Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

5-БАП

Бу дуниядин қандақ қилип айрим болалаймиз?

Бу дуниядин қандақ қилип айрим болалаймиз?

«Силәр дуниядин әмәс» (ЙОҺАН 15:19).

1. Һаятиниң ахирқи кечидә Әйса Мәсиһ немигә алаһидә диққәт қилди?

ҺАЯТИНИҢ ахирқи кечидә Әйса Мәсиһ шагиртлириниң келәчигини ойлап, чоңқур тәшвишләнди. У һәтта бу һәққидә Йәһваға дуа қилип, мундақ дегән: «Уларни дуниядин алғин дәп әмәс, бәлки Явуздин сақлишиңни сораймән. Мән дуниядин әмәс, уларму дуниядин әмәс» (Йоһан 17:15, 16). Әйса чин қәлбидин ейтқан мошу дуада өз әгәшкүчилиригә чоңқур меһир-муһәббитини ипадилигән вә шу кечи уларға «силәр дуниядин әмәс» дегән сөзлириниң қанчилик муһимлиғини көрсәткән (Йоһан 15:19). Әлвәттә, әгәшкүчилириниң бу дунияға мәнсүп болмай яшиши Әйса үчүн интайин муһим болған.

2. Әйса Мәсиһ қолланған «дуния» дегән ибарә немини билдүриду?

2 Әйса Мәсиһ қолланған «дуния» дегән ибарә Худадин жирақлишип, Шәйтанниң һөкүмранлиғида яшаватқан барлиқ инсанларни билдүриду. Улар Шәйтандин кәлгән тәкәббурлуқ вә шәхсийәтчиликниң қуллириға айланған (Йоһан 14:30; Әфәсликләргә 2:2; Йоһанниң 1-хети 5:19). Һәқиқәтән, «дуния билән достлишиш — бу Пәрвәрдигар билән дүшмәнлишиштур» (Яқуп 4:4). Амма Худаниң меһир-муһәббитидә яшашни халайдиғанларниң бу дунияға мәнсүп болмай, униңда яшиши қандақму мүмкин болсун? Буниң бәш усули бар: Мәсиһ һөкүмранлиқ қилидиған Худа Падишалиғиға садиқ болуш; дунияниң сәясий ишлирида бетәрәпликни сақлаш; бу дунияниң роһиға қарши туруш; мувапиқ кийим кийиш вә ясиниш; аддий һаят кәчүрүш; роһий қурал-ярақ билән қураллиниш.

САДИҚЛИҚ ВӘ БЕТӘРӘПЛИКНИ САҚЛАШ

3. а) Йәрдә яшиғанда Әйса Мәсиһ сәясәткә қандақ қариған? ә) Әйсаниң майланған шагиртлирини немишкә әлчиләр дәп аташқа болиду? (Җававиңизға изаһәттики пикирләрниму қошуң.)

3 Йәрдә яшиғанда Әйса Мәсиһ сәясий ишларға қатнашмиған. У барлиқ күчини келәчәктики өзи һөкүмранлиқ қилидиған сәмавий һакимийәт Худа Падишалиғи һәққидики вәз паалийитигә беғишлиған (Даниял 7:13, 14; Луқа 4:43; 17:20, 21). Шуңа, у Рим һакими Пилатниң алдида турғанда: «Мениң Падишалиғим бу дуниядин әмәс»,— дәп ейтқан (Йоһан 18:36). Әйсаниң садиқ әгәшкүчилири Мәсиһни үлгә қилип, униңға вә униң Падишалиғиға садиқ болуп, дунияға әшу Падишалиқ тоғрилиқ вәз қиливатиду (Мәтта 24:14). Шуниң үчүн әлчи Паул мундақ язған: «Шу сәвәптин биз — Мәсиһниң орнидики әлчиләр. Мәсиһниң орнида биз: “Худа билән яришивелиңлар”,— дәп ялвуруватимиз» * (Коринтлиқларға 2-хәт 5:20).

