Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

20-ДӘРИС

Җамаәт қандақ тәшкилләнгән?

Җамаәт қандақ тәшкилләнгән?

Йәһва — тәртиплик Худадур (Коринтлиқларға 1-хәт 14:33). Шуңа У Өз хәлқиниңму тәртиплик болушини халайду. Мәсиһ әгәшкүчилириниң җамаити қандақ тәшкилләнгән? Җамаәтниң тәртиплик болушиға өз һәссимизни қандақ қошалаймиз?

1. Җамаәтниң беши ким?

Әйса Мәсиһ — җамаәтниң бешидур (Әфәсликләргә 5:23). Мәсиһ асмандин йәр йүзидики Йәһва Худаниң хәлқиниң иш-паалийитигә йетәкчилик қилиду. Мәсиһ Әйса садиқ һәм әқил-парасәтлик қулни тәйинлигән. Бу қул бир топ тәҗрибилик ақсақаллардин тәшкилләнгән болуп, Рәһбәрлик кеңәш дәп атилиду (Мәтта 24:45—47ни оқуң). Биринчи әсирдики Йерусалимдики әлчиләр вә ақсақалларға охшаш, бүгүнки күндә Рәһбәрлик кеңәш дунияниң җай-җайлиридики җамаәтләргә көрсәтмиләрни бериду (Әлчиләр 15:2). Бирақ Рәһбәрлик кеңәш бизни башқуридиған башчилар әмәс. Улар Муқәддәс китапни оқуп, Йәһва Худаниң өзлирини немә қилишқа йетәкләйдиғанлиғини билишкә тиришиду вә Әйса Мәсиһниң башчилиғиға бойсуниду.

2. Ақсақаллар кимләр вә улар җамаәттә немә иш қилиду?

Ақсақаллар — иман-етиқатта йетилгән тәҗрибилик әрләр. Улар җамаәттә Муқәддәс китаптин тәлимләрни бериду. Улар падичилар сүпитидә Худа хәлқигә тәсәлли вә ярдәм бериду. Ақсақаллар қилған ишлири үчүн мааш алмайду. Әксинчә, улар өз ихтияри билән пайда-мәнпәәт көзләп әмәс, бәлки қизғинлиқ билән вәзипилирини орунлайду (Петрусниң 1-хети 5:1, 2). Җамаәттә ақсақалларға ярдәм беридиған хизмәт ярдәмчилири бар. Улар бир мәзгил хизмәт қилғандин кейин, тәләпләргә мас кәлсә, ақсақал болуп хизмәт қилалайду.

Рәһбәрлик кеңәш бәзи ақсақалларни районға җавапкар ақсақаллар сүпитидә хизмәт қилишқа тәйинләйду. Шу зиярәт хизмитигә тәйинләнгән ақсақаллар җамаәтләрни зиярәт қилип, көрсәтмиләрни бериду вә қериндашларни илһамландуриду. Муқәддәс китаптики тәләпләргә асасән, улар җамаәттә ақсақалларни вә хизмәт ярдәмчилирини тәйинләйду (Тимотийға 1-хәт 3:1—10, 12; Титқа 1:5—9).

3. Һәрбир Йәһва гувачисиниң җамаәттә қандақ роли бар?

Барлиқ қериндашлар җамаәт учришишлириға қатнишиш вә шараитигә қарап, кишиләргә вәз ейтиш арқилиқ Йәһва Худаниң исмини улуқлайду (Зәбур 148:12, 13ни оқуң).

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Әйса Мәсиһ җамаәткә қандақ башчилиқ қилиду? Ақсақаллар униң үлгисидин немиләргә үгинәләйду? Биз Әйса Мәсиһ вә ақсақаллар билән қандақ һәмкарлишалаймиз? Мошу соалларға җавапларни биливелиң.

4. Әйса Мәсиһ меһрибан йолбашчи болған

Һәзрити Әйса меһрибанлиқ билән бизни униң йолбашчилиғиға әгишишкә чақирған. Мәтта 11:28—30ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң

  • Әйса қандақ йолбашчи болған? У униңға әгәшкәнләрниң қандақ һис қилишини халайду?

