АЛТИНЧИ БАП
Адәм өлгәндә немә болиду?
1—3. Өлүм һәққидә адәмләр қандақ соалларни қойиду вә бәзи динлар уларға қандақ җавап бериду?
МУҚӘДДӘС КИТАП «өлүм әнди болмайду» дәп, шундақ бир күнниң келидиғанлиғини вәдә қилиду (Вәһий 21:4). 5-бапта, төләм биз үчүн мәңгү һаятқа йол ачқанлиғини биливалдуқ. Бирақ адәмләр йәнила өлүп кетиватиду (Вәз 9:5). Шуңа көп соаллар пәйда болиду, шуларниң арисидики муһим бир соал: адәм өлгәндә немә болиду?
2 Йеқин адимимиздин айрилғанда, ой-хиялимизда һәр түрлүк соаллар пәйда болуши мүмкин: «У һазир қәйәрдә? Соал-сораққа тартиливатамду? У бизгә ярдәм берәләмду? Уни қайта көрәләймизму?»
3 Бу соалларға көплигән динларда һәр түрлүк җавапларни бериду. Бәзи динлар яхши адәмләр асмандики җәннәткә бариду, яман адәмләр болса, дозаққа чүшиду, дәп тәлим бериду. Йәнә башқилири болса, адәм өлгәндин кейин әрваға айлинип, ата-бовилири билән көрүшиду, дәп үгитиду. Башқа бирлири болса, өлгәндин кейин сотқа тартилиду яки қайта һаятқа еришиду, йәни башқа бир инсан яки һайванат болуп туғулиду, дәп чүшәндүриду.
4. Һәр түрлүк динлар өлүм һәққидә қандақ асасий чүшәнчигә егә?
4 Қаримаққа, һәр түрлүк динлар охшимайдиған тәлимләрни үгитиду. Бирақ уларниң һәммисидә ортақ бир асасий чүшәнчә бар: адәм өлгәндин кейин роһи чиқип, давамлиқ түрдә яшайду. Һәқиқәтән шундақ боламду?
АДӘМ ӨЛГӘНДӘ ҚӘЙӘРДӘ БОЛИДУ?
5, 6. Адәм өлгәндә немә болиду?
5 Адәм өлгәндин кейин немә иш болидиғанлиғини Йәһва Худа яхши билиду. Адәм өлгәндә, униң һаяти тамамән ахирлишиду. Өлүм һаятниң дәл қариму-қаршиси болғач, өлгән киши һечнәрсини сәзмәйду, униң есидә һечнәрсә қалмайду a. У көрәлмәйду, аңлалмайду вә ойлалмайду.
6 Сулайман падиша: «Өлгәнләр һечнәрсә билмәйду... Уларниң достлуғи, нәприти... йоқап кәтти... Гөрдә һечқандақ ишму, мулаһизиму, билимму, даналиқму йоқтур»,— дәп язған (Вәз 9:5, 6, 10ни оқуң). Зәбур 146:4-айәттиму, адәм өлсә, ой-пикирлири йоққа чиқиду, дейилгән.
ӘЙСА ӨЛҮМ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТҚАН?
7. Әйса өлүм һәққидә немә ейтқан?
7 Әйсаниң йеқин дости өлүп кәткәндә, у шагиртлириға мундақ дегән: «Лазар достимиз ухлап қалди». Шуңа шагиртлар Лазарни дәм еливатиду, дәп ойлап қалғачқа, Әйса очуғини ейтип: «Лазар вапат болди»,— дегән еди (Йоһан 11:11—14). Демәк, Әйса өлүмни уйқу билән селиштурған. У Лазарни җәннәттә яки дозақта болиду вә ата-бовилири билән көрүшиду, демигән, яки Лазар башқа бир инсан яки һайванат болуп туғулиду, дәпму ейтмиған еди. Лазар өлгәндә, өлүм уйқисиға кәткән. Башқа айәтләрдиму өлүм уйқу билән селиштурулған. Муқәддәс китапта, Истипан өлтүрүлгәндә «у өлүм уйқусиға кәтти»,— дәп йезилған (Әлчиләр 7:60). Әлчи Паулму бәзи мәсиһийләр «өлүм уйқусиға» кәтти, дәп язған (Коринтлиқларға 1-хәт 15:6).
8. Худа адәмләрниң өлүп кетишини мәхсәт қилғанму?
8 Худа Адәм ата билән Һава анини яратқанда, уларниң өлүп кетишини мәхсәт қилғанму? Яқ! Йәһва Худа уларни мәңгү һаяттин һузур елиши үчүн, мукәммәл тән билән яратқан еди. Йәһва Худа адәм балисини яратқанда, уларниң қәлбигә мәңгү яшаш хаһишини салған (Вәз 3:11). Ата-анилар балилириниң қерип, өлүп кетишини көрүшни халимиғандәк, Йәһва Худаму бизниң өлүшимизни халимайду. Худа бизни мәңгү яшашқа яратқан болса, ундақта немә үчүн биз өлүмиз?
ИНСАНЛАР НЕМӘ ҮЧҮН ӨЛИДУ?
