Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ОН ТӨРТИНЧИ БАП

Аилә турмушиңизни қандақ бәхитлик қилиш?

Аилә турмушиңизни қандақ бәхитлик қилиш?
  • Яхши әр болуш үчүн немә қилиш керәк?

  • Қандақ қилип аял киши өз аяллиқ ролини яхши атқуралайду?

  • Меһриван ата-ана болуш үчүн балиларға қандақ муамилә қилиш керәк?

  • Балилар қандақ қилип аилиниң бәхитлик турмуш кәчүрүши үчүн ярдәм берәләйду?

1. Аилә турмушини бәхитлик қилишниң ачқучи немә?

ЙӘҺВӘ ХУДА сизниң аилә турмушиңизниң бәхитлик болушини халайду. У Муқәддәс Китап арқилиқ аилиниң һәр бир әзалири үчүн яхши мәслиһәтләрни көрситиду. Һәр бир аилә әзасиниң аилидә өз ролини яхши җарий қилдурушини халайду. Аилә әзалири өз ролини ада қилип Йәһвәниң сәмимий мәслиһитигә қулақ салса, аилә турмуши бәхитлик болуп аилә әзалири қанаәт һасил қилиду. Әйса Мәсиһ: “Худаниң сөзини аңлап, униңға бойсунидиған киши... бәхитлик” дегән (Луқа 11:28).

2. Аилиниң бәхитлик болуши немини чүшинип йетишкә бағлиқ?

2 Аилиниң бәхитлик болуши асаслиғи, аилиниң қурғучиси Йәһвәни чүшинип йетишимизгә бағлиқ. Әйса Мәсиһ, Йәһвә Худани: “Атимиз” дәп атиған (Мәтта 6:9). Йәр йүзидики һәр бир аилә әрштики атимиз сәвәплик мәвҗут болуп туриду. Шуңа, У неминиң аилигә бәхит-саадәт елип келидиғанлиғини ениқ билиду (Әфәсликләр 3:14, 15). Ундақта, Муқәддәс Китап аилиниң һәр бир әзалириниң аилидә қандақ роли барлиғи тоғрисида немә үгитиду?

АИЛӘ ҚУРУШНИ ХУДА ОРУНЛАШТУРҒАН

3. Муқәддәс Китап аилиниң башлинишини қандақ тәсвирләйду? Аилә тоғрисида ейтилғанларниң тоғрилиғини қандақ билимиз?

3 Пәрвәрдигар Йәһвә тунҗа бир җүп инсан, Адәм ата билән Һава анини яратқан вә улар әр-аял болушқан. У уларни йәр йүзидики гөзәл җәннәт макан “Ерәм баққа” орунлаштурған һәм уларға пәрзәнтлик болушни ейтқан еди. Пәрвәрдигар Йәһвә: “Йәр йүзини қаплап, дунияни бойсундуруңлар” дегән (Яритилиш 1:26—28; 2:18, 21—24). Бу бир һекайә яки әпсаниви-ривайәт әмәс. Чүнки Әйса Мәсиһ, Муқәддәс Китапниң яритилиш қисмида аилиниң башлиниши һәққидә ейтилғанларниң тоғра екәнлигини көрсәткән (Мәтта 19:4, 5). Бүгүнки күндә турмушимизда нурғун қийин мәсилигә дуч келип турмушимиз Худаниң әсли мәхсәт қилғинидәк болмисиму, қени биз қандақ қилип бәхитлик аилә қуруш мүмкин болидиғанлиғини көрүп бақайли.

4. а) Аилидики һәр бир аилә әзаси қандақ қилиш арқилиқ аилини бәхитлик турмушқа егә қилалайду? ә) Немә үчүн Әйса Мәсиһниң һаят кәчүрмишини үгиниш аилини бәхитлик турмушқа егә қилишта шунчә муһим?

