ТОҚҚУЗИНЧИ БАП
Биз ахир заманда яшаватимизму?
-
Биз яшаватқан мошу заманда қандақ вәқиәләр йүз беридиғанлиғи тоғрисида Муқәддәс Китапта немә алдин ейтилған?
-
“Ахир заманда” адәмләрниң қандақ болидиғанлиғи тоғрисида Муқәддәс Китапта немә ейтилған?
-
“Ахир заманда” хошал болушниң сәвәплири һәққидә Муқәддәс Китапта қандақ бешарәт ейтилған?
1. Кәлгүсидә немә ишлар болидиғанлиғи тоғрисида биз қәйәрдин билишимиз мүмкин?
СИЗ телевизор яки радиодин хәвәрләрни көргиниңиздә яки аңлиғиниңизда, “Бу дуния кәлгүсидә зади немә болуп кетәр?” дәп ойлап қаламсиз. Паҗиәлик ишлар ойлимиған вақитта туюқсиз келиду. Әтә немә иш йүз бериду? Буниңға һеч ким алдин бир немә дейәлмәйду (Яқуп 4:14). Амма Пәрвәрдигар Йәһвә кәлгүсидә немә иш йүз беридиғанлиғини билиду (Йәшая 46:10). Узун заманлар илгири, Худаниң сөзи болған Муқәддәс Китап, пәқәт биз яшаватқан бүгүнки күндә қандақ паҗиәлик ишларниң йүз бериши тоғрисида бешарәт берип қалмастин, йәнә йеқин кәлгүсидә әҗайип бәхит-саадәттин бәһримән болидиған күнниң келидиғанлиғи һәққидә бешарәт бәргән.
2, 3. Шагиртлар һәзрити Әйсадин немә соал сориди? У уларға қандақ җавап бәрди?
2 Мәсиһ Әйса рәзилликни ахирлаштуруп йәр йүзини җәннәткә айландуридиған Худа Падишалиғи һәққидә сөзлигән еди (Луқа 4:43). Шу чағда адәмләр Худа Падишалиғиниң қачан келидиғанлиғини билгүси кәлгән. Һәм Әйсаниң шагиртлири униңдин: “Сизниң вә заман ахириниң келишини билдүридиған қандақ бешарәтләр болиду?” дәп сориған (Мәтта 24:3). Әйса уларға: мошу заман ахирлишидиған вақит-саатниң қачан келидиғанлиғини пәқәт Йәһвәла билиду дәп җавап бәргән (Мәтта 24:36). Гәрчә Әйса өз шагиртлириға бу заманниң ахирлишидиған вақит-саатини ениқ ейтмиған болсиму, у Худа Падишалиғи инсанларға һәқиқий тиничлиқ вә бехәтәрлик елип келиштин илгири бу дунияда немә ишларниң йүз беридиғанлиғини алдин ейтқан. У ейтқан бешарәтләр бүгүнки күндә әмәлгә ешиватиду!
3 Һазир биз “ахирқи заманда” яшаватқанлиғимизниң дәлил-испатлирини тәкшүрүштин авал, инсанниң көз билән көрүши мүмкин болмайдиған асманда йүз бәргән җәң һәққидә қисқичә мулаһизә қилип бақайли. Бу җәңниң нәтиҗисиниң биз билән зич мунасивити бар.
АСМАНДИКИ ҖӘҢ
4, 5. а) Әйса Мәсиһ Падиша болуп тәхткә олтарғандин кейин узун өтмәй асманда немә иш йүз бәрди? ә) Вәһийләр 12-бап 12-айәткә асасланғанда, асмандики җәңниң нәтиҗиси қандақ болған?
4 Мәсиһ Әйсаниң 1914-жили Падиша болуп асманда һакимийәт жүргүзүшни башлиғанлиғи һәққидә мошу китапниң алдинқи бабида чүшәндүргән едуқ (Даниял 7:13, 14). Падиша болуп узун өтмәйла Әйса Мәсиһ һәрикәткә кәлди. Муқәддәс Китап: “Асманда җәң болди” дәйду. “Микаил [йәнә бир исми Әйса] вә униң периштәлири, әҗдиһаға [Шәйтан Иблис] қарши җәң қилди”. * Шәйтан билән униң әгәшкүчилири болған җинлар дәп аталған яман периштәләр җәңдә мәғлуп болуп асмандин йәр йүзигә қоғлап ташланди. Шәйтан вә җинлар қоғлап ташланғачқа, Худаниң садақәтмән периштәлири хошаллиққа чөмди. Гәрчә асмандики периштәләр хошаллиққа чөмгән болсиму, йәр йүзидә яшайдиған инсанлар шу хошаллиқтин бәһримән болалмиди. Әксичә, Муқәддәс Китап бешарәт берип: “Вай әй йәр... Чүнки иблис үстүңларға ташланди. У өз вақтиниң аз қалғанлиғини билип, дәрғәзәпкә кәлди” дәйду (Вәһийләр 12:7, 9, 12).
