ОН СӘККИЗИНЧИ БАП
Худаға өзини беғишлаш вә чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш
1. Муқәддәс китапни оқуп, тәтқиқ қилип үгәнгән чағда, немиләр һәққидә ойлишиңиз мүмкин?
СИЗ Муқәддәс китапни оқуп, тәтқиқ қилип үгәнгән чағда, көплигән тәлимләрни, мәсилән, Худаниң мәңгүлүк һаятлиқ һәққидики вәдиси, өлгәнләрниң әһвали вә уларниң тирилиши һәққидә биливалдиңиз (Вәз 9:5; Луқа 23:43; Йоһан 5:28, 29; Вәһий 21:3, 4). Бәлким, сиз Йәһва гувачилириниң җамаәт учришишлириға берип жүрүп, уларниң Худаға һәқиқий тоғра усулда ибадәт қиливатқанлиғиға көз йәткүздиңиз (Йоһан 13:35). Еһтимал, сиз Йәһва Худа билән болған достлуқни күчәйтип, Униңға хизмәт қилишни қарар қилғансиз. Шуңа сиз: «Худаға хизмәт қилиш үчүн, мән немә қилишим керәк?»— дәп ойлиғансиз.
2. Немә үчүн эфиопиялик әмәлдар чөмдүрүлүштин өтүшни халиған?
2 Биринчи әсирдә яшиған эфиопиялик бир әмәлдарму шу һәққидә ойлиған. Әйса тирилип, асманға көтирилгәндин көп өтмәй, Филип эфиопиялик кишигә вәз қилған. У әмәлдарға Муқәддәс китап асасида Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини испатлап бәргән еди. Алған билими эфиопиялик әмәлдарға қаттиқ тәсир қилған, шуңа у: «Мана су, мениң чөмдүрүлүшимгә немә тосқунлуқ қилалайду?»— дегән (Әлчиләр 8:26—36).
3. а) Әйса шагиртлириға қандақ әмир қилған? ә) Суға чөмдүрүлүш мәрасими қандақ өткүзүлүши керәк?
3 Йәһваға хизмәт қилишни халайдиған киши суға чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш керәклиги тоғрисида Муқәддәс китапта ениқ йезилған. Әйса шагиртлириға «барлиқ хәлиқләрдин мениң шагиртлирим қилип... чөмдүрүңлар» дәп әмир қилған (Мәтта 28:19, ЙД). Әйса өзиму чөмдүрүлүштин өтүп, үлгә қалдурған. У пүтүнләй суға чөкүрүлгән (Мәтта 3:16). Бүгүнки күндиму, Худаниң хизмәтчилири чөмдүрүлүштин өткәндә, Әйсадин үлгә елип, суға пүтүнләй чөкүрүлүши керәк.
4. Чөмдүрүлүштин өткәндә, сиз немини көрситисиз?
4 Чөмдүрүлүштин өткәндә, сиз Худаниң дости болушни вә Униңға хизмәт қилишни халайдиғанлиғиңизни көрситисиз (Зәбур 40:7, 8). Шуңа сиз: «Чөмдүрүлүштин өтүш үчүн мән немә қилишим керәк?»— дәп ойлайдиғансиз.
БИЛИМ ВӘ ИМАН-ЕТИҚАТ
5. а) Суға чөмдүрүлүштин авал немә қилишиңиз керәк? ә) Немә үчүн Йәһва гувачилириниң учришишлириға қатнишиш бәк муһим?
5 Суға чөмдүрүлүштин авал Йәһва Худа билән Әйса пәйғәмбәрни йеқинирақ тонуш үчүн, улар һәққидә билим елишиңиз муһим. Сиз бу билимни Муқәддәс китапни оқуп-үгиниватқандин буян еливатсиз (Йоһан 17:3ни оқуң). Лекин билим елип қоюшла йетәрлик әмәс. Муқәддәс китапта «Худаниң ирадиси тоғрилиқ толуқ чүшәнчигә» еришишимиз керәклиги йезилған (Колосилиқларға 1:9). Йәһва гувачилириниң учришишлири Йәһва Худа билән йеқин мунасивәттә болушқа ярдәм бериду. Шу сәвәптин, уларға дайим қатнишиш бәк муһим (Ибранийларға 10:24, 25).