Ақсақаллар Әйсани қандақ үлгә қилалайду? ВИДЕОНИ көрүң.

Муқәддәс китап ақсақалларниң өз вәзипилирини қандақ орунлиши керәклигини ениқ көрситиду.

Йәшая 32:2 вә Петрусниң 1-хети 5:1—3ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Ақсақаллар Әйса Мәсиһкә охшаш башқиларға тәсәлли бериш үчүн тиришиду. Буни билиш сизгә қандақ тәсир қилиду?

  • Ақсақаллар өз вәзиписини орунлиғанда, Әйса Мәсиһни йәнә қандақ үлгә қилалайду?

5. Ақсақаллар қериндашлар үчүн үлгә

Әйса Мәсиһ меһрибанлиқ билән бизни униң йолбашчилиғиға әгишишкә чақирған ақсақалларниң өз вәзиписигә қандақ көзқарашта болушини халайду? ВИДЕОНИ көрүң.

Әйса Мәсиһ җамаәттә йетәкчиликни өз үстигә алғанларниң немә қилиши керәклигини ейтқан. Мәтта 23:8—12ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Муқәддәс китапқа асасланғанда, ақсақаллар чоқум қандақ болуши керәк? Сизниңчә, нурғунлиған диний устазлар Муқәддәс китапта йезилғанларға әмәл қиламду?

  1. А. Ақсақаллар өзиниң вә аилисиниң Йәһва Худа билән күчлүк достлуқ мунасивитини сақлаш үчүн тиришчанлиқ көрситиду

  2. Ә. Ақсақаллар җамаәттики барлиқ кишиләргә көңүл бөлиду

  3. Б. Ақсақаллар дайим вәз хизмитигә қатнишиду

  4. В. Ақсақаллар пәқәт тәлим берипла қалмай, сүпүрүп-тазилаш ишлириға охшаш башқа ишларғиму қатнишиду

6. Биз ақсақаллар билән һәмкарлишалаймиз

Муқәддәс китапта ақсақаллар билән һәмкарлишишниң муһим сәвәви йезилған. Ибранийларға 13:17ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Немә үчүн җамаәттә йетәкчилик қилидиғанларға хошаллиқ билән бойсунушимиз керәклиги Муқәддәс китапта йезилған?

Луқа 16:10ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Немә үчүн қаримаққа муһим көрүнмигән ишлардиму ақсақалларға бойсунушимиз керәк?

БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Башқиларға қошулуп ибадәт қилмисамму, Худаға қандақ ибадәт қилишни өзүм билимән».

  • Сизниңчә, җамаәт билән бирликтә Худаға ибадәт қилишниң пайдиси барму?

ХУЛАСӘ

Әйса Мәсиһ — җамаәтниң беши. Ақсақаллар униң башчилиғиға бойсунуп, җамаәттә бизгә тәсәлли бериш үчүн тиришиду. Улар иш-һәрикәтлиридә бизгә үлгә болиду. Шуңа уларниң хизмитини хошаллиқ билән қоллап-қувәтләймиз.

Тәкрарлаш

  • Җамаәтниң беши ким?

  • Ақсақаллар җамаәттә қандақ ярдәм бериду?

  • Һәрбир Йәһва гувачисиниң җамаәттә қандақ роли бар?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Рәһбәрлик кеңәш вә башқа ақсақаллар етиқатчи қериндашларға көңүл бөлиду. Бир мисални көрүп беқиң.

«Паалийитимиз мәнъий қилинған вақитта бирликни сақлаш» (4:22)

Районға җавапкар ақсақаллар қандақ хизмәтни қилидиғанлиғини биливелиң.

«Районға җавапкар ақсақалниң зиярәт хизмити» (4:51)

Ақсақалларниң җамаәттики қериндашларни илһамландуруш үчүн қандақ тиришип хизмәт қилидиғанлиғини биливелиң.

«Ақсақаллар хошаллиғимиз үчүн җан көйдүриду» («Күзитиш мунари» 2013-жил, 15-январь)