ОН ИККИНЧИ БАП
Худани хурсән қилип яшаш
-
Сиз қандақ қилип Худаниң дости болалайсиз?
-
Шәйтанниң әйиплишиниң сиз билән қандақ мунасивити бар?
-
Қайси иш-һәрикәтләр Йәһвә Худани хурсән қилмайду?
-
Қандақ һаятиңиз билән Худани хурсән қилисиз?
1, 2. Йәһвә қайси адәмләрни өз достлири қатарида көргән?
СИЗ қандақ адәм билән дост болушни халайсиз? Ениқки, сиз билән ортақ көз қарашқа, қизиқишқа, әхлақ-пәзиләткә егә кишиниң сизгә һәмра болушини халайсиз һәм гөзәл әхлақ-пәзиләтлик йәни сәмимий вә меһриван киши билән дост болуп алақә қилип өтүшни яхши көрәттиңиз.
2 Өтмүштә, Йәһвә бәзи адәмләрни өзиниң яхши дости болушқа таллиған еди. Мәсилән, Пәрвәрдигар Йәһвә Ибраһим пәйғәмбәрни өзиниң дости дәп атиған (Йәшая 41:8; Яқуп 2:23). Худа Давут пәйғәмбәр тоғрисида: “Мени бәк хуш қилди” дегән. Чүнки, Тәңри Йәһвә Давутқа охшаш адәмләрни яхши көриду (Әлчиләр 13:22). Йәнә Йәһвә Даниял пәйғәмбәрни “тола әзиз” көргән (Даниял 9:23).
3. Немә үчүн Йәһвә бәзи кишиләрни өзиниң дости болушқа таллиған?
3 Немә үчүн Пәрвәрдигар Йәһвә Ибраһим, Давут вә Даниял пәйғәмбәрләрни өз дости қатарида көргән? Худа Ибраһимға: “Мениң әмримгә бойсунғанлиғиң үчүн” дегән (Яритилиш 22:18). Буниңдин көрүмизки, Йәһвә Худа өзиниң сөзигә кәмтарлиқ билән қулақ салған кишиләргә йеқинлишиду. У қедимдә Исраил хәлқигә: “Мениң сөзүмни аңлисиңиз мән сизниң Тәңриңиз болуп сиз болсиңиз мениң қәвмим [хәлқим] болур сизләр” дегән (Йәрәмия 7:23). Әгәр сиз Йәһвәгә итаәтчан болсиңиз, сизму униң дости болалайсиз!
ЙӘҺВӘ ХУДА ӨЗ ДОСТЛИРИҒА ЯРДӘМ БЕРИДУ
4, 5. Пәрвәрдигар Йәһвә өз хәлқигә ярдәм бәргәндә күч-қудритини қандақ көрситиду?
4 Худа билән болған достлуқ мунасиветидин келидиған пайда-мәнпийәт тоғрисида ойлап беқиң. Муқәддәс Китап: Йәһвә Худа пурсәт тепип “өз көңүллирини униңға майил қилғанларға өзини қудрәтлик көрситиду” дәйду (Тарихнамә 2-язма 16:9). Йәһвә сизгә ярдәм бәргәндә өз күч-қудритини қандақ көрситиду? Бир усули Зәбур 32-бап 8-айәттә ейтилған, бу айәттә: “Мән [Йәһвә] болсам саңа тәлим берип, маңидиған йолуңни саңа билдүрүп мәслиһәт көрситип үстиңгә нәзәр салармән” дәйду.
5 Пәрвәрдигар Йәһвә инсанларға немә дегән көңүл бөлгән, һә! У сиз муһтаҗ болғанда мәслиһәт көрситип, мәслиһәтләрни әмәлий ишләткиниңиздә ярдәм бериду. Тәңри сизниң синақларда бәрдашлиқ беришиңиз һәм йеңишиңиз үчүн ярдәм беришни халайду (Зәбур 55:22). Әгәр чин қәлбиңиздин Худаға хизмәт қилсиңиз, Зәбур язғучисиға охшаш ишәнч билән мундақ дәләләйсиз: “Мән һемишәм Худавәндини нәзәримдә сақлармән арий [һәқиқәтән] у өзи мениң оң йенимда болғач һеч жиқилмасмән” (Зәбур 16:8; 63:8). Әлвәттә, әгәр Пәрвәрдигар Йәһвәни хурсән қилип яшисиңиз, у сизгә ярдәм бериду. Амма, Худаниң бир дүшмини сизниң Худани хурсән қилидиған ишларни қилип яшишиңиз үчүн тосқунлуқ қилиду.