4 Аилидики һәр бир аилә әзаси меһир-муһәббәт көрситиштә Йәһвәни үлгә қилиш арқилиқ бәхитлик аилә турмушиға егә болалаймиз (Әфәсликләр 5:1, 2). Бирақ, биз Худани көрәлмәйдиған турсақ, уни қандақ үлгә қилалаймиз? Чүнки У Әйсани асмандин йәр йүзигә инсан болуп яшашқа әвәткән (Юһанна 1:14, 18). Һәзрити Әйса йәр йүзидә болған вақтида, өзиниң асмандики атисини наһайити яхши үлгә қилип атисиниң хисләтлирини әкс әттүргән. Мәсиһни көрүш вә униң сөзини аңлаш худди Пәрвәрдигар Йәһвәни көрүп униң сөзини аңлиған билән охшаш болиду (Юһанна 14:9). Шуңа, Мәсиһ көрсәткән меһир-муһәббәтни үгиниш вә униң қалдурған үлгилиригә әгишиш арқилиқ һәр биримиз бәхитлик аилә турмуши қуралаймиз.

ӘРЛӘР ҮЧҮН ЯХШИ ҮЛГӘ

5, 6. а) Әйса Мәсиһниң етиқатчилар җамаәтчилигигә муамилә қилиш усули әрләр үчүн қандақ үлгә қалдурған? ә) Қандақ қилғанда гуна чоқум әпу қилинишқа еришиду?

5 Муқәддәс Китап, Әйса Мәсиһ өз шагиртлириға қандақ муамилә қилған болса, әрләрниңму өз аяллириға шундақ муамилә қилиши керәклигини ейтиду. Қени Муқәддәс Китапниң сәмимий нәсиһәтлиригә диққәт қилип бақайли: “Әй әрләр, Әйса Мәсиһ мәсиһийләр җамаитини қандақ сөйүп, униң үчүн Өзини қандақ қурван қилған болса, силәрму аяллириңларни шундақ сөйүңлар... әрләрму өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәк. Аялини сөйгән киши өзини сөйгән билән баравәр. Һеч ким һеч қачан өз тенидин нәпрәтләнмәйду. Әксичә өз тенини асрайду вә униңға көйүниду. Бу худди Әйса Мәсиһниң Өз тени болған мәсиһийләр җамаитини асрап, униңға көйүнгәнлигигә охшайду” (Әфәсликләр 5:23, 25—29).

6 Әйса Мәсиһ етиқатчилар җамаәтчилигини сөйүп, әрләр үчүн мукәммәл үлгә қалдурған. Әйса уларға “меһир-муһәббитини толуқ” көрсәткән еди, һәтта шагиртлар мукәммәл әмәс болсиму, у өз һаятини улар үчүн қурван қилған (Юһанна 13:1; 15:13). Шуниңға охшаш, Муқәддәс Китап: “Әй әрләр, аяллириңларни сөйүңлар, уларға қаттиқ муамилә қилмаңлар” дәп әрләргә нәсиһәт қилиду (Колосилиқлар 3:19). Бир әр болғучиниң шундақ нәсиһәтни өз аилә турмушида, болупму аяли хаталиқ өткүзгән чағларда әмәлий қоллинишиға немә ярдәм бериду? Әр болғучи өзиниңму хаталиқ өткүзидиғанлиғини чоқум әстә сақлаш керәк һәм Худаниң әпу қилишиға еришиш үчүн әр чоқум немә қилиши керәклигини һәм әстә сақлаш керәк. Әр немә қилиши керәк? Әр өзигә яманлиқ қилғанларни чоқум әпу қилиши керәк, аялиму һәм буниң ичидә. Әлвәттә, аялму дәл шундақ қилиши керәк (Мәтта 6:12, 14, 15). Оңушлуқ аилә турмуши бир-бирини чин көңлидин әпу қилидиған икки адәмниң қошулуши дәйдиғанлиғини көрүп йәттиңизму?

7. Әйса Мәсиһ немигә ғәмхорлуқ қилған? Әрләр үчүн қандақ үлгә қалдурған?

