Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӨРТИНЧИ БАП

Әйса Мәсиһ ким?

Әйса Мәсиһ ким?
  • Әйсаниң алаһидә роли немә?

  • Һәзрити Әйса қәйәрдин кәлгән?

  • У қандақ шәхс еди?

1, 2. а) Немә үчүн мәлум бир кишиниң даңқи тоғрисида аңлаш шу кишини һәқиқий тонуғанлиғи әмәс? ә) Әйса тоғрисида қандақ натоғра ой-пикирләр бар?

ДУНИЯДА нурғун мәшһур даңлиқ шәхсләр бар. Бәзилири өзлири турған мәһәллә, шәһәр яки дөләттә һәммигә тонуш. Йәнә бәзилири болса пүтүн дунияға тонуш. Мәйли қандақ болсун, пәқәт исимниң даңқини билиш һәргиз сизниң у кишини һәқиқий билгәнлигиңизни йәни униң һәқиқәтән қандақ бир шәхс екәнлигини билгәнлигиңизни билдүрмәйду.

2 Гәрчә Әйса Мәсиһ 2 000 жил илгири йәр йүзидә яшиған болсиму, дунияниң һәр қайси җайлиридики кишиләр у тоғрисида бәзи мәлуматларни билиду. Бирақ һәқиқәтән, Әйса тоғрисида һәр қандақ натоғра ой-пикирләр бар. Бәзи кишиләр, у яхши адәм еди дәйду. Йәнә бирлири, у пәқәт пәйғәмбәр халас дәп җакалайду. Башқилири, Әйса болса Худа һәм биз униңға ибадәт қилишимиз керәк дәп ишинишиду. Мошу тоғриму?

3. Немә үчүн сизниң Әйса тоғрисидики һәқиқәтни билишиңиз наһайити муһим?

3 Әйса тоғрисидики һәқиқәтни билиш сиз үчүн муһим. Немә үчүн? Чүнки, Муқәддәс Китап: “Мәңгүлүк һаят болса, һәқиқий бирдин-бир Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштур” дәйду (Юһанна 17:3). Йәһвә Худа вә Әйса тоғрисидики һәқиқәтни билиш, йәр йүзидики җәннәттики мәңгүлүк һаятлиққа йетәкләйду (Юһанна 14:6). Униң үстигә, һәзрити Әйса қандақ яшаш вә башқиларға қандақ муамилә қилиш тоғрисида әң яхши үлгә қалдурған (Юһанна 13:34,35). Мошу китапниң 1-бабида, Худа тоғрисидики һәқиқәтни муназирә қилған едуқ. Әнди Муқәддәс Китап Әйса Мәсиһ тоғрисида немә һәқиқәтни сөзләйдиғанлиғи һәққидә муназирә қилайли.

ХУДА ТӘРИПИДИН ВӘДӘ ҚИЛИНҒАН МӘСИҺ

4. “Мәсиһ” вә “Христос” дегән нам-унванларниң немә мәнаси бар?

4 Әйса туғулуштин узун жиллар илгири, Худа әвәтидиған бирсиниң Мәсиһ сүпитидә келидиғанлиғи Муқәддәс Китапта бешарәт берилгән. Муқәддәс Китаптики “Мәсиһ” (ибранийлардин кәлгән сөз) вә “Христос” (греклардин кәлгән сөз) дегән нам-унванлар һәр иккисиниң мәнаси “бешиға яғ қуюлған киши”. Муқәддәс Китап заманида бир киши алаһидә вәзипә орниға қоюлса, бешиға яғ қуюлуп Мәсиһ қилинип андин вәзипә орниға қоюлғанлиғи җакалинатти. Шуңа бу вәдә қилинған “бешиға яғ қуюлған киши” Худа тәрипидин таллинип алаһидә вәзипә орниға қоюлған. Мошу китапниң кейинки баплирида, Худаниң вәдилириниң әмәлгә ешишида Мәсиһниң муһим роли барлиғини һәм һазирқи вә кәлгүсидики турмушимиз үчүн у нурғун пайда-мәнпийәтләрни елип келәләйдиғанлиғи тоғрисида үгинимиз. Мәйли қандақла болсун, Әйса туғулуштин илгири нурғун кишиләрниң “ким Мәсиһ сүпитидә келидиғанду?” дәп билгүси кәлгән.