ШӘЙТАННИҢ ӘЙИПЛИШИ
6. Шәйтан инсанларни қандақ әйиплиди?
6 Мошу китапниң 11-бабида Иблис Шәйтанниң Худаниң һөкүмранлиқ һоқуқини әйиплигәнлиги чүшәндүрүлгән. Шәйтан, Йәһвә Худани ялғанчи вә адил әмәс дәп әйиплигән, Адәм ата билән Һава аниниң яхши вә яманни өзлири қарар қилишиға йол қоймиди дәп йошурун көрсәткән еди. Адәм ата билән Һава ана гуна қилғандин кейин, улар пәрзәнт көрүп көпийип йәр йүзини толтурушқа башлиғанда, барлиқ инсанларниң Худаға ибадәт қилиш нийәтлиригә шәк кәлтүрди. “Инсанларниң Худаға ибадәт қилиши һәргиз уларниң Худани яхши көргәнлигидин әмәс” дәп әйипләп, Шәйтан: “Маңа бир пурсәт берилсә, мән һәр қандақ кишини җәзмән Худаға қарши туридиған қилалаймән” дегән. Муқәддәс Китаптики Аюп пәйғәмбәргә мунасивәтлик хатириләрдә Шәйтанниң һәқиқәтән шундақ ишәнчидә болғанлиғи көрситилгән. Аюп пәйғәмбәр ким? У қандақларчә Шәйтанниң мошу шәк кәлтүрүши билән мунасивәтлик болған ишиға арилишип қалди?
7, 8. а) Аюп яшиған заманда у башқа кишиләргә қариғанда қайси тәрәптин пәриқлинәтти? ә) Шәйтан қандақ қилип Аюпниң Худаға ибадәт қилиш нийитигә шәк кәлтүргән?
7 Аюп пәйғәмбәр тәхминән мундин 3 600 жил илгири яшиған. У яхши адәм еди. Йәһвә у тоғрисида: “Йәр йүзидә униңдәк камил вә тоғра болуп Худадин қорқуп яманлиқтин қачидиған киши йоқ” дәп ейтқан (Аюп 1:8). Аюп Худани хурсән қилған еди.
8 Шәйтан, Аюпниң Худаға ибадәт қилиш нийитигә шәк кәлтүрүп, Йәһвәгә: “Сән у [Аюп] ниң чөрисини қоршап елип өйиниң чөриси билән һәммә бариниң чөрисини һәр тәрәптин йөгәп униң қоллириниң ишиға бәрикәт бәргиниң үчүн маллири журтта авумидиму? Амма, әнди қолуңни узартип униң һәммә бар нәрсилиригә тәккүзсәң у йүзиңгә қарап сәндин танар” дегән (Аюп 1:10, 11).
9. Йәһвә Худа, Шәйтанниң әйиплишигә қандақ җавап қайтурди?
9 Демәк, Шәйтан Худа билән муназирилишип: Аюпниң Худаға ибадәт қилиши пәқәт у пайда-мәнпийәткә еришкәнлиги сәвәплик дегән. Шәйтан йәнә: әгәр Аюп синаққа учриса, у Худадин тенип униңға қарши туриду дегән. Йәһвә ундақта Шәйтанниң әйиплишигә қандақ җавап қайтурди? Шу әйипләш Аюпниң Худаға ибадәт қилиш нийитигә мунасивәтлик болғачқа, Пәрвәрдигар Йәһвә, Шәйтанниң Аюп пәйғәмбәрни синишиға рухсәт қилған. Мошу усул арқилиқ Аюпниң Худани һәқиқәтән сөйидиған яки сөймәйдиғанлиғини ениқ көрүшкә болатти.