5 Қени асмандики шу бир җәңниң нәтиҗисигә қарап бақайли. Шәйтан, у дәрғәзәп билән йәр йүзигә балаю-апәтләрни елип кәлди. Биз һазир дәл шу балаю-апәтлик заманда Тимотийға 2-хәт 3:1). Худаниң йеқин кәлгүсидә Шәйтанниң йәр шариға болған тәсирини йоқ қилидиғанлиғини билиш бизни нәқәдәр хошал қилиду, һә! Муқәддәс Китапта бешарәт берилгән бәзи ишларниң биз яшаватқан бүгүнки күндә йүз бериватқанлиғи һәққидә мулаһизә қилип бақайли. Мошу ишлар бизниң ахирқи заманда яшаватқанлиғимизни вә Худа Падишалиғиниң йеқин кәлгүсидә Йәһвәни сөйгән кишиләргә мәңгүлүк бәхит-саадәтни елип келидиғанлиғини испатлайду. Авал, биз яшаватқан мошу заманниң аламити яки бәлгүси сүпитидә Мәсиһ бешарәт бәргән вәкиллик төрт ишни көрүп бақайли.
яшаватқанлиғимиз һәққидә сиз бир аздин кейин көрүп өтисиз. Бирақ, у нисбәтән қисқа бир мәзгил вақит болуп, һәтта Шәйтан өзи “вақтиниң аз” екәнлигини тонуп йәткән. Муқәддәс Китап мошу қисқа бир мәзгил вақитни “ахир заман” дәп тилға алған (АХИР ЗАМАННИҢ АСАСИЙ ВӘЗИЙӘТЛИРИ
6, 7. Әйса Мәсиһниң уруш вә ачарчилиқ тоғрисида ейтқан бешарәтлири бүгүнки күндә қандақ әмәлгә ашмақта?
6 “Бир милләт йәнә бир милләт билән уруш қилиду. Бир дөләт йәнә бир дөләткә һуҗум қилиду” (Мәтта 24:7). Алдинқи әсирдә миллионлиған адәмләр урушта өлди. Мошу һәқтә британиялик бир тарихшунас: “20-әсир, инсанийәтниң хатириләнгән тарихидики әң көп қан төкүлгән әсир болуп... у җай яки бу җайда давамлиқ уруш йүз берип урушсиз өткән тинич вақит наһайити қисқа болған” дәп язған. Дуния назарәт қилиш тәшкилатиниң бир доклатида: “20-әсирдики урушта өлгәнләрниң сани, милади 1-әсирдин 1899-жилғичә һәммә урушта өлгәнләрниң сани үч һәссигә баравәр болған” дәп елан қилинған. 1914-жилдин урушлар нәтиҗисидин өлгәнләрниң сани 100 миллиондин көпирәк болған. Шу урушларда миллионлиған аилиләрниң йеқин уруқ-туққанлиридин айрилип чәккән аччиқ қайғу-һәсрәт вә дәрт-әләмлирини тәсәввур қилиш қийин.
7 “Нурғун җайларда ачарчилиқ” болиду (Мәтта 24:7). Тәтқиқатчиларниң көрситишичә, алдинқи 30 жилда пүтүн дунияниң йемәклик ишләп чиқириш миқдари наһайити зор көләмдә ашқан. Гәрчә шундақ болсиму, ачарчилиқлар давамлашмақта. Чүнки, нурғун адәмләрниң йемәклик сетивалғидәк йетәрлик пули яки зираәт тәргидәк йери йоқ. Тәрәққий қиливатқан дөләтләрдә бир миллиардтин артуқ адәмләрниң иш һәққи наһайити төвән болуп, шу кишиләрниң көпинчиси узун муддәтлик ачарчилиқ ичидә турмуш кәчүрмәктә. Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң мөлчәригә асасланғанда, озуқлинишниң начар болуши дунияда һәр жили 5 миллион балиниң өлүп кетишидики асаслиқ бир сәвәп болған.
