Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

13-САВАҚ

Ялған динлар билән немә болиду?

Ялған динлар билән немә болиду?

1. Һәммә динлар яхшиму?

Һәммә динларда сәмимий адәмләр бар. Худа мошундақ адәмләргә етивар берип, уларға ғәмхорлуқ қилиду. Амма әпсуски, әсирләр бойи нурғун явуз ишлар динниң арқисида әмәлгә ашти (Коринтлиқларға 2-хәт 4:3, 4; 11:13—15). Йеңилиқларға бенаән террорлуқ вақиәләрдә, урушларда, геноцидта вә балиларни зорлашларда динлар әйиплиниватиду. Бу ишлар Худаға ишәнгән сәмимий адәмләрниң көңлини тәшвишкә селиватиду (Мәтта 24:3—5, 11, 12 оқуп чиқиң).

Һәқиқий дин Худани мәдһийиләйду, ялған дин болса, Уни һақарәтләйду. Улар Худа һәққидә вә өлгәнләр тоғрисида Муқәддәс китапқа маслашмайдиған ялған тәлимләргә үгитиду. Лекин Йәһва Худа адәмләрниң һәқиқәтни билишини халайду (Әзәкиял 18:4; Тимотийға 1-хәт 2:3—5 оқуп чиқиң).

2. Ялған динлар билән немә болиду?

Мәлумки, Худани алдаш мүмкин әмәс. Худани еғизидила яхши көримиз дәп, әсли Шәйтанниң дуниясини яхши көридиған динлар Худаға яқмайду. Бу биз үчүн әскәртмә әмәсму? (Яқуп 4:4). Муқәддәс китапта барлиқ ялған динлар «Бүйүк Бабил» дәп аталған. Чүнки ялған динлар Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридики топандин кейин қедимий шәһәр Бабилда пәйда болған. Адәмләрни алдап һәм уларни еғирчилиққа селиватқан динларни йеқин арида Худа туюқсиз йоқ қилиду (Вәһий 17:1, 2, 5, 16, 17; 18:8 оқуп чиқиң).

Амма Йәһва Худа ялған динда жүргән сәмимий адәмләрни унтумиди. У һазир мундақ адәмләргә һәқиқәтни үгитип, бирләштүрмәктә (Йоһан 6:45 оқуп чиқиң).

3. Сәмимий адәмләргә немә қилиш керәк?

Һәқиқий дин адәмләрни бирләштүриду

Йәһва Худа һәқиқәтни яхши көридиған вә тоғра иш қилишни халайдиған адәмләрни яхши көриду. У шундақ адәмләрни ялған диндин чиқишқа чақириду. Худани яхши көридиған адәмләр Униң көңлидин чиқиш үчүн һаятини өзгәртишкә тәйяр болуши керәк (Вәһий 18:4 оқуп чиқиң).

Биринчи әсирдики сәмимий адәмләр әлчиләрдин аңлиған хуш хәвәрни хошаллиқ билән қобул қилди. Улар Йәһва Худаниң ирадисиға мувапиқ яшашни үгинип, һаяти хошаллиққа вә үмүткә толди. Улар биз үчүн яхши үлгә. Улар хуш хәвәргә қулақ селип һаятини Йәһва Худаға беғишлиди (Салоникилиқларға 1-хәт 1:8, 9; 2:13 оқуп чиқиң).

Йәһва Худа ялған диндин чиққан кишиләрни Өз тәшкилатиға тәклип қилиду. Әгәр сиз Униң сәмимий тәкливини қобул қилсиңиз, Униң билән достлишип, Униң хизмәтчилири арисида көплигән яхши достларни тапалайсиз. Келәчәктә болса, сизни мәңгү һаят күтүп туриду (Марк 10:29, 30; Коринтлиқларға 2-хәт 6:17, 18 оқуп чиқиң).

4. Худа адәмләргә қандақ қилип хошаллиқ әкелиду?

Ялған динларниң һөкүм қилинишиға аз вақит қалди. Ялған дин әнди адәмләрни һечқачан алдимайду вә бөлгүнчиликкә салмайду. Барлиқ әқиллиқ яратмилар бир аилидәк болуп, бирдин-бир һәқиқий Худаға хизмәт қилиду (Вәһий 18:20, 21; 21:3, 4 оқуп чиқиң).