БИРИНЧИ БАП
Худа тоғрисидики һәқиқәт дегән немә?
-
Худа һәқиқәтән сизгә көңүл бөләмду?
-
Худа дегән ким? Униң исми барму?
-
Худаға йеқинлишиш мүмкинму?
1, 2. Немә үчүн соал сораш пайдилиқ?
СИЗ кичик балиларниң соал сорашқа имрақ екәнлигигә диққәт қилип баққанму? Нурғун балилар тили чиқип гәп қилишни билгәндин башлап соалларни қойиду. Улар булақтәк сәбий көзлири билән сизгә тәлмүрүп қарап, наһайити қизғинлиқ билән: Немә үчүн асман көк рәңдә? Асманда қанчә юлтуз бар? Қушларға сайрашни ким үгәткән? Дегәндәк соалларни қойиду. Гәрчә пүтүн күчиңиз билән соалларға җавап бәргән чағдиму, балиларни рази қилиш асан әмәс. Һәтта, сиз қанаәтлинәрлик җавап бәрсиңизму, балилар йәнә “немә үчүн?” дәп сориши мүмкин.
2 Әмәлиятта, пәқәт кичик балиларла соал сорап қалмастин, бизму йешимизниң чоңийишиға әгишип тохтимастин йеңи соалларни оттуриға қойимиз. Бизниң соал соришимиз болса мәлум мәсилиләрни һәл қилишниң усуллирини тепиш, қандақ қилип ховуп-хәтәрдин хали турмуш кәчүрүш вә өз қизиқишлиримизни қанаәт тапқузуш үчүндур. Бирақ, нурғун адәмләр соал сорашни тохтатқандәк қилиду, болупму инсан турмуштики әң муһим соаллар үстидә издинип җавап тепишни тохтатти.
3. Немә үчүн нурғун адәмләр әң муһим соалларниң җававини тепишни тохтатти?
3 Мошу китапниң кириш сөз
яки мошу бапниң баш қисмида оттуриға қоюлған соаллар тоғрисида ойлинип көрүң. Буларниң һәммиси инсан турмушидики әң муһим соаллардур. Амма, нурғун кишиләр бу соалларға җавап тепиштин ваз кәчкән. Немә үчүн? Муқәддәс Китап бу соалларға җавап берәләмду? Бәзи адәмләр, буларни чүшиниш қийин мәсилиләр дәп һис қилишиду. Йәнә бәзиләр, шундақ соалларни сорап башқиларниң мәсқирисигә қелиштин әнсирәйду. Йәнә бир қисим адәмләр болса бу мәсилиләрни әң яхшиси диний алимлар муһакимә қилишсун, шуларға қалдурайли дейишиду. Ундақта, сизниң мошу мәсилиләргә болған көз қаришиңиз қандақ?4, 5. Инсан турмушида биз чоқум җавап тепишқа тегишлик қандақ муһим соаллар бар? Немә үчүн биз чоқум җававини издишимиз керәк?
4 Сиз бәзидә тәбиийла: “Адәм болуп яшаштики мәхсәт немә? Һаятлиқ пәқәт туғулуш, яшаш, қерип өлүшму? Худа дегән ким?” дегәндәк инсанлиқ турмуштики бәзи муһим соалларниң җававини тепишни ойлап қалидиғансиз. Мошундақ соалларни оттуриға қоюш наһайити әһмийәтликтур. Чоқум өзиңизни қайил қилғидәк ишәнчилик җавапни тепип чиққичә һәргиз ваз кәчмәң. Әйса пәйғәмбәр: “Дуа қилип тиләңлар, Худа тилигиниңларни бериду. Издәңлар, таписиләр. Ишикни қеқиңлар, ечилиду” дегән (Мәтта 7:7).
5 Әгәр сиз “издисиңиз” соалларниң җававини тепип чиқишниң наһайити әһмийәтлик вә пайдилиқ екәнлигини һис қилисиз (Пәнди-нәсиһәт 2:1—5). Башқиларниң немә дейишидин қәтъий нәзәр, бу соалларниң җавави бар. Униң үстигә, җавапларни издәп тапалайсиз. Шу җаваплар Муқәддәс Китапта бар вә чүшиниш тәс әмәс. Һәм у сизгә үмүт вә хошаллиқ елип келип сизниң һазирқи турмушиңиздин қанаәт тепип яшишиңиз үчүн ярдәм бериду. Биз авал нурғун кишиләрни тәшвишләндүридиған бир соал үстидә параңлишип бақайли.