9. Немә үчүн Адәм ата билән Һава аниниң Йәһваниң әмригә бойсунуши қийин болмиған?
9 Ерәм беғида Йәһва Адәм атиға әмир қилип: «Сән бағдики барлиқ дәрәқләрдин тойғичә йегин. Амма яхши билән яманни тонутидиған дәрәқтин йемә, чүнки униңдин йегән күнила чоқум өлисән»,— дегән (Яритилиш 2:9, 16, 17). Бу әмиргә бойсунуш қийин әмәс еди. Йәһва Худа Адәм ата билән Һава анини яратқачқа, улар үчүн неминиң әң яхши екәнлигини биләтти. Шуңа Худаниң немә яхши, немә яман екәнлигини уларға ейтиш һоқуқи болған. Улар Йәһваға бойсунған болса, Униң һөкүмранлиқ һоқуқини һөрмәтлигәнлигини көрситәләтти. Улар өзлириниң Худаниң уларға бәргән һәммә нәрсилири үчүн миннәтдарлиғини һәм ипадиләләтти.
10, 11. a) Шәйтан Адәм ата билән Һава анини қандақ аздурған? ә) Адәм ата билән Һава аниниң һәрикити немә үчүн кәчүргили болмайдиған гуна?
10 Бәкму әпсус, Адәм ата билән Һава ана Йәһваға итаәтсизлик қилишни таллиған. Шәйтан Һава анидин: «Худа расттинла силәргә бағдики барлиқ дәрәқләрдин йемәңлар, дедиму?»— дәп сориған. Һава ана иланға мундақ җавап қайтурған: «Бағдики дәрәқләрниң мевилирини йесәк болиду. Амма бағниң оттурисидики дәрәқниң мевилири тоғрисида Худа: “Өлүп кәтмәслигиңлар үчүн, униңдин йемәңлар һәм униңға тәгмәңлар”, дегән» (Яритилиш 3:1—3).
11 Шәйтан йәнә Һава аниға: «Яқ, силәр өлмәйсиләр. Һалбуки, Худа шуни билидуки, силәр униңдин йегән күндә көзлириңлар ечилиду вә силәр яхши вә яманни билидиған Худадәк болисиләр»,— дегән (Яритилиш 3:4—6). Шәйтан Һава аниниң немә яхши, немә яман екәнлигини өзүм қарар қилалайдекәнмән дәп ойлишини халиған еди. Шуниң билән биргә, Шәйтан Һава ана итаәтсизлик қилса, немә иш йүз беридиғанлиғи һәққидиму ялған ейтқан. «Яқ, силәр өлмәйсиләр» дегән сөзләрни аңлиғандин кейин, Һава ана шу дәрәқниң мевисини йегән һәмдә Адәм атиғиму бәргән. Худаниң мевини йемәслик һәққидә ейтқан буйруғини Адәм ата билән Һава ана яхши биләтти. Бирақ улар мевини йәп, бу бойсунушқа қийин әмәс, ениқ буйруққа итаәтсизлик қилишни таллиған. Шундақ қилип, асмандики көйүмчан Атисиға һөрмәтсизлик қилған. Уларниң бу һәрикити кәчүргили болмайдиған еғир гуна!
12. Адәм ата билән Һава аниниң Йәһва Худаға бойсунмиғанлиғи немә үчүн бәкму әпсуслинарлиқ иш болған?
12 Бәкму әпсуслинарлиқ болғини, Адәм ата билән Һава ана Яратқучиға һөрмәтсизлик қилған! Шунчә тиришип-тирмишип, пәпиләп чоң қилған оғул-қизлириңиз сизни һөрмәтлимәй қарши чиқса, сиз қандақ һис-туйғуда болаттиңиз? Бу жүригиңизгә пичақ салғандәк болмамду?
13. Йәһва Худаниң «топиға қайтисән» дегән сөзи немини билдүриду?
13 Адәм ата билән Һава ана Худаға бойсунмиғачқа, мәңгү яшаш пурситидин айрилип қалған. Йәһва Худа Адәм атиға: «Топидин яритилдиң, шуңа йәнә топиға қайтисән!»— дегән еди (Яритилиш 3:19ни оқуң). Бу дегәнлик, Адәм ата яритилиштин илгири қандақ һаләттә болған болса, шундақ һаләткә, йәни топиға айлинидиғанлиғини билдүриду (Яритилиш 2:7). Адәм ата гуна қилғандин кейин, у өлгән вә ахирида йоқ болған.
14. Немә үчүн биз өлүмиз?
14 Адәм ата вә Һава ана Худаға итаәт қилған болса, бүгүнки күнгичә яшиған болатти. Лекин улар Униңға итаәтсизлик қилип, гуна қилған вә ахирида өлүп кәткән. Гуна ата-анидин балилириға өтидиған жуқумлуқ ағриққа охшайду. Гунакар болуп туғулғанлиқтин, һәммимиз өлүп кетимиз (Римлиқларға 5:12). Лекин Худа адәмләрниң өлүшини мәхсәт қилмиған. Шуңа Муқәддәс китапта, өлүм «дүшмән» дәп тилға елинған (Коринтлиқларға 1-хәт 15:26).
