Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

4-САВАҚ

Әйса Мәсиһ дегән ким?

Әйса Мәсиһ дегән ким?

1. Әйса қандақ пәйда болди?

Әйсаниң қайси хисләтлири адәмләрни өзигә тартти? (МӘТТА 11:29; МАРК 10:13–16).

Әйса адәмләргә қариғанда, йәрдә туғулуштин авал, асманда роһий шәхс болуп яшиған (Йоһан 8:23). Муқәддәс китапта Әйса Худаниң Оғли дәп аталған. Бирақ буни удул мәнада чүшиниш натоғра: Худа адәмләргә охшаш аял елип, балилиқ болған әмәс. Худа Әйсани ялғуз Өзи яратқан, қалған нәрсиләрниң барлиғини Әйса билән биллә яратқан. Әйса Худаниң вәкили ретидә хизмәт қилғанлиқтин, Муқәддәс китапта у «Сөз» дәпму аталған (Йоһан 1:14) (Пәнд-нәсиһәтләр 8:22, 23, 30; Колосилиқларға 1:15, 16 оқуп чиқиң).

2. Әйса йәргә немә үчүн кәлди?

Худа асманда яшаватқан Әйсани йәр йүзигә әвәтти. У Әйсаниң һаятини Мәрийәм дегән йәһудиялиқ пак қизниң қосиғиға салди. Шуңлашқа униң инсан атиси болмиған (Луқа 1:30—35). Әйсаниң йәргә келишиниң сәвәплири: 1) Худа тоғрисида һәқиқәтни үгитиш, 2) Худа ирадисини қийинчилиқларға қаримай орунлап, бизгә үлгә көрситиш вә 3) камил һаятини төләм сүпитидә бериш (Мәтта 20:28 оқуп чиқиң).

3. Бизгә төләм немә үчүн керәк болди?

Төләм хәтәрликкә учраватқан адәмни қутқузуш һәққини көрситиду (Чиқиш 21:29, 30). Әсли инсанларниң қериши вә өлүши Худаниң дәсләпки нийитигә кирмигән еди. Буни қәйәрдин билимиз? Худа биринчи инсанға Муқәддәс китапта «гуна» дәп атилидиған ишни қилса, униң җазаси өлүм болиду дәп ейтқан. Демәк, Адәм ата гуна қилмиған болса, у һечқачан өлмәс еди (Яритилиш 2:16, 17; 5:5). Муқәддәс китапта өлүм дунияға Адәм ата арқилиқ кәлгәнлиги һәққидә ейтилған. У барлиқ әвлатлириға гуна билән униң җазаси — өлүмни қалдурди. Шу сәвәптин, биз гунаниң җазасидин қутулуш үчүн, бизгә төләм һаҗәт болди (Римлиқларға 5:12; 6:23 оқуп чиқиң).

Бизни өлүмдин қутқузуш үчүн ким төләм берәләйду? Инсан өлгәндә у пәқәт өз гуналири үчүн җаза тартқан болиду. Бирму камилсиз инсан башқа инсанларниң гунаси үчүн төләм берәлмәйду (Зәбур 49:7—9 оқуп чиқиң).

4. Әйса немә үчүн өлди?

Әйса бизгә қариғанда камил адәм болған. У гуна қилмиған, шу сәвәптин у өз гунаси үчүн өлүшкә һаҗәт болмиған. Әйса башқа инсанларниң гуналири үчүн өлди. Худа Өзи Әйсаниң мошундақ қурван болуши арқилиқ пүткүл адәмзатқа болған бүйүк меһир-муһәббитини көрсәтти. Әйсаму Атисиға қулақ селип, гуналиримиз үчүн җенини пида қилиш арқилиқ өз сөйүмини көрсәтти (Йоһан 3:16; Римлиқларға 5:18, 19 оқуп чиқиң).

«Әйса Мәсиһ немә үчүн өлди?» дегән видеони көрүң

5. Әйса һазир немә қиливатиду?

Әйса йәрдә яшиған чағда, кесәлләрни сақайтқан, өлгәнләрни тирилдүргән вә қийинчилиқларға учриған адәмләргә ярдәм қилған. Шундақ ишларни қилип, келәчәктә Худаға қулақ салидиған адәмләр үчүн немә қилишини көрсәтти (Мәтта 15:30, 31; Йоһан 5:28). Әйса өлгән чағда, Худа уни роһий тәндә қайта тирилдүрди (Петрусниң 1-хети 3:18). Андин Әйса пүткүл йәр йүзиниң үстидин һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи берилмигичә, Худаниң оң тәрипидә олтарди (Ибранийларға 10:12, 13). Һазир Әйса асманда Падиша сүпитидә һөкүмранлиқ қиливатиду, униң тәрәпдарлири мошу хуш хәвәрни пүткүл йәр йүзидә җакалаватиду (Вәһий 14:14; Мәтта 24:14 оқуп чиқиң).

Йеқинда Әйса өзигә берилгән һакимийәтни пайдилиниду. У барлиқ қайғу-һәсрәтләрни тохтитип, зулум адәмләрни йәр йүзидин йоқ қилиду. Әйсаға қулақ селип, етиқат билдүргән адәмләр йәрдә орнитилидиған җәннәттә мәңгү яшайду (Зәбур 37:9—11 оқуп чиқиң).