7 Әрләр йәнә Әйса Мәсиһниң һемишәм өз шагиртлириға көңүл бөлидиғанлиғиға диққәт қилиши керәк. У шагиртларниң қабилийитиниң чәклик вә муһтаҗлиқта болидиғанлиғини нәзәрдә тутқан еди. Мәсилән, шагиртлар һерип кәткәндә, Әйса у: “Хали бир җайға берип, бир дәм арам елиңлар” дегән (Маркус 6:30—32). Охшашла, әрләр һәм аялларға ғәмхорлуқ қилиши керәк. Муқәддәс Китап аялларни: “назук қачидәк” дәп тәсвирлигән һәм әрләргә уларға “иззәт бериңлар” дәп буйруған. Немә үчүн? Чүнки әрләр вә аяллар “Худа ата қилған йеңи һаяттин ортақ һөзүрләнгүчиләрдур” болиду (Петрусниң 1-хети 3:7). Әрләр шуни әстә сақлиши керәкки, адәмләрниң әр яки аяллиқ җинсий айримиси адәмләрни Худаниң алдида етиварлиқ қилмастин, адәмләрниң иман-етиқати адәмләрни Худаниң алдида етиварлиқ қилиду (Зәбур 101:6).

8. а) Немә үчүн “өз аялини сөйгән киши өзини сөйиду” дәймиз? ә) Бир җүп әр-аял үчүн “бир тәндур” болуш дегәнлик немини билдүриду?

8 Муқәддәс Китап әрләргә: “Өз аялини сөйгән киши өзини сөйиду” дегән. Чүнки, Әйса Мәсиһ көрситип өткәндәк әр вә униң аяли “икки тән әмәс, бир тәндур” (Мәтта 19:6). Мошу сәвәптин җинсий турмуш чоқум бир җүп некалиқ әр-аял оттурисида болуши керәк (Пәнди-нәсиһәт 5:15—21; Ибранийлар 13:4). Улар бир-бириниң еһтияҗлирини нәзәрдә тутуп, бир-биригә вападар болуши зөрүр (Коринтлиқларға 1-хәт 7:3—5). Муқәддәс Китаптики: “Һеч ким һеч қачан өз тенидин нәпрәтләнмәйду. Әксичә өз тенини асрайду вә униңға көйүниду” дегән айәтни чоңқур ойлап беқишқа әрзийду. Әрләр өз аяллирини өз-өзини сөйгәндәк сөйүши керәк, шуниму әстә сақлиши керәкки, әрләр етиқатчилар җамаәтчилигиниң йәни әрләрниң беши болған Әйса Мәсиһкә һесап бериду (Әфәсликләр 5:29; Коринтлиқларға 1-хәт 11:3).

9. Филипиликләр 1-бап 8-айәттә, Әйса Мәсиһниң қайси хислити тилға елинған? Немә үчүн әрләр өз аяллириға мулайимлиқ меһир-муһәббәт көрситиши керәк?

9 Әлчи Павлус: “Әйса Мәсиһ... меһир-муһәббәт билән” дәп сөз қилған (Филипиликләр 1:8). Әйса Мәсиһниң мулайимлиқ билән меһир-муһәббәт көрситиши кишиләрни хатирҗәм һис қилдурған, һәтта аял етиқатчиларму тәсирләнгән (Юһанна 20:1; 11—13, 16). Шуниңға охшаш, аяллар өз әрлириниң өзлиригә мулайимлиқ билән меһир-муһәббәт көрситишигә тәшна болиду.

АЯЛЛАР ҮЧҮН ӘҢ ЯХШИ ҮЛГӘ

10. Әйса Мәсиһ аяллар үчүн қандақ үлгә қалдурған?

10 Аилә бир тәшкилатқа охшайду. Уни оңушлуқ мәшғулат қилдуруш үчүн бир баш болуп йетәкчилик қилғучиға муһтаҗ болиду. Һәтта Әйса Мәсиһ, Худаниң униңға баш болуп йетәклишигә бойсунған. Муқәддәс Китап: “Әйса Мәсиһниң беши болса Худадур” шуниңдәк “аялниң беши әр” дәйду (Коринтлиқларға 1-хәт 11:3). Әйса башчилиқ қилғучи Худаға бойсунуп наһайити яхши бир үлгә қалдурған. Шуңа, һәр биримиз өзимизгә баш болғучиға чоқум бойсунушимиз керәк.

