БӘШИНЧИ БАП
Төләм — Худаниң бебаһа соғиси
1, 2. a) Қандақ соға сиз үчүн әң қиммәтлик? ә) Немә үчүн төләмни Йәһва Худадин кәлгән бебаһа соға дәп ейтишқа болиду?
СИЗ еришкән соғилар арисида қайси соғини әң қиммәтлик дәп һесаплайсиз? Соғиниң қәдир-қиммити пул билән өлчәнмәйду. Бебаһа соға сизгә хошаллиқ елип келидиған яки сиз дәл муһтаҗ болған нәрсидур.
2 Худа бизгә көп соғиларни бәргән. Амма биз муһтаҗ болған алаһидә бир соға бар. Бу Худаниң инсанларға бәргән әң қиммәтлик соғисидур. Йәһва бизниң мәңгү яшишимиз үчүн төләм сүпитидә Өз Оғли Әйса Мәсиһни йәр йүзигә әвәтти (Мәтта 20:28ни оқуң). Төләм — Йәһва Худаниң бизгә болған чоңқур меһир-муһәббитиниң испати. Бу һәққидә мошу баптин биләләймиз.
ТӨЛӘМ ДЕГӘН НЕМӘ?
3. Адәмләр немә сәвәптин өлиду?
3 Төләм — Йәһва Худа инсанийәтни гуна вә өлүмдин қутқузуш үчүн ишләткән амал (Әфәсликләр 1:7). Немә сәвәптин биз төләмгә муһтаҗ болидиғанлиғимизни чүшиниш үчүн, нәччә миң жиллар бурун Ерәм беғида йүз бәргән вақиәни көрүп чиқайли. Адәм ата билән Һава ана гуна қилди, шу сәвәптин улар өлди. Биз Адәм ата билән Һава анидин гунани мирас алғачқа, бизму өлүмиз (9-изаһәткә қараң.).
4. Муқәддәс китаптин Адәм ата һәққидә немиләрни билимиз?
4 Йәһва Адәм атини мукәммәл қилип яратқан. Униңда мукәммәл тән вә мукәммәл аң-сезим болған. Улар һечқачан кесәлгә гириптар болмай, қеримай вә өлмәй яшиши керәк еди. Йәһва Адәм атини яратқанлиқтин, униңға Атидәк болған (Луқа 3:38). Йәһва Худа униң билән дайим сөзләшкән, униңдин немини тәләп қилидиғанлиғини ениқ чүшәндүргән вә униңға хошаллиқ елип келидиған ишни тапшурған еди (Яритилиш 1:28—30; 2:16, 17).
5. Худа Адәм атини «Өзигә охшитип» яратқан дегән ибарә немини билдүриду?
5 Худа Адәм атини «Өзигә охшитип» яратқан (Яритилиш 1:27). Бу дегинимиз, Йәһва Адәм атини меһир-муһәббәт, даналиқ, адаләт һәм күч-қудрәтни өз ичигә алған есил-пәзиләтләрни әкс әттүрәләйдиған қилип яратқан еди. Худа униңға таллаш әркинлигини бәргән. Адәм ата роботқа охшаш болмиған. Худа уни тоғра билән хатани талалайдиған қилип яратқан еди. Әгәр у Худаға бойсунған болса, йәр йүзидики җәннәттә мәңгү яшалатти.
6. Адәм ата Худаға бойсунмай, немидин айрилған? Бу бизгә қандақ тәсир қилиду?
6 Адәм ата Худаға бойсунмиғанлиқтин, у еғир ақивәтни көргән, йәни өлүмгә һөкүм қилинған. Шундақ қилип, униң Йәһва билән болған алаһидә достлуқ мунасивити бузулған һәм у мукәммәл һаятидин вә җәннәттин айрилип қалған еди (Яритилиш 3:17—19). Адәм ата билән Һава ана Худаға бойсунмиғанлиқтин, әнди уларниң үмүти йоқалди. Адәм ата гуна қилғанлиқтин, «өлүм дунияға кирди һәм шундақларчә, өлүм барлиқ адәмләргә өтти, чүнки һәммиси гуна қилған болди» (Римлиқлар 5:12). Адәм ата гуна қилғанда, өзини һәм бизниму гуна билән өлүмгә қул қилип сетивәткән еди (Римлиқларға 7:14). Әнди биз үмүтсиз қалдуқму? Яқ, Йәһва биз үчүн төләмни орунлаштурған.
