14-БАП
Барлиқ нәрсидә растчил болуң
«Һәммә нәрсидә өзүмизни диянәт тутимиз»(ИБРАНИЙЛАРҒА 13:18).
1, 2. Немишкә Йәһва растчил болушқа интиливатқанлиғимизни көрүп хурсән болиду? Мисал кәлтүрүң.
АНИСИ балиси билән дукандин чиқип келиватиду. Туюқсиз оғли тохтап, чирайи өзгирип, дукандин байқимастин бир оюнчуқни елип чиққанлиғини чүшәнди. У оюнчуқни орниға қоюшни яки сетивелишни сорашқа унтуп қалди. Әнди немә қилишини билмәй, жиғлап кәтти. Аниси уни бәзләп, балисиниң оюнчуқни орниға қоюп, кәчүрүм сориши үчүн, дуканға қайтип кириду. Андин у хурсәнликкә толуп, оғлидин пәхирлиниду. Немишкә?
2 Балиниң инсаплиқ болушқа үгиниватқанлиғини көргән һәрқандақ ата-ана үчүн бу чоң хошаллиқ. Асмандики Атимиз «һәқ Тәңри» тоғрисида шундақ дейишкә болиду (Зәбур 31:5). Йәһва бизниң роһий җәһәттин өсүшимизгә нәзәр селип, диянәтлик, йәни растчил, болушқа интиливатқанлиғимизни көргәндә, хурсән болиду. Биз Худани хурсән қилип, униң меһир-муһәббитидин айрилмаслиғимизни халиғанлиқтин, әлчи Паулниң «Һәммә нәрсидә өзүмизни диянәт тутимиз» дегән сөзлиригә қошулимиз (Ибранийларға 13:18). Келиң, растчил болушқа алаһидә қийин болидиған һаятимизниң төрт саһасини қараштурайли. Андин растчил болуш қандақ бәрикәтләрни елип келидиғанлиғини муһакимә қилимиз.
ӨЗҮМИЗГӘ НИСБӘТӘН РАСТЧИЛ БОЛУШ
3—5. а) Худа Сөзидә өз-өзүмизни алдаш хәтәрлик екәнлигигә тегишлик қандақ агаһландуруш бар? б) Өзүмизгә нисбәтән растчил болушқа немә ярдәм бериду?
3 Биринчи қийинчилиқ — өзүмизгә нисбәтән растчил болушқа Вәһий 3:17). Өз-өзлирини алдиғанлири уларниң әһвалини техиму кәскинләштүргән.
үгиниш. Намукәммәл болғанлиғимиздин, биз өз-өзүмизни алдашқа майил. Мәсилән, Әйса Лаодикиядики мәсиһийләргә улар өзлирини бай дәп һесаплап, өз-өзлирини алдаватқанлиғини, бирақ, әмәлийәттә, роһий җәһәттин «кәмбәғәл, қарғу вә ялиңач» екәнлигини, йәни һәқиқәтән ечинишлиқ әһвалда болғанлиғини, ейтқан (4 Әлчи Яқуп немә һәққидә агаһландурғанлиғини әскә чүшәрсиңиз болиду: «Әгәр кимду-ким Худаға дурус ибадәт қиливатимән дәп ойлап, лекин тилини тизгинлимисә, у өз жүригини алдайду һәм униң ибадити пайдисиздур» (Яқуп 1:26). Әгәр тилимизни тизгинлимәй, Йәһваға яқидиған ибадәтни қиливатимән дәп ойлисақ, жүригимизни алдиған болимиз. Бизниң Йәһва Худаға болған ибадитимиз пайдисиз вә бекар болатти. Мошундақ қайғулуқ әһвалға чүшүп қалмаслиғимизға немә ярдәм бериду?
5 Әлчи Яқуп шу үзүндидә Худа Сөзидики һәқиқәтни әйнәк билән селиштуруватиду. У бизни Алланиң мукәммәл қануниға зеһин қоюп қарашқа вә өзгиришләрни қилишқа дәвәт қилмақта (Яқуп 1:23—25ни оқуң). Муқәддәс китап бизни өзүмизгә нисбәтән растчил болушқа үгитиду (Йәрәмияниң жиғиси 3:40; Һагай 1:5). Шундақла Худадин өзүмиздики һәрқандақ җиддий камчилиқларни түзитишимизгә ярдәм берип, бизни тәкшүрүшини соралаймиз (Зәбур 139:23, 24). Ялғанчилиқ — асан байқиғили болмайдиған камчилиқ. Бизниң униңға болған көзқаришимиз Йәһва Худаниңкидәк болуши керәк. Пәнд-нәсиһәтләр 3:32дә мундақ йезилған: «Қиңғир йолларни маңидиғанлар Пәрвәрдигарниң нәзәридә жиркиничликтур, лекин Пәрвәрдигарниң сири вә нәсиһити дурус яшаватқан адәмгә тәәллуқтур». Йәһва һис-туйғулиримиз билән көзқаришимизниң униңкидәк болушиға ярдәм берәләйду. Әлчи Паулниң «һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз» дегән сөзлирини есиңизда тутуң (Ибранийларға 13:18, УМКҖ). Һазир биз мукәммәлликкә йетәлмәймиз, бирақ растчил болушни сәмимий халап, шуниңға бар күчимиз билән интилимиз.
