06-ДӘРИС
Һаятлиқ қандақ башланған?
«Сениңда һаятлиқ мәнбәси» (Зәбур 36:9). Сиз буниңға ишинәмсиз? Бәзиләр һаятлиқ мәхсәтсизла пәйда болған, Яратқучи йоқ дәп ойлайду. Әгәр шундақ болса, ундақта бизниң мәвҗут болуп турушимиз тәсадипийлиқ болиду. Бирақ әгәр Пәрвәрдигар Йәһва һаятлиқни яратқан болса, Униңда чоқум бир мәхсәт бар, шундақ әмәсму a? Муқәддәс китапта һаятлиқниң пәйда болуши һәққидә немә йезилған вә немә үчүн буниңға ишиниш әқилгә мувапиқ екәнлигини көрүп бақайли.
1. Каинат қандақ пәйда болған?
Муқәддәс китапта: «Башта Худа асман билән йәрни яратти»,— дәп йезилған (Яритилиш 1:1). Нурғун алимлар аләмниң башлиниши болғанлиғини етирап қилиду. Худа уни қандақ яратқан? У Өзиниң һәрикәт күчи, йәни муқәддәс роһини ишлитип, асмандики саман йоли системиси, юлтузлар вә сәйяриләрни өз ичигә алған барчә аләм бошлуғини яратқан (Яритилиш 1:2).
2. Худа немә үчүн йәрни яратқан?
Йәһва «уни қуруқ-мәнасиз болушқа әмәс, бәлки адәмзатниң туралғуси болушқа яратқан еди» (Йәшая 45:18, КТ). У йәрни инсанлар үчүн раһәт вә мәңгү яшайдиған макан қилип бәргән (Йәшая 40:28; 42:5). Илим-пән йәр шариниң башқа һәрқандақ сәйяридин өзгичә екәнлигини көрситиду. Пәқәт йәр шарила инсанларниң һаят кәчүрүшигә мувапиқ келиду.
3. Немә инсанларни һайванатлардин пәриқлиқ қилған?
Йәһва йәрни яратқандин кейин униңдики һаятлиқни яратқан. У авал йәрни өсүмлүкләр вә һайванатлар билән толдурған. Кейин, Худа Өз обризидики адәмни яратқан (Яритилиш 1:27ни оқуң). Инсанлар қандақ өзгичә яритилған? Биз Худаниң обризида яритилған екәнмиз, меһир-муһәббәт вә адиллиққа охшаш Униң пәзиләтлирини әкс әттүрәләймиз. У йәнә бизни тилларни үгиниш, гөзәл нәрсиләрдин һузур елиш вә музыкидин зоқлиниш қабилийити билән яратқан. Бизниң һайванатлардин пәрқимиз, Яратқучиға ибадәт қилалаймиз.
ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ
Һаятлиқниң яритилғанлиғини испатлайдиған дәлилләр вә Муқәддәс китаптики яритилиш һәққидики мәзмунларниң әқилгә уйғун екәнлиги тоғрисида көрүп беқиң. Инсанларниң пәзиләтлири Худа һәққидә немиләрни ейтип беридиғанлиғини биливелиң.
4. Һаятлиқ яритилған
Адәмләр тәбиәттин өрнәк елип, иҗат қилған нәрсилири үчүн махташларға еришиду. Ундақта, шу тәбиәттики мәвҗудатлар үчүн кимни махташ керәк? ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.
-
Инсанлар тәбиәттин өрнәк елип, немиләрни иҗат қилған?
Һәрбир өйни бирси планлап салиду. Бирақ тәбиәттә мәвҗут нәрсиләрни ким планлиған вә ясиған? Ибранийларға 3:4ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
-
Тәбиәт дуниясидики қайси яратмилар сизни һәйран қалдуриду?
-
Пүткүл каинат вә униңдики барлиқ шәйиләрниң яритилғанлиғиға ишиниш әқилгә мувапиқму? Немә үчүн?
Сиз биләмсиз?
jw.org торбетигә кирип, «Әҗайип яратмилар» вә «Һаятлиқниң пәйда болушиға тегишлик ой-пикирләр» намлиқ сәһипиләрдин бу мавзулар һәққидә мақалиләрни вә видеоларни тапалайсиз.
«Һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур, пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур»
5. Муқәддәс китаптики яритилиш тоғрисидики мәлумат әқилгә уйғун
Муқәддәс китаптики Яритилиш китави, 1-бапта йәр вә униңдики җанлиқларниң пәйда болуши тәсвирләнгән. Сиз йезилған шу мәзмунларға ишинәмсиз яки улар бир әпсанә ривайәтму? ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.
-
Муқәддәс китап йәр шари вә униңдики җанлиқлар 24 саатни өлчәм қилған 6 күн ичидә яритилған дәп үгитәмду?
-
Сизниңчә, Муқәддәс китаптики яритилиш һәққидики мәлумат әқилгә мувапиқму? Немә үчүн?
Яритилиш 1:1ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
-
Алимлар каинатниң башлиниши болған дәйду. Улар чиқарған хуласә билән һазир Муқәддәс китаптин оқуғанлириңиз бир-биригә мас келәмду?
Бәзиләр Худа һаятлиқни тәдриҗий тәрәққият (эволюция) арқилиқ яратқан дәп ойлайду. Яритилиш 1:21, 25, 27ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
-
Муқәддәс китап, Худа аддий җанлиқни яритип, кейин җанлиқларниң тәдриҗий тәрәққий қилип, белиққа, сүт әмгүчиләргә вә ахирида инсанға айлинишиға йол қойған, дәп үгитәмду? Яки Худа һәммә җанлиқларни өз түри билән яратқанму?
6. Инсанлар Худаниң өзгичә яратмиси
Биз Һәммигә Қадир Худа яратқан һайванатлардин пәриқлинимиз. Яритилиш 1:26ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
-
Биз Худаниң обризида яритилғач, меһир-муһәббәт вә рәһим-шәпқәт көрситиш қабилийитимиз бар. Булар Худаниң пәзилити һәққидә немини көрситиду?
БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Муқәддәс китаптики яритилиш тоғрисидики мәлуматлар әпсанә ривайәтләр».
-
Сиз қандақ ойлайсиз? Немә үчүн?
ХУЛАСӘ
Йәһва каинатни вә униңдики барлиқ һаятлиқни яратқан.
Тәкрарлаш
-
Муқәддәс китап каинатниң пәйда болуши һәққидә немә үгитиду?
-
Худа аддий җанлиқни яритип, уни тәдриҗий тәрәққият қилишиға йол қойғанму яки У Өзи һәммә җанлиқларни түри бойичә яратқанму?
-
Инсанлар қандақ өзгичә алаһидиликкә егә?
ИЗДИНИП КӨРҮҢ
Тәбиәттики мәвҗудатлар Яратқучиниң бар екәнлигини көрситиду.
«Тәбиәттин немини үгинәләймиз?» («Ойғиниш!» 2006-жил, сентябрь)
Бир дадиниң Муқәддәс китаптики яритилиш һәққидики мәзмунларни өз оғлиға қандақ чүшәндүрүп бәргинини көрүң.
Ойлап көрүң, тәдриҗий тәрәққият вә Муқәддәс китап бир-биригә мас келәмду?
Таш қатмилар яки илим-пән тәҗрибилири һаятлиқниң яритилған яки туюқсиз пәйда болғанлиғини көрситидиған-көрсәтмәйдиғанлиғини тәкшүрүң.
a Худаниң инсанийәт үчүн қилған ирадиси һәққидә 25-дәристә муһакимә қилиниду.