7, 8. Төләм дегән немә?
7 Төләм дегән немә? Бу сөзниң мәнаси икки нәрсини өз ичигә алиду. Биринчи, бирсини азат қилиш яки бир нәрсини қайтуруп сетивелиш үчүн төлинидиған һәқ. Иккинчи, салған зиянниң орнини толдуруш үчүн төлинидиған һәқ.
8 Адәм ата гуна қилип, бизгә өлүмни мирас қалдурған. Һечбир бәндә бизни өлүмдин азат қилалмайду. Лекин Йәһва бизни гуна билән өлүмниң қуллиғидин қутулдуруш үчүн төләмни орунлаштурди. Ундақта, төләмниң қандақ төләнгәнлигини вә бизни қандақ пайдиға ериштүридиғанлиғини көрүп бақайли.
ТӨЛӘМ ҚАНДАҚ ТӨЛӘНДИ?
9. Қандақ төләм төлиниши керәк еди?
9 Адәм ата йоқатқан мукәммәл һаят үчүн төләм төләш һечбиримизниң қолидин кәлмәйду. Сәвәви һәммимиз гунакар бәндиләр (Зәбур 49:7, 8). Шуңа, башқа бир мукәммәл адәм һаятини төләм һәққи үчүн бериши керәк болған. Әйса барлиқ инсанлар үчүн төләмни бәргән (Тимотийға 1-хәт 2:6). Адәм ата мукәммәл болғанлиқтин, тәң қиммәтлик төләмни төләш үчүн дәл шундақ мукәммәл һаят керәк болған еди.
10. Йәһва Худа төләмни қандақ қилип төлиди?
10 Йәһва Худа төләмни қандақ төлиди? У Өзи тунҗа яратқан сөйүмлүк Оғли Әйса Мәсиһни асмандин йәр йүзигә әвәтти (Йоһанниң 1-хети 4:9, 10). Әйса Атисидин вә асмандики маканидин айрилип, йәргә келишкә тәйяр болди (Филипиликләргә 2:7). Йәһва Әйсаниң һаятини асмандин йәр йүзидики Мәрийәмниң қосиғиға йөткигән. У гунасиз вә мукәммәл адәм болуп туғулди (Луқа 1:35).
11. Бир адәм қандақ қилип пүтүн инсанийәт үчүн төләм төләләйду?
11 Биринчи адәм Йәһваға итаәтсизлик қилғачқа, пүткүл инсанлар мукәммәл һаятни йоқатқан еди. Ундақта башқа бири Адәм атиниң әвлатлирини өлүмдин азат қилаламду? Һә-ә, қилалайду (Римлиқларға 5:19ни оқуң). Һечқачан гуна қилмиған Әйса өзиниң һаятини төләм сүпитидә бәрди (Коринтлиқларға 1-хәт 15:45). Униң мукәммәл һаяти Адәм атиниң пүтүн әвладини өлүмдин азат қилалайду (Коринтлиқларға 1-хәт 15:21, 22).
12. Әйса немә үчүн шундақ қаттиқ азап чекиши керәк еди?
12 Муқәддәс китапта Әйсаниң өлүмидин бурун қаттиқ азап чәккәнлиги тилға елинған. У қаттиқ қамчилинип, түврүккә миқланған вә у аста-аста қийнилип, җан үзгән еди (Йоһан 19:1, 16—18, 30). Әйса немә үчүн шундақ қаттиқ азап чекиши керәк еди? Сәвәви, Шәйтан, әгәр адәм еғир синақларға дуч кәлсә, Худаға болған садиқлиғини сақлап қалалмайду дәп әйиплигән. Әйса өз үлгиси арқилиқ мукәммәл адәм һәтта еғир синақларға дуч кәлсиму, Худаға болған садиқлиғини сақлап қелишқа болидиғанлиғини көрсәткән. Йәһваниң Әйсадин пәхирләнгәнлигини көз алдиңизға кәлтүрүп беқиңа! (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11; 15-изаһәткә қараң.)
