Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ОН ЙӘТТИНЧИ БАП

Дуа — Худаниң һәдийәси

Дуа — Худаниң һәдийәси

Асман вә зиминни яратқан Йәһва дуалиримизни тиңшайду (Зәбур 115:15)

1, 2. а) Немә үчүн дуа Худаниң бизгә бәргән алаһидә һәдийәси, дәп ейтишқа болиду? ә) Немә үчүн Муқәддәс китаптин дуа һәққидә билиш муһим?

 ПҮТКҮЛ КАИНАТ билән селиштурғанда йәр шари наһайити кичик. Йәһва Худаниң көзидә йәр-йүзидә яшайдиған пүткүл хәлиқләр худди челәктики бир тамча суға охшайду (Зәбур 115:15; Йәшая 40:15). Гәрчә биз Каинат билән селиштурулғанда бәк кичик болсақму, Зәбур 145:18, 19да: «Йәһва Уни чақириватқан барлиғиға, һәқиқәттә чақириватқан барлиғиға йеқин. Униңдин әйминидиғанларниң арзулирини орунлайду, налисини тиңшап, ниҗат бериду»,— дәп йезилған. Бу немә дегән әҗайип шан-шәрәп! Һәммигә Қадир Яратқучимиз бизгә йеқинлишишни вә дуалиримизни аңлашни халайду. Һә, дуа қилиш Йәһваниң һәр биримизгә бәргән алаһидә шан-шәрәп вә һәдийәсидур.

2 Йәһваниң тәләплиригә мас дуа қилсақ, У бизниң дуалиримизни тиңшайду. Буни қандақ қилсақ болиду? Һазир дуа һәққидә Муқәддәс китапта немә йезилғанлиғини көрүп чиқайли.

НЕМӘ ҮЧҮН ЙӘҺВА ХУДАҒА ДУА ҚИЛИШ МУҺИМ?

3. Немә үчүн Йәһва Худаға дуа қилиш муһим?

3 Йәһва Униңға дуа қилишимизни яки башқа сөз билән ейтқанда, Униң билән сөзлишишимизни халайду. Биз буни нәдин билимиз? Филипиликләргә 4:6, 7ни оқуп, ойлап көрүң. Пүткүл каинатниң Егиси Йәһва сизгә сәмимий қизиқишини көрситиватиду. Униңға мураҗиәт қилип, һис-туйғулиримизни ейтип беришимизни халайду.

4. Дайим дуа қилиш Йәһва билән болған мунасивитиңизни қандақ мустәһкәмләйду?

4 Дуа қилиш Йәһва Худа билән йеқин дост болушимизға ярдәм бериду. Достлар бир-бири билән ой-пикирлири, һис-туйғулири вә ғәм-әндишилири һәққидә муңдишип параңлашқанда, уларниң достлуғи мустәһкәмлиниду. Йәһва Худаға дуа қилишни дәл шуниңға охшитишқа болиду. Худа Муқәддәс китап арқилиқ биз билән Өзиниң ой-пикирлири вә һис-туйғулири билән бөлүшүп, келәчәктә немә қилидиғанлиғини ейтиду. Сизму Униң билән дайим сөзлишип, қәлбиңиздики һис-туйғулар билән бөлүшсиңиз болиду. Шу чағда Йәһва билән болған достлуқ мунасивитиңиз техиму мустәһкәмлиниду (Яқуп 4:8).

ХУДА ҚАНДАҚ ДУАЛАРНИ ҚОБУЛ ҚИЛИДУ?

5. Йәһва һәммә дуаларни тиңшимайдиғанлиғини нәдин билимиз?

5 Йәһва һәммә дуаларни тиңшамду? Яқ. Йәшая пәйғәмбәрниң заманида Пәрвардигар исраилларға мундақ дегән: «Көпләп дуаларни қилғиниңларда, аңлимаймән; чүнки қоллириңлар қанға боялди» (Йәшая 1:15, КТ). Демәк, Йәһва өч көрүдиған ишларни қилсақ, У дуалиримизни қобул қилмайду. Шуниң үчүн биз шундақ ишлардин жирақ турушимиз керәк.

