Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ҚОШУМЧӘ ИЗАҺАТ

Мәйрәмләргә қандақ көз қарашта болушимиз керәк?

Мәйрәмләргә қандақ көз қарашта болушимиз керәк?

БҮГҮНКИ күндә, дунияниң һәр қайси җайлиридики кишиләр тәбриклишидиған нурғун диний вә урпи-адәт мәйрәмлириниң әмәлиятта Муқәддәс Китап билән һеч қандақ мунасивити йоқ. Ундақта, шу мәйрәмләрниң келип чиқиш мәнбәси қандақ? Әгәр сиз китапханидики шуниңға мунасивәтлик материалларни тәкшүрүп көрсиңиз, мәйрәмләрниң келип чиқиш мәнбәси тоғрисида билимгә егә болалайсиз. Төвәндики бир қанчә мисалларни көрүп бақайли.

Анилар мәйрими. “Бу мәйрәм қедимки юнандики аниға чоқунуш урпи-адәтлиридин келип чиққан. Аниға чоқунуш болса илаһларниң улуқ аниси сибили яки реаға чоқунуш мәрасимлири болуп, Кичик Азия райониниң һәммә җайлирида қедимки Рим календари бойичә 3-айниң 15-күни өткүзүлгән” дәп “Британика қамуси”да (“The Encyclopædia Britannica”) 15-қисим, 849-бәттә хатириләнгән.

Йеңи жил мәйрими. Йеңи жилни тәбрикләш күни вә қаидә-йосунлири һәр қайси дөләттә, һәр қайси әл хәлқи арисида охшаш әмәс. Йеңи жилниң келип чиқиш мәнбәси тоғрисида, “Дуния китап қамуси” (“The World Book Encyclopedia”) мундақ дәйду: “Миладидин илгәрки 46-жили Рим императори Юлиус Қәйсәр, 1-январьни йеңи жилниң биринчи күни қилип бәкиткән. Римлиқлар мошу күнни ишик, дәрваза һәм иш-һәрикәтниң башлиниш илаһи Янусқа беғишлиған. У алди-арқиға қарайдиған икки йүзлүк илаһ, январь ейи дәл илаһ Янусниң исмидин келип чиққан”. Мошуниңдин көрүвелишқа болидуки, йеңи жилни тәбрикләш ғәйри диний урпи-адәтләрдин келип чиққан.

Ашиқ-мәшуқлар мәйрими. “Ашиқ-мәшуқлар мәйрими күни Валентин исимлик икки шеһит болған христиан муритини хатириләш күниниң келиш мәнбәси қилған. Бирақ, шу күнниң урпи-адәтлири... бәлким һәр жили 15-февральда тәбриклинидиған луперкалиа дәп аталған қедимки римлиқларниң мәйрәм күни билән бағлинишлиқ болуши мүмкин. Бу мәйрәмдә римлиқларниң аяллар вә нека илаһиси Юноға һәм тәбиәт илаһи Панға һөрмәт-еһтирам билдүрүлиду” дәп “Дуния китап қамуси” (“The World Book Encyclopedia”) 20-қисим, 204-бәттә хатириләнгән.

Башқа мәйрәмләр. Дуниядики барлиқ мәйрәм, тәбрикләш мәрасим күнлири тоғрисида бәс-муназирә қилиш мүмкин болмайду. Амма һәр қандақ шәкилдики, инсанни яки инсанлар қурған тәшкилатларни мәдһийләп көккә көтүридиған мәйрәмләрни Йәһвә Худа яқтурмайду (Йәрәмия 17:5—7; Әлчиләр 10:25, 26). Шуни һәм әстә сақлаш керәкки, мәлум бир диний мәйрәмниң Худани хурсән қилидиған яки қилмайдиғанлиғи шу мәйрәмниң келип чиқиш мәнбәси билән мунасивәтлик (Йәшая 52:11; Вәһийләр 18:4). Мошу китапниң 16-бабида тилға елинған Муқәддәс Китап қаидә-қанунлири, диний әмәс мәйрәмләрни тәбрикләш паалийәтлиригә қатнишишқа нисбәтән Йәһвәниң қандақ көз қарашта болидиғанлиғини билишиңиз үчүн ярдәм бериду.