Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

8-ДӘРИС

Мисалларни ишлитип тәлим бериш

Мисалларни ишлитип тәлим бериш

Мәтта 13:34, 35

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Мисаллар арқилиқ тәлим бериш маһаритини өстүрүш. Тиңшиғучиларни қизиқтуридиған аддий мисалларни ишлитип, асасий ой-пикирни йәткүзүш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Аддий мисалларни таллаш. Әйсаниң тәлим бериш усулини үлгә қилип, чоңқур ой-пикир яки мурәккәп тәлимләрни һәммигә мәлум аддий мисалларни яки сөзләрни ишлитип чүшәндүрүң. Кәлтүрүлгән мисал билән асасий ой-пикир оттурисидики бағлинишни тиңшиғучиларниң көрүп йетишигә көз йәткүзүң. Мисалларға мунасивәтсиз ушшақ-чүшшәк тәпсилатларни қошмаң. Болмиса, улар асасий ой-пикиргә диққитини қариталмаслиғи мүмкин.

  • Мисал таллиғанда тиңшиғучиларни нәзәрдә тутуш. Тиңшиғучиларниң иш-паалийәтлири вә қизиқишлири билән мунасивәтлик мисалларни таллаң. Таллиған мисалиңиз тиңшиғучиларни хиҗаләт қилмисун яки рәнҗитип қоймисун.

  • Асасий ой-пикирни йәткүзүш. Мисални чүшәндүргәндә ушшақ-чүшшәк тәпсилатларни әмәс, асасий ой-пикирни тәкитләң. Тиңшиғучиларниң пәқәт шу мисалнила әмәс, бәлки шу мисал билән бағлинишлиқ асасий ой-пикирни әстә сақлишиға көңүл бөлүң.