ҺӘҚИҚӘТ БИЗНИ АЗАТ ҚИЛИДУ
15. Өлүм тоғрилиқ һәқиқәт бизни немидин азат қилиду?
15 Һәқиқәт бизни өлүм һәққидики көп ялған чүшәнчиләрдин азат қилиду. Муқәддәс китап, өлүк азапланмайду яки қайғу-һәсрәт чәкмәйду дәп тәлим бериду. Биз улар билән параңлишалмаймиз, уларму биз билән сөзлишәлмәйду. Өлгәнләр бизниң ярдимимизгә муһтаҗ әмәс, улар бизгиму ярдәм берәлмәйду. Улар бизгә һечқандақ зиянкәшлик қилалмайду, шуңа улардин қорқушниң кериги йоқ. Амма көплигән динларда өлгәнләрниң роһи давамлиқ түрдә яшайду вә уларға ярдәм бериш үчүн биз диний йетәкчиләргә пул беришимиз керәк, дәп үгитиду. Бирақ биз өлүм һәққидики һәқиқәтни билгинимиздә, шу ялғанчилиқларға алданмаймиз.
16. Көплигән динларда өлгәнләр һәққидә немә дәп үгитиду?
16 Шәйтан сахта динлар арқилиқ бизни алдап, өлүкләр давамлиқ яшаватиду, дегән ой-хиялда болушимизни халайду. Мәсилән, бәзи динлар биз өлгәндин кейин, роһумиз башқа бир җайда давамлиқ түрдә яшайду дәп тәлим бериду. Сиз ишәнгән динда өлүм һәққидә немә дәп үгитиду? Үгәткән тәлими Муқәддәс китап тәлимигә мас келәмду? Шәйтан адәмләрни Йәһвадин жирақлаштуруш үчүн, ялғанчилиқлардин пайдилиниду.
17. Немә үчүн дозақ һәққидики тәлимни Йәһва Худани һақарәтлигәнлик дәймиз?
17 Көплигән динларниң тәлимлири адәмләрни қорқунучқа салиду. Мәсилән, яман адәмләр дозақта мәңгү көйүп қийнилиду, дәйду. Бу ялған тәлим Йәһвани һақарәтлигәнликтур. Чүнки, Йәһва Худа һәргизму шундақ усулда адәмләрни азаплимайду! (Йоһанниң 1-хети 4:8ни оқуң). Әгәр бир киши итаәтсизлик қилған балисиниң қолини отта көйдүрүп җазалиғанлиғини көрсиңиз, сиз қандақ һис-туйғуда болисиз? У бәкму шәпқәтсиз адәм екән, дәп ойлишиңиз мүмкин. Шундақ адәм билән дост болушни һәргизму халимайсиз. Шәйтанму дәл шундақ бизниң Йәһва Худа инсанларни мәңгү азаплайду, дәп ишинишимизни халайду.
18. Өлүкләрдин немә үчүн қорқмаслиғимиз керәк?
18 Бәзи динлар адәм өлгәндин кейин әрваға айлиниду, дәп тәлим бериду. Улар йәнә әрваларни чоқум һөрмәтлишимиз, һәтта улардин қорқушимиз керәк, сәвәви улар бизгә ярдәм беридиған достқа яки бизгә һуҗум қилидиған шәпқәтсиз дүшмәнгә айлиниду, дәп үгитиду. Көплигән кишиләр бу ялғанчилиққа ишинишиду. Шуңа улар Йәһваға ибадәт қилишниң орниға, өлүкләрдин қорқуп, әрваларға чоқунишиду. Бирақ шуни әстин чиқармаслиқ керәкки, өлүкләр һечнәрсини билмәйду вә һис қилалмайду вә улардин қорқушниң һаҗити йоқ. Йәһва бизниң Яратқучимиз. Пәқәт У һәқиқий Худа вә биз ялғуз Униңғила ибадәт қилишимиз керәк (Вәһий 4:11).
19. Өлүкләр тоғрилиқ һәқиқәтни билиш бизгә қандақ ярдәм бериду?
19 Өлүкләр тоғрилиқ һәқиқәтни билсәк, диний ялғанчилиқлардин азат болимиз. Һәмдә бу һәқиқәт Йәһваниң кәлгүси һәққидә қилған әҗайип вәдилирини чүшинишимизгә ярдәм бериду.
20. Кейинки бапта немини муһакимә қилимиз?
20 Қедимда яшиған Аюп пәйғәмбәр: «Әгәр киши өлсә, у тириләмду?»— дәп сориған (Аюп 14:14). Өлгән адәмләр тирилип, уларни қайта көрәләймизму? Муқәддәс китапта берилгән җавап сизни бәкму хошал қилиду. Буни кейинки бапта муһакимә қилимиз.
a Бәзи адәмләр, киши өлгәндин кейин униң җени яки роһи давамлиқ түрдә яшайду, дәп ишинишиду. Бу һәққидә 17, 18-изаһәтләрдин көпирәк мәлуматқа еришәләйсиз.