Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

20-БӨЛҮМ

Әйса Мәсиһниң өлтүрүлүши

Әйса Мәсиһниң өлтүрүлүши

Әйсаниң йеңи хатириләш мәрасимини уюштуруши; униң хаин тәрипидин сетиветилиши вә миқлинип өлтүрүлиши

ҮЧ ЙЕРИМ жил хуш хәвәр тарқитип вә вәз ейтип тәлим бериш билән мәшғул болғандин кейин, Әйса йәрдики һаятиниң ахирлишишқа аз қалғанлиғини билгән. Йәһудий диний йетәкчиләр мәхпи сүйқәст қилип уни өлтүрмәкчи болушти. Бирақ Әйсани пәйғәмбәр дәп ишәнгән хәлиқләрниң вараң-чуруң көтүрүшидин улар қорққан еди. Шуниң билән, Шәйтан 12 шагиртниң биригә йәни Йәһудаға тәсир қилғач, Әйсаға хаинлиқ қилип уни сетивәтмәкчи болди. Диний йетәкчиләр Йәһудаға 30 күмүч тәңгә беришкә келишти.

Йәрдики хизмитиниң ахирқи түни Әйса, шагиртлири билән Өтүп кетиш һейтини хатириләш үчүн җәм болди. Йәһуда кәткәндин кейин, у йеңи бир хатириләш йәни кәчлик дастихан мәрасимини уюштурди. У бир нанни қолиға елип дуа қилғандин кейин, қалған 11 шагиртқа сунуп: «Бу Мениң силәр үчүн бериләдурған бәдинимдур мени яд қилмақ үчүн муни қилиңлар»,— дегән. Йәнә у үзүм шарапи бар пиялини қолиға елип, охшашла дуа қилип, пиялини уларға сунуп: «Бу пиялә мениң сизләр үчүн төкүлидиған қеним бирлә болған йеңи әһдәдур», дегән еди (Луқа 22:19, 20 БҖТ).

Шу ахшими Әйсаниң шагиртлириға дәйдиған көп сөзлири бар еди. У уларға йеңи әмир берип, педакарлиқ билән бир-биригә меһир-муһәббәт көрситишкә үндәп: «бир-бириңларға меһир-муһәббитиңлар болса, һәммиси силәрниң Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни тонуйду» дегән еди (Йоһан 13:34, 35). Пат арида йүз беридиған паҗиәлик вәқиәләрдин қорқуп кәтмәслиги үчүн Әйса уларға тәсәлли бәрди вә улар үчүн ихлас билән дуа қилди. Андин, улар һәмдусана нахшилирини ейтишип, қараңғу кечидә Гетсиманә дегән бағчиға кетип қалғанди.

Бағда, Әйса тизлинип Худаға ихлас билән чин қәлбидин дуа қилди. Көп өтмәй, қилич-тоқмақлар билән қуралланған бир топ ләшкәрләр, роһанийлар вә башқилар уни тутқили кәлди. Йәһуда униңға йеқинлишип, уни сөйүп бәлгү бериш арқилиқ Әйсани көрсәтти. Ләшкәрләр Әйсани тутқанда, шагиртлар қечип кәтти.

Әйса йәһудийларниң алий сот кеңиши алдида, Худа уни алаһидә орунға қоюп вә өзиниң мәхсити билән йәргә әвәткәнлигини етираз билдүрмиди. Сот ачқучилар Әйсани Худаға купурлук қилди дәп өлүмгә һөкүм қилди вә уни римлиқ Валий Пилатусниң алдиға елип барди. Гәрчә Валий униңдин һеч қандақ гуна тапалмиған болсиму, Әйса өлтүрүлсун дәп ғәлвә қилғучиларға қайтуруп бәргән еди.

Римлиқ ләшкәрләр Әйсани Голгота дегән йәргә елип келип, уни түврүк яғачқа миқлиди. Күп-күндүзи мөҗүзә йүз берип пүтүн земинни қараңғулуқ қаплиди. Чүштин кейин Әйса өлгәндә, қаттиқ йәр тәврәп кәтти. Униң җәсити қияда оюлған бир қәбригә қоюлди. Әтиси роһанийлар қәбирни мөр бесип алдиға ләшкәр қойди. Әйса шу қәбирә ичидә қалдиму? Яқ. Чүнки әң улуқ мөҗүзә йүз бәргән еди.

Мәтта 26 вә 27; Марк 14 вә 15; Луқа 22 вә 23; Йоһан 12—19 бапларға асасланған.

^ 15-абзац Әйсаниң өлүм қурбанлиғиниң әһмийити тоғрисидики мәлуматни «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» дегән китапниң 5-бабиға қараң.