Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

13-БАП

Худаға яқмайдиған мәйрәмләр

Худаға яқмайдиған мәйрәмләр

«Тохтимай Худаға яқидиған нәрсиләргә көз йәткүзүңлар» (ӘФӘСЛИКЛӘРГӘ 5:10).

1. Йәһва өзигә қандақ кишиләрни йеқинлаштуриду вә немишкә улар роһий җәһәттин һошияр болуши керәк?

ӘЙСА МӘСИҺ ейтқандәк, «кишиләр роһ вә һәқиқәт бойичә Атимизға ибадәт қилиду, сәвәви нәқ шундақ етиқатчиларни Атимиз өзигә издимәктә» (Йоһан 4:23). Пәрвәрдигар Йәһва шундақ адәмләрни издәп тапқанда, уларни өзигә вә Оғлиға йеқинлаштуриду. Уларниң арисида сизму бар (Йоһан 6:44). Бу нәқәдәр чоң шан-шәрәп! Муқәддәс китап һәқиқитини сөйгүчиләр «тохтимай Худаға яқидиған нәрсиләргә көз йәткүзүши» керәк, сәвәви Шәйтан — мәккар алдамчи (Әфәсликләргә 5:10; Вәһий 12:9).

2. Һәқиқий динни сахта дин билән арилаштурувәтмәкчи болған адәмләргә Йәһва қандақ қарайдиғанлиғини чүшәндүрүп бериң.

2 Исраиллиқлар Синай теғиниң йенида Һарундин илаһни ясап беришни тәләп қилғанда, немә иш йүз бәргәнлигини қараштурайли. Һарун халимисиму, алтун мозай ясиған вә Исраил хәлқигә шу бутниң Йәһвани ипадиләйдиғанлиғини көрситип, «әтә Йәһваға беғишланған мәйрәм болиду»,— дәп ейтқан. Ундақта, Йәһва һәқ билән сахта динниң арилишип кетишигә қарап турғанму? Яқ. У бутпәрәслик йолиға чүшкән тәхминән үч миң кишини һалак қилған (Чиқиш 32:1—6, 10, 28). Биз буниңдин қандақ савақ алалаймиз? Әгәр өзүмизни Худаниң меһир-муһәббитидә сақлашни халисақ, «напак нәрсигә тәгмәй», һәқиқәтни қизғинлиқ билән қоғдап, һәқ билән ялғанчилиқниң арилишип кетишигә йол қоймаслиғимиз керәк (Йәшая 52:11; Әзәкиял 44:23; Галатилиқларға 5:9).

3, 4. Немишкә кәң тарқалған мәйрәмләр билән урп-адәтләрни тәтқиқ қилғанда, Муқәддәс китап принциплирини нәзәргә елишимиз керәк?

3 Әлчиләр өлгәндин кейин әсирләр өтүп, христиан дунияси пәйда болди вә өзлирини мәсиһийләр дәп атиған һәқиқәтни яхши көрмигән адәмләр һәқиқий динға бутпәрәсләрниң урп-адәтлири билән мәйрәмлирини киргүзүшкә башлиди (Салоникилиқларға 2-хәт 2:7, 10). Шуларниң бәзибирлирини муһакимә қилғанда, уларниң Худаниң роһини әмәс, бәлки мошу дунияниң роһини әкс әттүридиғанлиғиға диққәт қилиң. Әмәлийәттә, бу дуниядики мәйрәмләрниң умумийлиғи — улар тәнниң арзу-һәвәслирини қозғитиду вә «Бүйүк Бабилға» хас ялған диний тәлиматлар билән җинкәшликни қоллайду * (Вәһий 18:2—4, 23). Йәнә шуни әстә тутушимиз керәкки, Йәһва Худа кәң тарқалған көплигән урп-адәтләрниң келип чиқиши болған жиркиничлик диний мәрасимларниң гувачиси болди. Бүгүнки күндиму У мошундақ мәйрәмләрни нәпрәтлик дәп һесаплайдиғанлиғи сөзсиз. Биз үчүн Униң көзқариши һәммидин муһим болуши керәк әмәсму? (Йоһанниң 2-хети 6, 7).