11. Бир аял болғучи өз еригә қандақ муамилә қилиши керәк? Вә аял болғучиниң әхлақ-пәзилити қандақ нәтиҗигә елип келиши мүмкин?

11 Әлвәттә, әрләр мукәммәл әмәс, хаталиқ өткүзүштин сақлиналмайду вә яхши аилә башлиғи болуш өлчимигә һәр дайим лайиқ болалмайду. Ундақта, аяллар қандақ қилиши керәк? Аял болғучи ериниң қилған иш-һәрикәтлирини сәл чағлимаслиғи яки ериниң башчилиқ қилиш һоқуқини өз қолиға еливелишқа урунмаслиғи керәк. Аялларниң шуни әстә сақлиши даналиқтур — жугач вә тинич роһ Худаниң көз алдида интайин қиммәтликтур (Петрусниң 1-хети 3:4). Шундақ роһни намайән қилиш арқилиқ аяллар һәтта мүшкүл шараит астидиму, Худаниң аялларға буйруған өз әрлиригә бойсунуш буйруғиға асанирақ әмәл қилалайду. Буниңдин башқа, Муқәддәс Китап: “Аялларму әрлирини һөрмәтлисун” дәп буйруқ қилған (Әфәсликләр 5:33). Амма әр болғучи Мәсиһниң башчилиқ қилишини қобул қилмиған болсичу? Аяллар қандақ қилиши керәк? Муқәддәс Китап: “Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қилсаңлар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзилитидин тәсирлинип, Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки, улар силәрниң Худаға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду” дәп аялларни илһамландуриду (Петрусниң 1-хети 3:1, 2).

12. Аял өз пикирини мулайимлиқ билән оттуриға қойса немә үчүн хата әмәс?

12 Аялниң ери етиқатчи болсун яки болмисун, әгәр аял ериниңкигә охшимайдиған пикири болса мулайимлиқ билән оттуриға қойса, бу еригә һөрмәтсизлик қилғанлиқ әмәс. Аял болғучиниң көз қариши тоғра болғанда, әр аялиниң пикирини аңлиса бир аилә кишилири пайда-мәнпийәткә егә болуши мүмкин. Ибраһим пәйғәмбәр, аяли Сарә аилидики бәзи мәсилини яхши һәл қилиш үчүн оттуриға қойған пикиргә қошулмиған болсиму, Худа Ибраһим пәйғәмбәргә: Сараниң “дегинидәк қил” дәп ейтқан еди (Яритилиш 21:9—12). Әлвәттә, әр болғучиниң алаһидә ишларға чиқарған әң ахирқи қарари Худаниң қануниға зит кәлмисә, аял еригә бойсунуп ериниң чиқарған қарарини қоллап қувәтлиши керәк (Әлчиләр 5:29; Әфәсликләр 5:24).

Сарә аялларға қандақ үлгә көрсәтти?

13. а) Титус 2-бап 4, 5-айәт некалиқ аялларни немә қилишқа дәвәт қилиду? ә) Муқәддәс Китап айрилип яшаш вә некадин аҗришиш тоғрисида немә дәйду?