ХУДА ИНСАНЛАРҒА КӨҢҮЛ БӨЛМӘЙДИҒАН ТАШ ЖҮРӘКЛИКМУ?
6. Немә үчүн нурғун кишиләр, Худа азап-оқубәт чекиватқан адәмләргә көңүл бөлмәйду дәйду?
6 Нурғун адәмләр, Худа инсанларға көңүл бөлмәйду дәп қарайду. Улар һәм “әгәр Худа инсанларға көңүл бөлсә, бу дуния һазирқидәк болуп кәтмәтти” дәйду. Әтрапимизға қарап бақайли, дуния уруш, өчмәнлик, азап-оқубәтләргә толуп кәтти. Өз-өзимизни елип ейтсақ, кесәлгә муптила болуп азап-оқубәт тартиватимиз яки йеқин уруқ-туққан, дост-бурадәрлиримиздин айрилип қеливатимиз.
Мошундақ сәвәпләр түпәйлидин нурғун адәмләр: “Әгәр Худа инсанларға вә улар дуч келиватқан мәсилиләргә көңүл бөлсә, у шундақ ишларниң йүз беришини тосуши керәк әмәсму?” дейишиду.7. а) Қандақ қилип диний устазлар нурғун кишиләрни Худа бағри таш дегән ойға кәлтүриду? ә) Биз дучар болидиған синақларға қарита Муқәддәс Китап қандақ һәқиқәтни ейтиду?
7 Әң яман болғини, бәзи вақитларда диний устазлар Худани адәмләргә таш жүрәклик қилип көрситиду. Улар қандақ қилип адәмләрни шундақ ойға кәлтүриду? Бирси ечинишлиқ паҗиәгә йолуққанда, улар: бу Худаниң ирадиси дәп чүшәндүриду. Шу устазларниң шундақ чүшәндүрүши, Худа ечинишлиқ паҗиәгә җавапкәр болуши керәк дәп уни әйиплигәнликтур. Шундақ чүшәндүрүш тоғриму? Муқәддәс Китапта һәқиқәтән немә ейтилиду? Яқуп 1:13-айәттә: “Аздурулушқа дуч кәлгән адәм “Худа мени аздуруватиду”, дәп ойлимисун. Чүнки Худа аздурулмайду һәм башқиларни аздурмайду” дәп йезилған. Шуңа дуниядики һәр хил яман ишларни һәргизму Худа пәйда қилған әмәс (Аюп 34:10—12). Худаниң һәқиқәтән яман ишларниң йүз беришигә йол қойғанлиғи инкар қилинмайду. Лекин, мәлум ишниң йүз беришигә йол қоюш билән мәлум ишниң йүз беришигә сәвәпчи болуш оттурисида наһайити чоң пәриқ бар.
8, 9. а) Қандақ мисал арқилиқ, яман ишларниң йүз беришигә йол қоюш билән яман ишларниң йүз беришигә сәвәпчи болуш оттурисидики пәриқни чүшәндүрәләйсиз? ә) Худаниң инсанларниң яман йолда меңишиға йол қойғанлиқ қарарини әйиплишимиз немә үчүн адилсизлиқ?
8 Мәсилән, дана, меһир-муһәббәтлик ата билән яш жигит тоғрисида мундақ пәрәз қилип бақайли. Униң оғли вапасизлиқ қилип, өйдин чиқип кетишни қарар қилипту. Ата болғучи тосалғулуқ қилмиған. Оғул яман йолға кирип, ақивәттә турмушида нурғун аваричилиқларға учрапту. Мошу аваричилиқларниң келип чиқишиға оғулниң атиси сәвәпчи боламду? Әлвәттә яқ (Луқа 15:11—13). Шуниңға охшаш, инсанлар хата йолда меңишни таллиғанда, Худаму уларниң алдини тосимиған. Шуңлашқа, инсанлар баштин кәчүргән қийинчилиқларға һәргизму Худа сәвәпчи әмәс. Шундақ екән, инсанларниң һәр хил қийинчилиқлириға Худа җавапкәр болуши керәк дәп уни әйипләш адилсизлиқтур.
11-бабида Худаниң инсанларни яман йолда меңишиға йол қойғанлиғи тоғрисидики мәзмунларни тәпсилий үгинимиз. Амма шундақ ейталаймизки, Худа һәргиз инсанлар дуч келиватқан қийинчилиқларға җавапкәр әмәс. Әксичә, У бизгә қийинчилиқларни һәл қилишиниң бирдин-бир үмүтини бәрди! (Йәшая 33:2).