8, 9. Қандақ йәр тәврәш вә вабалар һәққидә Әйсаниң ейтқан бешарәтлириниң әмәлгә ашқанлиғини көрсәтти?
8 “Шиддәтлик йәр тәврәшләр” (Луқа 21:11). Америка геологиялик тәкшүрүш орниниң көрситишичә, жил бойи йәрләр йерилип кәткидәк 19 чоң йәр тәврәшләр болиду. Бундин башқа, беналарни өрүп чүшүридиған күчлүк йәр тәврәшләр һәр жили дегидәк болуп туридикән. 1900-жилдин башлап һесап бойичә йәр тәврәшләрдин 2 миллион адәм һалак болуватиду. Бир мәнбидә ейтилған: “Пән-техникиниң тәрәққий етиши билән өлгәнләрниң сани пәқәт азирақла кемитилди”.
9 “Жуқумлуқ кесәлләр тарқилиду” (Луқа 21:11). Бүгүнки күндә тибабәт илми тәрәққий етип илғар давалаш басқучиға йәткән болсиму, кона-йеңи кесәлликләр йәнила инсанлар үчүн түгимәс бир балаю-апәт болмақта. Бир докладта көрситилгәндәк, һәммигә тонуш болған 20 түрлүк кесәллик бар болуп сил кесили (туберкулез), бәзгәк, холера қатарлиқларни өз ичигә алған бир қатар кесәлликләр өткәнки он нәччә жил ичидә йәр шарида кәң тарқалған. Һазир шу кесәлликләрниң бәзилирини дора билән давалап сақайтиш барғансери қийин болуветипту. Әмәлиятта, аз дегәндиму 30 түрлүк йеңи кесәллик пәйда болған. Уларниң бәзилири җанни алидиған кесәллик болуп, тәтқиқатчи алимлар һазирғичә давалаш усулини тапалмиған.
АХИР ЗАМАНДА АДӘМЛӘР ҚАНДАҚ БОЛИДУ?
10. Муқәддәс Китапниң Тимотийға 2-хәт 3-бап 1—5-айитидә тилға елинған қайси хисләтләр бүгүнки күндә бу дуния инсанлирида көриниду?
10 Муқәддәс Китап дуния вәзийити тоғрисида бешарәт берип қалмастин, йәнә ахир заманда кишиләрниң әхлақ-пәзилитиниң өзгирип җәмийәтниң чириклишип кетидиғанлиғи тоғрисида бешарәт бәргән. Әлчи Павлус кишиләрниң қандақ болуп кетидиғанлиғини тәсвирләп, Тимотийға 2-хәт 3:1—5-айәттә: “Ахир заманда еғир күнләр болиду” дегән. У йәнә кишиләрниң төвәндә көрситилгәндәк болуп кетидиғанлиғини алдин ейтқан.
-
инсанлар өзинила ойлайдиған
-
пулпәрәс
-
ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған
-
вапаға җапа қилидиған
-
көйүмсиз
-
өзини туталмайдиған
-
вәһши
-
кәйп-сапани Худадин яхши көриду
-
сиртқи қияпәттә садақатмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худаниң қудритини инкар қилиду
11. Кәлгүсидә яман адәмләргә немә болидиғанлиғи һәққидә Зәбур 92-бап 7-айәт немә дәйду?
11 Сиз яшаватқан мәһәллидә жуқурида тилға елип өткәндәк кишиләр барму? Шундақ кишиләрниң болуши шәк-шүбһисиздур. Дунияниң һәммә җайлирида шундақ начар адәмләр бар. Мошулар Худаниң пат-арида тезла һәрикәткә келидиғанлиғини көрситиду. Чүнки, Зәбур 92-бап 7-айәт: “Яманлар от [от-чөп] тәк көкләп, бәдкарлар [яманлиқ қилғучилар] ниң һәммиси чечәкләп гүллисиму бу өзи әбәдкичә һалак қилинмақ үчүн болур” дәйду.
ХОШАЛ ВӘЗИЙӘТ
12, 13. Дунияниң “ахирқи вақит”та қайси һәқиқий билим ешип зиядә мол болди?