АИЛИДӘ РАСТЧИЛ БОЛУШ
6. Немишкә әр-аял бир-бири билән растчил болуши керәк һәм шуниң нәтиҗисидә улар қандақ хәтәрдин нери туриду?
6 Растчиллиқ — мәсиһий аилиләрниң алаһидилиги болуши керәк. Шуңа әр-аял бир-бири билән растчил болуп, очуқ-йоруқ сөзлишиши керәк. Некадики мәсиһийләр җорисидин башқа бири билән найнақлаш, кимду-бирси билән тор арқилиқ йошурун арилишиш яки порнографияни тамашә қилишқа охшаш зиянлиқ вә напак ишлардин жирақ болуши керәк. Аилә қурған бәзи мәсиһийләр шундақ ишларни өз җорисидин йошурунчә қилған. Лекин шундақ қилиш — инсапсизлиқ. Садиқ падиша Давутниң сөзигә диққәт қилиң: «Мән ялғанчилар билән һәмдәстихан олтармидим, сахтипәзләргә һәмра болушқа кирмәймән» (Зәбур 26:4). Әгәр аилә қурған болсиңиз, өмүрлүк җүптиңиздин һәқиқий кимлигиңизни йошурушқа аздуридиған ишлардин нери туруң.
7, 8. Муқәддәс китаптики қайси үлгиләр балиларни растчил болушқа үгитәләйду?
7 Пәрзәнтлиригә растчил болушниң муһимлиғини үгәткәндә, Муқәддәс китапниң мисаллирини пайдиланған ата-анилар дана иш қилиду. Яман үлгә сүпитидә монуларни кәлтүрүшкә болиду: оғриланған нәрсиләрни йошурмақчи болған Акан; маддий пайдисини ойлап, ялған ейтқан Гехази; пул оғрилиған вә Әйсаниң өлтүрүлүши үчүн қәстлик билән ялған ейтқан Йәһуда Ишқарийот (Йәшуа 6:17—19; 7:11—25; Падишалар 2-язма 5:14—16, 20—27; Мәтта 26:14, 15; Йоһан 12:6)
Яритилиш 43:12; Һакимлар 11:30—40; Йоһан 18:3—11). Мошуниңға охшаш мисаллар ата-аниларға Худаниң Сөзидә қандақ ғәзниләр бар екәнлигини чүшинишкә ярдәм берәләйду. Шу мисалларни пайдилинип, ата-анилар балилириға растчиллиқни яхши көрүшкә вә қәдирләшкә үгитәләйду.
8 Яхши үлгә сүпитидә монуларни кәлтүрүшкә болиду: тағарлирида тепилған пулни бирси байқимай селип қойғанду дәп, оғуллирини уни қайтуруп беришкә дәвәт қилған Яқуп; Иттай вә дадисиниң вәдисини орунлаш үчүн чоң қурбанлиқ қилған Иттайниң қизи; бәшарәтни орунлаш вә достлирини қоғдаш үчүн явуз топниң алдида җасурлуқ билән өзиниң ким екәнлигини очуқ ейтқан Әйса (9. Ата-анилар балилириға растчиллиқ үлгисини көрситишкә халиса, немә қилиштин нери болуши керәк вә уларға үлгә көрситиш немишкә муһим?