4 Һәқиқий мәсиһийләр сүпитидә, биз Алланиң бәзи мәйрәмләрни мақуллимайдиғанлиғини билимиз. Шуниң үчүн уларға һәргизму арилашмаслиқни қәлбимиздә қәтъий қарар қилишимиз керәк. Йәһваниң бу мәйрәмләрни мақуллимайдиғанлиғиниң сәвәплирини қарап чиқиш Худаниң меһир-муһәббитидин айриветидиған барлиқ нәрсиләрдин жирақ болушимизға ярдәм бериду.

НОРУЗ БУТПӘРӘСЛИКТИН КЕЛИП ЧИҚҚАН

5. а) Норуз вә униң билән бағлиқ урп-адәтләр қәйәрдин келип чиқти? ә) Немишкә Йәһваниң хизмәтчилири бу мәйрәмгә вә униңға бағлиқ урп-адәтләргә қатнишишни рәт қилиду?

5 Норуз мәйрими зиянсиз болуп көрүниду. Амма у қәйәрдин келип чиққан? «Британия қамусиға» бенаән, Норуз «Йеңи жил мәйрими болуп, көпинчә зороастризм, йәни отқа чоқунуш билән зич бағлиқ. Бу мәйрәм Иран, Ирақ, Һиндстан, Авғанстан вә башқа әлләрдә нишанлиниду. У адәттә 21-март күнидин башлинип, әшу әлләрдә Йеңи жилниң биринчи күни болуп һесаплиниду». Бир қамуста йезилғандәк, Азиядә, Җәнубий Кавказда вә түрк қәбилилиридә «ислам дини тарқилишидин авал, Норуз Йеңи жил мәйрими дәп қобул қилинған» («Түркмән совет қамуси»). Отқа чоқунуш, пал ечиш вә өлгәнләрниң роһиға сәҗдә қилишқа бағлиқ адәтләрниң көпинчиси мошу күнләргичә йетип кәлсиму, Норузни һәрбир хәлиқ өзичә нишанлайду. Көрүватқинимиздәк, Норуз мәйрими отқа чоқунуш, йәни зороастризмдин, келип чиқти һәм униң урп-адәтлири җинкәшлик вә бутпәрәслик билән бағлиқ. Шуңа, Худаниң һәқиқий хизмәтчилири бу мәйрәмниң келип чиқишини нәзәрдә тутқач, униңға вә униңға бағлиқ урп-адәтләргә қатнашса боламду?

ӘЙСА МӘСИҺНИҢ ТӨЛӘМ ҚУРБАНЛИҒИҒА ИШӘНЧ БИЛДҮРҮҢ

6. а) Худаниң қедимий заманда яшиған садиқ хизмәтчилири Униңға немә һәдийә қилған? ә) Ибраһимниң Исһақни қурбан қилиши немини билдүргән?

6 Қедимий заманда яшиған Нуһ вә Аюпқа охшаш Худаниң садиқ хизмәтчилири Йәһва Худаға қурбанлиқларни әкеләтти (Яритилиш 8:18—22; 9:8—16; 31:54; Аюп 1:5). Уларниң арисида Алланиң тапшуруғи бойичә оғлини қурбанлиқ қилмақчи болған Ибраһимниң қурбанлиғи алаһидә диққәткә сазавәр. Йәһва Ибраһимниң етиқадини вә итаәтчанлиғини көрүп, оғлиниң орниға қурбанлиқ қилиш үчүн бир қошқарни бәрди. Ибраһимниң Исһақни қурбанлиқ қилиши — Пәрвәрдигарниң адәмзатни гунадин азат қилиш үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән қиммәтлик төләм қурбанлиғини билдүргән (Яритилиш 22:1—14; Ибранийларға 11:17—19).