12 Муқәддәс Китапта алдин ейтилғандәк, ахир заман күнлири һәқиқәтән балаю-апәтләргә толди. Гәрчә бу дуния һазир қийинчилиққа толған болсиму,
Пәрвәрдигар Йәһвәгә ибадәт қилғучилар арисида хошал вәзийәт күндин-күнгә риваҗланмақта.13 Һәқиқий билим “ешип зиядәлишәдур” яки көпийду дәп Муқәддәс Китапта Даниял пәйғәмбәр бешарәт бәргән. Қачан шу һәқиқий билим ешип зиядә мол болиду? Дәл дунияниң “ахирқи вақит”та (Даниял 12:4). Болупму 1914-жилдин, Йәһвә өзигә хизмәт қилишқа һәқиқий интилгүчиләрниң Муқәддәс Китапни техиму ениқ чүшинип йетиши үчүн ярдәм қилмақта. Шу Йәһвәгә хизмәт қилғучилар униң исми вә ирадиси, Мәсиһ Әйсаниң төләм қурванлиғи, адәмләр өлгәндин кейин немә болидиғанлиғи вә тирилиш қатарлиқ наһайити қиммәтлик һәқиқий билимни чоңқур чүшинип йәтти. Буниңдин башқа, Тәңри Йәһвәгә ибадәт қилғучилар қандақ яшиғанда өзигә пайдилиқ болидиғанлиғини вә Йәһвәгә шан-шәрәп елип келәләйдиғанлиғини үгинивалди. Улар йәнә Худа Падишалиғи өз ролини җарий қилдуруп кәлгүсидә йәр йүзиниң вәзийитини қандақ бир тәрәп қилип ишларни өз орниға салидиғанлиғи тоғрисида ениқ бир чүшәнчигә егә болди. Улар мошу һәқиқий билим арқилиқ немә иш қилиду? Бу соал Муқәддәс Китаптики йәнә бир бешарәт билән зич мунасивәтлик болуп, шу бешарәт һазир мошу вақитниң өзидә йәни ахир заманниң күнлиридә әмәлгә ашмақта.
14. Бүгүнки күндә Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәр қандақ тарқитиливатиду вә кимләр шу хуш хәвәрни тарқитиватиду?
14 “Худаниң Падишалиғи һәққидики бу Хуш Хәвәрниң барлиқ милләтләргә аңлитилиши үчүн, у пүтүн дунияға тарқитилиду”, андин кейин “заман ахири келиду” дәп Әйса Мәсиһ мошу Шәйтанниң дуниясиниң ахирлишиши тоғрисида сөзлигәндә, Падишалиқ хуш хәвири тоғрисидики бешарәтни ейтқан (Мәтта 24:3, 14). Йәр йүзидә җай-җайларда тарқитиливатқан Худа Падишалиғиниң хуш хәвири болса, Худа Падишалиғи дегән немә? Шу падишалиқ кәлгүсидә қайси ишларни қилиду? Биз қандақ қилип падишалиқ елип кәлгән бәхит-саадәттин бәһримән болалаймиз? Дегәнләрни өз ичигә алған болуп, һазир 230 дин артуқ дөләт вә районларда Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәр 400 дин көпирәк тилда һәр милләт кишилири арисида тарқитиливатиду. Миллионлиған Йәһвә Гувачилири наһайити қизғинлиқ билән Худа Падишалиғи тоғрисидики хуш хәвәрни тарқатмақта. Шу гувачилар “һәр хәлиқ, һәр қәбилә, һәр милләттин болған, һәр хил тилдин” кәлгән (Вәһийләр 7:9). Улар Муқәддәс Китапта немә һәқиқәт барлиғини билишни халайдиған миллионлиған кишиләргә һәқсиз Муқәддәс Китаптин билим бәрмәктә. Гәрчә Әйса алдин ейтип, һәммә кишиләр Йәһвәгә ибадәт қилғучиларни “өчмәнлик қилиду” дәп бешарәт бәргән болсиму, Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрниң пүткүл йәр йүзидә тарқитилиши һәқиқәтән кишини тәсирләндүриду! (Луқа 21:17).
СИЗ ҚАНДАҚ ҚИЛМАҚЧИ?
15. а) Сиз бизниң һазир ахир заманда яшаватқанлиғимизға ишинәмсиз? Немә үчүн? ә) Худаға қарши чиққучилар вә Худа Падишалиғиниң башқурушиға бойсунғучилар үчүн “ахир” немини билдүриду?