5. Әйсаниң шагиртлири немидә ишәшлик болған?

5 Биринчи әсирдә Әйсаниң шагиртлири униң бешарәт қилинған Мәсиһ екәнлигигә пүтүнләй ишәнгән (Юһанна 1:41). Шагиртларниң бири болған Симун Петрус исимлик киши Әйсаға: “Сиз... Қутқазғучи — Мәсиһ” дәп очуқ ейтқан (Мәтта 16:16). Әйсаниң һәқиқәттән вәдә қилинған Мәсиһ екәнлигигә униң шагиртлири немишкә ишәшлик болған? Ундақта, биз қандақ ишәнч болалаймиз?

6. Пәрвәрдигар Йәһвә садақәтмән кишиләрниң Мәсиһни тонушиға қандақ ярдәм қилидиғанлиғини бир мисал арқилиқ чүшәндүрүң.

6 Әйса пәйғәмбәрдин илгири яшиған Худаниң пәйғәмбәрлири Мәсиһ тоғрисида нурғун тәпсилатларни бешарәттә бәргән. Мошу тәпсилатлар, башқиларниң уни пәриқ етиши үчүн ярдәм қилиду. Биз мундақ бир мисал алайли: сиз һеч қачан көрмигән бир кишини, поезд станцияси яки аэродромға берип елип келишни бирси сиздин өтүнди дәп пәрәз қилайли. Әгәр бирси сизгә шу келидиған киши тоғрисида азирақ тәпсилатларни ейтип бәрсә, уларниң сизгә ярдими боламду? Шуниңға охшаш, Пәрвәрдигар Йәһвә Муқәддәс Китапни язған пәйғәмбәрләр васитиси билән Мәсиһ кәлгүсидә немә қилиду вә немә ишларни бешидин кәчүриду дегәнләрни тәпсилий тәсвирләп бәргән. Шу көплигән ейтилған бешарәтләрниң әмәлгә ешиши, нурғун садақәтмән адәмләрниң Мәсиһни ениқ тонушиға ярдәм қилиду.

7. Әйса билән мунасивәтлик болған қайси икки алдин ейтилған бешарәтләр әмәлгә ашурулған?

7 Пәқәт иккила дәлил испат тоғрисида мулаһизә қилип бақайли: биринчи, Мәсиһ туғулуштин 700 жил илгири, пәйғәмбәр Миха вәдә қилинған кишиниң Йәһудийәниң бир кичик шәһири Бәйтләһәмдә туғулидиғанлиғи тоғрисида бешарәт ейтқан (Миха 5:2). Ундақта, Әйса қәйәрдә туғулған? Дәл шу Бәйтләһәмдә! (Мәтта 2:1, 3—9). Иккинчи, узун әсирләр илгири, Муқәддәс Китапниң Даниял 9-бап 25-айитидә хатириләнгән бешарәттә, Мәсиһниң ашкарә болидиған вақти ениқ көрситилгән болуп — дәл милади 29-жили. * Мошулар вә башқа бешарәтләрниң әмәлгә ешиши Әйсаниң вәдә қилинған Мәсиһ екәнлигини испатлайду.

Әйса суға чөмдүрүлгән пәйттә, у Мәсиһ болған

8, 9. Һәзрити Әйса суға чөмдүрүлгәндә униң Мәсиһ екәнлиги қандақ испатланди?

8 Әйсаниң тәхминән милади 29-жилниң ахирида Мәсиһ болуп кәлгәнлиги техиму ениқ испатланди. Шу вақитта һәзрити Әйса Иордан дәриясида суға чөмдүрүш үчүн чөмдүргүчи Йәһия пәйғәмбәрниң қешиға барған. Тәңри Йәһвә, Йәһия пәйғәмбәрниң бир бәлгүни көридиғанлиғини вәдә бәргән болуп, шу арқилиқ у Мәсиһни тонуп алған. Йәһия пәйғәмбәр һәзрити Әйсани чөмдүргәндә шу бәлгүни көргән. Муқәддәс Китап немә иш йүз бәргәнлигини ейтип бериду: Әйса “чөмүлдүрүлүп судин чиқишиға, асман ечилди. У Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, үстигә қонуватқанлиғини көрди. Андин асмандин Худаниң «Бу мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән!» дегән авази аңланди” (Мәтта 3:16, 17). Немә иш йүз бәргинини көргән вә аңлиғандин кейин, Йәһия пәйғәмбәр Әйсаниң Худа тәрипидин әвәтилгәнлигигә гуман қилмиған (Юһанна 1:32—34). Худаниң роһи яки һәрикәт күчи униң үстигә чүшкән вақитта, Әйса, Мәсиһ болған һәм у Башламчи вә Падиша болушқа тайинланған (Йәшая 55:4).