АЮП ПӘЙҒӘМБӘР СИНАЛДИ
10. Аюп қандақ синақларға дуч кәлди? У қандақ инкас қайтурди?
10 Шәйтан наһайити тезла һәр хил усуллар билән Аюпни синиди. Аюпниң маллириниң бәзилири оғриланди, қалған башқилири өлтүрүлди. Униң нурғун хизмәткарлири һәм өлтүрүлди. Бу чоң ихтисадий қийинчилиқ елип кәлди. Техиму ечинишлиғи, бир қетимлиқ қаттиқ боран униң он балисиниң җенини алди. Гәрчә мошундақ балаю-апәтләр арқа-арқисидин кәлгән болсиму, “муниң һәммисидә Аюп гуна қилмай... Худаға әйип қоймиди” (Аюп 1:22).
11. а) Шәйтан иккинчи қетим Аюп пәйғәмбәрниң иман-етиқатиға қарши қандақ шәк кәлтүрди? ә) Аюп шу жиркиничлик кесәл азавиға қандақ инкас қайтурди?
Аюп 27:5).
11 Шәйтан, буниң билән тиничланмиди. Шәйтан, Аюп байлиқлири, хизмәтчилири һәм балилиридин айрилғанда бәрдашлиқ бәргән билән, кесәл азавини тартса чоқум Йәһвәдин тенип униңға қарши туриду дәп ойлиған. Йәһвә Шәйтанға Аюпни наһайити бир жиркиничлик, азаплиқ кесәлгә дучар қилишиға рухсәт қилған. Бирақ, Аюп иман-етиқатидин қайтқини йоқ. Әксичә, Аюп мустәһкәм иман-етиқат билән: “Өлгүчилик тоғрилиғимни өзүмдин кәтгүзмәсмән” дегән (12. Шәйтанниң әйиплишигә Аюп қандақ җавап бәргән?
12 Аюп шу барлиқ азаплиқ мүшкүл әһвални Шәйтанниң пәйда қилғанлиғидин бехәвәр еди. Шәйтанниң, Йәһвәниң һөкүмранлиқ һоқуқини шикайәт қилип уни әйиплигәнлиги тоғрисида һеч немә билмәтти. Аюп өзини мүшкүл азаплиқ әһвалға Худа чүшәргән дәп тәшвишләнгән (Аюп 6:4; 16:11—14). Гәрчә шундақ болсиму, у өзиниң Йәһвә Худаға болған садақәтмәнлигини сақлиған. Аюп иман-етиқатта тәврәнмәй чиң турғанлиғидин, Шәйтан Аюпниң Худаға ибадәт қилиши өзиниң пайда-мәнпийити үчүн дәп җакалишиниң ялған екәнлигини испатлиған!
13. Аюпниң Худаға болған иман-етиқати сәвәплик нәтиҗидә қандақ иш йүз бәрди?
13 Аюпниң иман-етиқати Шәйтанниң Йәһвә үстидин қилған әйиплишигә қарши наһайити қанаәтлинәрлик җавап болған. Аюп һәқиқәтән Пәрвәрдигар Йәһвәниң дости болған. Һәм Худа униң иман-етиқати үчүн уни мукапатлиған еди (Аюп 42:12—17).
ШӘЙТАННИҢ ӘЙИПЛИШИНИҢ СИЗ БИЛӘН ҚАНДАҚ МУНАСИВИТИ БАР?
14, 15. Шәйтан Аюп пәйғәмбәрниң Худаға болған иман-етиқатиға шәк кәлтүрүши әмәлиятта барлиқ инсанларниң иман-етиқатиға шәк кәлтүридиғанлиғини қандақ билимиз?
