Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

23-БӨЛҮМ

Хуш хәвәрниң тарқилиши

Хуш хәвәрниң тарқилиши

Паулниң хуш хәвәрни тарқитиши үчүн сәпәр қилиши

ПАВЛУС Әйсаниң әгәшкүчиси болғандин кейин, Худа падишалиғи тоғрисида қизғинлиқ билән хуш хәвәр ейтти. Илгири у хуш хәвәр ейтқучиларға қарши турған, мана әнди өзи дайим қаттиқ қаршилиққа дуч кәлди. Бу һармас-талмас әлчи, Худаниң инсанийәткә әсли нийитини әмәлгә ашуридиған Падишалиқ тоғрисида хуш хәвәрни тарқитиш үчүн көп сәпәр қилди.

Биринчи сәпиридә, Паул Листра шәһиридә бир туғма паләч кишини сақайтти. Буни көргән көпчилик, Паул вә униң шериги Барнабани илаһлар дәп варқиришип кәтти. Һәмдә көпчилик уларға атап қурбанлиқ қилмақчи болғанда, улар иккиси кишиләрни тосуп қалалмиғили тасла қалди. Лекин Паулниң дүшмәнлириниң қутритиши билән, уни өлгичә чалма-кесәк қилип ташлап кәтти. Лекин Паул аман қалди вә шәһәргә қайтип, илһамландуридиған сөзләр билән шагиртларниң етиқадини күчәйткән еди.

Бәзи Әйсаниң әгәшкүчилири болған йәһудий етиқадчилар, йәһудий әмәс етиқадчиларму, қәдимки заманда Худаниң исраил хәлқи үчүн чүшүргән бәзи буйруқлириға әмәл қилиши керәк дәп талаш-тартиш қилишти. Паул Йерусалимға берип, у йәрдики әлчиләр вә җамаәтчиликниң йетәкчилиригә мошу мәсилини йәткүзди. Улар Муқәддәс Язмиларни һәр тәрәплимә мулаһизә қилип, Худаниң муқәддәс роһийниң рәһбәрлиги билән җамаәтчиликкә хәт язди. Улар бутпәрәсликтин, боғуп өлтүрүлгән һайванниң гөшини вә қанни йейиштин һәм җинсий әхлақсизлиқлардин хали болуш тоғрисида агаһландурди. Мошулар «зөрүр буйруқлардур». Бирақ шу зөрүр буйруқларға бойсунуш, Муса пәйғәмбәрниң қанунлириға чоқум әмәл қилиш дегәнлик әмәс (Әлчиләр 15:28, 29).

Паул иккинчи сәпиридә, Берия шәһиригә йәни бүгүнки күндики Греция земиниға барған еди. У йәрдики йәһудийлар хуш хәвәрни қизиқип аңлиди вә Паулниң ейтқанлириниң тоғра-хаталиғини билиш үчүн һәр күни Муқәддәс Язмиларни үгәнди. Амма Паул қатти қаршилиқларға учрап, Афина шәһиригә кетишкә мәҗбур болди. У йәрдики билимлик кишиләрниң алдида, Паул устилиқ вә пәм-парасәтлик билән нутуқ сөзлиди. Униң нутқи зерәклик билән сөзгә чечәнлигиниң чоң үлгиси болди.

Үчинчи сәпиридин кейин, Паул Йерусалимға барди. У ибадәтханиға киргинидә, бәзи йәһудийлар топлаң көтирип уни өлтүрмәкчи болушти. Римлиқ ләшкәрләр ариға чүшүп Паулни сорақ қилди. Кейин, Рим пухраси салаһийитидә, Паул римлиқ валий Феликсниң алдида өзини ахлиди. Йәһудийлар Паул үстидин қилған шикайити үчүн һеч қандақ испат көрситәлмигән еди. Йәнә бир валий Фестусниң өзини йәһудийларға тапшуруп беришидин сақлиниш үчүн Паул: «Рим императорға әрз қилимән»,— деди. Фестус: «Униң алдиға елип берилисән»,— дәп җавап бәрди (Әлчиләр 25:11, 12).

Паул сот қилиниш үчүн су йоли арқилиқ Италиягә йолға селинди. Деңизда кемә апитигә учриғачқа, у амалсиз қиш пәслини Мальта арилида өткәзди. Әң ахири, у Римға йетип келип, иҗаригә алған өйидә икки жил турди. Гәрчә у күзәтчиләрниң нәзәри астида болсиму, униңға кәлгән кишиләргә қизғинлиқ билән Худа Падишалиғи тоғрисида хуш хәвәр ейтишни давамлаштурған еди.

Әлчиләр 11:22—28:31гә асасланған.