Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Инсанларниң мошундақ турмуш кәчүрүши Худаниң ирадиси болғанму?

Инсанларниң мошундақ турмуш кәчүрүши Худаниң ирадиси болғанму?

МӘЙЛИ гезит оқуң, телевизор көрүң яки радио аңлаң, һәммисидә җинайәт, уруш вә терорлуққа мунасивәтлик хәвәрләр һәр күни бар! Қени өз-өзиңиздә бар болған мәсилиләрни ойлап көрүң. Еһтимал, тениңизниң ағриши яки йеқин адимиңизниң аләмдин өтүши сизни қаттиқ азаплиған болуши мүмкин. Вә яки сизму қедимки заманда яшап өткән Аюп пәйғәмбәргә охшаш, “маңа раһәт йоқ, тиничлиқ йоқ, арам йоқ, ялғуз дәрт билән хапилиқ келәдур” дегән болишиңиз мүмкин (Аюп 3:26).

Өз-өзиңиздин монуларни сорап беқиң:

  • Бизниң мошундақ турмуш кәчүрүшимиз Худаниң ирадисиму?

  • Қийинчилиқларға тақабил турушниң амал-чарилирини қәйәрдин издәп тапалаймән?

  • Йәр шарида қачанму тиничлиқ күн болар?

Муқәддәс Китап мошу соалларға қанаәтлинәрлик җавап бериду.

МУҚӘДДӘС КИТАП БИЗГӘ, ХУДА ЙӘР ШАРИДИКИ БУ ҺАЛӘТНИ ӨЗГӘРТИП ЙЕҢИЛАЙДУ ДӘП ТӘЛИМ БЕРИДУ.

“У уларниң көзлиридики һәр бир тамча яшлирини етиду. Әнди өлүм әсла болмайду, нә жиға-зар, нә қайғу-әләм болмайду” (Вәһийләр 21: 4)

“Паләч киши буғидәк сәкрәр” (Йәшая 35:6)

“Корларниң көзлири ечилар” (Йәшая 35:5)

“Улар йәрликлиридин чиқишиду” (Юһанна 5:28, 29)

“Һеч ким кесәлдурмән демәс” (Йәшая 33:24)

“Журтта тағниң чоққусиғичә ашлиқ үнүп һосули мол болар” (Зәбур 72:16)

МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМЛИРИДИН КЕЛИДИҒАН ПАЙДА-МӘНПИЙӘТЛӘР

Алдинқи бәтләрдә оттуриға қоюлғанларни, пәқәт хам-хиялдин ибарәт дәп алдирап һөкүм қилмаң. Худа шу ишларни әмәлгә ашуридиғанлиғи тоғрисида вәдә бәргән һәм у вәдилирини қандақ әмәлгә ашуридиғанлиғини Муқәддәс Китап бизгә чүшәндүриду.

Муқәддәс Китап һәр җәһәттин пайда-мәнпийәт елип келиду. Һәтта, һазирқи турмушимиздин хошаллиқ тепип, шүкүр-қанаәт қилип яшишимиз үчүн ярдәм бериду. Сиз ғәм-әндишә вә қийинчилиқлириңиз тоғрисида ойлап беқиң. Бәлким, һазир сизни ихтисат кәмчил болуш, аилә турмуши инақ болмаслиқ, тән кесәлчан болуп қелиш қатарлиқ мәсилиләр ғәм-қайғуға салғанду яки йеқин кишилириңизниң өлүми қәлбиңизни азапқа дучар қиливатқанду. Муқәддәс Китап дәл сиз һазир турмушиңизда дуч кәлгән қийинчилиқларға тақабил турушиңиз үчүн ярдәм бериду һәм төвәндикигә охшаш соалларға җавап берип көңлиңизгә тәсәлла бериду:

  • Биз немә үчүн азап-оқубәт чекимиз?

  • Қандақ қилип турмушниң һәр хил ғәм-әндишилиригә тақабил туралаймиз?

  • Қандақ қилип аилә турмушимизни бәхит-саадәткә егә қилалаймиз?

  • Адәм өлгәндин кейин немә болиду?

  • Өлүп кәткән йеқин уруқ-туққан вә достлиримиз билән қайта җәм болалаймизму?

  • Худаниң кәлгүси тоғрисида қилған вәдилирини чоқум әмәлгә ашуридиғанлиғини қандақларчә ишинәрлик болиши мүмкин?

Сизниң мошу китапни оқуп туруватқанлиғиңиздин билинип туридуки, сиз Муқәддәс Китапта немә һәқиқәт барлиғини тепип чиқишни халайсиз. Қолиңиздики бу китап сизниң Муқәддәс Китапни үгинишиңизгә ярдәм бериду. Һәр бир абзацқа мас келидиған соалларға диққәт қилиң. Дунияниң һәр қайси җайлирида миллионлиған адәмләр Йәһвә Гувачилири билән бирликтә соал сорап, җавап бериш шәклидә Муқәддәс Китапни тәтқиқ қилип үгиниватиду. Улар мошу усулда үгинишни яхши көриду. Сизниңму мошу усулни яқтурушиңизни үмүт қилимиз. Муқәддәс Китапни тәтқиқ қилип үгиниш кишиләрниң роһини ойғитип көңлини һәм қанаәт тапқузиду. Сизниң Муқәддәс Китапта немә һәқиқәт барлиғини тепип чиқишиңиз үчүн Худа өзи ярдәм бәргәй!