9 Лекин балиларға шундақ тәлим бериш ата-аниларға җиддий җавапкәрликни жүкләйду. Әлчи Паул: «Қандақларчә сән башқиларни үгитип, өзүңни үгәтмәйсән? “Оғрилиқ қилма” дәп вәз қилип, өзүң оғрилиқ қилисән?»— дәп сориған (Римлиқларға 2:21). Бәзибир ата-анилар балилирини диянәтлик болушқа үгитип, өз сөзлиригә қариму-қарши һәрикәт қилип, уларни паракәндичиликкә салиду. Мәсилән, ушшақ-чүшшәк оғрилиқни һәм ялған ейтишни «һечқиси йоқ, һәммиси шундақ қилидуғу» яки «азирақ ялған ейтип қойсам, унчилик чоң гуна әмәсту» дәп ақлиши мүмкин. Бирақ оғриланған нәрсиниң баһаси қанчә болмисун, оғрилиқ — йәнила оғрилиқ, немә һәққидә болмисун йә қандақ болмисун, ялған гәп — йәнила ялған гәп * (Луқа 16:10ни оқуң). Балилар ата-анилириниң иккиүзлигини бирдин байқайду вә бу уларға яман тәсир қилиши мүмкин (Әфәсликләргә 6:4). Лекин балилар ата-анилиридин растчиллиққа үгәнсә, ялғанчилиққа толған бу дунияда Йәһва Худани мәдһийиләйдиған адәмләр болуп өсүши мүмкин (Пәнд-нәсиһәтләр 22:6).
ҖАМАӘТТӘ РАСТЧИЛ БОЛУШ
10. Етиқатдашлиримиз билән арилашқанда немигә диққәтлик болуш муһим?
10 Етиқатдашлиримиз билән арилишиш растчиллиқни риваҗландурушимизға пурсәт бериду. 12-баптин билгинимиздәк, биз сөзләш қабилийитимизни, болупму бурадәр-қериндашлар билән арилашқанда, дурус пайдилинишимиз керәк. Параң селип олтарғанда, сөзүмиз оңайла ғевәт яки һәтта төһмәткә айлинип кетиши мүмкин. Башқиларға раст-ялғанлиғи бәлгүсиз мәлуматни ейтсақ, ялғанниң тарқилишиға сәвәпчи болушимиз мүмкин, шуниң үчүн еғзимизға егә болуш наһайити муһим (Пәнд-нәсиһәтләр 10:19). Башқа тәрәптин, қандақту бир нәрсиниң һәқ екәнлигини билсәкму, бу һәққидә башқиларға ейтиш орунлуқ дегәнни билдүрмәйду. Мәсилән, бу бизгә һеч тегишлик әмәс мәсилә болуши мүмкин яки у тоғрисида сөзләш меһир-муһәббәтни ипадилимәслиги еһтимал (Салоникилиқларға 1-хәт 4:11). Бәзилири қопаллиқни һәқиқәтни ейтқанлири билән ақлайду, лекин биз һәрдайим меһрибан болуп, йеқимлиқ сөзләрни ейтишимиз керәк (Колосилиқларға 4:6ни оқуң).
11, 12. а) Җиддий гуна қилған адәм қандақ қилип әһвалини техиму кәскинләштүрүши мүмкин? ә) Шәйтанниң җиддий гунаға тегишлик бәзи ялғанлири немә вә биз уларға қандақ қарши туралаймиз? б) Йәһва Худаниң тәшкилатиға нисбәтән қандақ қилип растчил болалаймиз?
Зәбур 12:2). Башқилири ақсақалларға һәқиқәтни толуғи билән ейтмай, җиддий мәсилиләрни йошуриду (Әлчиләр 5:1—11). Адәмләр Шәйтан ишәндүрүватқан ялғанға ишәнгәнликтин, пат-пат ялған ейтиду. (« Шәйтанниң җиддий гунаға нисбәтән ялғанлири» намлиқ рамкиға қараң.)
11 Җамаәттә рәһбәрликни бойниға алидиғанлар билән растчил болғанлиғимиз алаһидә муһим. Җиддий гуна қилған бәзи мәсиһийләр гунасини йошурмақчи болуп, җамаәт ақсақаллириға ялған сөзләрни ейтса, өз әһвалини техиму кәскинләштүриду. Шундақ адәмләр һәтта икки үзлимилик турмуш кәчүрүшни башлайду: өзини Йәһваға хизмәт қиливатқандәк көрсәтсиму, еғир гуна қилишини ташлимайду. Уларниң пүтүн һаяти ялғанға айлиниду (12 Шундақла соалларға язма рәвиштә җавап бәргәндә, Йәһваниң тәшкилатиға нисбәтән растчил болушимиз муһим. Мәсилән, вәзилик хизмитимиз һәққидә һесават тапшурғанда, ялған мәлуматни язмаслиғимизға еһтиятчан болимиз. Шундақла, қандақту бир хизмәткә анкета толдурғанда, саламәтлигимизниң әһвали яки башқа мәсилиләр һәққидә һәқ мәлуматни йезишимиз керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 6:16—19ни оқуң).
13. Қандақ қилип иш мәсилилиридә етиқатдашлиримиз билән растчил болалаймиз?