4. Барлиқ һәқиқий мәсиһийләр Худа Падишалиғиға болған садақәтмәнлигини қандақ көрситиду? (« Дәсләпки мәсиһийләр бетәрәпликни сақлиған» намлиқ рамкиға қараң.)

4 Қандақту бир дөләтниң әлчилири өз дөлити яки униң башлиғиниң намидин һәрикәт қилиду. Улар өзлири әвәтилгән мәмликәтниң ички ишлириға арилашмай, бетәрәпликни сақлайду. Лекин әлчиләр өзлири вәкиллик қиливатқан һөкүмәтниң пайда-мәнпәәтлирини қоғдайду. Пухралиғи асманда болған Әйсаниң майланған әгәшкүчилири тоғрисидиму шундақ ейтишқа болиду (Филипиликләргә 3:20). Улар Падишалиқ тоғрилиқ қизғин вәз қилип, Мәсиһниң миллионлиған «башқа қойлириға» Худа билән яришивелишқа ярдәм бәрди (Йоһан 10:16; Мәтта 25:31—40). «Башқа қойлар» майланған бурадәрләрни қоллап-қувәтләп, Мәсиһниң әлчилири болуп хизмәт қилиду. Бир падиға топланған мошу икки гуруһ Мәсиһниң Падишалиғиниң мәнпәәтлирини қоғдайду вә мошу дунияниң сәясий ишлирида қәтъий бетәрәпликни сақлайду (Йәшая 2:2—4ни оқуң).

5. Мәсиһий җамаәт қедимки Исраил хәлқидин қандақ пәриқләнгән һәм бу уларға қандақ җавапкарлиқни жүкләйду?

5 Һәқиқий мәсиһийләр бетәрәпликни пәқәт Мәсиһкә болған садақәтмәнлиги үчүнла сақлимайду. Қедимки Исраил хәлқи бир мәмликәттә яшиған, амма һазир биз дунияниң җай-җайлирида яшап, хәлиқара қериндашлиқни тәшкил қилимиз (Мәтта 28:19; Петрусниң 1-хети 2:9). Әгәр биз бирәр сәясий партияниң тәрәпдари болсақ, у чағда Падишалиқ һәққидики хәвәрни пак виждан билән җакалалматтуқ һәм бизниң мәсиһий бирлигимиз хәвп-хәтәргә учриған болатти (Коринтлиқларға 1-хәт 1:10). Униңдин башқа, уруш башланғанда, меһир-муһәббәт көрситишимиз лазим болған етиқатдашлиримизға қарши җәң қилған болаттуқ (Йоһан 13:34, 35; Йоһанниң 1-хети 3:10—12). Мошу сәвәптин Әйса Мәсиһ шагиртлириға қолиға қилич алмаслиқни буйриған, һәтта дүшмәнлирини яхши көрүшкә дәвәт қилған (Мәтта 5:44; 26:52). (« Мән бетәрәпликни сақлаватимәнму?» намлиқ рамкиға қараң.)

6. Худаға беғишланғанлиғиңиз «қәйсәргә» болған көзқаришиңизға қандақ тәсир қилиду?

6 Һәқиқий мәсиһийләр сүпитидә, биз һаятимизни бирәр адәмгә, милләткә яки тәшкилатқа әмәс, амма Йәһва Худаға беғишлидуқ. Коринтлиқларға 1-хәт 6:19, 20дә мундақ ейтилған: «Силәр өзүңларға мәнсүп әмәс, чүнки силәр қиммәт баһаға сетивелиндиңлар». Әйсаниң әгәшкүчилири һөкүмәткә иззәт-һөрмәт көрситиш, униңға нисбий һалда бойсунуш һәм селиқларни төләш арқилиқ «қәйсәрниңкини қәйсәргә» бәрсиму, «Худаниңкини Худаға» бериду (Марк 12:17; Римлиқларға 13:1—7). Буниңға уларниң ибадәт қилиши, пидакар меһир-муһәббити, садақәтмән итаәтчанлиғи қатарлиқ нәрсиләр кириду. Һаҗәт болса, улар Худа үчүн һәтта һаятиниму қурбан қилишқа тәйяр (Луқа 4:8; 10:27; Әлчиләр 5:29; Римлиқларға 14:8ни оқуң).

