Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

44-ДӘРИС

Барлиқ байрамлар Худани хурсән қиламду?

Барлиқ байрамлар Худани хурсән қиламду?

Яратқучи Йәһва бизниң һаяттин һузур елип шат-хорам яшишимизни, һәтта бәзидә йеқин кишилиримиз билән биргә хошал-хорам вақит өткүзүшимизни халайду. Амма барлиқ байрам вә тәбрикләшләр Яратқучимиз Йәһвани хурсән қиламду? Бу мәсилидә Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимизни қандақ көрситәләймиз?

1. Немә үчүн нурғун байрамлар Йәһвани хурсән қилмайду?

Нурғун байрамларниң Муқәддәс китап тәлимлиригә асасланмиғанлиғини яки ғәйри илаһларға чоқунуштин келип чиққанлиғини билсиңиз, һәйран қалисиз. Бундақ байрамлар сахта дин билән бағлинишлиқ болуши мүмкин. Бәлким, улар җинкәшлик билән бағлинишлиқ болуши яки роһ өлмәйду дегән көзқарашни асас қилған. Бәзи байрамлар хурапатлиқ вә тәләй яки тәғдиргә ишиништин келип чиққан (Йәшая 65:11). Йәһва Өзигә ибадәт қилғучиларни агаһландуруп мундақ дегән: «Шуңа уларниң арисидин чиқип кетиңлар... вә напак нәрсигә әнди тәккүчи болмаңлар» (Коринтлиқларға 2-хәт 6:17) a.

2. Йәһва инсанларни улуқлайдиған байрамларға қандақ қарайду?

Йәһва бизни пәқәт инсанларға ишәнч бағлаш тузиғиға чүшүп қалмаслиққа агаһландуриду (Йәрәмия 17:5ни оқуң). Бәзи байрамларда һөкүмранлар яки әскәрләр улуқлиниду. Башқа байрамларда дөләтниң мустәқиллиқ күни вә дөләтниң символ бәлгүси яки туғ-байрақлири улуқлиниду (Йоһанниң 1-хети 5:21). Йәнә бәзилиридә сәясий яки иҗтимаий һәрикәтләр тәшвиқ қилиниду. Болупму, биз Яратқучиниң ирадисигә қариму-қарши идеяләрни тәшвиқ қилидиған бир инсанни яки бир тәшкилатни улуқлисақ, Йәһва қандақ һис-туйғуда болиду?

3. Қандақ иш-һәрикәтләрдин жирақ турушимиз лазим?

Муқәддәс китап «шарапхорлуққа, әйши-ишрәткә, ичәрмәнликкә» әйипләйду (Петрусниң 1-хети 4:3). Бәзи байрамларда адәмләр иш-һәрикәтлиридә өзини туталмайду яки әхлақсизлиқ қилиду. Биз Йәһваниң достлири болуш үчүн, бундақ әхлақий напаклиқтин жирақ турушимиз лазим.

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Байрамларға қатнишиш-қатнашмаслиқ һәққидә тоғра қарар чиқириш арқилиқ Йәһвани қандақ хурсән қилалайдиғанлиғиңизни биливелиң.

4. Йәһвани рәнҗитидиған байрамларға қатнашмаң

Әфәсликләргә 5:10ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Байрамға қатнишиш-қатнашмаслиқни қарар қилишқа немә ярдәм бериду?

  • Сиз яшайдиған җайда қайси байрамларни тәбрикләш кәң тарқалған?

  • Сизниңчә, әшу байрамлар Йәһвани хурсән қиламду?

Мәсилән, сиз ойлап көрдиңизму, туғулған күнни нишанлашқа қарита Худаниң көзқариши қандақ? Муқәддәс китапта Йәһваға ибадәт қилғанларниң туғулған күнни нишанлиғанлиғи һечқачан тилға елинмиған. Әксичә, пәқәтла Униңға ибадәт қилмайдиған икки кишиниң туғулған күнини өткүзгәнлиги йезилған. Яритилиш 40:20—22 вә Мәтта 14:6—10ни оқуң. Кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Әшу икки киши туғулған күнини өткүзгәндә, қандақ охшаш иш йүз бәргән?

  • Сизниңчә, Муқәддәс китапта йезилған икки үзүндигә асасланғанда, Йәһва туғулған күнгә қандақ қарайду?

Бәлким, сиздә мундақ соал пәйда болғанду: «Мениң туғулған күн яки башқа Муқәддәс китапқа зит байрамларға қатнишиш-қатнашмаслиғим Йәһва үчүн растинла муһимму?» Чиқиш 32:1—8ни оқуң. Кейин ВИДЕОНИ көрүп, төвәндики соаллар үстидә ойлинип көрүң.

  • Неминиң Худани хурсән қилидиған-қилмайдиғанлиғиға көз йәткүзүш немә үчүн муһим?

  • Буни қандақ қилалаймиз?