13 Етиқатдашлиримиз билән иш мәсилилиридиму растчил болушимиз керәк. Бәзидә мәсиһийләр биллә ишлиши мүмкин. Улар Ибадәт өйидә яки вәзилик хизмәттә иш мәсилилири һәққидә сөзлимәйду. Бирси иш бәргүчи, башқа бирси ишчи болуши еһтимал. Биз бурадәр яки қериндашларни ишқа алсақ, улар билән растчил болушимиз муһим. Мәсилән, алдин-ала келишкәндәк, маашни вақтида төләп, қанун бойичә тәләп қилинған имтиязларни тәғдим Тимотийға 1-хәт 5:18; Яқуп 5:1—4). Әксичә, биз бир бурадәргә яки қериндашқа ишқа яллансақ, келишкән пулға һәммә ишни қилишимиз керәк (Салоникилиқларға 2-хәт 3:10). Башлиқ етиқатдишимиз болса, у башқа ишчиларға қариғанда бизгә қошумчә дәм елиш күнлирини бериши яки башқа имтиязларни көрситиши лазим дегән пикирдә болмаслиғимиз тоғра болиду (Әфәсликләргә 6:5—8).
қилимиз (14. Етиқатдашлар биллә тиҗарәт қилмақчи болса, уларниң қандақ мәсилиләрни алдин-ала қараштурғанлиғи тоғра вә немишкә?
14 Әгәр мәсиһийләр бирликтә пул чиқирип яки қәриз елип тиҗарәт қилсичу? Муқәддәс китапта буниңға тегишлик муһим вә әмәлий мәслиһәт берилгән: барлиқ нәрсини қәғәзгә йезиш керәк. Мәсилән, Йәрәмия йәр сетивалғанда, гувачиларниң алдида һөҗҗәтниң икки нусхисини йезип, уларниң сақлинип қелишиға ғәмхорлуқ қилған (Йәрәмия 32:9—12; шундақла Яритилиш 23:16—20ни қараң). Етиқатдашлар билән келишим түзгәндә, пухта тәйярланған һөҗҗәткә һәммини тәпсилий йезип, гувачиларниң алдида қол қойдуруш ишәш қилмиғанлиқни билдүрмәйду. Әксичә, бу чүшәнмәслик, келишмәслик вә бөлгүнчиликниң алдини елишқа ярдәм бериду. Лекин һечбир иш җамаәтниң течлиғини вә инақлиғини бузмаслиғи керәклигини унтумайли * (Коринтлиқларға 1-хәт 6:1—8).
БУ ДУНИЯДА РАСТЧИЛ БОЛУШ
15. Йәһва Худа иш мәсилилиридики ялғанчилиққа қандақ қарайду вә мәсиһийләр бу дунияда кәң тарқалған ялғанчилиққа қандақ қариши керәк?
15 Мәсиһий пәқәт җамаәт ичидила әмәс, барлиқ йәрдә растчил болуши керәк. Әлчи Паул: «Һәммә нәрсидә өзүмизни диянәт тутимиз»,— дәп язған (Ибранийларға 13:18). Яратқучимиз иш мәсилилиридә растчил болушимизни халайду. Пәнд-нәсиһәт китавиниң өзидила таразиниң тоғра болуши керәклиги бирнәччә қетим тилға елинған (Пәнд-нәсиһәтләр 11:1; 20:10, 23). Қедимда сетивелинған нәрсиләрни вә улар үчүн төләнгән пулни өлчәш үчүн адәттә гир ташлири билән тараза қоллинилған еди. Херидарларни алдаш үчүн виждансиз содигәрләр икки хил гир таш вә тоғра әмәс таразини қолланған *. Йәһва Худа шундақ напак ишларни өч көриду! Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаслиғимиз үчүн, иш мәсилилиридә һәрқандақ ялғанчилиқтин қечишқа бар күчимизни салимиз.
16, 17. Бу дунияда ялғанчилиқниң қандақ түрлири кәң тарқалған вә һәқиқий мәсиһийләр немә қилишқа қарар қилди?