6. Чөмдүрүлүштин өтүш үчүн Муқәддәс китап һәққидә қанчилик билимиңиз болуши керәк?
6 Әлвәттә, Йәһва сиздин чөмдүрүлүштин өтүш үчүн, Муқәддәс китапта йезилғанларниң һәммисини билишни тәләп қилмайду. У буни эфиопиялик әмәлдардинму тәләп қилмиған (Әлчиләр 8:30, 31). Биз Худа тоғрилиқ билим елишни мәңгү давамлаштуримиз (Вәз 3:11). Амма чөмдүрүлүштин өтүш үчүн, Муқәддәс китапниң асасий тәлимлири һәққидә билим елип, уларни қобул қилиш керәк (Ибранийларға 5:12).
7. Муқәддәс китапни оқуп, тәтқиқ қилип үгиниш сизгә қандақ ярдәм бериду?
7 Муқәддәс китапта: «Етиқатсиз Худаға йеқиш әсли мумкин әмәс»,— дәп йезилған (Ибранийларға 11:6). Шуңа чөмдүрүлүшниң алдида авал иман-етиқадиңизни көрситишиңиз керәк. Қедимки Коринт шәһиридики бәзи адәмләр Әйсаниң әгәшкүчилири ейтқан хәвәрни аңлиған вә нәтиҗидә улар ишинип, чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән еди (Әлчиләр 18:8). Сизму Муқәддәс китапни оқуп, тәтқиқ қилип үгинип, Худаниң вәдилиригә вә гуна билән өлүмдин азат қилидиған Әйсаниң төләм қурбанлиғиға ишәнч қилдиңиз (Йәшуа 23:14; Әлчиләр 4:12; Тимотийға 2-хәт 3:16, 17).
МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМЛИРИНИ БАШҚИЛАРҒА ЕЙТИҢ
8. Оқуп-үгәнгәнлириңизни башқиларға ейтишқа сизни немә дәвәт қилиду?
8 Муқәддәс китаптин көпирәк билим алғансири вә бу сизгә қандақ ярдәм беридиғанлиғини көргәнсири иман-етиқадиңиз техиму күчийиду. Шу чағда оқуп-үгәнгәнлириңизни башқиларға ейтишни халайсиз (Йәрәмия 20:9; Коринтлиқларға 2-хәт 4:13). Бу һәққидә кимләргә ейтсиңиз болиду?
9, 10. а) Оқуп-үгәнгәнлириңизни кимләргә ейтишиңиз мүмкин? ә) Җамаәт билән вәз қилишни халисиңиз, немә қилишиңиз керәк?
9 Бәлким, сиз оқуп-үгәнгәнлириңизни аилә әзалириңизға, достлириңизға, хизмәтдашлириңизға ейтишни халайдиғансиз. Бу, әлвәттә, яхши нийәт, бирақ буни дайим әдәп-һөрмәт вә меһрибанлиқ билән қилиң. Вақти-саати кәлгәндә, Йәһва гувачилири билән вәз қилишни башлайсиз. Әгәр өзүңизни вәз ейтишқа тәйяр дәп һесаплисиңиз, Муқәддәс китап үгинишини өткүзиватқан Йәһва гувачисиға бу хаһишиңизни ейтиң. Уму сизни тәйяр дәп һесаплиса вә сиз Муқәддәс китап принциплириға мас һаят кәчүрсиңиз, җамаәтниң икки ақсақали силәр билән учришип, бу һәққидә муһакимә қилиду.