6. Немә үчүн иман-етиқат шунчилик муһим? Йәһваға болған ишәнчимизни қандақ көрситәләймиз?

6 Йәһва Худа дуалиримизни аңлишини халисақ, Униңға ишәнч қилишимиз керәк (Марк 11:24). Әлчи Паул мундақ дәп чүшәндүргән: «Етиқатсиз Худаға йеқиш әсли мүмкин әмәс, чүнки Худаға йеқинлишиватқан киши Униң бар екәнлигигә вә Уни әстаидил издигәнләрни У мукапатлайдиғанлиғиға ишиниши керәк» (Ибранийларға 11:6). Шуңа Алла тәалаға ишинимән дәп ейтип қоюшла йетәрлик әмәс. Йәһваға һәр күни қулақ селип, иман-етиқадимизниң бар екәнлигини испатлишимиз керәк (Яқуп 2:26ни оқуң).

7. а) Немә үчүн Йәһваға кәмтәрлик вә һөрмәт билән дуа қилишимиз керәк? ә) Қандақ қилип Йәһваға сәмимийлик билән вә чин қәлбтин дуа қилалаймиз?

7 Йәһва Худаға кәмтәрлик вә һөрмәт-еһтирам билән дуа қилишимиз лазим. Немә үчүн? Чүнки бизгә падиша яки президент билән сөзлишишкә тоғра кәлсә, уларға һөрмәт-еһтирамиңизни көрситисиз! Шуниңға охшаш, каинатниң Егиси Йәһваға техиму бәкирәк һөрмәт-еһтирам көрситишимиз керәк әмәсму? (Яритилиш 17:1; Зәбур 138:6). Униңдин башқа, Худаға сәмимийлик билән вә чин қәлбтин дуа қилишимиз зөрүр. Шундақла өзүмиз чүшәнмәйдиған тилда яки дуа китаплиридин ядлавалған сөзләрни қайтилашниң кериги йоқ (Мәтта 6:7, 8).

8. Худадин дуада бир нәрсини сорисақ, немә қилишимиз керәк?

8 Әгәр биз дуада Пәрвәрдигардин бир нәрсини сорисақ, дуалиримизға мас бар күчимизни чиқирип, иш-һәрикәт қилишимиз керәк. Мәсилән, Йәһваға күндилик еһтияҗлиримиз һәққидә дуа қилсақ, «алма пиш ағзимға чүш», дәп йетивалмаймиз. Әмгәкни сөйүп, қолумиздин келидиған һәммә ишни қилишимиз лазим (Мәтта 6:11; Салоникилиқларға 2-хәт 3:10). Яки болмиса, биз қандақту бир яман адәтләрдин қутулуш үчүн Йәһвадин ярдәм сорисақ, езиқтурушқа йетәкләйдиған һәрқандақ вәзийәтләрдин қечишимиз муһим (Колосилиқларға 3:5). Һазир дуа һәққидә көпчиликни қизиқтуридиған бәзи соалларға җавап тапайли.

ДУА ҺӘҚҚИДӘ КӨПЧИЛИКНИ ҚИЗИҚТУРИДИҒАН СОАЛЛАР

9. Кимгә дуа қилишимиз керәк? Йоһан 14-бап 6-айәттин дуа һәққидә немини биләләймиз?

