Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

9-ДӘРИС

Көрүш сезимигә тәсир қилидиған материалларни ишлитиш

Көрүш сезимигә тәсир қилидиған материалларни ишлитиш

Яритилиш 15:5

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Муһим ой-пикирни техиму ениқ йорутуп бериш үчүн көрүш сезимигә тәсир қилидиған материалларни ишлитиш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Яхширақ тәлим бериш үчүн көрситидиған материалларни таллаш. Сүрәтләр, схемилар, хәритиләр, вақит җәдвәллири яки башқа көзгә көрүнидиған материалларни ишлитип, ушшақ тәпсилатларни әмәс, муһим ой-пикирни ениқ көрситип бериң. Тиңшиғучиларниң пәқәт көргән материалларнила әмәс, әксичә ейтмақчи болған асасий ой-пикирни әстә сақлишиға ярдәм бериң.

  • Ишләтмәкчи болған материалларни тиңшиғучиларниң һәммисигә ениқ көрситиш. Мәсилән, сәһнидин бир сүрәтни көрсәтсиңиз, һәммиси көрәлигидәк чоңлуқта болсун.