10 Муқәддәс китапниң асасий тәлимлирини чүшинип, уларға ишәнч қилидиғанлиғиңизни, Худаниң принциплирини күндилик һаятта қоллинидиғанлиғиңизни һәм Йәһва гувачиси болуш хаһишиңизни көрүш үчүн, ақсақаллар сиз билән сөһбәтлишиду. Есиңиздә болсун, ақсақаллар җамаәтниң һәммә әзалириға, шу җүмлидин, сизгиму ғәмхорлуқ қилиду. Шу сәвәптин, улар билән сөһбәтлишиштин қорқмаң (Әлчиләр 20:28; Петрусниң 1-хети 5:2, 3). Бу муһакимә қилиштин кейин ақсақаллар сизниң җамаәт билән вәз қилишқа тәйяр яки тәйяр әмәслигиңизни ейтиду.
11. Немә үчүн җамаәт билән вәз қилиштин авал өзгиришләрни қилиш бәк муһим?
11 Сиз җамаәт билән вәз қилишни башлаш үчүн, ақсақаллар сизгә һаятиңизда йәнә қандақ өзгиришләр қилишиңиз керәклигини ейтиши мүмкин. Немә үчүн бу өзгиришләрни қилиш бәк муһим? Чүнки башқиларға Худа һәққидә вәз қилғанда, биз Йәһваниң вәкиллири сүпитидә сөзләймиз. Шуниң үчүн жүрүш-турушимиз арқилиқ Униңға шан-шәрәп кәлтүрүшимиз керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 6:9, 10; Галатилиқларға 5:19—21).
ТОВВА ҚИЛИП, ХУДАҒА ҚАЙТИҢ
12. Немә үчүн адәмләрниң һәммиси товва қилиши керәк?
12 Суға чөмдүрүлүштин авал йәнә бир муһим нәрсини қилишиңиз зөрүр. Әлчи Петрус «товва қилип, Худаға қайтиңлар», дәп ейтқан (Әлчиләр 3:19). Товва қилиш немини билдүриду? Товва қилиш — қандақту бир қилған яман иш һәққидә сәмимий пушайман қилиштур. Мәсилән, әхлақсиз һаят кәчүргән болсиңиз, һәтта өмүр бойи яхши иш-һәрикәт қилған болсиңизму, товва қилишиңиз керәк. Сәвәви, адәмләрниң һәммиси гунакар вә Худаниң кәчүрүмигә муһтаҗ (Римлиқларға 3:23; 5:12).
13. «Худаға қайтиңлар» дегән ибарә немини билдүриду?
13 Қилған ишиңиздин пушайман қилиш йетәрликму? Яқ. Әлчи Петрус «Худаға қайтиңлар» дәпму ейтқан. Бу — өтмүштики қандақту бир яман ишлардин ваз кечиш вә тоғра иш-һәрикәт қилиш дегәнләрни билдүриду. Мәсилән, сиз бир натонуш йәргә биринчи қетим сәпәргә чиқтиңиз дәйли. Бираз вақит өткәндин кейин, хата йолға чүшүп қалғанлиғиңизни байқидиңиз. Шу чағда сиз немә қилисиз? Әлвәттә, тохтап, алди-кәйниңизгә қарап, тоғра йолни тепип маңисиз. Шуниңға охшаш, сиз Муқәддәс китапни оқуп-үгинип, яман адәтлириңиздин ваз кечип, һаятиңизда бәзибир өзгиришләрни қилиш керәклигини чүшинишиңиз мүмкин.
ҺАЯТИҢИЗНИ ХУДАҒА БЕҒИШЛАҢ
14. Өзүңизни Худаға беғишлаш немини билдүриду?
14 Суға чөмдүрүлүштин авал йәнә бир муһим қәдәмни бесишиңиз керәк. Өзүңизни Йәһва Худаға беғишлишиңиз зөрүр. Сиз дуа қилип, һаятиңизни Асмандики Атимизға беғишлиғанда, пәқәт Униңға хизмәт қилишни вә Униң ирадисини орунлашни һаятиңизда биринчи орунға қоюшқа вәдә қилисиз (Мәтта 4:10).
