Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

7-ДӘРИС

Ишәнчлик вә қайил қиларлиқ мәлумат

Ишәнчлик вә қайил қиларлиқ мәлумат

Луқа 1:3

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Ишәнчлик дәлил-испатларни ишлитип, тиңшиғучиларниң тоғра хуласә чиқиришиға ярдәм бериш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Ишәнчлик мәнбәләрдин мәлуматқа еришиш. Асасий ой-пикирни оттуриға қойғанда Худаниң Сөзигә асаслиниң, мүмкин болса айәтләрни беваситә оқуп бериң. Әгәр сиз илим-пән тәтқиқати, йеңи хәвәрләр, кишиләрниң тәҗрибә-савақлири вә башқа дәлил-испатлардин пайдиланмақчи болсиңиз, чоқум шу мәлуматларниң әң йеңи һәм келиш мәнбәсиниң ишәнчлик екәнлигини алдин-ала тәкшүрүп көрүң.

  • Пайдилиниш материалини мувапиқ ишлитиш. Айәтләрни чүшәндүргәндә, униң алди-кәйнидики айәтләргә диққәт қилиң. Сиз оттуриға қойған асасий ой-пикир билән Муқәддәс китаптики ой-пикир вә «садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» тәминлигән материаллар өз ара мас келидиғанлиғиға капаләтлик қилиң (Мәтта 24:45). Бу дуниядики мәлуматларни ишләткәндә, әсли мәтинни вә язғучиниң ой-пикрини өзгәртмәң.

  • Дәлил-испатлар асасида хуласә чиқиришқа ярдәм бериш. Бир айәтни оқуғанда яки мәлум бир мәнбәдин мәлуматни алғанда, ойландуридиған соалларни қоюп яки мисалларни ишлитип, тиңшиғучиларниң өзлири хуласә чиқиралишиға ярдәм бериң.