14 Пәрвәрдигар Йәһвәгә болған садақәтмәнлик тоғрисида оттуриға чиққан соал пәқәт Аюп пәйғәмбәргила қаритилип қалмастин, барлиқ инсанлар билән мунасивәтлик. Муқәддәс Китапниң Пәнди-нәсиһәт 27-бап 11-айитидә (ЙД): “Әй оғлум дана болсаң көңлүмни хошал қиларсән, шундақ болсаң мени әйиплигүчигә җавап берәләймән” дейилгән. Мошу айәт Аюп пәйғәмбәр өлгәндин бир нәччә йүз жил кейин йезилған. Булар Шәйтанниң йәнила Худани мазақ қилип униң хизмәтчилирини әйиплигәнлигини көрситиду. Биз Йәһвәни хурсән қилидиған ишларни қилип яшисақ, әмәлиятта Шәйтанниң ялған әйиплишини рәт қилип, Йәһвәниң көңлини хошал қилимиз. Худани хурсән қилишни халамсиз? Шәйтанниң әйипләшлириниң ялғанлиғини испатлаш үчүн бир кишилик һәссиңизни қошуп, турмушиңиздики бәзи иш-һәрикәтлириңизни өзгәртсиңиз әрзигидәк иш болмамду?
15 Шәйтанниң дегән сөзигә диққәт қилип бақайли: “Адәм дегән һәммә бар нәрсилирини өз җени үчүн бәрмәмдур?” (Аюп 2:4). “Адәм” дейиш арқилиқ Шәйтан наһайити ениқ қилип пәқәт Аюп пәйғәмбәрнила әмәс, барлиқ инсанларни көздә тутқанлиғини көрсәткән. Бу нуқта наһайити муһимки, Шәйтан сизниң Худаға болған садақәтмәнлигиңизгә шәк кәлтүргән. Шәйтан сизниң қийинчилиққа йолуққанда, Худаға итаәт қилмай һәққанийлиқтин ваз кечишиңизни көрүшни яхши көриду. Шәйтан өзиниң мәхситигә йетиш үчүн қандақ һәрикәтләрни қилишқа урунуши мүмкин?
16. а) Шәйтан қандақ усуллар арқилиқ адәмләрни Худадин жирақлаштуриду? ә) Шәйтан шу усуллар арқилиқ сизгә қандақ қарши туруши мүмкин?
16 Бу китапниң 10-бабида мулаһизә қилип өткәндәк, Шәйтан һәр хил усулларни қоллинип кишиләрни Худадин жирақлаштуруп кетишкә уруниду. Бир тәрәптин, Шәйтан худди “ечиқап кәткән ширдәк араңлардики мәсиһийләрни жутмақчи болуп, қатирап жүриду” (Петрусниң 1-хети 5:8). Мәсилән, сизниң Муқәддәс Китап үгиниш тиришчанлиғиңизға вә үгәнгәнлириңизни әмәлиятта ишлитишиңизгә дост-бурадәр, уруқ-туққан вә яки башқилар қарши туруши мүмкин * (Юһанна 15:19, 20). Йәнә бир тәрәптин, “шәйтан өзини йоруқлуқ периштәси, дәп пәдәзливалғандур” (Коринтлиқларға 2-хәт 11:14). Бәлким, Шәйтан һелә-микирлик усуллар арқилиқ сизни алдап, Йәһвәни хурсән қилидиған ишларни қилип яшишиңизни тохтитишқа һәрикәт қилиши мүмкин. Йәнә у кишиләрни үмүтсизләндүридиған усулларни қоллинип, сизни Худани хурсән қилишқа мәңгү лайиқ кәлмәйдиғандәк сезимларни кәлтүрүши мүмкин (Пәнди-нәсиһәт 24:10). Мәйли Шәйтан худди “ечиқап кәткән ширдәк” һуҗум қилсун яки “йоруқлуқ периштәси”дәк һәрикәт қилсун, у авалқиға охшаш шәк кәлтүргән болуп: әгәр сиз синаққа яки аздурлушқа учрисиңиз, сизни Йәһвәгә ибадәт қилиштин тохтайду дәп қарайду. Сиз Шәйтанниң мошу әйиплишигә қандақ җавап берип, Йәһвә Худаға болған садақәтмәнлигиңизни қандақ испатлалайсиз, сизму Аюп пәйғәмбәрдәк қиламсиз?
ЙӘҺВӘНИҢ БУЙРУҚЛИРИҒА БОЙ СУНУШ
17. Йәһвәниң буйруқлириға бой сунуп яшашниң асаслиқ сәвәви немә?