15, 16. Кишини өз һаятини Худаға беғишлашқа немә дәвәт қилиду?
15 Пәқәт Йәһвағила хизмәт қилиш вәдиңизни сөйүмлүк кишиңиз билән өмүр бойи яшаш вәдиси билән селиштурушқа болиду. Бир жигит бир қизға ашиқ болди дәйли. У аста-аста қиз билән йеқинирақ тонушиду. Ахирида қиз билән муһәббәтлишип, униң билән той қилмақчи болиду. Жигит бу ишниң бәк җавапкарлиқ екәнлигини чүшәнсиму, қизни яхши көргәнликтин, шундақ қарар чиқириду.
16 Тәңри Йәһвани яхширақ тонуп-билгәнсири, Уни техиму яхши көрисиз вә чин қәлбиңиздин Униңға хизмәт қилишни халайсиз. Бу сизни дуа қилғанда, Униңға хизмәт қилимән дәп вәдә беришкә дәвәт қилиду. Муқәддәс китапта кимду бирси Әйсаға әгишип меңишни халиса, «өзидин ваз кечиш» керәклиги йезилған (Марк 8:34). Башқа сөзләр билән ейтқанда, Йәһва Худаға итаәт қилиш һаятиңизда әң биринчи орунда болуши керәк. Чүнки Пәрвәрдигарниң ирадиси сизниң хаһишлириңиз вә мәхсәтлириңиздинму муһимирақ (Петрусниң 1-хети 4:2ни оқуң).
МӘСЪУЛИЙӘТТИН ҚОРҚМАҢ
17. Бәзиләр немә үчүн өз һаятини Йәһваға беғишлимайду?
17 Бәзиләр Худаға бәргән вәдисидә туралмаймән дәп қорқуп, өз һаятини Йәһваға беғишлимайду. Улар «Йәһваниң көңлини рәнҗитишни халимаймән» яки «өзүмни Худаға беғишлимисам, қилған ишлирим үчүн Йәһва Худа мени сораққа тартмайду», дәп ойлиши мүмкин.
18. Худани хапа қилиш алдидики қорқунучни йеңишкә немә ярдәм бериду?
18 Йәһва Худаға болған меһир-муһәббитиңиз Уни хапа қилиш алдидики қорқунучни йеңишкә ярдәм бериду. Әгәр Худани яхши көрсиңиз, Униңға бәргән вәдиңизни орунлаш үчүн бар күчиңизни салисиз (Вәз 5:4; Колосилиқларға 1:10). Шундақла Йәһваниң ирадисини орунлаш қийин дәп ойлимайсиз. Әлчи Йоһан мундақ дегән: «Худаға болған меһир-муһәббәт Униң әмирлирини орунлаштур вә Униң әмирлири еғир әмәс» (Йоһанниң 1-хети 5:3).
19. Немә үчүн һаятиңизни Йәһваға беғишлаштин қорқмаслиғиңиз керәк?
19 Һаятиңизни Йәһваға беғишлаш үчүн, мукәммәл болушиңиз шәрт әмәс. Худа биздин қолумиздин кәлмәйдиған ишни тәләп қилмайду (Зәбур 103:14). У сизгә тоғра иш-һәрикәт қилишқа ярдәм бериду (Йәшая 41:10). Асмандики Атимизға пүтүн вуҗудиңиз билән таянсиңиз, У сизгә «тоғра йолларни көрситиду» (Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6).
ЧӨМДҮРҮЛҮШ МӘРАСИМИ
20. Һаятиңизни Йәһваға беғишлиғандин кейинки қәдәм қандақ?