Һәқиқий мәсиһийләр чин жүрәктин соға бериду

7. а) Бәзи адәмләр мални бизниң заманимизда қурбанлиқ қилиш һәққидә немә ойлайду? ә) Һазир мални қурбанлиқ қилиш немини көрситиду вә немишкә?

7 Биз Йәһва Худаға төләм қурбанлиғи арқилиқ көрсәткән меһир-муһәббити үчүн миннәтдармиз. Амма иш-һәрикәтлиримиз билән бу қурбанлиққа болған ишәнчимизниң йетишмәслигини көрситиштин пәхәс болушимиз керәк. Мәсилән, бүгүнки күндә бәзи адәмләр Ибраһим пәйғәмбәрдин үлгә елип, мални қурбанлиқ қилиш арқилиқ Худаниң мақуллишиға егә болуп, униң ирадисини орунлашқа тәйяр екәнлигимизни көрситәләймиз дәп ойлайду. Ибраһим пәйғәмбәрниң қурбанлиғи униңдинму улуқ бир қурбанлиқниң, йәни Әйса Мәсиһниң қурбанлиғиниң, нәмуниси болған. Шуңа әгәр биз мални қурбанлиқ қилсақ, Әйсаниң қурбанлиғиға болған ишәнчимиз һәм миннәтдарлиғимизниң йетишмәслигини көрситимиз. Әлчи Паул Зәбур 40:6—8дә йезилған бәшарәтлик сөзләрни Әйсаға тегишлик қоллинип, төвәндикини язған: «Шуңа, у [Әйса Мәсиһ] дунияға кәлгәндә, мундақ дегән: “Қурбанлиқларни һәм һәдийәләрни Сән халимидиң, лекин маңа тән тәйярлидиң. Гуна үчүн көйдүрмиләрни һәм һәдийәләрни Сән яқтурматтиң”». Бу бәшарәттин көргинимиздәк, Алла инсанниң гуналирини толуғи билән жуялмайдиған һәм пәқәтла символлуқ болған мал қурбанлиқлирини «халимиған». Шу сәвәптин, Йәһва Әйсаниң мукәммәл тенини төләм сүпитидә тәйярлиди. Әйса өзиниң мукәммәл инсан һаятини бир йолила қурбанлиқ қилғанлиқтин, башқа қурбанлиқ әкелишниң һаҗити йоқ.

8. Муқәддәс китапта Худаниң һәқиқий хизмәтчилири қилалайдиған қурбанлиқ һәққидә немә ейтилған?

8 Муқәддәс Язмиларда Алла заманивий хизмәтчилиридин мални қурбанлиқ қилишни яки қедимқи садиқ хизмәтчилири қилған қурбанлиқларни хатириләшни тәләп қилғанлиғи йезилмиған. Худаниң Сөзидә садақәтмәнлигимиз билән Йәһва Худаниң ирадисини орунлашқа тәйяр екәнлигимизни испатлайдиған қурбанлиқларға немә киридиғанлиғи мундақ тәсвирләнгән: «Худаға мәдһийиләш қурбанлиғини, йәни Униң исмини җакалайдиған еғиз мевисини әкелиңлар» (Ибранийларға 13:15). Бүгүнки күндә Йәһваниң һәқиқий хизмәтчилири хуш хәвәрни җакалаш билән һәрбир милләттин шагирт тәйярлаш билән бәнт (Мәтта 24:14; 28:19, 20).

МУҚӘДДӘС КИТАПТА ТУҒУЛҒАН КҮН ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?

9. Муқәддәс китапта туғулған күнләр қандақ тәсвирләнгән?