9 Муқәддәс Китап бешаритиниң әмәлгә ешиши вә Йәһвә Худаниң өзиниң гувалиғи шуни рошән көрситидуки, һәзрити Әйса вәдә қилинған Мәсиһ. Бирақ, Муқәддәс Китап Әйса Мәсиһ тоғрисидики икки башқа муһим соалға җавап бериду: у қәйәрдин кәлгән вә у қандақ шәхс еди?

ӘЙСА ҚӘЙӘРДИН КӘЛГӘН?

10. Әйсаниң йәр йүзигә келиштин авалқи мәвҗутлуғи тоғрисида Муқәддәс Китапта немә йезилған?

10 Муқәддәс Китап, Әйса йәр йүзигә келиштин илгири асманда яшиған дәп тәлим бериду. Миха пәйғәмбәр Әйсаниң Бәйтләһәмдә туғулидиғанлиғини бешарәт бәргән. Йәнә униң келиш мәнбәсини “елтизи қедимдин” дәп алдин ейтқан (Миха 5:2). Әйса өзи инсан болуп туғулуштин авал асманда яшиғанлиғини көп қетим ейтқан (Юһанна 3:13; 6:38, 62; 17:4, 5). Әйса асманда роһий шәхс болған вақтида, Йәһва Худа билән алаһидә мунасивәттә болған.

11. Муқәддәс Китап, Әйсани Йәһвә Худаниң әң әтиварлиқ оғли екәнлигини қандақ көрситиду?

11 Әйса, Йәһвә Худаниң әң әтиварлиқ оғли, бундақ болушида алаһидә бир сәвәп бар. У “барлиқ мәвҗудатлардин бурун моҗут болған”, чүнки Худа тунҗа болуп уни яратқан * (Колосилиқлар 1:15). Бу оғулниң алаһидә екәнлигини көрситидиған йәнә бәзи ишлар бар. У “бирдин-бир ялғуз оғул” (Юһанна 3:16). Бундақ дегинимиз, пәқәтла Әйса беваситә Худа тәрипидин яритилғанлиғини билдүриду. Йәһва башқа һәммә нәрсиләрни яратқанда ялғуз Әйсани ишлитип яратқан (Колосилиқлар 1:16). Шуңлашқа, Әйса йәнә “сөз” дәпму аталған (Юһанна 1:14). Бу бизгә шуни ейтидуки, у Худаға вәкиллик қилип Худаниң башқа балилири йәни периштәләр вә инсанларға Худа атиниң сөзлирини йәткүзүп вә тәлим берип Худа үчүн сөзлигәнлиги шәк-шүбһисиздур.

12. Тунҗа Оғулниң Худа билән тәң әмәс екәнлигини қандақ билимиз?

12 Бәзи кишиләр ишәнгәндәк, тунҗа туғулған Оғул Худа билән тәң боламду? Бу Муқәддәс Китап тәлимлири әмәс. Биз алдинқи абзацта тилға елип өткәндәк Оғул болса яритилған. Шуңлашқа, наһайити рошәнки Әйсаниң бир башлиниши болған. Әксичә, Йәһва Худаниң башлиниши вә ахирлишиши йоқ (Зәбур 90:2). Бу ялғуз Оғул һәтта өзини Атисиға тәң орунда қоюшқа урунуп беқишни ойлапму бақмиған. Муқәддәс Китап Ата Оғулдин улуқтур дәп ениқ үгитиду (Юһанна 14:28; Коринтлиқларға 1-хәт 11:3). Ялғуз Йәһвә “һәммигә қадир Худа” (Яритилиш 17:1). Шуңа, Униң тәңдиши йоқ *.

13. Муқәддәс Китап немини көздә тутуп, Әйсани: “Көз билән көргили болмайдиған Худаниң обризидур” дәп тилға алған?