13. Төләм қандақ төләнди?
13 Төләм қандақ төләнди? Әйса өз һаятини төләм сүпитидә Атисиға тапшурған. Б.м. 33-жили, йәһудийларниң календари бойичә 14-нисан күни, Йәһва дүшмәнләрниң Әйсани өлтүрүшигә йол қойған еди (Ибранийларға 10:10). Йәһва Әйсани үч күндин кейин инсан тенидә әмәс, бәлки роһий шәхс сүпитидә тирилдүрди. Кейинирәк, Әйса асмандики Атисиниң қешиға қайтқанда, у өзиниң мукәммәл инсан һаятини төләм һәққи сүпитидә Йәһваға сунған (Ибранийларға 9:24). Йәһва Худа Әйсаниң төләм қурбанлиғини қобул қилди. Шу сәвәптин, биздә гуна билән өлүмдин азат болуш пурсити пәйда болди (Римлиқларға 3:23, 24ни оқуң).
ТӨЛӘМ СИЗНИҢ ҺАЯТИҢИЗҒА ҚАНДАҚ ТӘСИР ҚИЛИДУ?
14, 15. Гуналиримизниң кәчүрүлиши үчүн немә қилишимиз керәк?
14 Биз аллиқачан Худаниң бебаһа соғисиниң пайдисиға ериштуқ. Әнди һазирниң өзидә вә кәлгүсидә йәнә қандақ пайдиға еришәләйдиғанлиғимиз һәққидә көрүп чиқайли.
15 Гуналиримиз кәчүрүлиду. Хаталашмайдиған адәм йоқ. Бәзидә гәп-сөз яки иш-һәрикәтлиримиздә хаталиқ өткүзүп қойимиз (Колосилиқларға 1:13, 14). Гуналиримиз кәчүрүлиши үчүн, немә қилишимиз керәк? Хаталиқлиримиз үчүн чин жүрәктин товва қилип, кәмтәрлик билән Йәһва Худадин кәчүрүм соришимиз керәк. Шундила, Худаниң гуналиримизни кәчүргәнлигигә ишәнчә қилалаймиз (Йоһанниң 1-хети 1:8, 9).
16. Пак вижданға егә болуш үчүн немә қилиш керәк?
16 Пак вижданға егә болумиз. Бирәр ишни хата қилғанда, вижданимиз бизни азаплайду. Өзүмизни әйиплик санап, һәтта үмүтсиз яки һечнемигә яримас һис қилишимиз мүмкин. Бирақ үмүт үзмәслик керәк. Әгәр биз Йәһваға ялвуруп кәчүрүм сорисақ, Униң дуайимизға қулақ селип, бизни кәчүридиғанлиғиға ишәнчә қилалаймиз (Ибранийларға 9:13, 14). Йәһва Худа қийинчилиқлиримиз вә аҗизлиқлиримизни очуқ ейтишимизни халайду (Ибранийларға 4:14—16). Нәтиҗидә, биз Худаниң алдида пак вижданға егә болумиз.
17. Әйса җенини биз үчүн бәргәнликтин, қандақ бәрикәтләргә еришәләймиз?
17 Мәңгү һаят кәчүрүшкә үмүтимиз бар. «Гунаниң төлими — өлүм, Худаниң һәдийәси — Һакимдаримиз Мәсиһ Әйсаға бенаән мәңгү һаяттур» (Римлиқларға 6:23). Әйса биз үчүн җенини бәргәнликтин, мәңгү һаятқа вә мукәммәл саламәтликкә еришәләймиз (Вәһий 21:3, 4). Бирақ мошу бәрикәтләргә еришиш үчүн, чоқум немә қилишимиз керәк?
ТӨЛӘМ ҮЧҮН МИННӘТДАРЛИҒИҢИЗНИ ҚАНДАҚ БИЛДҮРӘЛӘЙСИЗ?
