Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ҚОШУМЧӘ ИЗАҺАТ

Даниял пәйғәмбәрниң Мәсиһниң келиши тоғрисида ейтқан бешарити

Даниял пәйғәмбәрниң Мәсиһниң келиши тоғрисида ейтқан бешарити

ДАНИЯЛ пәйғәмбәр, Әйса пәйғәмбәр туғулуштин тәхминән 500 нәччә жил авал яшиған. Амма, Пәрвәрдигар Йәһвә Даниял пәйғәмбәргә Әйсаниң муқәддәс роһ арқилиқ Мәсиһ қилинип қачан Мәсиһ сүпитидә вәзипигә тайинлинидиғанлиғи тоғрисида хәвәр берип вақитни ашкарә қилған. Йәһвә, Даниял пәйғәмбәргә: “Шуни билишиң вә чүшинишиң керәкки, Йерусалимни йеңибаштин әслигә кәлтүрүп бена қилиш җакаланғандин тартип, һөкүмранлиқ қилғучи Мәсиһ мәйданға чиққичә, йәттә һәптә вә атмиш икки һәптә өтиду” дәп ейтқан (Даниял 9:25 ЙД).

Бәлгүләнгән вақит ахирлашқанда, Мәсиһ мәйданға келиду, шуңа Мәсиһниң қачан келидиғанлиғини билиш үчүн, тунҗа болуп биз бәлгүләнгән вақит қачан башлинидиғанлиғини билишимизгә тоғра келиду. Бешарәткә асасланғанда, “Йерусалимни йеңибаштин әслигә кәлтүрүп бена қилиш җакаланғандин тартип” бәлгүләнгән вақит башланған. Қачан шундақ җакаланған? Муқәддәс Китаптики Нәһәмия пәйғәмбәрниң йезип қалдурғиниға асасланғанда, Йерусалим тамлирини қайта ясаш пәрмани “Артаһшашта падишаниң сәлтәнитиниң жигирминчи жили” җакаланған (Нәһәмия 2:1, 5—8). Тарихшунаслар Артаһшашта падиша болуп сәлтәнәт башлиған тунҗа жил болса миладидин илгәрки 474-жили дәп тәстиқләйду. Шуңа, шу падишаниң сәлтәнитиниң 20-жили болса миладидин илгәрки 455-жилиға тоғра келиду. Демәк, Даниял пәйғәмбәрниң Мәсиһниң келиши тоғрисидики бешаритиниң башлиниш нуқтиси шу миладидин илгәрки 455-жили болған.

Даниял пәйғәмбәр, “һөкүмранлиқ қилғучи Мәсиһ” кәлгичә қанчилик вақит өтидиғанлиғи бәлгүләнгәнлигини бешарәт бәргән. Бешарәттә, “йәттә һәптә вә атмиш икки һәптә” җәми 69 һәптә тилға елинған. Бу қанчә вақитни билдүриду? Бәзи Муқәддәс Китап тәрҗимилиридә, шулар күн һәптиси әмәс, амма жил һәптиси дәп изаһланған. Шу һәр бир һәптә йәттә жилға вәкиллик қилиду. Бу жил һәптиси чүшәнчиси яки йәттә жилни бир бирлик қилип һесаплашқа қедимки йәһудийлар адәтләнгән. Мәсилән, улар һәр йәттә жилда бир арам елиш жили қилип униңға әмәл қилған (Чиқиш 23:10, 11). Шуңа бешарәттә ейтилған 69 һәптә йәттә жил бир бирлик қилинған 69 һәптә болуп җәми 483 жил болиду.

Һазир биз һесаплап бақайли, әгәр биз миладидин илгәрки 455-жилдин башлап һесаплисақ, милади 29-жилиғичә 483 жил вақит өткән. Милади 29-жили дәл Әйса суға чөмдүрүш мәрасимидин өтүп Мәсиһ * болуп тайинланған! (Луқа 3:1, 2, 21, 22). Муқәддәс Китап бешаритиниң шундақ тәпсилий әмәлгә ешиши сизниң иман-етиқатиңизни күчәйтмәмду?

^ 2-абзац Миладидин илгәрки 455-жилидин миладидин илгәрки 1-жилғичә 454 жил. Миладидин илгәрки 1-жилдин бизниң милади 1-жилғичә бир жил (чүнки милади нөлинчи жил йоқ). Милади 1-жилдин милади 29-жилғичә 28 жил. Мошу үч санни қошсақ җәми 483 жил болиду. Әйса Мәсиһ милади 33-жилида “йоқитилип” йәни өлтүрүлгән. Бу 70-жил һәптиси мәзгили (Даниял 9:24, 26). “Даниялниң бешаритигә диққәт қилиң!” дегән китапниң 11-бабиға вә йәнә “Муқәддәс Язмиларни чүшиниш” дегән китапниң 2-бөлүм 899—901-бетигә қараң. Һәр иккисила Йәһвә Гувачилири тәрипидин нәшир қилинған.