9 Кимгә дуа қилишимиз керәк? Әйса әгәшкүчилиригә Худаға: «Асмандики Атимиз»,— дәп дуа қилишни үгәткән (Мәтта 6:9). У йәнә: «Мән — йол, һәқиқәт вә һаятлиқтур. Һечким мениңсиз Атамға келәлмәйду»,— дәп ейтқан (Йоһан 14:6). Демәк, биз Әйсаниң исмини тилға елип, пәқәт Йәһва Худағила дуа қилишимиз керәк. Әйсаниң исми арқилиқ дуа қилиш немини билдүриду? Бу Йәһва дуалиримизни қобул қилиши үчүн, Әйсаға бәргән алаһидә рольға һөрмәт көрситишимизни билдүриду. Билгинимиздәк, Әйса бизни гуна вә өлүмдин қутулдуруш үчүн йәр йүзигә әвәтилгән (Йоһан 3:16; Римлиқларға 5:12). Шундақла Йәһва Әйсани Баш роһаний вә Сотчи қилип тәйинлигән (Йоһан 5:22; Ибранийларға 6:20).

Һәрқандақ вақитта дуа қилалайсиз

10. Дуа қилғанда бизниң тизлинип турушимиз шәртму? Чүшәндүрүп бериң.

10 Дуа қилғанда тизлинип турушимиз шәртму? Яқ. Алла тәала биздин тизлинип, олтуруп яки тик туруп дуа қилиш керәк дәп тәләп қилмайду. Муқәддәс китаптин билгинимиздәк, Йәһваға дуа қилғанда, һәрхил һаләттә туруп Униңға болған һөрмитимиз көрүнүши керәк (Тарихнамә 1-язма 17:16; Нәһәмия 8:6; Даниял 6:10; Марк 11:25). Һә, Йәһва үчүн әң муһими — Униңға дуа қилғанда мәлум бир һаләттә туруш әмәс, бәлки Униңға һөрмәт-еһтирам билән вә чин жүрәктин сөзләш. Биз Худаға һәрқандақ җайда вә һәрқандақ вақитта дуа қилалаймиз. Йәһва һәтта ичимиздә ейтилған дуаларниму аңлайду (Нәһәмия 2:1—6).

11. Дуада Йәһвадин немә һәққидә сорисақ болиду?

11 Немә һәққидә дуа қилсақ болиду? Биз Йәһва Худаниң ирадисигә қарши болмиған һәрқандақ нәрсә һәққидә дуа қилсақ болиду. Муқәддәс китапта: «Униң ирадисигә мувапиқ неминила сорисақ, У бизни тиңшайду»,— дәп йезилған (Йоһанниң 1-хети 5:14). Дуада шәхсий нәрсиләр һәққидә сорисақ боламду? Әлвәттә. Асмандики Атимиз, бизниң достумизға ич-бағримизни төкүп, қәлб сирлиримизни ейтқандәк, дуа қилишимизни халайду (Зәбур 62:8). Шундақла тоғра иш-һәрикәт қилиш үчүн, муқәддәс роһни сораш муһим (Луқа 11:13). Шуңа биз тоғра қарарларни чиқириш үчүн даналиқ вә қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришкә күч сорисақ болиду (Яқуп 1:5). Йәнә Худадин гуналиримизни кәчүрүши үчүн, дуада өтүнүп соришимиз керәк (Әфәсликләргә 1:3, 7). Шуниңдәк, аилимиз вә җамаәттики қериндашлар үчүнму дуа қилсақ болиду (Әлчиләр 12:5; Колосилиқларға 4:12).

12. Әң авал немә һәққидә дуа қилишимиз керәк?

12 Әң авал немә һәққидә дуа қилишимиз керәк? Йәһва Худа вә Униң ирадиси һәққидә. Биз Тәңри Йәһваға бизгә қиливатқан барлиқ яхшилиқлири үчүн миннәтдарлиғимизни билдүрүшимиз лазим (Тарихнамә 1-язма 29:10—13). Әйса йәр-йүзидә болғанда, шагиртлириға дәл шу һәққидә дуа қилишни үгәткән (Мәтта 6:9—13ни оқуң). Әйса дуада биринчи новәттә Пәрвәрдигарниң исмини мәдһийиләш керәклигини әмир қилған. Андин Худа Падишалиғи кәлсун вә пүткүл йәр-йүзидә Униң ирадиси орунлансун, дәп дуа қилишни үгәткән. Мошу муһим нәрсиләрдин кейинла, өзүмизниң шәхсий еһтияҗлиримиз һәққидә сорашни үгәткән. Дуа қилғанда, биринчидин, Йәһва вә Униң ирадиси һәққидә сорисақ, биз үчүн немә муһим екәнлигини көрситимиз.