13 Аял болғучи өз ролини атқуруш арқилиқ аилиниң бәхит-саадәткә толуши үчүн бир кишилик һәссисини қошалайду. Мәсилән, Муқәддәс Китап некалиқ аялларға: “Өз әрлиригә вә балилириға көйүнүш, өзини тутувелиш, пак болуш, өй ишлириға маһир болуш... вә әрлиригә бойсунсун” дәп көрсәткән (Титус 2:4, 5). Жуқуриқи айәттики нәсиһәткә қулақ селип аилидә аяллиқ вә анилиқ ролини атқурған аял аилисидикиләрниң меһир-муһәббити вә һөрмитигә еришиду (Пәнди-нәсиһәт 31:10, 28). Нека мукәммәл әмәс икки адәмниң қошулуши болғанлиғи сәвәптин, бәзидә чәктин ашқан еғир мәсилә йүз берип, нәтиҗидә айрилип яшаш яки некадин аҗришиштәк әһвал келип чиқиши мүмкин. Муқәддәс Китап мәлум сәвәп түпәйли әр-аялниң айрилип яшишиға рухсәт қилиду. Амма, йениклик билән айрилип яшаш қарарини қилмаслиқ керәк. Чүнки, Муқәддәс Китап мундақ мәслиһәт бериду: “Аял еридин аҗрашмисун... әрму аялини қоювәтмисун” (Коринтлиқларға 1-хәт 7:10, 11). Буниңдин башқа, пәқәт некалиқ бир җүпниң бирси өз һәмрайиға вапасизлиқ қилип башқилар билән зина қилған болса, паклиқни сақлиғучи тәрәп Муқәддәс Китапқа асасән некадин аҗришишни таллиса болиду (Мәтта 19:9).

АТА-АНА БОЛҒУЧИЛАР ҮЧҮН ӘҢ ЯХШИ ҮЛГӘ

14. Әйса кичик балиларға қандақ муамилә қилди? Вә улар ата-аниларниң немә қилишиға муһтаҗ?

14 Балиларға қандақ муамилә қилиш тоғрисида Әйса Мәсиһ ата-аниларға әң яхши үлгә қалдурған. Башқилар кичик балиларни Мәсиһкә йеқинлишиштин тосимақчи болғанда, у: “Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар” дегән. Муқәддәс Китап йәнә: “У балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди” дәйду (Маркус 10:13—16). Әйса Мәсиһ вақит чиқирип балилар билән биллә болған екән, шуниңға охшаш сизму өз оғул-қизлириңиз үчүн вақит чиқирип уларға һәмрайи болушиңиз керәк әмәсму? Пәрзәнтләр ата-аниниң арилап-арилап көңүл бөлүшигә әмәс, һәр дайим көңүл бөлүшигә муһтаҗ. Ата-анилар вақит чиқирип пәрзәнтлирини тәрбийилиши керәк. Шундақ қилишни Йәһвә ата-аниларға буйруған (Тәкрар қанун 6:4—9).

15. Ата-ана болғучилар пәрзәнтлирини қоғдаш үчүн немә қилалайду?

15 Бүгүнки күндә бу дуния наһайити рәзиллишип кәтти. Балиларниң муһтаҗ болидиғини ата-аниларниң уларни яман нийәтлик адәмләрниң зиянкәшлигидин қоғдаш. Болупму, балиларни елип-сатидиған вә уларни җинсий хорлайдиған қара нийәт адәмләрдин қоғдаш керәк. Мәсиһниң өз шагиртлирини қандақ қоғдиғанлиғини ойлап беқиңа, у өз шагиртлирини меһриванлиқ билән: “балилирим” дәп атиған. Мәсиһ қолға елинип өлтүрлүшкә аз қалғанда, у шагиртлирини қачурувәткән еди (Юһанна 13:33; 18:7—9). Ата-ана болғучилар һошияр туруп Шәйтанниң балиларға зиянкәшлик қилишқа урунушидин агаһ болуши керәк вә балиларниң хәтәргә нисбәтән һошиярлиғини өстүрүши үчүн ярдәм бериш зөрүр * (Петрусниң 1-хети 5:8). Балиларниң бүгүнки күндә җисманий, роһий, әхлақ-пәзиләт қатарлиқ һәр җәһәттин ховуп-хәтәр ичидә яшиши илгири һеч қачан көрүлүп баққан әмәс.

Балиларға муамилә қилишта, ата-анилар Әйса Мәсиһни қандақ үлгә қилиши керәк?

16. Әйса Мәсиһниң шагиртлириниң хаталиғини түзитиш үлгисидин ата-ана болғучилар немини үгинәләйду?