16 Бу дунияни Шәйтан башқурғанлиқтин, әтрапимизда ялғанчилиқ вә алдамчилиқниң һөкүм сүрүши һәйран қаларлиқ әмәс. Бизниң растчиллиғимиз һәр күни синилиду. Адәмләр ишқа орунлишиш үчүн қисқичә мәлумат бәргәндә, билими, қабилийәтлири, тәҗрибиси һәққидә ялған язиду. Иммиграция, селиқ, суғурта вә шуниңға охшаш мәсилиләргә тегишлик бланкиларни толдурғанда, мәхситигә йетиш үчүн ялған мәлуматни язиду. Нурғунлиған оқуғучилар вә студентлар тәкшүрүш иши, реферат вә иншаларни язғанда, һәрхил қувлуқларға бариду. Мәсилән, торбәттин бириниң ишини көчиривелип, уни өзиниңки қилип көрситиду. Көп адәмләр ишлирини бәҗириш үчүн парихор мәнсәпдарларға пара бериду. Дунияда көп адәмләрниң «өзинила яхши көридиған, пулхумар,... һиммәтликкә өч» болуши биз үчүн һәйран қаларлиқ әмәс (Тимотийға 2-хәт 3:1—5).
17 Һәқиқий мәсиһийләр шундақ ишларға қатнашмаслиқни қәтъий қарар қилиду. Бәзидә растчил болуш қийин болиду, сәвәви бүгүнки күндә инсапсизлар утуққа йетип, буниңдин пайда көргәндәк болиду (Зәбур 73:1—8). Шуниң билән биллә мәсиһийләр «һәммә нәрсидә» растчил болушқа тиришқанлиқтин, маддий җәһәттин қийнилиши мүмкин. Шундақ қурбанлиққа беришниң һаҗити барму? Шүбһисиз! Немә үчүн? Растчил адәмләрни қандақ бәрикәтләр күтмәктә?
РАСТЧИЛ БОЛУШНИҢ ПАЙДИСИ
18. Немишкә растчил адәм дегән абройға еришиш әрзийдиған иш?
18 Растчил вә ишәнчлик адәм дегән абройға егә болуштин артуқ һеч нәрсә йоқту. (« Мән растчил адәмму?» намлиқ рамкиға қараң.) Әстә тутидиған бир йери шуки, һәрқандақ киши шундақ абройға егә болалайду. У қабилийәт, байлиқ, ташқи көрүнүш, келип чиқиш вә башқа сиз тәсир қилалмайдиған нәрсиләргә бағлиқ әмәс. Бирақ яхши абройға егә болуш һәммисиниң қолидин келивәрмәйду. Һә, яхши аброй һәқиқәтән аз учришиду (Мика 7:2). Бәзилири растчиллиғиңиз үчүн сизни мәсхирә қилсиму, башқилири буни қәдирләп, нәтиҗидә сизгә ишәшлик болиду вә һөрмәт көрситиду. Көплигән Йәһва гувачилири растчил болуш һәтта маддий тәрәптин пайдилиқ екәнлигини байқиған. Мәсилән, инсапсиз ишчилар иштин бошитилғанда, гувачилар өз иш орунлирини сақлап қалған яки ишқа растчил адәм керәк болған җайларда иш тапқан.
19. Һаятимизниң һәммә саһалирида растчил болуш вижданимизға вә Худа билән мунасивитимизгә қандақ тәсир қилиши мүмкин?
19 Шундақ ишларни баштин кәчүргән болуң яки болмаң, растчиллиқ техиму көп бәрикәтләрни әкелидиғанлиғиға көзүңиз йетиду. Вижданиңиз пак болиду. Инҗилда йезилғандәк, «биз ишинимизки, биздә пак виждан бар» (Ибранийларға 13:18). Униңдин ташқири растчиллиғиңиз асмандики Атимизниң нәзәридин сирт қалмайду, сәвәви у шундақ адәмләрни яхши көриду (Зәбур 15:1, 2; Пәнд-нәсиһәтләр 22:1ни оқуң). Растчил болғанлиғиңиз Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаслиғиңизға ярдәм бериду һәм буниңдин артуқ мукапат йоқтур. Келиң, кейинки бапта Йәһва Худаниң әмгәккә болған көзқаришини қараштурайли.
^ 9-абзац Әгәр мәсиһий башқиларға зиян кәлтүрүш мәхсити билән қәстән ялған ейтишқа адәтләнсә, бу ақсақалларниң сот комитетини қурушиға сәвәп болуши мүмкин.
^ 14-абзац Иш мәсилисидә қийинчилиқ пәйда болса, немә қилиш керәклиги һәққидә билиш үчүн «Иш мәсилиләргә тегишлик талаш-тартишларни һәл қилиш» намлиқ қошумчигә қараң.
^ 15-абзац Содигәрләр сатқанда бир хил тараза теши, сетивалғанда башқа бир хил тараза тешини ишлитип, икки тәрәптин пайдиға еришкән. Шундақла улар йәнә тәңпуң болмиған таразини ишлитип, йәни бир тәрипи башқисидин узунирақ яки еғирирақ таразида өлчәп, херидарларни алдиған.