Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

15-ДӘРИС

Ишәнч билән сөзләш

Ишәнч билән сөзләш

Салоникилиқларға 1-хәт 1:5

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Һәқиқәтни сөзләватқанлиғини вә униң муһимлиғини көрситиш үчүн ишәнч билән сөз қилиш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Пухта тәйярлиқ қилиш. Тәйярлиқ қилғанда оқумақчи болған мәзмунлар билән пишшиқ тонушуш вә айәтләр билән муһим ой-пикирләрниң бағлинишини яхши чүшиниш керәк. Аддий сөз-ибариләрни ишлитип, муһим ой-пикирләрни қандақ оттуриға қоюшқа болиду? Бу материал немә үчүн тиңшиғучиға пайдилиқ? Булар һәққидә ойлап көрүң. Муқәддәс роһ сорап, дуа қилиң.

  • Ишәнчни көрситидиған сөзләрни таллаш. Әдәбиятларда ишлитилгән сөзләрни сөзму сөз оқуп бәрмәй, өз сөзүңиз билән ипадиләң. Қолланған сөз-ибариләрдин тиңшиғучилар шу сөзләрни күчлүк ишәнч билән ейтиватқанлиғиңизни көрәлисун.

  • Қизғинлиқ вә сәмимийлик билән өзини ипадиләш. Сөз қилғанда авазниң жуқури-төвәнлиги мувапиқ болсун. Әгәр көзигә қарап сөзләш кишиләрни рәнҗитмисә, сөзлигәндә тиңшиғучилардин көзүңүзни үзмәң.