13 Юлтузлуқ асманлар вә йәр шари яритилиштин илгири, миллиард жиллар Йәһвә билән Әйса наһайити йеқин мунасивәттә болған. Уларниң бир-биригә болған меһир-муһәббити немә дегән чоңқур, һә! (Юһанна 3:35; 14:31). Әйсаниң әхлақ-пәзиләт вә хаслиғи Яратқучи егә Йәһвәгила охшаш. Бу немә үчүн Муқәддәс Китап Әйсани: “Көз билән көргили болмайдиған Худаниң обризидур” дәп тилға алғанлиғидур (Колосилиқлар 1:15). Раст, бир инсан балиси өз атисиға һәр хил йоллар билән йеқин охшиғандәк, Худаниң асмандики оғли өз атисиниң әхлақ-пәзиләт вә хаслиғини әкс әттүргән.

14. Қандақ қилип Йәһвә Худаниң ялғуз Оғли бу дунияға инсан болуп туғулған?

14 Йәһвә Худаниң ялғуз Оғли разилиқ билән асмандин айрилған вә йәргә инсан болуп яшаш үчүн чүшкән. Бирақ сиз әҗәплинип: “Бир роһий җанлиқниң инсан сүпитидә туғулуши қандақму мүмкин болсун?” дәп соришиңиз мүмкин. Буни әмәлгә ашуруш үчүн, Йәһвә Худа бир мөҗүзә көрсәткән. У тунҗа Оғлиниң һаятини асмандин елип Мәрийәм исимлиқ бир пак йәһудий қизниң қосиғиға йөткигән. Шуңа Әйсаниң һаяти инсанлар арисидики атидин кәлмигән. Мәрийәм шуңа бир мукәммәл оғул туққан һәм униңға Әйса дәп исим қойған (Луқа 1:30—35).

ҺӘЗРИТИ ӘЙСА ҚАНДАҚ ШӘХС ЕДИ?

15. Немә үчүн биз Әйса Мәсиһ арқилиқ Йәһвә Худани яхширақ тоналаймиз?

15 Әйса йәрдики вақтида, немә дегән вә немә қилғанлиғи бизниң уни яхши билишимиз үчүн ярдәм бериду. Униңдин башқа, Әйса Мәсиһ арқилиқ Пәрвәрдигар Йәһвәни техиму яхширақ тоналаймиз. Немә үчүн? Чүнки, Әйса өз атиси Худаниң есил әхлақ-пәзиләти вә хисләтлирини мукәммәл әкс әттүргән. Бу дәл немә үчүн Әйса өз шагиртлириниң биригә: “Мени көргән киши Атам Худани көргән болиду” дәп ейтқан (Юһанна 14:9). Муқәддәс Китапниң Мәтта, Маркус, Луқа, Юһанна баян қилған хуш хәвәр қисимлири Инҗил — Әйса Мәсиһниң турмуши вә иш-излири, әхлақ-пәзилити һәм хисләтлири тоғрисида бизгә көп нәрсиләрни ейтип бериду.

16. Әйсаниң асаслиқ тәлими немә? Униң тәлими қәйәрдин кәлгән?

16 Һәзрити Әйса “устаз” сүпитидә һәммигә тонушлуқ болған (Юһанна 1:38; 13:13). Ундақта, у немә үгәткән? Униң тәлиминиң асаси — “Падишалиқниң... Хуш Хәвири”. Бу падишалиқ болса Худаниң Падишалиғидур, йәни асмандики һөкүмәт болуп, кәлгүсидә пүткүл йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилиду вә итаәтчан кишиләр үчүн пүтмәс-түгимәс бәхит-саадәтләр елип келиду (Мәтта 4:23). Бу кимниң тәлими? Әйса өзи: “Бу тәлимләр Мениң әмәс, бәлки Мени Әвәткүчи Худаниңкидур”, йәни Йәһвә Худаниңки дегән (Юһанна 7:16). Әйса өз атисиниң мошу Падишалиқ тоғрисидики хуш хәвәрни инсанларниң аңлишини халайдиғанлиғини билиду. 8-бапта биз Худаниң Падишалиғи вә у қандақ ишларни әмәлгә ашуридиғанлиғи тоғрисида тәпсилий үгинимиз.

17. Һәзрити Әйса қәйәрдә тәлим бәргән? Вә немә үчүн шунчә көп күч вә вақит чиқирип тәлим бәрди?

