ҚОШУМЧӘ ИЗАҺАТ
Һәзрити Әйса декабрьда туғулғанму?
МУҚӘДДӘС КИТАП Әйсаниң қачан туғулғанлиғини бизгә ейтип бәрмәйду. Бирақ, Әйсани декабрьда туғулмиған дәп хуласә қилишимиз үчүн йетәрлик мәлумат билән тәминләйду.
Әйса туғулған җай Бәйтләһәмниң декабрьдики һава-климат әһвали тоғрисида мулаһизә қилип бақайли. Йәһудий календари кислев (ноябрь/декабрь айлириға тоғра келиду) ейида һава соғ вә ямғурлуқ болиду, андин кейин тебес (декабрь/январь) ейи келиду. Бу айда бир жил ичидики әң төвән температура болиду. Һәтта тағлиқ районларда анда-санда қар яғиду. Қени биз Муқәддәс Китапниң шу районниң һава-климати тоғрисида немә дәйдиғанлиғини көрүп бақайли.
Муқәддәс Китапта Әзра пәйғәмбәр кислев ейиниң һавасиниң растинла соғ вә ямғурлуқ болидиғанлиғини көрсәткән. Әзра пәйғәмбәр: топ-топ кишиләр “тоққузинчи [кислев] айниң жигирминчи күни” Йерусалимға җәм болғанда, “хәлиқниң һәммиси... ямғур сәвәвидин титрәр еди” дәп баян қилған. Җамаәтниң һәммиси мошу пәсилниң һава райи тоғрисида сөзлишип: “Қаттиқ ямғур яғқач талада туралмаймиз” дейишкән (Әзра 10:9, 13; Йәрәмия 36:22). Декабрь йетип кәлгәндә, Бәйтләһәмниң әтрапидики җайларда падичиларниң кечидә далада түнимәй, падилирини һәм сиртта қалдурмайдиғанлиғи әҗәплинәрлик әмәс!
Бирақ, Әйса туғулған шу кечә падичилар далада түнәп падилиридин хәвәр алған. Шу вақитта Бәйтләһәмгә йеқин “бәзи падичилар далада түнәп, падилириға қаратти” дәп Муқәддәс Китапта йезилған (Луқа 2:8—12). Диққәт қилсақ, шу вақитта падичилар пәқәт күндүзила сиртқа чиқип меңип жүргән әмәс, бәлки далада түнигән йәни улар кечидә падилирини далада сақлап хәвәр алған. Шу тәсвирләнгән далада түнәш Бәйтләһәмниң декабрьдики соғ вә ямғурлуқ һава климат әһвалиға мас келәмду? Яқ, әсла мас кәлмәйду. Шуңа, Әйса туғулғандики муһит, шәрт-шараит амили униң декабрьда туғулмиғанлиғини көрситиду *.
Муқәддәс Китап Әйсаниң қайси вақитта өлгәнлигини ениқ ейтип бериду. Бирақ, униң қачан туғулғанлиғи тоғрисида наһайити аз беваситә көрсәтмә бериду. Бу Сулайман пәйғәмбәрниң мону сөзлирини әскә салиду: “Яхши нам бир әвзәл билсан [хушпурақ май]дин яхшидур. Өлидиған күн туғулған күндин яхшидур” (Вәз 7:1). Шуңа Муқәддәс Китапниң Әйса Мәсиһниң хуш хәвәр тарқитиши вә өлүми тоғрисида көп тәпсилатлар билән тәминләп, бирақ униң туғулған вақти тоғрисида наһайити аз тәпсилат билән тәминлиши әҗәплинәрлик әмәс.
^ 1-абзац Көпирәк тәпсилатларға еришиш үчүн Йәһвә Гувачилири нәшир қилған “Муқәддәс Китапқа асасән әқлий хуласә қилиш” (рус.) дегән китапниң 287—291-бәткичә қараң.