Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

16-ДӘРИС

Иҗабий сөзләрни ишлитиш

Иҗабий сөзләрни ишлитиш

Аюп 16:5

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Тиңшиғучиларниң диққитини қийинчилиқларға әмәс, бәлки уларниң ишәнчисини күчәйтидиған ишларға қаритиш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Тиңшиғучиларға иҗабий көзқарашта болуш. Етиқатдашларниң Йәһва Худани хурсән қилишни халайдиғанлиғиға ишиниң. Һәтта нәсиһәт бәрмәкчи болсиңизму, авал уларни чин жүрәктин махтаң.

  • Сәлбий материалларни азирақ ишлитиш. Пәқәт зөрүр болғандила, мавзу билән мунасивәтлик сәлбий мәлуматни тилға елиң, амма баштин-ахир чоқум иҗабий тәрәптин сөз қилиң.

  • Худа Сөзидин маһирлиқ билән пайдилиниш. Тиңшиғучиларниң диққитини Йәһва Худаниң инсанлар үчүн немә қилғанлиғиға, қиливатқанлиғиға вә келәчәктә немә қилмақчи болғанлиғиға қаритип, уларға үмүт вә мәдәт бериң.