«БУ ДУНИЯНИҢ РОҺИҒА» ТӘҚАБИЛ ТУРУШ

7, 8. «Дунияниң роһи» дегән немә вә у Худаға итаәтсиз адәмләрдә қандақ «һәрикәт қилиду»?

7 Мәсиһийләрниң бу дуниядин өзини бөләк тутушиниң йәнә бир усули — униң рәзил роһиға тәқабил туруш. Әлчи Паул: «Биз болсақ дунияниң роһини әмәс, бәлки... Худадин роһ алдуқ»,— дәп язған (Коринтлиқларға 1-хәт 2:12). У әфәсликләргә: «Гуналириңларда мошу дунияниң қурулуми билән маслишип, һаваниң һакимийити билән буйриғучиниң, һазир беқинмаслиқниң пәрзәнтлиридә һәрикәт қиливатқан роһниң ирадиси бойичә, силәр өтмүштә жүрдиңлар»,— дәп ейтқан (Әфәсликләргә 2:2, 3).

8 «Һава» яки дунияниң роһи — Худаға беқинмаслиққа дәвәт қилип, «тәнниң һәвәслири, көзниң һәвәслирини» ойғитидиған көзгә көрүнмәйдиған күч (Йоһанниң 1-хети 2:16; Тимотийға 1-хәт 6:9, 10). Дуния роһиниң «һакимийити» гунакар тенимизниң һәвәслирини қозғитип, турақлиқ һәм көзгә көрүнмәйдиған һалда тәсир қилиду вә һаваға охшаш һәммә йәрдә тарқалған. Шундақла у Худаға итаәтсиз адәмләрдә шәхсийәтчилик, тәкәббурлуқ, шөһрәтпәрәслик, мустәқиллиқ вә беқинмаслиқ роһи қатарлиқ хисләтләрни риваҗландуруш арқилиқ «һәрикәт қилиду» *. Бир сөз билән ейтқанда, бу дунияниң роһи адәмниң қәлбидә аста-аста Иблисқа хас хисләтләрни риваҗландуриду (Йоһан 8:44; Әлчиләр 13:10; Йоһанниң 1-хети 3:8, 10).

9. Дунияниң роһи бизниң әқлимиз билән қәлбимизгә қандақ тәсир қилалайду?

9 Дунияниң роһи бизниң әқлимиз билән қәлбимизгә тәсир қилаламду? Әгәр биз сәгәклигимизни йоқатсақ, әлвәттә, тәсир қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 4:23ни оқуң). У бизниң көңлүмизгә яқидиған, лекин Йәһвани яхши көрмәйдиған адәмләр арқилиқ аста-аста тәсир қилишқа башлиши мүмкин (Пәнд-нәсиһәтләр 13:20; Коринтлиқларға 1-хәт 15:33). Мошундақ яман роһни Шәйтанниң вә униң түзүминиң көзқаришини әкс әттүридиған һәрқандақ адәм яки һәрқандақ нәрсә арқилиқ, мәсилән, мәзмуни шүбһилик әдәбиятлар, шәһваний һәм мунапиқларниң торбәтлири, налайиқ оюн-тамашилар билән риқабәтчилик роһини ойғитидиған спорт түрлири арқилиқ сиңдүрүвалалаймиз.

10. Биз бу дунияниң роһиға қандақ тәқабил туралаймиз?

10 Биз бу дунияниң мәккар роһиға тәқабил туруп, өзүмизни Худаниң меһир-муһәббитидә қандақ сақлалаймиз? Буниң бирдин-бир йоли — Йәһва Худадин кәлгән роһий һәдийәләрдин толуқ мөлчәрдә пайдилиниш һәм муқәддәс роһ сорап турақлиқ һалда дуа қилиш. Йәһва Худа Иблистин вә униң һөкүмранлиғидики рәзил дуниядин қудрәтлик (Йоһанниң 1-хети 4:4). Униңға дуа арқилиқ йеқинлишиш нәқәдәр муһим!

