14-БӨЛҮМ
Худаниң өз пәйғәмбәрлири арқилиқ сөз қилиши
Җаза һөкүм қилиш; тоғра ибадәт қилишниң йолини көрситиш вә Мәсиһ елип келидиған үмүт тоғрисидики хәвәрләрни йәткүзүши үчүн Пәрвәрдигар Йәһваниң пәйғәмбәрләрни әвәтиши
ШИМАЛИЙ вә җәнубий падишалири һөкүмранлиқ қилған дәвридә, иман-етиқади күчлүк пәйғәмбәрләр Худаниң сөзлирини җасарәтлик билән йәткүзгән еди. Худаниң шу пәйғәмбәрләр тәкитлигән төрт муһим нуқта тоғрисида мулаһизә қилип бақайли.
1. Йерусалимниң вәйран қилиниши. Худаниң пәйғәмбәрлири болупму Йәшая вә Йәрәмия, Йерусалимниң вәйран қилинип, қақас-чөл болуп қалидиғанлиғинини узун заманлар илгири агаһландуруш бәргән еди. Улар, немә үчүн Худаниң мошу шәһәр хәлқигә ғәзәпләнгәнлигини җанлиқ сөз ибариләр билән әйнән көрсәткән. Йерусалим шәһири һәқиқий ибадәтниң орталиғи болуши керәк еди. Амма уларниң ялған илаһларға ибадәт қилиши, бузуқчилиқ қилиши вә зораванлиғи уларниң сахтипәз екәнлигини испатлиған еди (Падишалар 2-язма 21:10—15; Йәшая 3:1—8, 16—26; Йәрәмия 2:1—3:13).
2. Тоғра ибадәт қилиш йолиға қайтиш. 70 жил Бабилонда әсирдә болғандин кейин, Худаниң хәлқи әсирликтин азат болатти. Улар қақас-чөл ташливетилгән журтиға қайтип, Йерусалимдики Йәһваниң ибадәтханисини қайта ясатти (Йәрәмия 46:27; Амос 9:13—15). Бир падишаниң исми Корәшдәп атилидиғанлиғи һәм униң Бабилонни ишғал қилип, Худаниң хәлқиниң тоғра ибадәт қилиш йолиға қайтишиға рухсәт қилидиғанлиғи, Йәшая пәйғәмбәр тәрипидин шу ишлар йүз бериштин 200 илгири алдин бәшарәт берилгән. Йәшая һәтта Коршәниң қандақ җәң тәдбирлирини ишлитидиғанлиғини тәпсилий баян қилған еди (Йәшая 44:24—45:3).
3. Мәсиһниң мәйданға келиши вә униң һаят кәчүрмиши. Мәсиһ Бәйтләһәм дегән шәһәрдә туғулатти (Мика 5:2). У кәмтәр болуп, Йерусалимға бир тәхәй минип кирәтти (Зәкәрия 9:9). Гәрчә у мулайим вә меһир-муһәббәтлик болсиму, у қарши елинматти вә нурғун кишиләр уни рәт қилатти (Йәшая 42:1—3; 53:1, 3). У ечинишлиқ өлүмни баштин кәчүрәтти. Ундақта, Мәсиһниң һаяти шундақла ахирлишаттиму? Яқ, униң өз һаятини қурван қилиши сәвәплик нурғун инсанларниң гунаси кәчүрүм қилиниш имканийитигә егә қилинатти (Йәшая 53:4, 5, 9—12). Пәқәт униң тирилиши шуларни әмәлгә ашуралатти.
4. Мәсиһниң падиша болуп йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилиши. Мукәммәл әмәс инсанларниң өз-өзигә тинч-аманлиқ билән һөкүмранлиқ қилалиши растинла мүмкин әмәс. Бирақ Мәсиһ падиша тинч-аманлиқниң әмири йәни шаһи дәп атилатти (Йәшая 9:6, 7; Йәрәмия 10:23). Униң һөкүмранлиғи астида, барчә инсанлар бир-бири билән инақ-иттипақ болуп, һәтта җанлиқлар дунияси билән инсанлар оттурисида тинч-аманлиқ әслигә келәтти (Йәшая 11:3—7). Кесәлликләр йәнә мәвҗут болматти (Йәшая 33:24). Һәтта өлүм мәңгү йоқ болатти (Йәшая 25:8). Мәсиһ падиша болуп һакимийәт жүргүзгән дәвирдә, өлүп кәткәнләр йәр йүзидә қайта һаятлиққа егә қилиниши үчүн тирилдүрүләтти (Даниял 12:13).
Йәшая, Йәрәмия, Даниял, Амос, Мика вә Зәкәрия китаплириға асасланған.