Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

7-БӨЛҮМ

Худаниң Исраил хәлқини азат қилиши

Худаниң Исраил хәлқини азат қилиши

Пәрвәрдигар Йәһваниң Мисирға апәт кәлтүрүши вә Муса пәйғәмбәрниң Исраил хәлқини башлап Мисир зәминидин чиқиши; Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ исраиллиқларға Тәврат қанунини чүшүрүши

НУРҒУН жиллар җәриянида, Исраил хәлқи Мисир зәминидә яшап, ронақ тепип көпәйди. Шу заманда, йеңи бир падиша һөкүмранлиқ қилди. Бирақ бу падиша Йүсүпни тонуматти. У залим падиша исраиллиқларниң саниниң көплигидин қорққачқа, уларни қул қилишқа башлиди һәм уларниң туғулған барлиқ оғул бовақлирини Нил дәриясиға ташлашни буйруқ қилди. Амма бир ана қәйсәрлик билән өз оғул бовиғини қоғдиди, йәни бир севәткә селип қомушлуқниң арисиға йошуруп қойди. Падишаниң қизи бовақни тепивелип, униңға Муса дәп исим қойди һәм уни хан ордисида чоң қилди.

Муса 40 яшқа киргәндә, бир Исраил қулни мисирлиқ әмгәк назарәтчисидин қоғдап, чоң бала чиқарди. Шуниң билән, Муса жирақ бир дөләткә қечип берип, у җайда мусапир болуп яшиди. Муса 80 яшқа йәткәндә, Худа уни падишадин исраиллиқларни азат қилишини тәләп қилишқа Мисирға әвәтти.

Падиша қәтъий рәт қилди. Шуниң билән, Худа мисирлиқларға он апәт кәлтүрди. Һәр новәт Муса падиша алдида пәйда болғанда, униңға кейинки апәттин хали болуш пурситини бәрди. Падиша Муса вә униң Пәрвәрдигари Йәһваниң тәлипини рәт қилип көзгә илмиди. Әң ахирида, онинчи апәттин, ишик кесигигә қурбанлиқ қозисиниң қени билән бәлгү селип, Пәрвәрдигар Йәһваға бойсунғанларниң тунҗа оғли өлтүрүлмиди. Амма Мисир зәминидики бойсунмиған кишиләрниң һәммисиниң тунҗа оғли өлтүрүлди. Худаниң һалак қилғучи пәриштиси бәлгү селинған өйләргә кирмәй өтүп кәтти. Шуниңдин етибарән, исраиллиқлар өтүп кетиш һейти дәп аталған бир мәйрәмни һәр жили өткүзүш арқилиқ бу әҗайип қутқузушни хатириләп кәлди.

Падиша өз тунҗа оғлидин айрилғандин кейин, Муса вә барлиқ исраиллиқларни Мисирдин чиқип кетиңлар дәп буйриди. Улар дәрһал йолға чиқти. Амма падиша уларни чиқип кетишкә буйруғанлиғиға пушайман қилип, ләшкәрләр вә җәң һарвулири билән исраиллиқларни арқисидин қоғлиди. Қаримаққа исраиллиқлар Қизил деңиз бойида қолға чүшидиғандәк қилатти. Амма Йәһва исраиллиқларниң Қизил деңизни кесип өтүп кетиши үчүн деңизниң сүйини иккигә бөлүп, тамдәк егиз сулар оттурисида қуруқ йәрни пәйда қилди! Мисирлиқлар уларниң арқисидин қоғлап кәлгәндә, Худа суларни әслигә кәлтүрүп, падиша вә униң ләшкәрлирини суға ғәриқ қилди.

Кейинирәк, исраиллиқлар Синай теғиға келип чедир тикти. Йәһва, улар билән бир келишим түзди. Муса пәйғәмбәрни келиштүргүчи сүпитидә ишлитип, Худа исраиллиқларға умумән турмушниң һәр қайси тәрәплиридә көрсәтмә бериш вә һимайә қилиш үчүн уларға Тәврат қанунини чүшәрди. Әгәр исраиллиқлар садақәтмәнлик билән Худаниң башқурушини қобул қилған болса, Пәрвәрдигар Йәһва, улар билән биллә болуп вә улар арқилиқ башқа милләтләргә бәхит ата қилди.

Амма көпинчә Исраил хәлқи Худаға болған етиқади аҗиз болуп, униң көңлини рәнҗитип қойди. Шу сәвәптин, Пәрвәрдигар Йәһва уларни 40 жил чөлдә қалдурди. Шуниңдин кейин, Муса сәмимий киши Йәшуани өз орниға варис қилип тайинлиди. Әң ахирида, Исраил хәлқи Худа Ибраһимға вәдә қилған зәмингә киришкә тәйяр болған еди.

Чиқиш; Лавийлар; Санлар; Қанун шәрһи; Зәбур 136:10-15; Әлчиләр 7:1736ға асасланған.