16 Әйса Мәсиһ өлүштин илгирики ахшими, униң шагиртлири өзлири арисида ким әң улуқ дәп талаш-тартиш қилған. Мәсиһ уларға аччиқлинишниң орниға, меһриванлиқ билән давамлиқ өз сөз-һәрикәтлиридә үлгә қалдуруш арқилиқ уларға нәсиһәт қилған (Луқа 22:24—27; Юһанна 13:3—8). Әгәр сиз ата-ана болғучи болсиңиз, Мәсиһни үлгә қилип өз пәрзәнтлириңизниң хаталиғини қандақ түзитиш керәклигини көрүп йетәлидиңизму? Балилар әлвәттә тәрбийәгә муһтаҗ, бирақ тәрбийә қилиш “мунасип териқидә” болуши, һәргизму аччиқлинип тәрбийә қилмаслиқ керәк. Сиз ойлашмайла “қилич санчиғандәк” гәпләрни қилмаслиғиңиз лазим (Йәрәмия 30:11; Пәнди-нәсиһәт 12:18). Тәрбийә қилиш чоқум өз йолида болуши йәни балилар кейинчә ата-анисиниң тәрбийисиниң өзигә һәқиқәтән мувапиқ вә керәклик екәнлигини көрүп йетәләйдиған усулда болуши зөрүр (Әфәсликләр 6:4; Ибранийлар 12:9—11).

ПӘРЗӘНТЛӘР ҮЧҮН ӘҢ ЯХШИ ҮЛГӘ

17. Әйса балилар үчүн қайси әң яхши үлгини қалдурған?

17 Балиларму Әйса Мәсиһтин үгинәләмду? Әлвәттә, үгинәләйду! Өз үлгиси арқилиқ Мәсиһ балиларниң ата-анилириға бойсунуш лазимлиғини көрсәткән. Әйса у: “Атамниң үгәткининила сөз қилдим” дегән. У йәнә: “Мән һемишәм Уни хуш қилидиған ишларни қилимән” дегән еди (Юһанна 8:28, 29). Әйса асмандики Атисиға итаәтчан еди. Муқәддәс Китап балиларға: өз ата-анаңларға итаәт қилиңлар дәп ейтиду (Әфәсликләр 6:1—3). Гәрчә Әйса мукәммәл бала болған болсиму, у йәр йүзидики мукәммәл әмәс ата-аниси, Мәрийәм билән Йүсүпкә итаәт қилған еди. Әйсаниң шундақ қилиши җәзмән аилидики һәммә кишигә хошаллиқ елип кәлгән! (Луқа 2:4, 5, 51, 52).

18. Немә үчүн Әйса һемишәм өзиниң асмандики Атисиға итаәт қилған? Балилар өз ата-анилириға итаәт қилса ким хошал болиду?

18 Балилар Әйсани үлгә қилип өз ата-анисини хошал қилаламду? Раст, бәзи чағларда яшлар ата-анилириға итаәт қилишни наһайити қийин дәп ойлайду. Бирақ, Худа у пәрзәнт болғучиларниң ата-анисиға итаәт қилишини халайду (Пәнди-нәсиһәт 1:8; 6:20). Әйса асмандики атисиға һемишәм итаәт қилған. Һәтта, наһайити қийин шараиттиму шундақ қилған. Бир қетим, Худа ирадә қилған наһайити қийин ишни Әйса қилған чеғида, Әйса: “Бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән” дегән еди. Амма Әйса Мәсиһ, Худаниң тапшуруғи бойичә қилған. Чүнки, шу шараитта Мәсиһ үчүн қайси әң яхши йол екәнлигини атисиниң ениқ билидиғанлиғини Әйса у тонуп йәткән еди (Луқа 22:42). Балилар итаәтчан болушни үгиниш арқилиқ өз ата-анисиниң вә асмандики атисиниң қәлбини хошал қилалайду * (Пәнди-нәсиһәт 23:22—25).

Яшлар аздурулушқа учриғанда, немә тоғрисида ойлиши керәк?

19. а) Шәйтан яшларни қандақ аздуриду? ә) Әгәр балилар әхлақсиз ишларни қилса бу ата-анилириға қандақ тәсир қилиду?