18. Йәһва Худаниң бизни сөйидиғанлиғини нәдин билимиз?
18 Бири сизгә чирайлиқ соға бәргәндә, көңлүңиз қанчилик хошал болиду, һә! Төләм болса, һәммә соғиларниң арисидики әң қиммәтлик соғидур вә биз униң үчүн Тәңри Йәһваға чоңқур миннәтдарлиқ билдүрүшимиз керәк. Йоһан 3:16дә: «Худа дунияни шу қәдәр сөйдики... Оғлини қурванлиққа бәрди»,— дәп ейтилған. Дәрһәқиқәт, Йәһва бизни шу қәдәр сөйгәнки, һәтта сөйүмлүк Оғлини биз үчүн қурбанлиққа бәргән. Әйсаниңму бизни сөйидиғанлиғини билимиз, чүнки у биз үчүн өлүшкә тәйяр болған (Йоһан 15:13). Шуңа, төләм — Йәһва билән Әйсаниң сизни һәқиқий яхши көргәнлигиниң рошән испати (Галатилиқларға 2:20).
19, 20. a) Йәһваниң дости болуш үчүн немә қилиш керәк? ә) Әйсаниң төләм қурбанлиғиға ишәнч қилғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?
19 Йәһва Худаниң сизгә болған чоңқур меһир-муһәббити тоғрилиқ билгәндә, төләм үчүн миннәтдарлиғиңизни қандақ көрситәләйсиз? Биринчидин, Йәһва тоғрилиқ билим елип, Униң билән дост болуң (Йоһан 17:3). Әгәр Худани тонуп-билсиңиз, Униңға болған меһир-муһәббитиңиз күчийип, Уни хурсән қилишни халайсиз вә Униң дости болалайсиз. Ундақта, Муқәддәс китапни үгинип, Йәһва Худа тоғрилиқ билим елишни давамлаштуруң (Йоһанниң 1-хети 5:3).
20 Әйсаниң төләм қурбанлиғиға ишәнч қилғанлиғиңизни көрситиң. Муқәддәс китапта «Ким Оғлиға ишәнсә, мәңгүлүк һаятқа егидур»,— дәп йезилған (Йоһан 3:36). Ишәнч қилиш дегән немә? Бу Әйсаниң үгәткәнлиригә мас һаят кәчүрүш (Йоһан 13:15). Әйсаға ишәнч қилғанлиғимизни пәқәт еғизимиздила ейтип қоюш йетәрлик әмәс. Төләмгә ишинидиғанлиғимизни чоқум әмәлий иш-һәрикәт билән көрситишимиз керәк. Яқуп 2:26дә «етиқатму әмәлиятсиз өлүктур»,— дәп йезилған.
21, 22. a) Һәр жили Хатириләш мәрасимиға қатнишиш немә үчүн муһим? ә) 6, 7-бапларда немә һәққидә мулаһизә қилимиз?
21 Мәсиһни Хатириләш учришишиға қатнишиң. Әйса 14-нисан күни, өлүштин авалқи кәчтә, бизгә униң өлүмини хатириләшни буйриған. Биз һәр жили бу Хатириләшни өткүзимиз (Коринтлиқларға 1-хәт 11:20; Мәтта 26:26—28). Әйса мукәммәл һаятини төләм сүпитидә қурбан қилғанлиғини бизниң әстә тутушимизни халайду. «Андин кейин у нанни елип, Тәңригә шүкүр ейтти вә уни уштуп һәм уларға берип: “Буни мени әсләп туруш үчүн қилиңлар”,— деди» (Луқа 22:19ни оқуң). Хатириләш мәрасимиға кәлсиңиз, төләмгә болған миннәтдарлиғиңизни вә Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббитини унтуп қалмиғанлиғиңизни көрситисиз (16-изаһәткә қараң.).
22 Төләм, һәқиқәтән Йәһва Худа бәргән бебаһа соға (Коринтлиқларға 2-хәт 9:14, 15). Бу соға һәтта өлүп кәткән миллионлиған адәмләр үчүнму пайдилиқ. 6, 7-бапларда бу һәққидә мулаһизә қилимиз.