13. Дуаниң узун-қисқилиғи қанчилик болуши керәк?

13 Дуаниң узун-қисқилиғи қанчилик болуши керәк? Муқәддәс китапта бу һәққидә һечнемә ейтилмиған. Дуалиримиз вәзийәткә қарап, қисқа яки узун болуши мүмкин. Мәсилән, тамақ йейиш алдида қисқа дуа қилидиғандимиз. Бирақ асмандики Атимизға миннәтдарлиғимизни билдүргәндә яки ғәм-әндишиләр һәққидә ейтқанда, узун дуа қилишимиз мүмкин (Самуилниң 1-язмиси 1:12, 15). Әйсаниң күнлиридики бәзи адәмләргә охшаш башқиларни һәйран қалдуруш үчүн, узун дуаларни қилиш натоғра (Луқа 20:46, 47). Йәһва Худа шундақ дуаларни яқтурмайду. Униңға чин жүрәктин қилған дуалиримиз яқиду.

14. Күнигә қанчә қетим дуа қилишимиз керәк вә буниңдин Йәһва һәққидә немини биләләймиз?

14 Күнигә қанчә қетим дуа қилишимиз керәк? Йәһваға дайим дуа қилип турушимиз керәк. Муқәддәс китапта «дуа қилишни тохтатмаңлар» вә «үзлүксиз дуа қилиңлар», дәп йезилған (Мәтта 26:41; Римлиқларға 12:12; Салоникилиқларға 1-хәт 5:17). Пәрвәрдигар бизни дайим тиңшашқа тәйяр. Биз Худаниң меһир-муһәббити вә сехийлиғи үчүн һәр күни рәхмитимизни ейтишимиз керәк. Шундақла Униңдин йол-йоруқ, күч вә тәсәлли беришини соришимиз лазим. Әгәр биз һәқиқәтән Һәммигә Қадир Худаға дуа қилиш мүмкинчилигини қәдирлисәк, Униң билән сөзлишиш үчүн һәрдайим вақит тапимиз.

15. Немә үчүн дуаниң ахирида «амин» дәп ейтиш керәк?

15 Немә үчүн дуаниң ахирида «амин» дәп ейтиш керәк? «Амин» сөзи «тоғра» вә «шундақ болсун» дегән мәналарни билдүриду. Бу сөзни ейтқанда, дуада ейтилғанларниң һәммиси чин жүрәктин чиққанлиғини тәстиқләймиз (Зәбур 41:13). Муқәддәс китап бойичә, көпчилик алдида ейтилған дуаниң ахирида ичимиздә яки аваз чиқирип «амин» дәп ейтсақ, ейтилғанлар билән келишидиғанлиғимизни көрситимиз (Тарихнамә 1-язма 16:36; Коринтлиқларға 1-хәт 14:16).

ХУДА ДУАЛИРИМИЗҒА ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИДУ?

16. Худа дуалиримизға җавап берәмду? Чүшәндүрүп бериң.

16 Худа дуалиримизға җавап берәмду? Әлвәттә. Муқәддәс китапта Йәһва «дуаларни Тиңшиғучи» дәп аталған (Зәбур 65:2). Яратқучимиз миллионлиған адәмләрниң чин жүрәктин ейтқан дуалирини аңлап, уларға һәртүрлүк йоллар билән җавап бериду.

17. Йәһва Худа пәриштилири вә йәрдики хизмәтчилири арқилиқ дуалиримизға қандақ җавап бериду?

