Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

11-ДӘРИС

Қизғинлиқни ипадиләш

Қизғинлиқни ипадиләш

Римлиқларға 12:11

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Тиңшиғучиларни рәғбәтләндүрүш яки илһамландуруш үчүн сөз қилғанда қизғин болуш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Өз қәлбиңизни қайил қилиш. Материалларни тәйярлиғанда мәлуматниң муһимлиғи һәққидә тәпсилий ойлап көрүң. Тәйярланған материалниң мәзмуниға пишшиқ болуң, шундила тәйярлиған мәзмунни жүригиңиздин қизғинлиқ билән ипадиләп чиқиралайсиз.

  • Тиңшиғучилар һәққидә ойлиниш. Сиз оқумақчи яки тәлим бәрмәкчи болған мәзмунлардин тиңшиғучилар қандақ пайда алалайдиғанлиғи һәққидә чоңқур ойлинип көрүң. Тиңшиғучилар пайдисини көрәлиши үчүн материалларни қайси усулда чүшәндүрүш һәққидә издинип көрүң.

  • Җанлиқ сөзләш. Сөз қилғанда қизғин болуп, тәбиий чирай ипадилири вә има-ишарәтләр билән өз һис-туйғулириңизни көрситиң.