10-ДӘРИС
Аваз аһаңини өзгәртиш
Пәнд-нәсиһәтләр 8:4, 7
АСАСИЙ МӘХСӘТ. Авазниң жуқури-төвәнлиги, аһаңи вә тез-астилиғини өзгәртиш арқилиқ ой-пикирни ениқ вә тәсирлик йәткүзүш.
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
-
Авазни жуқури-төвән өзгәртиш. Асасий ой-пикирни тәкитләш вә тиңшиғучиларни илһамландуруш үчүн авазиңизни жуқури көтириң. Муқәддәс китапта һөкүм қилиш тоғрисидики сөзләрни оқуғанда, авазиңизни жуқури көтириң. Қизиқишини ойғитиш, қорқунуч яки ғәм-тәшвиш һис туйғулирини ипадиләш үчүн авазиңизни төвәнлитиң.
-
Аваз аһаңини өзгәртиш. Қизғинлиқни ипадиләш яки чоң-кичик, жирақ-йеқинни көрситиш үчүн жуқури аһаңда сөзләң. Һисдашлиқни яки ғәм-тәшвиш һис-туйғулирини ипадиләш үчүн төвәнирәк аһаңда сөзләң.
-
Авазниң тез-астилиғини өзгәртиш. Һаяҗанлиқ һис-туйғулириңизни ипадилигәндә, тезирақ сөзләң. Муһим ой-пикирни тәкитлигәндә, астирақ сөзләң.