9 Гәрчә адәмниң туғулуши хошал вақиә болсиму, Муқәддәс китапта Худаниң хизмәтчилириниң туғулған күнни өткүзгәнлиги һәққидә йезилмиған (Зәбур 127:3). Бу мәлумат етибарсизлиқтин йезилмай қалдиму? Яқ, чүнки Муқәддәс китапта икки туғулған күн тилға елинған: биринчиси — пирәвнниң, иккинчиси — Һирод Антипаниң туғулған күни (Яритилиш 40:20—22; Марк 6:21—29ни оқуң). Амма һәр иккиси сәлбий болуп көрситилгән. Мәсилән, уларниң биридә Йәһия Чөмдүргүчиниң беши чаптурулған еди.

10, 11. Дәсләпки мәсиһийләр туғулған күнгә қандақ қаратти вә немишкә?

10 «Уорлд бук» қамусида ейтилғандәк, «дәсләпки мәсиһийләр қандақту бир адәмниң туғулған күнини өткүзүш бутпәрәс урп-адәт дәп һесаплатти». Мәсилән, қедимий греклар һәрбир адәмниң дунияға кәлгинигә гува болуп, өмүрвайәт қоғдайдиған роһи бар дәп ишәнгән. Туғулған күн һәққидики бир китапта инсан йоруқ дунияға қайси илаһниң туғулған күнидә кәлсә, уни һимайә қилидиған роһниң шу илаһ билән сирлиқ мунасивәттә болидиғанлиғи йезилған («The Lore of Birthdays»). Туғулған күнниң тарихи узақ һәм у мунәҗҗимлик вә гороскоп билән зич бағлиқ.

11 Худаниң қедимий хизмәтчилири туғулған күнниң бутпәрәсликтин яки җинкәшликтин келип чиққанлиғи үчүн, уни нишанлашни рәт қилған. Шундақла бу уларниң әхлақий өлчәмлиригә қарши болған. Немишкә шундақ дейишкә болиду? Улар кәмтәр инсанлар болуп, туғулған күнлирини мәйрәмләшкә лайиқ бәк муһим вақиә дәп һесаплимиған * (Мика 6:8; Луқа 9:48). Әксичә, улар Йәһвани мәдһийиләп, һаят бәргәнлиги үчүн униңға миннәтдарлиқ билдүргән * (Зәбур 8:3, 4; 36:9; Вәһий 4:11).

12. Қайси мәнада адәмниң өлгән күни туғулған күнидин әвзәлирәк?

12 Худа өлүп кәткән садақәтмән хизмәтчилирини әстә тутиду һәм бу уларниң келәчәктики һаятиниң капалити (Аюп 14:14, 15). Вәз 7:1дә: «Яхши нам-аброй қиммәтлик тутиядин әвзәл, адәмниң өлүш күни туғулуш күнидин әвзәлдур»,— дәп ейтилған. «Яхши нам-аброй» — бизниң Йәһваға садиқ хизмәт қилғанлиғимиз түпәйлидин еришкән абройимиз. Муқәддәс китапта Әйсаниң туғулған күнини әмәс, әксичә өлүмини хатириләш әмир қилинған. Биз униң исми арқилиқ қутқузулимиз (Ибранийларға 1:3, 4; Луқа 22:17—20).

ХУДА РОЗА ТУТУШНИ ТӘЛӘП ҚИЛАМДУ?

13. а) Роза тутушқа тегишлик қандақ көзқараш кәң тарқалған? ә) Худаниң қедимдики хизмәтчилири немишкә роза тутқан?

13 Бәзилири Аллаға ибадәт қилиш үчүн жилниң бәлгүлүк бир вақтида роза тутуш һаҗәт дәп ойлайду. Йәһваниң һәқиқий хизмәтчилири роза тутуши керәкму? Тәврат қанунида Худаниң хизмәтчилиридин һәр жили нишанлинидиған Капарәт күнидә роза тутуш тәләп қилинған (Лавийлар 23:27). Униңдин башқа өз ихтияри билән роза тутқан адәм Худаниң алдида чин көңлидин товва қилғанлиғини вә қайғуруватқанлиғини көрсәткән еди. Адәмләр чоң хәтәрликләргә дуч кәлгәндә, Пәрвәрдигарниң рәһбәрлигигә муһтаҗ болғанда, синақларға тәқабил турғанда яки Худаниң ирадисини тәтқиқ қилип, мулаһизә қилғанда роза тутатти (Чиқиш 34:28; Самуилниң 1-язмиси 7:6; Йоел 2:12—15; Юнус 3:5). Тәврат қануни күчидин қалғанда, Капарәт күнидә роза тутуш тәләп қилинмайдиған болди. Демәк, Муққәдәс Язмиларда тилға елинған роза әнди тәләп қилинмиди.