9 Худаниң инсанларниң яман йолда меңишиға йол қоюшида сәвәп бар вә шундақ қилишиниң сәвәвини дана, күч-қудрәтлик Яратқучи егимизниң бизгә чүшәндүрүши һаҗәтсиз. Бирақ, Худа меһир-муһәббәт болғачқа, сәвәвини бизгә ейтип бәрди. Мошу китапниң10. Немә үчүн, биз Худаниң чоқум пүткүл зулумлуқниң ақиветини йоқ қилидиғанлиғиға ишинәләймиз?
10 Худа муқәддәстур (Йәшая 6:3). Бу Худа пак, әйипсиз вә азирақму нуқсан йоқ дегәнликтур. Шуңа, биз униңға пүтүнләй ишинәләймиз. Лекин, биз һәр қандақ адәмгә ундақ мукәммәл ишинәлмәймиз, чүнки бәзидә адәмләр турупла яманға өзгиривелиши мүмкин. Әң сәмимий һоқуқ жүргүзидиған адәмләрниңму дайим яман кишиләр пәйда қилған бузғунчилиқларни вә қийинчилиқларни түзәшкә қудрити йәтмәйду. Бирақ, Худа һәммигә қадир, У мошу дуниядики пүткүл зулумлуқниң ақиветини йоқ қилишқа қадир болупла қалмай, кәлгүсидә у рәзилликләрни мәңгүлүк йоқ қилиду! (Зәбур 37:9—11).
ХУДА БИЗ ДУЧ КЕЛИДИҒАН АДАЛӘТСИЗЛИККӘ ҚАРИТА ҚАНДАҚ ҚАРАЙДУ?
11. а) Худа адаләтсизликкә қарита қандақ қарайду? ә) Сиз азап-оқубәт чәксиңиз Худада қандақ сезимлар болиду?
11 Худа яманлиқни техи йоқ қилмиған екән, һазирқи дунияниң ишлири вә бизниң турмушимизға қарита у қандақ қарайду? Муқәддәс Китап бизгә: “Худа һәқликни дост тутуп”, тоғра-хатаға наһайити көңүл бөлиду, У һәр қандақ адаләтсизликни өч көриду дәп тәлим бериду (Зәбур 37:28). Муқәддәс Китап йәнә: илгири дуния яманлиққа толғанда, Худа “пушайман қилди” дәйду (Яритилиш 6:5, 6). Худа һәргиз өзгәргини йоқ (Малахи 3:6). У һелиһәм дунияниң һәр қайси җайлирида йүз бериватқан азап-оқубәтләрни көрүшни өч көриду. У инсанларниң азап-оқубәт чекишини көрүшниму өч көриду. Муқәддәс Китап: “У силәргә ғәмхорлуқ қилиду” дәйду (Петрусниң 1-х. 5:7).
12, 13. а) Немә үчүн биздә меһир-муһәббәт қатарлиқ гөзәл әхлақ-пәзиләт вә хусусийәтләр бар? Қандақларчә меһир-муһәббәт бизниң, бу дуниядики боливатқан ишлар һәққидә болған ой пикиримизгә тәсир қилиду? ә) Немишкә Худа йәр-йүзидин азап-оқубәтләрни йоқ қилишиға, биз шүбһиләнмәймиз?
Яритилиш 1:26). Шуңа биздә Худада бар болған һәр хил гөзәл әхлақ, есил пәзиләтләр бар. Мәсилән, сиз бегуна бир кишиниң азап-чәккәнлигини көрсиңиз, қәлбиңиз беарамлиқ һис қиламду? Сиз наһәқчиликкә көңүл бөлгән йәрдә, Худа әлвәттә наһәқчиликкә техиму көңүл бөлиду.