МУВАПИҚ КИЙИМ КИЙИШ ВӘ ЯСИНИШ

11. Бу дунияниң роһи кийиниш қаидилиригә қандақ тәсир қилиду?

11 Адәмниң ички тәбиити униң кийинишидин, ясинишидин вә тазилиққа болған көзқаришидин көрүнүп туриду. Көплигән мәмликәтләрдә кийиниш қаидилири шунчилик төвәнләп кәттики, бир телемухбирниң ейтишичә, йеқинда паһишә аяллар немә кийишни билмәй қалиду. Бир гезитта ейтилғандәк, «һар-номусни йоқутуп, бәдәнни көз-көз қилиш» дегән кәң тарқалған көзқарашниң һәтта кичик қизларғиму тәсир қилғанлиғи байқалди. Модиниң йәнә бир еқими — исиянкар роһ билән өз-өзини һөрмәтләшниң йетишмәслигини көрситидиған бесәрәмҗан кийиниш.

12, 13. Кийим кийиш вә ясиниш мәсилилиридә қайси принципларға риайә қилишимиз керәк?

12 Худаниң хизмәтчилири сүпитидә, биз ташқи көрүнүшимизгә алаһидә етибар қилимиз. Таза, сәрәмҗан, дитлиқ вә шараитқа мувапиқ кийинишни халаймиз. Ташқи көрүнүшимиздә «кичик пейиллиқ вә әқилгә мувапиқлиқ» һәрқачан әкс әттүрүлүши керәк. Бу хисләтләр «яхши ишлар билән» қатар келип, «Пәрвәрдигарни һөрмәтләйдиған» һәрқандақ адәмни — әрниму, аялниму — тәрипләйду. Әлвәттә, асасий мәхситимиз — башқиларниң диққитини җәлип қилиш әмәс, бәлки өзүмизни «Рәббимизниң меһир-муһәббитидә сақлаш» (Тимотийға 1-хәт 2:9, 10; Йәһуда 21). Биз өзүмизни әң яхши зебу-зенәт, йәни қәлбимиздә йошурулған вә «Худаниң нәзәридә интайин қиммәт баһалиқ болуп һесаплинидиған кийим» билән безәшни халаймиз (Петрусниң 1-хети 3:3, 4).

13 Есимизда болсунки, бизниң кийиниш усулимиз вә ташқи көрүнүшимиз өзгиләрниң һәқиқий ибадәткә болған мунасивитигә тәсир қилиши мүмкин. Грек тилидин тәрҗимә қилинған «кичик пейиллиқ» дегән сөз әхлақий мәнада қоллинилғанда, чоңқур иззәт-еһтирам һәм башқиларниң һис-туйғулири яки көзқарашлирини һөрмәтләшни билдүриду. Биз кийиништә өзүмиз пәрәз қилған һоқуқларда қаттиқ турувалмастин, башқиларниңму вижданини етибарға елишимиз керәк. Шундақла Йәһва Худа вә униң хәлқигә шан-шәрәп кәлтүрүп, барлиқ нәрсиләрдә Худани мәдһийиләп, өзүмизни униң ибрәтлик хизмәтчилири сүпитидә көрситишни халаймиз (Коринтлиқларға 1-хәт 4:9; 10:31; Коринтлиқларға 2-хәт 6:3, 4; 7:1).

Ташқи көрүнүшүм Йәһва Худаға шан-шәрәп кәлтүрәмду?

14. Ташқи көрүнүш билән тазилиққа нисбәтән өзүмизгә қандақ соалларни қоюшимиз керәк?