19 Шәйтан Һәзрити Әйсани аздурған. Һәм шүбһисиз, Шәйтан һазирму яшларни хата иш қилишқа аздуриду (Мәтта 4:1—10). Шәйтан тәң-тушларни ишлитип яшларға бесим қилиду. Бундақ бесимға қарши туруш асан әмәс. Шуңа яшларниң яман йолда маңғанлар билән алақә қилиштин хали болуши немә дегән муһим, һә! (Коринтлиқларға 1-хәт 15:33). Яқуп пәйғәмбәрниң қизи Дина дайим Пәрвәрдигар Йәһвәгә ибадәт қилмайдиғанлар билән алақә қилип нәтиҗидә көп аваричилиқ пәйда болған еди (Яритилиш 34:1, 2). Ойлап көрүң, әгәр аилидә бир киши җинсий әхлақсизлиқ қилип қалса, аилидики башқа кишиләрниң қәлби нәқәдәр азаплиниду, һә! (Пәнди-нәсиһәт 17:21, 25).

БӘХИТЛИК АИЛӘ ҚУРУШНИҢ СИРИ

20. Аилә турмушиниң бәхитлик болуши үчүн аилиниң һәр бир әзаси немә иш қилиши зөрүр?

20 Муқәддәс Китаптики нәсиһәтләрни әмәлий қоллансақ, аилә турмушидики мәсилиләрни асан һәл қилғили болиду. Әмәлиятта, бәхитлик аилә қурушниң сири, Муқәддәс Китап нәсиһәтлирини турмушимизда әмәлий қоллиниш. Шуңа, әрләр өз аяллириңларни сөйүңлар вә аяллириңларға худди Әйса Мәсиһниң етиқатчилар җамаәтчилигигә муамилә қилғиниға охшаш муамилә қилиңлар. Аяллар өз әрлириңларниң башчилиқ қилиш һоқуқиға бойсунуңлар вә Пәнди-нәсиһәт 31-бап 10—31-айәтлиридә тәсвирләнгән яхши аялни үлгә қилиңлар. Ата-анилар пәрзәнтлириңларни тәрбийләңлар (Пәнди-нәсиһәт 22:6). Ата болғучилар “өз аиләңларни яхши башқуралайдиған болуңлар” (Тимотийға 1-хәт 3:4, 5; 5:8). Балилар ата-анаңларға итаәт қилиңлар (Колосилиқлар 3:20). Аилә әзалириниң һеч бири мукәммәл әмәс, һәммә адәм хаталиқ өткүзиду. Шуңа, кәмтар болуп бир-биримиздин кәчүрүм сорап, өз ара әпу қилишимиз керәк.

21. Қандақ гөзәл келәчәк алдимизда? Һазир қандақ қилип бәхитлик аилә турмушидин бәһримән болалаймиз?

21 Муқәддәс Китапта һәқиқәтән аилә турмушиға мунасивәтлик нурғун қиммәтлик сәмимий мәслиһәт вә нәсиһәтләр бар. Буниңдин башқа, Худаниң йеңи дунияси вә йәр йүзи җәннәтниң Йәһвәгә ибадәт қилидиған хошал-хорам кишиләр билән толидиғанлиғи һәққидә Муқәддәс Китап бизгә билим бериду (Вәһийләр 21:3, 4). Алдимиздики немә дегән гөзәл келәчәк, һә! Һәтта һазир биз, Йәһвә Худаниң сөзи болған Муқәддәс Китаптики тәлим-тәрбийиләрни өз турмушимизда әмәлий қоллинип, бәхитлик турмуштин бәһримән болалаймиз.

^ 15-абзац Йәһвә Гувачилири нәшир қилған “Улуқ устаздин үгиниш” дегән китапниң 32-бабида, балиларни қандақ қоғдаш һәққидә мәлуматлар бар.

^ 18-абзац Ата-ана пәрзәнтидин Худаниң қанун-низамлирини бузушни тәләп қилса, бу пәрзәнтләрниң өз ата-анилириға итаәт қилмаслиғиға бирдин-бир сәвәп болиду (Әлчиләр 5:29).