Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

22-БӨЛҮМ

Әлчиләрниң җүръәтлик билән хуш хәвәр тарқитиши

Әлчиләрниң җүръәтлик билән хуш хәвәр тарқитиши

Зиянкәшликкә қаримастин Әйсаниң әгәшкүчилири җамаәтчилигиниң тезликтә көпийиши

ӘЙСА Асманға чиқип кетип он күндин кейин, йәни милади 33-жили йәһудийларниң ома һейтида, тәхминән 120гә йеқин шагирт Йерусалимдики бир өйгә жиғилип җәм болушқан еди. Туюқсиз гойа қаттиқ шамал чиққандәк бир аваз аңлинип, улар олтурған өйни қаплиди. Һәм әҗайип мөҗүзә йүз берип, шагиртлар өзлиригә намәлум болған тилларда сөзләшкә башлиди. Мошу ғәлитә вақиә, Әйсаниң шагиртлири Худаниң муқәддәс роһийға чөмгәнлигини көрсәткән еди.

Сиртта, һейт өткүзүш үчүн башқа дөләтләрдин кәлгән бир топ кишиләр бар еди. Шу кишиләр, Әйсаниң шагиртлири уларниң тиллирида раван сөзләватқанлиғини аңлап һәйран болушти. Петрус бу вақиәни чүшәндүрүштә, Йоел пәйғәмбәрниң бәшарәтлирини нәқил кәлтүрүп, Худа өз роһийни үстигә «төккән» кишиниң шундақ әҗайип мөҗүзиләрни көрситәләйдиғанлиғини ейтқан (Йоел 2:28, 29). Муқәддәс роһниң күчлүк гувалиғи муһим бир өзгиришниң болғанлиғини ениқ көрсәткән: Худа исраиллиқларға илтипат қилишни тохтитип, йеңидин қурулған Әйсаниң әгәшкүчилири җамаәткә илтипат қилишни башлиған. Шу вақиттин башлап, Худаға лайиқ болидиған усулда ибадәт қилишни халайдиғанлар, Әйсаниң әгәшкүчилири болушқан еди.

Шуниң билән бир вақитта, қаршилиқлар күчийип, дүшмәнләшкүчиләр бәзи әлчиләрни зинданға ташлиди. Бирақ кечидә Худаниң пәриштәси зинданниң ишигини ечип, уларға давамлиқ хуш хәвәр тарқитишни ейтти. Таң атқанда, улар ибадәтханиға кирип давамлиқ Әйса тоғрисида хуш хәвәр тарқатти. Уларға қарши турғучи диний йетәкчиләр қаттиқ ғәзәплинип, уларни хуш хәвәр тарқитишни тохтитишқа буйриғанда, әлчиләр җүръәтлик билән: «Биз инсанға әмәс Худаға бойсунушимиз керәк»,— дәп җавап қайтурған еди (Әлчиләр 5:28, 29).

Зиянкәшлик техиму күчийип кәтти. Бәзи йәһудийлар шагирт Истипанни Худаға күпүрлүк қилди дәп таш билән уруп өлтәрди. Тарсуслуқ Саул дегән яш киши Истипанниң өлтүрүлгәнлигини өз көзи билән көргән вә өлтүргүчиләрни қоллиған еди. Һәм у Әйсаниң әгәшкүчилири болғанларни тутқун қилиш үчүн Дәмәшққә маңди. Саул маңған йол үстидә, асмандин бир нур чүшүп униңға: «Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән?»,— дегән бир аваз аңланди. Нурда көзи қарғу болған Саул: «Сән ким сән?» дәп сориди. Һелиқи аваз: «Әйсадурмән»,— дәп җавап бәрди (Әлчиләр 9:3—5).

Үч күндин кейин, Әйса Һанания исимлик бир шагиртни Саулниң көзини сақайтишқа әвәтти. Саул чөмдүрүлди вә Әйса тоғрисида җүръәтлик билән хуш хәвәр йәткүзүшкә башлиди. Кейин Саул, әлчи Павлус дегән нам билән һәммигә тонулуп, Әйсаниң әгәшкүчилири җамаәтниң қизғин бир әзаси болди.

Әйсаниң шагиртлири Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни пәқәт йәһудийлар вә самарийәликләргә тарқитип кәлгән еди. Бир күни, Худадин әйминидиған римлиқ әскәр башлиғи Корнилийға бир пәриштә көрүнүп, униң әлчи Петрусқа адәм әвәтишини ейтти. Башқилар билән бирликтә, Петрус Корнилийға вә униң аилисидикиләргә хуш хәвәр тарқатти. Петрус сөзләватқинида, муқәддәс роһ шу йәһудий әмәсләрниң үстигә чүшти вә Петрус шуларни Әйсаниң исми билән суға чөмдүрүшкә буйруди. Мана әнди, мәңгүлүк һаятлиқ йоли барчә милләт кишилиригә ечилди. Шуниң билән, җамаәтчилик хуш хәвәрни жирақларға кәң тарқитишқа тәйярланди.

Әлчиләр 1:1—11: 21гә асасланған.