17 Һәзрити Әйса қәйәрдә тәлим бәрди? Һәммә җайларда у кишиләрни издәп тапқан. Йеза-қишлақ, шәһәрләр, базарлар вә кишиләрниң өйлиридә тәлим бәргән. Әйса адәмләрниң униң қешиға келишини күтүп турмиған, у уларниң қешиға барған (Маркус 6:56; Луқа 19:5, 6). Немә үчүн Мәсиһ өзини беғишлап шунчә узун вә көп вақит чиқирип хуш хәвәр тарқатқан вә тәлим бәргән? Чүнки, бу униң үчүн Худаниң ирадиси. Әйса һәр дайим өз атисиниң ирадиси бойичә иш қилған (Юһанна 8:28, 29). Лекин, униң немә үчүн хуш хәвәр тарқатқанлиғиниң башқа сәвәви — уни көргили кәлгән кишиләргә ичи ағриған (Мәтта 9:35, 36). Шу заманларда диний йетәкчи устазлар, Худа вә униң мәхсити тоғрисида һәқиқәтни кишиләргә үгитиши керәк еди. Бирақ, шу кишиләр диний йетәкчи устазлар тәрипидин етиварсиз қаралған. Әйса Мәсиһ кишиләрниң Падишалиқ тоғрисидики хуш хәвәрни аңлашқа нәқәдәр муһтаҗ екәнлигини билгән.

18. Әйса Мәсиһниң қайси хисләтлири сизни өзигә җәлип қилиду?

18 Әйса мулайим, ақ көңүл, меһир-муһәббәтлик қизғин адәм еди. Шуңа, башқилар униң наһайити оңай чиқишалайдиған вә меһриван екәнлигини һис қилған. Һәтта кичик балилар униң билән биллә болғанда әркин һис қилған (Маркус 10:13—16). Әйса Мәсиһ һәққаний еди. У хиянәтчилик вә наһәқликни өч көрәтти (Мәтта 21:12, 13). Шу заманларда, аяллар наһайити аз һөрмәтлинидиған вә кичиккинә имтиязға егә болуп, Мәсиһ болса уларни һөрмәтләп яхши муамилидә болған (Юһанна 4:9, 27). Әйса һәқиқәтән кәмтар болуп бир қетим өз шагиртлириниң путлирини жуюп, адәттә әң төвән қатламдики қуллар қилидиған ишни қилған еди.

Әйса Мәсиһ қәйәрдә адәм болса, шу йәрдә хуш хәвәр тарқатти

19. Әйса Мәсиһниң қайси мисали муһтаҗлиқта қалған кишиләргә наһайити көңүл бөлидиғанлиғини көрситиду?

19 Әйса муһтаҗлиқта қалған кишиләргә наһайити көңүл бөлгән. У Худаниң муқәддәс роһиниң күчи арқилиқ мөҗүзә көрситип кесәл кишиләрни давалап сақайтқан. Бу униң башқиларға алаһидә көңүл бөлидиғанлиғини көрситиду (Мәтта 14:14). Мәсилән, бир мохо кесилигә гириптар болған адәм Әйса Мәсиһниң алдиға келип: “Халисиңиз, мени кесилимдин сақайтип пак қилғайсиз!” дәп ялвурди. Шу вақитта, Әйса Мәсиһ бу кесәл кишиниң тартқан ағриқ азавини өз тенидики ағриқ азавидәк һис қилди һәм ичи ағриған һалда қолини униңға сунуп кесәл кишигә қол тәккүзүп: “Халаймән, пак болғин” деди. Шуниң билән кесәл киши сақайди (Маркус 1:40—42). Шу мохо кесилигә гириптар болған кишиниң қандақ сезимлири болғанлиғини тәсәввур қилаламсиз?

АХИРҒИЧӘ САДАҚӘТМӘН БОЛУШ

20, 21. Қандақ қилип Әйса Мәсиһ Худаға садақәтлик билән итаәт қилишниң үлгисини көрсәтти?