14 Вәз қилғинимизда яки мәсиһий учришишларға қатнашқинимизда кийимимиз билән ташқи көрүнүшимизниң сәрәмҗан болуши зор әһмийәткә егә. Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Мениң ташқи көрүнүшүм билән тазилиғим башқиларниң налайиқ диққитини җәлип қилмамду? Мән башқиларни хиҗаләт қилмайватимәнму? Мошу мәсилидә мениң үчүн немә муһимирақ: өзүмниң һоқуқумни пайдилинип қелишму яки җамаәттә шәрәплик вәзипиләрни орунлашқа лаяқәтлик болушму?» (Зәбур 68:6; Филипиликләргә 4:5; Петрусниң 1-хети 5:6).

15. Немишкә Муқәддәс китапта кийиниш, ясиниш вә тазилиққа бағлиқ қаидиләрниң тизими берилмигән?

15 Муқәддәс китапта кийим-кечәккә, ясинишқа вә тазилиққа бағлиқ қаидиләрниң тизими берилмигән. Алла бизни таллаш әркинлигимиздин яки пикир қилиш қабилийитимиздин мәһрум қилишни халимайду. Әксичә, У бизниң Муқәддәс китаптики принциплар һәққидә мулаһизә қилидиған вә «өз уқумини әмәл арқилиқ яхши билән яманни пәриқләндүрүшкә үгәткән» роһий җәһәттин йетилгән адәм болушимизни халайду (Ибранийларға 5:14). Һәммидин бурун, Пәрвәрдигар бизниң униңға вә йеқинимизға меһир-муһәббәт көрситишимизни халайду (Марк 12:30, 31ни оқуң). Буларниң һәммисини әскә алғанда, биздә һәр түрлүк кийиниш вә ясиниш әркинлиги бар. Буни дунияниң һәрқайси җайлирида яшаватқан Худа хәлқиниң рәңму-рәң вә һәрхил кийинидиғанлиғи дәлилләйду.

АДДИЙ ҺАЯТ КӘЧҮРҮШ

16. Бу дунияниң роһи билән Әйса Мәсиһниң тәлимлири оттурисида қандақ пәриқ бар вә өзүмизгә қандақ соалларни қоюшимиз керәк?

16 Бу дунияниң роһи миллионлиған адәмләрниң көзини бояп, бәхит-саадәтни пул билән маддий нәрсиләрдин издәшкә дәвәт қилиду. Лекин Әйса Мәсиһ бу һәққидә: «Һәммә нәрсиниң молчилиғидиму адәмниң һаяти униң мал-мүлкигә бағлиқ әмәс»,— дегән (Луқа 12:15). Гәрчә Әйса Мәсиһ адәмләрни өзлиридин ваз кечишкә яки тәркидуниячилиққа чақирмисиму, һаятлиқ вә һәқиқий бәхиткә «өзиниң роһий еһтияҗлирини чүшәнгәнләр» вә бар диққитини роһий нәрсиләргә ағдуруп, аддий һаят кәчүргәнләр еришиду дәп тәлим бәргән (Мәтта 5:3; 6:22). Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Мән Әйсаниң тәлимлиригә чин көңлүмдин ишинимәнму яки маңа “ялғанчилиқниң атиси” тәсир қиливатамду?» (Йоһан 8:44). «Гәп-сөзлирим, мәхсәтлирим, өмрүмдә биринчи орунға қоюдиған нәрсилирим вә һаят тәрзимдин немә көрүнүп туриду?» (Луқа 6:45; 21:34—36; Йоһанниң 2-хети 6).

17. Аддий һаят кәчүридиған адәмләрниң қандақ бәрикәтләргә еришидиғанлиғини ейтип бериң.

17 Әйса Мәсиһ: «Даналиқниң һәққанийлиғи ишлири билән тәстиқлиниду»,— дәп ейтқан (Мәтта 11:19). Аддий һаят кәчүридиғанларниң еришидиған бәрикәтлири һәққидә ойлинип көрүң. Бу адәмләр Падишалиққа хизмәт қилиш арқилиқ һәқиқий тәскинликкә егә болиду (Мәтта 11:29, 30). Улар артуқ ғәм-әндишиләрдин хали болғанлиқтин, көңүллири арам тапиду (Тимотийға 1-хәт 6:9, 10ни оқуң). Бариға шүкүр қилип яшиғанлиқтин, бу адәмләр аилисигә һәм етиқатдаш достлириға көпирәк вақтини бөләләйду. Нәтиҗидә, уларниң уйқиси хатирҗәм (Вәз 5:12). Шуниң билән қолидин кәлгән яхшилиқларни қилип, бериштин көп хурсәнлик тапиду (Әлчиләр 20:35). Шу арқилиқ үмүткә толуп, хатирҗәмлик вә шүкүр-қанаәт тепип яшайду (Римлиқларға 15:13; Мәтта 6:31, 32). Мошундақ бәрикәтләр һәқиқәтәнму бебаһадур!