17 Йәһва Худа пәриштилири вә йәрдики хизмәтчилири арқилиқ дуалиримизға җавап бериду (Ибранийларға 1:13, 14). Көп адәмләр Муқәддәс китапни яхширақ чүшиниш яки Худани йеқинирақ тонуш үчүн, өтүнүп Худаға дуа қилғандин кейин, көп өтмәй уларға Йәһва гувачилириниң бири кәлгән. Мошундақ вақиәләр пүтүн йәр йүзи бойичә «хуш хәвәрни» йәткүзүш ишиға пәриштиләр өз һәссисини қошуватқанлиғини көрситиду (Вәһий 14:6ни оқуң). Йәнә көплиримиз Йәһваға қийинчилиқлиримиз яки еһтияҗлиримиз һәққидә дуа қилғандин кейин, У етиқатдашлар арқилиқ керәклик ярдәмни бәргән (Пәнд-нәсиһәтләр 12:25; Яқуп 2:16).

Йәһва Худа етиқатдашларниң ярдими арқилиқ дуалиримизға җавап бериду

18. Йәһва муқәддәс роһи яки Муқәддәс китап арқилиқ дуаларға қандақ җавап бериду?

18 Йәнә Йәһва дуалиримизға муқәддәс роһ арқилиқ җавап бериду. Һәммигә Қадир Худадин дуада қандақту бир қийинчилиқни һәл қилишни сорисақ, У муқәддәс роһ арқилиқ бизгә йол-йоруқ вә күч бериду (Коринтлиқларға 2-хәт 4:7). Йәһва йәнә Муқәддәс китап арқилиқ дуалиримизға җавап берип, дана қарарларни қобул қилишимизға ярдәм бериду. Муқәддәс китапни оқуғанда, бизгә ярдәм беридиған айәтләрни тапалаймиз. Йәнә биз җамаәткә кәлгәндә, етиқатдашларниң җаваплирини аңлаймиз. Йәһва Худа уларни бизгә ярдәм беридиған ой-пикирләрни ейтишқа дәвәт қилиду. Шундақла У ақсақаллар арқилиқ бизгә Муқәддәс китаптин керәклик ой-пикирләрни ейтиду (Галатилиқларға 6:1).

19. Немә үчүн Йәһва Худа дуалиримизға җавап бәрмигәндәк һис-туйғулар пәйда болуши мүмкин?

19 Бәзидә биз: «Немә үчүн Йәһва Худа дуалиримға җавап бәрмәйдиғанду?»— дәп әнсирәйдиғандимиз. У қачан вә қандақ җавап бериш керәклигини яхши билидиғанлиғини есиңиздә тутуң. Яратқучи бизгә һәқиқәтән немә керәклигини яхши билиду. Әгәр сиз бираз вақит дуада бирәр нәрсини һәрдайим сорисиңиз, бу нәрсиниң муһим екәнлигини һәм Йәһва сизгә чоқум җавап беридиғанлиғиға ишәнчиңиз камил екәнлигини көрситәләйсиз (Луқа 11:5—10). Бәзидә асмандики Атимиз дуалиримизға биз күткәндәк җавап бәрмәйду. Мәсилән, биз бирәр қийинчилиқ һәққидә дуа қилимиз дәйли. Бирақ Йәһва буни йоқ қиливетишниң орниға, бизгә шу қийинчилиққа бәрдашлиқ беришкә ярдәм бериду (Филипиликләргә 4:13ни оқуң).

20. Немә үчүн Йәһваға һәрдайим дуа қилишимиз керәк?

20 Йәһва Худаға дуа қилиш биз үчүн немә дегән шан-шәрәп! У бизниң дуалиримизни тиңшайдиғанлиғиға гуман қилмаймиз (Зәбур 145:18). Һәрдайим чин қәлбимиздин дуа қилишни давамлаштурсақ, Униң билән болған достлуғимиз шунчә күчийиду.