқунушни тәрғип қилған еди. Елия вә Елиша пәйғәмбәрләр өлгәнләрни тирилдүрүп, әҗайип мөҗүзилик ишларни қилған болсиму, шималий падишалиқ яман йолда меңишини тохтатмиди. Ахирида, Худа Ассур қошунлириниң шималий падишалиқни вәйран қилишиға йол қойған еди.

Җәнубий падишалиқ, шималий падишалиққа қариғанда бир әсирдин көпирәк һөкүм сүргән болсиму, уму Худаниң җазасиға учриди. Бу падишалиқниң пәқәт азла падишалирила пәйғәмбәрләргә қулақ салған вә хәлиқни қайта Йәһваға ибадәт қилишқа дәвәт қилған. Мәсилән, Һошия падиша җәнубий падишалиқтики ялған илаһларға чоқунушни тазилашқа башлиди вә Йәһваниң ибадәтханисини қайта ясиди. Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүшүрүлгән Худаниң қануниниң бир парчә әсли нусхиси тепилғанда, Һошия қаттиқ тәсирләнди. Шуниң билән у, һәқиқий ибадәтни әслигә кәлтүрүш ишини җиддийләштүрди.

Лекин әпсуслинарлиғи Йошияниң тәхт варислири униң яхши үлгилиригә әгишип маңмиди. Шуниң үчүн, бабилонлиқларниң җәнубий падишалиқни ишғал қилип, Йерусалим шәһири вә униң ибадәтханисини вәйран қилишиға Йәһва Худа йол бәрди. Һаят қалғанлар Бабилонға әсиргә елинди. Худа шу әсир 70 жил давамлишидиғанлиғини алдин ейтқан. Вәдә қилинғандәк, шу милләт өз зәминигә қайтиш рухсәт қилинғичә, җәнубий падишалиқ зәмини 70 жил қақас-чөлгә айланди.

Лекин бәшарәт берилгән Мәсиһ, йәни вәдә қилинған Қутқазғучи, Падиша болуп кәлмигичә, Давутниң әвлатлиридин әнди падишалар мәйданға кәлмәтти. Йерусалимдики падишаларниң көпинчиси, өз яман иш-һәрикәтлири арқилиқ мукәммәлсиз инсанларниң һөкүмранлиқ жүргүзүшкә лайиқ кәлмәйдиғанлиғини испатлиған еди. Униңға пәқәт Мәсиһла лайиқ болалатти. Шуңа Йәһвә Худа, Давутниң тәхтидики әң ахирқи падишаға мундақ дегән: «Таҗиңни елип атқин. . һәқдар болуп мәндин муни тапқан кимәрсә [киши] кәлмигичә бу иш сабит [муқум] болмайдур» (Әзәкиял 21:26, 27).

Падишалар 1-язмиси; Падишалар2-язмиси; Тарихнамә 2-язма 10—36 һәм Йәрәмия 25:8—11гә асасланған.