13-ДӘРИС
Әмәлий пайдисини ениқ көрситиш
Йәшая 48:17
АСАСИЙ МӘХСӘТ. Муһакимә қилинған бу мавзу билән тиңшиғучиларниң турмуши арисида қандақ бағлиниши барлиғини чүшинишигә ярдәм бериш. Йәнә уларниң үгәнгәнлирини қандақ әмәлий ишлитәләйдиғанлиғини көрситиш.
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
-
Тиңшиғучилар һәққидә ойлиниш. Тиңшиғучилар немә үчүн бу мәлуматқа муһтаҗ екәнлигини вә униңдин қандақ әмәлий пайдиға еришәләйдиғанлиғини ойлап көрүң.
-
Тиңшиғучиларниң үгәнгәнлирини қандақ әмәлий ишлитәләйдиғанлиғини көрситиш. Муһакимә башланғандила һәрбир тиңшиғучи «бу мән үчүн», дәп һис қилалиши керәк. Һәрбир муһим ой-пикирни оттуриға қоюп чүшәндүргәндә, уни қандақ әмәлий ишлитишкә болидиғанлиғини көрситиң. Бирақ умумлаштуруп чүшәндүрүштин сақлиниң.