12 Худаниң азап-оқубәтни көргәндә, өч көридиғанлиғини биз нәдин билимиз? Төвәндикиләр йәнә бир испаттур. Муқәддәс Китап: адәм Худаниң обризида яритилған дәп тәлим бериду (13 Инсанларниң әң есил пәзиләтлириниң бири — меһир-муһәббәт. Инсанларниң башқиларға меһир-муһәббәт көрситиш иқтидари бар. У шундақла һәм Худаниң пәзилитиниң әкс әттүрлишидур. Муқәддәс Китап: “Худа Өзи меһир-муһәббәттур” дәп тәлим бериду (Юһаннаниң 1-хети 4:8). Худа муһәббәт болғанлиқтин, биздиму муһәббәт бар. Сиз меһир-муһәббәтлик болған екәнсиз, дуниядики сиз көрүп туриватқан барлиқ азап-оқубәтләрни вә адилсизлиқларни йоқ қиливетишни ойлап бақтиңизму? Әгәр сизниң шундақ қилидиған күч-қудритиңиз болса, қандақ қилар едиңиз? Әлвәттә, сиз уни йоқ қилаттиңиз! Охшашла, биз ишәшлик болалаймизки, Худаму һәм азап-оқубәтләрни вә адилсизлиқларни йоқ қилиду. Мошу китапниң кириш сөз қисмида тилға елинған вәдиләр һәргизму қуруқ хам-хиял әмәс. Худаниң вәдиси чоқум әмәлгә ашиду! Униң шу вәдилиригә ишәнч бағлаш үчүн шу вәдиләрни қилған Худа тоғрисида техиму көп билишиңизгә тоғра келиду.
ХУДА СИЗНИҢ УНИ ТОНУШИҢИЗНИ ХАЛАЙДУ
14. Худаниң исми немә? Немә үчүн биз мошу исимни ишлитишимиз керәк?
14 Әгәр башқилар билән тонушишни халисиңиз, сиз немә қилисиз? Сиз өз исмиңизни башқиларға ейтип берисиз, шундақ әмәсму? Ундақта Худаниң исми барму? Нурғун адәмләр: Худаниң исми көп дәйду. Мәсилән, “Рәһман”, “Рәһим” дәйду. Лекин улар Униң хисләтлири болуп, Зәбур 83-бап 18-айәт: “Улар Сениң барәңдә [Сән тоғрисида] ялғуз У Йәһвә атунур дәп уқуп сениң тамам йәр йүзи үстигә Һәқ Таала [жуқури мәртивилик Худа] екәниңни билгәй” дәйду. Әгәр сиз өзиңиздики Муқәддәс Китаптин мошу исимни тапалмисиңиз, мошу китапниң “Муқәддәс исим — униң ишлитилиши вә мәнаси” намлиқ қошумчә изаһитигә қараң. Шуниңда сәвәвини биләләйсиз. Әмәлиятта, Худаниң исми Муқәддәс Китапниң қедимий қол язма көчүрүлмә нусхилирида нәччә миң қетим тилға елинған. Шуңа Йәһвә Худа сизниң Униң исмини билишиңизни һәм шу исимни ишлитишиңизни халайду. Шундақ дейишкә болидуки, Йәһвә Муқәддәс Китап арқилиқ өзини сизгә тонуштуриду.
Униңға наһайити мас кәлгән. Шуңлашқа, буларниң һәммиси Худаниң исми әмәс, хисләтлиридур. Йәнә бәзи кишиләр, Униң исми “Худа”, “Пәрвәрдигар” вә “Алла” дейишиду. Бирақ, улар униң хас исми әмәс, нам-унванидур. Мәсилән, “падиша”, “баш вәзир” дегәнләр нам-унван, исим әмәс. Муқәддәс Китап бизгә Худаниң нурғун нам-унванлири барлиғини ейтиду. Жуқурида сөзләнгәнлири бир нәччисила халас. Бирақ, Муқәддәс Китап Худаниң бирла хас исми барлиғини ейтиду. Худаниң өзигә хас исми — Йәһва.15. Йәһвә дегән исимниң мәнаси немә?
15 Худаниң өзи үчүн қойған исиминиң чоңқур мәнаси бар. Униң исми Йәһва, мәнаси У өзиниң һәр қандақ вәдилирини орунлайду вә У һәр қандақ мәхситини әмәлгә ашуриду дегәнликтур. * Худаниң исми бирдин-бир, пәқәт Униңғила тәвә һәм хастур. Нурғун тәрәпләрдин елип ейтсақ, Йәһвә Худа болса бирдин-бир, Йәккә-йиганәдур.Немә үчүн мошундақ дәймиз?
16, 17. а) Һәммигә қадир ә) “мәңгүлүк Падиша” б) Яратқучи егә дегән нам-унванлар арқилиқ Тәңри Йәһвә тоғрисида немә үгинәләймиз?