БАРЛИҚ ҚУРАЛ-ЯРАҚ БИЛӘН ҚУРАЛЛИНИШ

18. Муқәддәс китапта дүшминимиз вә униң һуҗум қилиш усуллири қандақ тәсвирлиниду һәм биз қайси мәнада күрәш жүргүзүватимиз?

18 Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаслиққа интилидиғанлар өзлирини бәхит-саадәт вә мәңгү һаяттин мәһрум қилишни халайдиған Шәйтандин роһий җәһәттин һимайә қилиниду (Петрусниң 1-хети 5:8). Әлчи Паул: «Биз қан һәм тән билән әмәс, бәлки һөкүмәтләр, һакимийәтләр, дунияниң мошу қараңғулуғи билән буйриватқан һөкүмранлар, йәни асман чәклиридики вәһший роһий күчләр билән күрәшни жүргүзүватимиз»,— дәп язған (Әфәсликләргә 6:12). «Күрәш» дегән сөз жирақ арилиқтики бехәтәр җайда туруп әмәс, бәлки йеқин арилиқта тиғму-тиғ туруп җәң қилиш дегәнни билдүриду. Шундақла, «һөкүмәтләр», «һакимийәтләр» һәм «дунияниң һөкүмранлири» қатарлиқ сөзләр роһий дуниядин келидиған һуҗумниң мәхсәтлик вә яхши уюштурулғанлиғини көрситиватиду.

19. Мәсиһийниң роһий қурал-яриғини тәсвирләп бериң.

19 Биз аҗизлиқлиримизға вә мүмкинчиликлиримизниң чәкләнгәнлигигә қаримастин ғалибийәт қазиналаймиз. Буниң үчүн «Пәрвәрдигардин болған барлиқ қурал-ярақни» пайдилинишимиз керәк (Әфәсликләргә 6:13). Әфәсликләргә 6:14—18дә бу қурал-ярақлар мундақ тәсвирлиниду: «Әнди, белиңларға һәқиқәт бәлбеғини бағлап, һәққанийлиқ савутини кийип, айиғиңларға течлиқ һәққидики хуш хәвәрни вәз қилиш тәйярлиғини кийип, туруңлар. Әң авал етиқатниң йоған қалқинини елиңлар, униң билән силәр Явузниң барлиқ отлуқ оқлирини өчүрәләйсиләр. Шундақла қутқузулуш дубулғисини [қутқузулуш үмүтини] кийиңлар һәм муқәддәс роһниң қиличини, йәни Худаниң Сөзини елиңлар. Һәрқачан һәрқандақ дуада һәм ялвурушта муқәддәс роһ билән дуа қилиңлар».

20. Бизниң әһвалимиз әскәрләрниң әһвалидин қандақ пәриқлиниду?

20 Бу роһий қурал-ярақ Худадин болғанлиқтин, уни «йешивәтмисәк», бизни җәзмән қоғдайду. Җәңләргә узақ вақит қатнашмайдиған әскәрләргә қариғанда, биз, Шәйтанниң дунияси йоқ қилинип, һәммә явуз роһлар һаңға ташланмиғичә, һаят-мамат күришини үзлүксиз давамлаштуримиз (Вәһий 12:17; 20:1—3). Шуңлашқа, әгәр сиз камчилиқлар яки натоғра хаһишлар билән күришиватқан болсиңиз, үмүтүңизни үзмәң, чүнки Йәһва Худаға садақәтмән болуп қелиш үчүн һәммимизгә өзүмизни «қамчилашқа» тоғра келиду (Коринтлиқларға 1-хәт 9:27). Әмәлийәттә, биз күрәш қилмиған вақитта вайим қилишимиз керәк!