Мәлум байрамға қарита Худаниң көзқаришини қандақ биләләймиз?

  • У Муқәддәс китаптики тәлиматларға асасланғанму? Буни билиш үчүн униң келип чиқишини тәкшүрүп беқиң.

  • У инсанларни, тәшкилатларни яки дөләтниң символлуқ бәлгүлирини улуқламду? Биз пәқәт Йәһвани улуқлаймиз вә Униң дуниядики барлиқ қийинчилиқларни һәл қилидиғанлиғиға ишинимиз.

  • Бу байрамниң урп-адәтлири Муқәддәс китапниң өлчәмлиригә зитму? Әхлақий җәһәттин пак болушимиз керәк.

5. Көзқаришиңизни һөрмәтлиши үчүн башқиларға чүшәндүрүң

Бәлким, башқилар сизни Йәһва өч көридиған байрамға қатнишишқа зорлиса, уни рәт қилиш асан болмайду. Өз қарариңизни сәвирчанлиқ вә пәм-парасәт билән чүшәндүрүп бериң. Буни қандақ қилалайдиғанлиғиңизни билиш үчүн, ВИДЕОНИ көрүң.

Мәтта 7:12ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Бу айәткә асасланғанда, охшаш динда болмиған аилә әзалириңизға байрамни өткүзмәңлар дәп ейтиш керәкму?

  • Гәрчә мәлум бир байрамни өткүзмисиңизму бирақ аилиңиздикиләрни сөйидиғанлиғиңизни вә һөрмәтләйдиғанлиғиңизни уларға қандақ билдүрәләйсиз?

6. Йәһва хошал болушимизни халайду

Йәһва бизниң аилә әзалиримиз вә достлиримиз билән хошал-хорам вақит өткүзүшимизни халайду. Вәз 8:15ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Бу айәт Йәһваниң хошал болушимизни халайдиғанлиғини қандақ көрситип бериду?

Йәһва Өз хәлқиниң шат-хорам вә оюн-күлкә билән вақит өткүзүшини халайду. ВИДЕОНИ көрүп, хәлиқарилиқ конгресслиримиз буниң рошән дәлил-испати екәнлигигә көз йәткүзүң.

Галатилиқларға 6:10ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Башқиларға «яхшилиқ» қилиш үчүн, көпчиликкә охшаш байрамларға чоқум қатнишишимиз керәкму?

  • Қачан техиму хошал болисиз: соғиларни байрам болғини үчүн бәргәндә яки адәттики вақитларда чин көңлидин бәргәндә?

  • Нурғун Гувачилар бәзидә балилири үчүн олтиришларни уюштуруп бериду яки күтүлмигәндә соғиларни берип туриду. Әгәр балилириңиз болса, уларни хошал қилиш үчүн немиләрни қилалайсиз?

БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Байрамниң келип чиқиши муһим әмәс. Бу аилидикиләр вә достлар билән биргә вақит өткүзүшниң яхши пурсити».

  • Сиз немә дәйсиз?

ХУЛАСӘ

Йәһва бизниң аилә әзалиримиз вә дост-ярәнлиримиз билән хошал-хорам вақит өткүзүшимизни халайду. Амма У бизниң Уни рәнҗитидиған байрамларға қатнишишимизни халимайду.

Тәкрарлаш

  • Йәһваниң мәлум бир байрамни яқтуридиған-яқтурмайдиғанлиғини ениқлаш үчүн қайси соалларни сорап көрсәк болиду?

  • Аилимиздикиләр вә достлиримизниң байрамларға болған көзқаришимизни чүшинишигә қандақ ярдәм берәләймиз?

  • Йәһва бизниң шат-хорам вә оюн-күлкә билән вақит өткүзүшимизни халайдиғанлиғини қәйәрдин билимиз?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Немә үчүн Мәсиһ әгәшкүчилири бәзи байрамларға қатнашмайдиғанлиғини биливелиң.

«Немә үчүн Йәһва гувачилири бәзи байрамларни нишанлимайду?» (Торбәттики мақалә)

Туғулған күнни өткүзүшниң Худани рәнҗитидиғанлиғини қәйәрдин билимиз? Төрт сәвәвини көрүң.

«Немә үчүн Йәһва гувачилири туғулған күнини өткүзмәйду?» (Торбәттики мақалә)

Каникул вақтида йәһва худани сөйидиған балиларниң уни хурсән қилиш үчүн немә қилалайдиғанлиқини көрүп беқиң.

Йәһва Худа силәрни қәдирләйду (11:35)

Миллионлиған Мәсиһ әгәшкүчилири Рождество байримини өткүзмәйду. Уларниң қарариға қандақ қарайсиз?

«Улар техиму яхши нәрсиләрни тапти» («Күзитиш мунари» 2012-жил, 1-декабрь)

a Байрам билән бағлинишлиқ бәзи вәзийәтләрдә қандақ йол тутушни билиш үчүн, 5-изаһәткә қараң.