17 Сиз Худани хурсән қилип яшаш арқилиқ Шәйтанниң әйиплишигә җавап берәләйсиз. Бу қайси ишларни өз ичигә алиду? Муқәддәс Китап: “Сән болсаң рәб Худайиңни һәммә көңлүң билән, һәммә җениң билән, һәммә күчүң биләнму дост тутқин [сөйгин]” дәйду (Тәкрар қанун 6:5). Худаға болған муһәббитиңиз чоңқурлашқансери, униң сиздин күткән тәләплирини орунлаш үчүн қәлбиңиз арзу-үмүткә толиду. Мәсиһниң шагирти Юһанна: “Худани-сөйүш Униң әмирлиригә әмәл қилиш дәмәктур” дәп язған. Әгәр Пәрвәрдигар Йәһвәни чин қәлбиңиздин сөйсиңиз, “Униң әмирлириму еғир әмәс” екәнлигини һис қилисиз (Юһаннаниң 1-хети 5:3).
18, 19. а) Йәһвәниң буйруқлиридин бир нәччини ейтип берәләмсиз? (“ Йәһвә өч көрүдиған ишлардин хали болуш” намлиқ рамкиға қараң). ә) Худа, күчимиз йәтмәйдиған ишларни қилишимизни тәләп қилмайдиғанлиғини қандақ билимиз?
18 Йәһвәниң буйруқлири қайсилар? Буйруқларниң бәзилири биз чоқум хали болушимиз зөрүр болған иш-һәрикәтләрни өз ичигә алған. Мәсилән, “ Йәһвә өч көрүдиған ишлардин хали болуш” намлиқ рамкиға диққәт ағдуруң. Шу көрситилгән иш-һәрикәтләргә Муқәддәс Китапниң ләнәт оқуғанлиғини наһайити ениқ көрәләймиз. Көрситилгән иш-һәрикәтләргә көз жүгәртип қарап бақсиңиз, қаримаққа бәк яман иштәк көрүнмәслиги мүмкин. Бирақ, Муқәддәс Китаптин нәқил кәлтүрүлгән айәтләрни чоңқур ойлап бақсиңиз, Йәһвәниң қанунлириниң әқил-парасәткә толғанлиғини чүшинип йетәләйсиз. Өз иш-һәрикәтлириңизни өзгәртиш сиз дуч кәлгән ишлар арисида қилиш әң қийин болған иш болуши мүмкин. Амма, Худани хурсән қилип яшаш арқилиқ турмушиңизда қанаәт һасил қилип хошаллиқ тапалайсиз (Йәшая 48:17, 18). Сизму җәзмән шундақ қилалайсиз. Биз уни қандақ билимиз?
19 Пәрвәрдигар Йәһвә һәргизму күчимиз йәтмәйдиған ишларни қилишимизни тәләп қилмайду (Тәкрар қанун 30:11—14). У бизниң йошурун ихтидаримизни вә биздики чәклимиликни бизгә қариғанда яхширақ билиду (Зәбур 103:14). Буниңдин башқа, Йәһвә бизниң униңға бой сунушимиз үчүн күч-қудрәт бериду. Әлчи Павлус: “Худа ишәнчликтур! У силәрни бәрдашлиқ бериш чекиңлардин һалқиған синақларға учратмайду. Худа силәрниң синаққа дуч кәлгәндә пут тирәп туралишиңлар үчүн, аздурулуштин сақлиниш йолини ечип бериду” дәп язған (Коринтлиқларға 1-хәт 10:13). Пәрвәрдигар Йәһвә сизниң бәрдашлиқ беришиңизгә ярдәм бериш үчүн, у һәтта сизгә һәддидин ташқири күч-қудрәт бериду (Коринтлиқларға 2-хәт 4:7). Әлчи Павлус нурғун синақларға бәрдашлиқ бәргәндин кейин, у: “Маңа қудрәт бәргүчиниң васитиси бирла һәр немини қилалурмән” дегән (Филипиликләр 4:13 БҖТ).