20 Сиз өзүңизни Йәһваға беғишлашқа тәйярму? Әгәр һаятиңизни Йәһваға беғишлиған болсиңиз, кейинки қәдәмни ташлашқа тәйяр болисиз. Бу — суға чөмдүрүлүш мәрасими.
21, 22. Сиз өз иман-етиқадиңизни қандақ етирап қилалайсиз?
21 Өзүңизни Йәһваға беғишлиғанлиғиңизни вә чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшни халайдиғанлиғиңизни җамаитиңиздики ақсақалларниң биригә ейтиң. Бирнәччә ақсақал Муқәддәс китапниң асасий тәлимлирини сиз билән биргә көрүп чиқиду. Әгәр шу ақсақаллар сизниң тәйяр екәнлигиңизни көрсә, сиз Йәһва гувачилириниң кейинки конгрессида чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә мүмкинчилигиңиз болиду. Конгресста чөмдүрүлүш мәрасиминиң мәнасини чүшәндүридиған нутуқ ейтилиду. Нутуқниң ахирида натиқ суға чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшни халайдиғанларға икки аддий соал қоюду. Бу соалларға җавап бериш арқилиқ сиз иман-етиқадиңизни етирап қилисиз (Римлиқларға 10:10).
22 Әнди сиз чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә тәйяр. Сиз суға пүтүнләй чөкүрүлүп чиқисиз. Чөмдүрүлүш мәрасими сизниң өзүңизни Худаға беғишлиғанлиғиңизни вә әнди Йәһва гувачиси болғанлиғиңизни көрситиду.
ЧӨМДҮРҮЛҮШ МӘРАСИМИНИҢ МӘНАСИ
23. «Худа Ата, Униң Оғли вә муқәддәс роһниң нами билән» дегән сөз бирикмиси немини билдүриду?
23 Әйса шагиртлириға Худа Ата, Униң Оғли вә муқәддәс роһниң нами билән чөмдүрүлүши керәклиги һәққидә ейтқан (Мәтта 28:19ни оқуң). «Худа Ата нами билән» дегән сөз бирикмиси Йәһва Худаниң һөкүмранлиғини етирап қилишни билдүриду. «Оғли вә муқәддәс роһниң нами билән» дегән сөзләр Йәһва өз ирадисини орунлаш үчүн Әйсани вә муқәддәс роһни қоллинидиғанлиғини етирап қилишни билдүриду (Зәбур 83:18; Мәтта 28:18; Галатилиқларға 5:22, 23; Петрусниң 2-хети 1:21).
24. Чөмдүрүлүш мәрасими немини билдүриду?
24 Чөмдүрүлүш мәрасими бәк чоңқур мәнаға егә. Сиз пүтүнләй суға чөкүрүлгәндә, символлуқ мәнада өлүсиз вә бурунқидәк һаят кәчүрмәйсиз. Судин чиққанлиғиңиз, әнди Худаниң ирадисини орунлаш үчүн һаятиңизни йеңидин башлиғанлиғиңизни билдүриду. Бу сизниң әнди Йәһваға хизмәт қилидиғанлиғиңизни көрситиду. Ядиңизда болсун, сиз һаятиңизни қандақту бир ишқа, адәмгә яки тәшкилатқа әмәс, Йәһваға беғишлидиңиз.
25. Ахирқи бапта қандақ соалға җавап тапалайсиз?
25 Һаятиңизни Йәһваға беғишлап, Худа билән болған алаһидә достлуқни күчәйтәләйсиз (Зәбур 25:14). Бирақ чөмдүрүлүш мәрасими қутқузулушқа капаләт бәрмәйду. Әйса «ким ахирғичә тәқабил турса, шу қутқузулиду» дегән (Мәтта 24:13). Чөмдүрүлүш мәрасими қутқузулуш үчүн пәқәтла биринчи қәдәм, халас. Йәһва Худа билән болған достлуқни қандақ сақлап қалалайсиз? Бу соалниң җававини ахирқи баптин тапалайсиз.