Зәбур 83-бап 18-айәттә: Пәрвәрдигар Йәһвә тоғрисида “ялғуз У... Һәқ Таала [жуқури мәртивилик Худа]” дәйду. Униң үстигә, пәқәт Йәһвәла һәммигә қадир дәп тилға елинған. Вәһийләр 15:3-айәт: “Һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа, Қилғанлириң улуқ вә карамәттур. Әй пүткүл хәлиқләрниң Падишаси, Йоллириң адил вә һәқтур” дәйду. Худа Йәһвәниң “һәммигә қадир” дегән нам-унвани, Униң бирдин-бир әң күч-қудрәтлик екәнлигини көрситиду. Униң күч-қудрити тәңдашсиз вә чәксиздур. Тимотийға 1-хәт 1:17-айәттә: Тәңри Йәһвә “мәңгүлүк Падиша” дәп тилға елинған. Мошу нам-унвани, йәнә бир тәрәптин Йәһвәниң бирдин-бир Худа екәнлигини есимизға салиду. Пәқәт ялғуз У мәңгү мәвҗуттур. Зәбур 90-бап 2-айәт: “Әзәлдин әбәдкичә Сән Худадур Сән” дәйду. Бу растинла кишиниң һөрмәт еһтирамини қозғайду, шундақ әмәсму?
1617 Йәһвә у Йәккә-йиганәдур. Ялғузла у Яратқучи егидур. Вәһийләр 4:11-айәт: “Пәрвәрдигаримиз вә Худайимиз! Шан-шәрәп, һөрмәт вә қудрәткә лайиқсән. Чүнки һәммини Сән яраттиң. Һәммә нәрсә хаһишиң билән яритилип вуҗутқа кәлди” дәйду. Сиз ойлиған һәр қандақ нәрсиләр, мәйли асмандики көрүнмәйдиған роһий мәхлуқатлар, кечә асминидики юлтузлар, мәйли дәрәқтики һәр хил мевиләр, деңиз вә дәриялардики белиқлар һәммиси Яратқучи Йәһвә сәвәплик мәвҗут болуп туриду.
СИЗ ЙӘҺВӘ ХУДАҒА ЙЕҚИНЛИШАЛАМСИЗ?
18. Немә үчүн бәзи адәмләр, биз Худаға һәргиз йеқинлишалмаймиз дәп һис қилиду? Бирақ, Муқәддәс Китап мошу тоғрисида немә дәйду?
18 Пәрвәрдигар Йәһвәниң жуқурида тилға елинған кишини әймәндүридиған улуқ, алаһидә хусусийәтлири, бәзи кишиләрни Худа наһайити жуқури шан-шәрәпкә егә, өзини болса Худаниң нәзәридә һеч немигә әрзимәс һис қилдуриду. Шуниң билән улар Худаға йеқинлишишқа һәргиз җүръәт қилалмайду. Амма, шундақ һесаплашқа тоғриму? Муқәддәс Китапниң көз қариши дәл буниң әксичә. Муқәддәс Китап: Йәһвә Худа “У биздин жирақ әмәс” дәйду (Әлчиләр 17:27). Һәтта, Муқәддәс Китап бизни үндәп мундақ дәйду: “Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду” (Яқуп 4:8).
19. а) Қандақ қилип биз Худаға йеқинлишишни башлалаймиз? Мошундақ қилишимизниң қандақ пайдиси бар? ә) Худаниң қайси хисләтлири сизни өзигә әң тартти?
Юһанна 17:3). Муқәддәс Китап һәқиқити шуни ейтидуки, Йәһвә Худа вә Әйса Мәсиһ тоғрисида билим елиш бизгә “әбәдий тириклик” йәни мәңгүлүк һаят елип келиду! Биз бурун көрүп өткәндәк, “Худа меһир-муһәббәттур” (Юһаннаниң 1-хети 4:16). Худа Йәһвәниң буниңдин башқа, йәнә нурғун гөзәл әхлақ-пәзилити вә адәмләрни җәлип қилидиған хисләтлири бар. Мәсилән, Муқәддәс Китапта: Йәһвә “Мән интайин меһриван вә рәһимдил Худадурмән. Асанлиқчә ғәзәпләнмәймән, меһир-муһәббитим мол, вападармән” дәйду (Чиқиш 34:6). У “Кәрим [сехий] вә әпу қилғили тәйяр” (Зәбур 86:5). Униң көңли-көкси кәңдур (Петрусниң 2-хети 3:9). У ишәнчилик Худадур дәйду (Ибранийлар 10:23). Сиз жуқурида оқуғандәк, Йәһвә Худаниң нурғун асасий хисләтлиридин башқа униң йәнә нурғун есил пәзиләтлирини Муқәддәс Китапни давамлиқ үгиниш арқилиқ биләләйсиз.