14. Худаниң хизмәтчиси роза тутушқа нисбәтән қандақ көзқарашта болуши керәк?

14 Әйса Мәсиһ шагиртлириға роза тутушни йә буйримиған, йә мәнъий қилмиған (Әлчиләр 13:2, 3; 14:23). Шагиртлири бәзи вақитларда роза тутушни қарар қилған болсиму, роза тутуватқанлиғимни адәмләр билсун дәп өзлирини қайғулуқ қияпәттә көрсәтмәслиги керәк еди (Мәтта 6:16). Сәвәви шундақ қилғанда, улар башқиларни һәйран қалдуруп, адәмләрниң мақуллишиға еришсиму, Йәһва Худаниң мақуллишиға еришәлмәтти (Мәтта 6:17, 18). Демәк, Худаниң хизмәтчилиридин жилниң бәлгүлүк бир вақтида роза тутуш тәләп қилинмайду *. Бәзи чағларда роза тутуш яки тутмаслиқни һәрким шәхсән өзи қарар қилиду. Лекин адәмниң роза тутуши сахта дин билән бағлиқ болмаслиғи керәк *.

ЙЕҢИ ЖИЛ МӘЙРИМИНИҢ КЕЛИП ЧИҚИШИ

15. Немишкә мәсиһийләр Йеңи жил мәйримини нишанлимайду?

15 Йеңи жил мәйрими бутпәрәсликтин келип чиққан. Жилниң беши һәр мәмликәттә һәр түрлүк башлиниду вә Йеңи жил мәйрими һәрбир йәрдә охшимайдиған усулда өткүзүлиду *. Бир луғәттә мундақ йезилған: «Көп әлләрдә кона жилниң йеңи жил билән алмашқанлиғини уссул ойнап, йәп-ичип, кәйп-сапа сүрүшүп өткүзиду». Башқа мәдәнийәтләрдә болса, «бир жилниң ахирлиниши билән келәр жилниң башлинишини шат-хорам вақиә вә ләззәтлинишниң сәвәви дәп һесаплайду» («Standard Dictionary of Folklore, Mythology, and Legend»). Амма Римлиқларға 13:13тә: «Күндүзгә мувапиқ диянәтлик һаят кәчүрәйли, әйш-ишрәткә вә шарапхорлуққа, зинахорлуққа һәм бузуқ жүрүш-турушқа, урушқақлиққа вә көрәлмәсликкә йол қоймайли»,— дәп йезилған (Петрусниң 1-хети 4:3, 4; Галатилиқларға 5:19—21).

ӨЙЛИНИШ ТОЮҢЛАР ПАК БОЛСУН

16, 17. а) Немишкә аилә қурушни нийәт қилған мәсиһийләр йәрлик той урп-адәтлирини Муқәддәс китап принциплирини әстә тутуп, тәкшүриши зөрүр? ә) Мәсиһийләр гүрүч яки шуниңға охшаш нәрсиләрни чечиштәк урп-адәтләргә бағлиқ немини унтумаслиғи лазим?

16 Пат йеқинда «[Бүйүк Бабилда] өйләнмәкчи болған жигит-қизниң авазлири аңланмайду» (Вәһий 18:23). Немә үчүн? Буниң бир сәвәви — Бүйүк Бабил некани той күнидин башлап җинкәшлик урп-адәтлири билән булғайду (Марк 10:6—9).