15 Бүгүнки күндә шунчә нурғун Муқәддәс Китаптики ейтилған бешарәтләр әмәлгә ашқан екән, биз ахир заманда яшаватимиз десәк сиз қошулмамсиз? Хуш хәвәр Худани мәмнун қилғудәк тарқитилғандин кейин, “ахир” җәзмән келиду (Мәтта 24:14). “Ахир” бу дегәнлик Худа йәр йүзидики рәзилликләрни тазилап чиқирип ташлайдиған вақит-саатни билдүриду. Йәһвә өзигә қәстән қарши чиққучиларни һалак қилиш үчүн Мәсиһ Әйса вә башқа күчлүк периштәләрни ишлитиду (Салоникилиқларға 2-хәт 1:6—9). Шәйтан вә униң әгәшкүчилири болған җинлар йәнә инсанларни аздуралмайду. Шуниңдин кейин, Худа Падишалиғиниң адиллиқ билән башқурушиға бойсунған барлиқ инсанлар Худа Падишалиғи елип келидиған пүтмәс-түгимәс бәхит-саадәткә егә болиду (Вәһийләр 20:1—3; 21:3—5).
16. Қандақ қилиш сиз үчүн даналиқтур?
16 Шәйтанниң дунияси аз қалған екән, һәр биримиз өз-өзимиздин, “Мән немә қилишим керәк?” дәп соришимиз зөрүр. Давамлиқ Йәһвә тоғрисида билим елип униң биздин немә тәләп қилидиғанлиғини билиш даналиқтур (Юһанна 17:3). Муқәддәс Китапни тиришип әстаидиллиқ билән тәтқиқ қилип үгиниң. Һәм Худаниң ирадисини орунлашни издигүчиләр билән дайим алақә қилип турушни өз адитиңизгә айландурувелиң (Ибранийлар 10:24, 25). Йәһвә Худа пүткүл дуния кишилири үчүн бәргән мол билимләрни елип турмушиңизда өзгәртишкә тегишлик болған ишларни өзгәртиң. Шундақ қилсиңиз Тәңри Йәһвәниң көңлини хурсән қилалайсиз (Яқуп 4:8).
17. Немә үчүн Худаниң рәзил адәмләрни йоқитидиған шу күнниң келиши көплигән адәмләрни һәйран қалдуриду?
17 Әйса Мәсиһ өз бешаритидә көплигән адәмләрниң ахирқи күнләрдә яшаватқанлиғимизниң ениқ дәлил испатлириға көз Салоникилиқларға 1-хәт 5:2). Һәзрити Әйса агаһландуруп: “Нуһ топан келиштин илгири кемигә олтарған күнгичә, шу заманниң кишилири һөзүрлинип йәп-ичип, өйлүк-очақлиқ болуп кәлгән еди. Туюқсиз кәлгән топан кемигә чүшмигәнләрниң һәммисини ғәриқ қилғиниға... охшаш, Инсан Оғлиниң қайтип келишиму шундақ болиду” дегән (Мәтта 24:37—39).
жумуп пәрвасиз қарайдиғанлиғини ейтқан. Рәзил адәмләрни йоқ қилиш күтүлмигән вақитта туюқсиз келиду. Шу күн кечидики оғридәк туюқсиз келип көплигән адәмләрни һәйран қалдуриду (18. Әйса пәйғәмбәрниң қайси сөзини қәлбимиздә мәккәм сақлишимиз керәк?
18 Шундақ қилип, Әйса өз сөзини аңлиған кишиләрни: “Һошияр болуңлар! Әйш-ишрәт вә турмушниң ғәм-әндишилиригә берилип кәтмәңлар. Қиямәт күни силәргә гоя тосаттин бешиңларға ташланған тордәк кәлмисун. Чүнки у апәтләр йәр йүзидики пүтүн инсанларниң бешиға келиду. Һәр вақит һошияр болуңлар, йүз беридиған бу аламәтләрдин аман-есән өтәлишиңлар вә қиямәт күни Инсан Оғли алдида қорқмай туралишиңлар үчүн һәр дайим дуа қилиңлар” дәп агаһландурған (Луқа 21:34—36). Мәсиһниң сөзини қәлбимиздә мәккәм сақлаш даналиқтур. Немә үчүн? Чүнки, Йәһва Худаниң вә “Инсан Оғли” йәни Мәсиһ Әйсаниң көңлини мәмнун қилип уларниң мақуллишиға еришкән кишиләрниң Шәйтанниң бу рәзил дуниясиниң ахирлишип һалак болуш вақтида қутулушиға үмүт бар һәм шу кишиләр пат-арида келидиған әҗайип йеңи дунияда мәңгүлүк һаятқа еришиду (Юһанна 3:16; Петрусниң 2-хети 3:13).
^ 4-абзац Әйса Мәсиһниң йәнә бир исминиң Микаил екәнлиги тоғрисидики тәпсилий мәлуматларни “Баш периштә Микаил дегән ким?” намлиқ қошумчә изаһаттин көрүң.