21. Роһий күрәштә ғәлибә қазиниш үчүн немә қилишимиз лазим?

21 Лекин бу җәңдә пәқәт өз күчимизгә таянсақ, ғәлибә қазиналмаймиз. Шуниң үчүн әлчи Паул бизгә муқәддәс роһқа тайинип Худаға һемишәм дуа қилишниң муһимлиғини әскәртиду. Шундақла, биз Худаниң Сөзини тәтқиқ қилиш вә биллә күрәш қиливатқанлар билән арилишишниң һәр мүмкинчилигини пайдилиниш арқилиқ Йәһваға қулақ селишимиз керәк (Филимунға 2; Ибранийларға 10:24, 25). Жуқурида аталған саһаларда садақәтлигини сақлиған кишиләр пәқәт ғәлибә қазинипла қалмай, шундақла синаққа дуч кәлгәндә иман-етиқадини қоғдалайду.

ИМАН-ЕТИҚАДИҢИЗНИ ҚОҒДАШҚА ТӘЙЯР БОЛУҢ

22, 23. а) Немишкә иман-етиқадимизни һимайә қилишқа дайим тәйяр болушимиз керәк вә өзүмизгә қайси соалларни қоюшимиз зөрүр? ә) Кейинки бапта қайси мавзуни муһакимә қилимиз?

22 Әйса Мәсиһ: «Силәр дуниядин әмәс, шу сәвәптин дуния силәрни өч көриду»,— дәп ейтқан (Йоһан 15:19). Шуңа мәсиһийләр дайим өзлириниң иман-етиқадини қоғдашқа тәйяр болуши керәк һәм буни иззәт-һөрмәт вә мулайимлиқ билән қилиши зөрүр (Петрусниң 1-хети 3:15ни оқуң). Өзүңиздин мундақ дәп сораң: «Йәһва гувачилириниң бәзидә көпчиликниң пикригә қошулмайдиғанлиғиниң сәвәвини чүшинимәнму? Мошундақ вәзийәтләргә тегишлик Муқәддәс китапниң вә садиқ һәм әқил-парасәтлик қулниң сөзлири һәқиқәт екәнлигигә ишәнчим камилму?» (Мәтта 24:45; Йоһан 17:17). «Йәһва Худаниң көзқаришида тоғра болған ишларни қилғанда, мән башқилардин пәриқлинипла қоймай, буниң үчүн пәхирлинишкә тәйярму?» (Зәбур 34:2; Мәтта 10:32, 33).

23 Бу дуниядин бөләк туруш хаһишимиз пат-пат һелигәр усуллар билән синилиду. Мәсилән, жуқурида ейтилғандәк, Шәйтан Йәһваниң хизмәтчилирини һәрхил оюн-тамашилар арқилиқ бу дунияға җәлип қилмақчи. Вижданимизни напак қилмай, тәскин беридиған сағлам вә пайдилиқ көңүл ечиш түрлирини қандақ таллишимиз керәк? Бу мавзуни кейинки бапта муһакимә қилимиз.

^ 3-абзац Б. м. 33-жили Һосул мәйримидин тартип Әйса Мәсиһ өзиниң йәр йүзидики майланған әгәшкүчилириниң җамаитигә Падиша болмақта (Колосилиқларға 1:13). 1914-жили Әйса Мәсиһ «дуния үстидин падишалиқ қилишқа» башлиди. Шуңа майланған мәсиһийләр бүгүнки күндиму Мәсиһ Падишалиғиниң әлчилири болуп хизмәт қиливатиду (Вәһий 11:15).

^ 8-абзац Йәһва гувачилири нәшир қилған «Язмилар асасида музакирә қилиш» намлиқ китапниң (рус) 135—139 бәтлиригә қараң.