ХУДАНИ ХУРСӘН ҚИЛИДИҒАН ХИСЛӘТЛӘРНИ ЙЕТИЛДҮРҮШ
20. Йәһвәни хурсән қилидиған қайси яхши мүҗәз-хулуқ вә хисләтләрни йетилдүрүшиңиз лазим? Немә үчүн бу бәк муһим?
20 Әлвәттә, Йәһвәни хурсән қилиш үчүн у өч көридиған ишлардин хали болсила иш пүтмәйду. Сиз йәнә у немини яхши көрсә, сизму һәм шуни яхши көрүшиңиз лазим (Римлиқлар 12:9). Сиз өзиңиз билән ортақ көз қарашқа, қизиқишқа, әхлақ-пәзиләткә егә кишини дост болушқа таллайсиз, шундақ әмәсму? Тәңри Йәһвәму шундақ қилиду. Шуңа, Йәһвә яхши көрүдиған ишларни яхши көрүшни үгиниш керәк. Зәбур 15-бап 1—5-айәттә, Худа яхши көрүдиған бәзи ишлар тәсвирләнгән болуп, мошулар униң қандақ киши билән дост болидиғанлиғини көрситиду. Йәһвәниң достлири Муқәддәс Китаптики тәсвирләнгән роһниң мевиси дәп атиған сүпәтләрни йетилдүриду. Шу хисләтләр болса “меһир-муһәббәт, хошал-хорамлиқ, течлиқ-аманлиқ, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, садиқлиқ, мулайимлиқ вә өзини тутувелишлардин ибарәттур” (Галатиялиқлар 5:22, 23).
21. Сизниң Йәһвәни хурсән қилидиған яхши мүҗәз-хулуқ вә хисләтләрни йетилдүрүшиңизгә немә ярдәм бериду?
21 Дайим Муқәддәс Китапни оқуш вә үгиниш сизниң Худани хурсән қилидиған яхши мүҗәз-хулуқ вә хисләтләрни йетилдүрүшиңиз үчүн ярдәм бериду. Һәм Худаниң сиздин немә тәләп қилидиғанлиғини үгиниш өз ой-хияллириңизни униң ой-пикири билән маслаштурушиңизға ярдәм бериду (Йәшая 30:20, 21). Сизниң Йәһвәгә болған меһир-муһәббитиңиз чоңқурлашқансери, уни хурсән қилидиған ишларни қилип яшаш арзу-үмүтиңизму барғансери күчийиду.
22. Сиз Йәһвәни хурсән қилидиған ишларни қилип яшаш арқилиқ немини әмәлгә ашуралайсиз?
22 Йәһвәни хурсән қилидиған ишларни қилип яшаш күч чиқиришни тәләп қилиду. Муқәддәс Китап, турмушиңизни өзгәртишиңизни худди кона кийимни селип ташлиғандәк кона тәбиитиңларни чөрүп ташлап һәм йеңи бир тәбиәтни кийишиңизгә охшатқан (Колосилиқлар 3:9, 10). Зәбурда, Пәрвәрдигар Йәһвәниң буйруқлириға бойсунуш тоғрисида мундақ йезилған: “Уларни тутмақ билән чоң әҗир тападур” (Зәбур 19:11). Сиз һәм Худани хурсән қилидиған ишларни қилип яшаш арқилиқ көп мукапатқа еришәләйсиз. Шундақ қилиш арқилиқ Шәйтанниң әйиплишигә җавап берип Йәһвә Худаниң көңлини хурсән қилалайсиз!
^ 16-абзац Бу дегәнлик һәргизму сизгә қарши турғучилар беваситә Шәйтанниң тәсири астида дегәнлик әмәс. Бирақ, Шәйтан бу заманниң Тәңриси, бу дуния пүтүнләй Шәйтанниң һөкүмранлиғи астида (Коринтлиқларға 2-хәт 4:4; Юһаннаниң 1-хети 5:19). Шуңа, биз яшашни арзу қилған Худани хурсән қилидиған турмушни көпинчә кишиләр яқтурмайду һәм бәзиләр сизниң шундақ турмуш кәчүрүшиңизгә қарши туриду.