19 Сиз қандақ қилип Худаға йеқинлишалайсиз? Авал, һазир қандақ қиливатқан болсиңиз тохтимастин шундақ қилиң — йәни Худа тоғрисида билим елишни давамлаштуруң. Муқәддәс Китапта Мәсиһ дәп аталған Әйса пәйғәмбәр: “Мәңгүлүк һаят болса, һәқиқий бирдин-бир Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштур” дәйду (20—22. а) Бизниң Худани көрәлмәслигимиз бизниң Униңға йеқинлишишимизни тосап қоямду? Чүшәндүрүң. ә) Бәзиләр пак нийити билән сизни немә қилишқа үндиши мүмкин? Бирақ, сиз немә қилишиңиз керәк?
20 Худа у көрүнмәс роһтур. Сиз Уни көрәлмәйсиз (Юһанна 1:18; 4:24; Тимотийға 1-хәт 1:17). Бирақ, Муқәддәс Китап арқилиқ Худаниң ой-пикир, хисләтлири тоғрисида тонушқа егә болалайсиз. Худди Зәбурда ейтилғандәк: сиз Йәһвәниң “җамалиға нәзәр” салалайсиз (Зәбур 27:4; Римлиқлар 1:20). Сиз Йәһвә тоғрисида үгәнгәнсери, бәрһәқ чин Худаға болған ишәнчиңиз ашиду һәм уни сөйүшиңиз керәклигини вә униңға техиму йеқинлишип кетиватқанлиғиңизни һис қилисиз.
21 Сиз аста-аста немә үчүн Муқәддәс Китап бизгә, Йәһвәни Ата орнида тонушни үгитидиғанлиғини чүшинип йетисиз (Мәтта 6:9). У пәқәт бизгә һаятлиқ берип қалмастин, йәнә худди көйүмчан ата пәрзәнтлириниң әң бәхит-саадәтлик турмушқа еришишини үмүт қилғандәк, бизниңму бәхит-саадәтлик турмуш кәчүрүшимизни халайду (Зәбур 37:9). Муқәддәс Китап йәнә бизгә Худа билән инсанларниң достлуқ орниталайдиғанлиғи тоғрисида сөзләйду (Яқуп 2:23). Қени тәсәввур қилип беқиң: сиз пүтүн Аләмниң Яратқучиси билән дост болалайсиз!
22 Сиз бир мәзгил Муқәддәс Китап үгәнгәндин кейин, еһтимал бәзиләр пак нийити билән сизниң иман-етиқатиңизниң өзгирип кетишидин әнсирәп, сизни Муқәддәс Китап үгинишни тохтитишқа үндиши мүмкин. Бирақ, Худа билән дуниядики әң қиммәтлик достлуқ мунасивәтни орнитишиңизға һәр қандақ кишиниң тосқунлуқ қилишиға йол қоймаң.
23, 24. а) Немә үчүн сиз үгәнгән билимлириңиз тоғрисида давамлиқ соал соришиңиз керәк? ә) Кейинки бап қандақ мавзу тоғрисида
23 Әлвәттә, башлинишида сиз чүшәнмәйдиған бәзи ишлар бар. Башқилардин ярдәм сораш бир аз кәмтар болушни тәләп қилиду. Амма, хиҗиллиқ һис қилип соал сораштин ваз кәчмәң. Әйса кишиләрни кичик балиларға охшаш кәмтар болушқа үндигән (Мәтта 18:2—4). Биз билимиз кичик балилар нурғун соалларни сорайду. Сизму соал сорашни тохтатмаң! Худа сизниң җавап тепишиңизни халайду. Муқәддәс Китап Худа тоғрисида үгинишкә интизар болған бәзи адәмләрни мәдһийлигән. Һәм шу адәмләр наһайити еһтиятчанлиқ билән Муқәддәс Китапни тәкшүрүп өзиниң үгәнгәнлириниң һәқиқәт екәнлигигә көз йәткүзгән еди (Әлчиләр 17:11).
24 Йәһвә тоғрисида үгинишниң әң яхши усули Муқәддәс Китапни тәкшүрүп тәтқиқ қилиштур. Муқәддәс Китап башқа һәр қандақ китаплардин пәриқлиқ. Ундақта қандақ пәриқлиқ? Кейинки бапта, мошу мавзу тоғрисида мулаһизә қилиниду.
^ 15-абзац Худаниң исмини қандақ тәләппуз қилиш тоғрисида “Муқәддәс исим — униң ишлитилиши вә мәнаси” намлиқ қошумчә изаһатта көпирәк тәпсилатлар бар.