17 Һәр мәмликәтниң өз урп-адәтлири бар. Зиянсиз көрүнгән бәзи урп-адәтләр йеңи өйләнгәнләр билән меһманларға амәт елип келиду дәп һесаплансиму, уларниң мәнбәси Бабилниң урп-адәтлиридин болуши мүмкин (Йәшая 65:11). Шундақ урп-адәтләрниң бири — гүрүч, пул, кәмпүт яки шуниңға охшаш башқа нәрсиләрни чечиш. Бу урп-адәт йемәклик яман роһларниң көңлини алғанлиқтин, улар күйоғул билән келингә зиян кәлтүрмәйду дегән диний етиқаттин келип чиққан болуши мүмкин. Буниңдин башқа, узақ вақит давамида гүрүч сирлиқ һаләттә һосулдарлиқ, бәхит-саадәт вә узақ өмүр әкелиду дәп һесапланған. Шүбһисизки, Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаслиқни халайдиғанларниң һәммиси буниңға охшаш напак урп-адәтләрдин хали болиду (Коринтлиқларға 2-хәт 6:14—18ни оқуң).

18. Той қилмақчи болған қиз-жигит вә той меһманлири Муқәддәс китапниң қайси принциплириға риайә қилиши керәк?

18 Йәһва гувачилири тойларға дағ кәлтүридиған яки бирсиниң вижданиға сәлбий тәсир қилиши мүмкин мошундақ ишлардин хали болиду. Мәсилән, қиз-жигитни яки меһманларни хиҗаләткә салидиған, җинсий мунасивәткә аит өткүр тәнә сөзләрдин һәм һәзил-оюнлардин жирақ болиду (Пәнд-нәсиһәтләр 26:18, 19; Луқа 6:31; 10:27). Униң үстигә, улар кәмтәрликниң әмәс, бәлки «өзиниң мал-мүлки билән махтинишниң» әкси болған һәддидин ташқири тәнтәнилик тойларни уюштурмайду (Йоһанниң 1-хети 2:16). Әгәр той қилмақчи болсиңиз, Йәһва сизниң шу алаһидә күнни кейин ечиниш билән әмәс, дайим хошаллиқ билән әскә елишиңизни халайдиғанлиғини унтумаң *.

ҚӘДӘҺ КӨТИРИШ — ДИНИЙ УРП-АДӘТМУ?

19, 20. Қәдәһ көтиришниң келип чиқиши һәққидә бир китапта немә ейтилған вә немишкә бу урп-адәт мәсиһийләр үчүн лайиқ әмәс?

19 Той вә мәшрәпләрдә қәдәһ көтириш кәң тарқалған. 1995-жили нәшир қилинған бир китапта бу һәққидә мундақ дейилгән: «Заманивий қәдәһ көтириш... қедимдики илаһларға атап муқәддәс ичимликни көтирип... бир-биригә: “Өмрүңиз узақ болсун!” яки “Саламәтлигиңиз үчүн!” дегәнгә охшаш тиләкләрни билдүрүштин қалған урп-адәт» («International Handbook on Alcohol and Culture»).

20 Әлвәттә, көп адәмләр қәдәһ көтиришниң диний яки хурапий мәнаси йоқ дәп һесаплайду. Бирақ қәдәһни жуқуриға көтириш адити «асманға», йәни ғәйри күчләргә мураҗиәт қилип, бәрикәт сориғанни билдүриду. Бу Муқәддәс китапқа зит келиду * (Йоһан 14:6; 16:23).

«ПӘРВӘРДИГАРНИ СӨЙГӘНЛӘР, ЯМАНЛИҚТИН НӘПРӘТЛИНИҢЛАР!»

21. Динға тегишлик болмисиму, Худаниң хизмәтчилири кәң тарқалған қайси мәйрәмләрдин нери туриду вә немишкә?