20 Әйса Мәсиһ, Худаға садақәтлик билән итаәт қилишниң әң яхши үлгисини тиклиди. У һәр қандақ, һәр хил қаршилиқ вә азап-оқубәтлик әһвалда асмандики Атисиға болған садақәтмәнликни сақлиған. Әйса Шәйтанниң қаймуқтуруш синақлириға қәтъий вә оңушлуқ қарши турған (Мәтта 4:1—11). Әйсаниң туққанлири униңға ишәнч қилмиған вақитларда, һәтта уни: “Әқилдин езипту” дейишкән еди (Маркус 3:21). Бирақ, Әйса уларниң сөзигә писәң қилмай, Худа униңға тапшурған вәзипини тохтатмай қиливәргән. Гәрчә башқилар Әйса Мәсиһни һақарәтләп вә хорлиған болсиму, Әйса ахирғичә өзини тутувелип уларға зиянкәшлик қилишни һәргиз ойлимиған (Петрусниң 1-хети 2:21—23).

21 Мәсиһниң дүшмәнлири уни наһайити вәһший қийниған болсиму, өлгүчә Худаға болған садақәтмәнлигини сақлиған (Филипиликләр 2:8). Униң йәрдики инсан һаятиниң әң ахирқи күнидә қандақ азапларға бәрдашлиқ бәргәнлиги тоғрисида ойлап бақайли. У қолға елинип сахта гувачилар тәрипидин әйипләнди; сатқунлуқ һакимлар тәрипидин җазаға һөкүм қилинди; топилаңчилар уни заңлиқ қилип, әскәрләр қийниди; ахирида у түврүк яғачқа миқланди вә әң ахирқи нәпәсидә: “Тамам болди”, дәп үнлүк авазда товлиди (Юһанна 19:30). Лекин, Мәсиһ Әйса өлгәндин кейин үчинчи күни асмандики Атиси уни тирилдүрүп роһий һаятлиққа қайтурди (Петрусниң 1-хети 3:18). Бир қанчә һәптидин кейин, у асманға қайтип кәтти. Асманда у “Худаниң оң йенида олтирип” Худа беридиған падишалиқ һоқуқини тапшурувелиш үчүн күтти (Ибранийлар 10:12, 13).

22. Мәсиһ өлгүчә Худаға болған садақәтмәнлигини сақлаш арқилиқ немә ишни әмәлгә ашурди?

22 Әйса өлгүчә Худаға болған садақәтмәнлигини сақлаш арқилиқ немә ишни әмәлгә ашурди? Әмәлиятта, Йәһвә Худаниң нийитидә болғандәк, Мәсиһниң өлүми бизниң йәр йүзидики җәннәттә мәңгүлүк һаятқа еришишимиз үчүн йол ачти. Немә үчүн Әйса Мәсиһниң өлүми мошу ишни әмәлгә ашурди? Кейинки бапта мошу соал үстидә мулаһизә қилимиз.

^ 7-абзац Әйсаға мунасивәтлик болған Даниял пәйғәмбәрниң ейтқан бешаритиниң әмәлгә ашқанлиғи тоғрисида бир чүшәндүрүш бар. “Даниял пәйғәмбәрниң Мәсиһниң келиши тоғрисида ейтқан бешарити” намлиқ қошумчә изаһатқа қараң.

^ 11-абзац Худаниң бир аял билән мунасивәт қилиш яки той қилиш нәтиҗисидә оғул пәрзәнтлик болушиға кишиниң әқли йәтмәйду. Худа — у Роһтур. “Оғул”, “қериндаш”, “ата” қатарлиқ сөзләр көчмә мәнада ишлитилиду. Мәсилән, яшта чоң кишиләр кичикләрни “балам”, “оғлум”, “қизим” дәп чақириду. Лекин улар арисида һеч қандақ қериндашлиқ мунасивити йоқ. “Сәһра оғли” буниң мәнаси һәргизму Сәһра бир оғул туғди дегәнлик әмәс, бәлки у оғул балиниң келиш мәнбәсини көрситиду. Муқәддәс Китапта, Пәрвәрдигар Йәһвә болса ата дәп аталған, чүнки у Яратқучи (Йәшая 64:8). Һәзрити Әйса, Худа тәрипидин яритилған шуңа у Худаниң оғли дәп аталған. Һәм Муқәддәс Китапта Худаниң башқа роһий яратмилири йәни пәриштәләр һәтта инсан йәни Адәм ата Худаниң оғуллири дәп аталған (Аюп 1:6; Луқа 3:38).

^ 12-абзац Тунҗа Оғулниң Атиға тәңдаш әмәслиги тоғрисида көпирәк испатларға еришиш үчүн “Худа бирму яки үчму?” намлиқ қошумчә изаһатқа қараң.