21 Бәзи әлләрдә һәр жили карнаваллар өткүзүлүп, номуссиз уссуллар ойнилиду, һәтта гейлар вә лесбиянларниң һаят тәрзи шәрәплиниду. Буниңдин мошу дуниядики әхлақий өлчәмлириниң Бүйүк Бабилниң удул яки яндаш тәсири астида барғансири бузулуватқанлиғи көрүниду. Йәһвани яхши көридиған адәмләрниң шундақ мәрикиләргә қатнишиши яки уларни тамашә қилиши тоғриму? Уларниң шундақ қилғини яманлиқтин һәқиқәтән нәпрәтлинидиғанлиғини көрситәмду? (Зәбур 1:1, 2; 97:10). «Көзлиримни сахтини көрүштин яндурғайсән» дәп дуа қилған Зәбур язғучисиға тәқлит қилиш нәқәдәр яхши әмәсму?! (Зәбур 119:37).

22. Қандақ вәзийәттә Худаниң хизмәтчиси мәйрәмләргә қатнишиш яки қатнашмаслиқни вижданиға бенаән қарар қилалайду?

22 Бу дунияниң мәйрәм күнлиридә мәсиһий өзиниң жүрүш-туруши билән уларға қатнашмайватқанлиғини көрситишкә тиришиду. «Шуңа йесәңларму яки ичсәңларму, яки башқа бир нәрсә қилсаңларму,— дәп язған әлчи Паул — һәммә нәрсини Яратқучиниң шәрипигә қилиңлар» (Коринтлиқларға 1-хәт 10:31). (« Дана қарарларни қобул қилиң» намлиқ рамкиға қараң.) Амма әгәр урп-адәт яки мәйрәм динға яки сәясий вә вәтәнпәрвәрлик мәрасимларға мунасивәтлик болмиса вә Муқәддәс китапниң принциплириға хилаплиқ қилмиса, һәрбир мәсиһий униңға қатнишиш яки қатнашмаслиқни өзи қарар қилиду. Қандақла қарар чиқармисун, башқиларға путликашаң болмаслиғи үчүн уларниң вижданини нәзәрдә тутуши лазим.

ХУДАНИ СӨЗҮҢИЗ ВӘ ИШ-ҺӘРИКИТИҢИЗ БИЛӘН МӘДҺИЙИЛӘҢ

23, 24. Қандақ қилип биз Худаниң һәққаний өлчәмлири һәққидә яхши гувалиқ берәләймиз?

23 Көп адәмләр кәң тарқалған мәйрәм күнлирини аилиси вә достлири билән җәм болуш имканийити дәп қараштуриду. Шуңа, әгәр бирси Муқәддәс китапқа асасланған мәвқәмиз һәддидин ташқири қәтъий дәп натоғра чүшәнсә, униңға аилә әзалиримиз вә достлиримиз билән жиғилип турушни қәдирләйдиғанлиғимизни силиқ-сипайилиқ билән чүшәндүрәләймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 11:25; Вәз 3:12, 13; Коринтлиқларға 2-хәт 9:7). Биз йеқин адәмлиримиз билән мунасивитимизни жил бойи қәдирләймиз. Лекин биз Йәһва Худа һәм униң һәққаний өлчәмлирини яхши көргәнликтин, шундақ хошал вақиәләрниң уни һақарәтләйдиған әнъәниләр билән булғинишини халимаймиз. (« Һәқиқий ибадәт зор хошаллиқ әкелиду» намлиқ рамкиға қараң.)

24 Бәзи Гувачилар сәмимий адәмләр билән «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» * китавиниң 16-бабидики ой-пикирләрни утуқлуқ бөлүшкән. Амма бизниң мәхситимиз талаш-тартишта йеңивелиш әмәс, бәлки адәмниң қәлбигә йол тепиш екәнлигини унтумаң. Шуңа һөрмәт көрситип, мулайим болуң вә «гепиңиз дайим йеқимлиқ һәм тетимлиқ болсун» (Колосилиқларға 4:6).

25, 26. Ата-анилар балилириниң етиқатта өсүшигә вә Йәһваға болған меһир-муһәббитини риваҗландурушиға қандақ ярдәм берәләйду?

25 Йәһва Худаниң хизмәтчилири сүпитидә, биз яхши тәлимгә егә болдуқ. Мәлум бир нәрсиләргә ишинип, әмәл қилидиғанлиғимизни, башқа нәрсиләрдин болса ваз кечидиғанлиғимизниң сәвәвини яхши билимиз (Ибранийларға 5:14). Шуңа, ата-анилар, балилириңларға Муқәддәс китап принциплири һәққидә мулаһизә қилишни үгитиңлар. Шундақ қилиш арқилиқ уларниң етиқадини мустәһкәмләйсиләр, етиқади һәққидә сориғанларға Муқәддәс китапқа асаслинип җавап беришигә ярдәм берисиләр вә Йәһваниң меһир-муһәббитигә ишәндүрисиләр (Йәшая 48:17, 18; Петрусниң 1-хети 3:15).

26 Худаға «роһ вә һәқиқәт бойичә» ибадәт қиливатқанларниң һәммиси Муқәддәс китапқа қарши келидиған мәйрәмләрдин хали болуп, һаятиниң һәммә саһалирида растчил болушқа тиришиду (Йоһан 4:23). Бүгүнки күндә нурғунлири растчил болуш пайдисиз дәп һесаплайду. Келәрки баптин Худаниң принциплириға әмәл қилиш биз үчүн дайим пайдилиқ болидиғанлиғини көрәләймиз.

^ 3-абзац « Мәйрәмгә қатнишишим керәкму?» намлиқ рамкиға қараң. Бәзибир мәйрәмләр Йәһва гувачилири нәшир қилған «Күзитиш мунари нәширлириниң индексида» (рус) тилға елиниду.

^ 11-абзац « Мәйрәмләр вә Шәйтанға чоқунуш» намлиқ рамкиға қараң.

^ 11-абзац Қанун келишими бойичә, бошанған аялдин Худаға гуна қурбанлиғини әкелиш тәләп қилинатти (Лавийлар 12:1—8). Бу тәләп исраиллиқларға адәмләр балилириға гунани мирас қалдуридиғанлиғини әслитип, пәрзәнтниң туғулушиға тоғра көзқарашта болушқа ярдәм бәргән. Шуниң билән мәзкүр тәләп, еһтимал, туғулған күнни нишанлаш билән мунасивәтлик бутпәрәс урп-адәтләрдин жирақ болушқа дәвәт қилған (Зәбур 51:5).

^ 14-абзац Мәсиһийләр адәмләрниң көзқаришини һөрмәтләйду. Шуниң үчүн улар адәмләр роза тутқан вақитта, җәмийәтлик орунларда бәзибир тамақларни йәп-ичиши билән башқиларға путликашаң болуштин нери туриду (Мәтта 18:6; Коринтлиқларға 1-хәт 9:19—23).

^ 14-абзац Роза тутушни қарар қилған адәм бу тоғрисида көпирәк билиши үчүн «Күзитиш мунари» (рус) журналиниң 1996-жили, 15-ноябрь ейидики саниниң 5—7 бәтлиригә қариса болиду.

^ 15-абзац Көп әлләрдә Рождество дегән мәйрәм Йеңи жил мәйрими билән биллә нишанлиниду. Рождествониң келип чиқиши һәққидә көпирәк билиш үчүн Йәһва гувачилири нәшир қилған «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» китавиниң 156—159 бәтлиригә қараң.

^ 18-абзац Той вә қиз-жигитниң учришишиға тегишлик мәлуматни «Күзитиш мунариниң» (рус) төвәндики нәшридики үч мақалидин қараң: 2006-жил, 15-октябрь 18—23; 23—27; 28—31 бәтләр.

^ 20-абзац «Күзитиш мунариниң» (рус) 2007-жилниң 15-февральдики саниниң 30, 31-бәтлиригә қараң.

^ 24-абзац Йәһва гувачилири нәшир қилған.