15-БАП
Әмгигиңизниң әҗридин һузурлиниң
«Һәрбир кишиниң йейиш-ичиши, өзиниң барлиқ әҗридин һузур елиши, мана бу Худаниң соғисидур» (ВӘЗ 3:13).
1—3. а) Көп адәмләр ишиға қандақ қарайду? ә) Муқәддәс китап ишқа қандақ көзқарашта болушқа дәвәт қилиду вә бу бапта қайси соалларни қараштуримиз?
БУ ДУНИЯДА көплигән адәмләр ишидин һечқандақ хошаллиқ тапмайду. Күн бойи өзлиригә яқмайдиған иш билән шуғулланғанлиқтин, улар үчүн һәр күни ишқа бериш азапқа айлиниду. Шундақ адәмләр ишидин хошаллиқ тапмисиму, ишиға болған қизиқишни қандақ қилип риваҗландуралайду?
2 Муқәддәс китап тиришчан әмгәк қилишқа тегишлик көзқаришимизниң тоғра болушиға дәвәт қилиду. Униңда әмгәк вә униң әҗри — һәқиқий бәрикәт дәп ейтилған. Сулайман падиша: «Һәрбир кишиниң йейиш-ичиши, өзиниң барлиқ әҗридин һузур елиши, мана бу Худаниң соғисидур»,— дәп язған (Вәз 3:13). Бизни яхши көридиған вә мәнпәитимизни көзләйдиған Худа ишимиздин қанаәт вә әмгигимизниң әҗридин һузур-һалавәт тепишимизни халайду. Шуңа Рәббимизниң меһир-муһәббитидин айрилмаслиғимиз үчүн, униң ишқа тегишлик көзқариши вә принциплириға бенаән һаят кәчүрүшимиз керәк (Вәз 2:24; 5:18ни оқуң).
3 Мошу бапта төрт соални қараштуримиз: әмгигимизниң әҗридин қандақ қилип һузур-һалавәт тапалаймиз? Һәқиқий мәсиһийләр үчүн ишниң қайси түрлири лайиқ әмәс? Ишқа вә роһий нәрсиләргә қандақ қилип тоғра
көзқарашни сақлашқа болиду? Биз атқуралайдиған әң муһим иш қайси? Келиң, авал җаһандики әң әмгәксөйгүч икки шәхсниң, йәни Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһниң, үлгисини қараштурайли.ӘҢ УЛУҚ ӘМГӘКЧИ ВӘ УСТА ҺҮНӘРВӘН
4, 5. Муқәддәс китапта Йәһва Худаниң әмгәксөйгүч екәнлиги қандақ көрситилгән?
4 Әң улуқ әмгәкчи — Йәһва Худа. Яритилиш 1:1дә: «Башта Худа асман билән йәрни яратти»,— дәп йезилған. Худа йәрни яритип болғандин кейин, ишиниң нәтиҗисигә «наһайити яхши» баһа бәрди (Яритилиш 1:31). Башқичә ейтқанда, У йәрдики һәммә ишлиридин қанаәт тапти. «Бәхитлик Худа» Йәһваниң өз әмгигидин чоң хошаллиқ тапқанлиғи шүбһисиздур (Тимотийға 1-хәт 1:11).
5 Әмгәксөйгүч Худайимиз меһнәт қилишни һечқачан тохтатмайду. Йәр яритилип болуп, көп вақит өткәндин кейин Әйса Мәсиһ: «Мениң Атам та һазирғичә әмгәк қилмақта»,— дегән (Йоһан 5:17). Йәһва немә иш қилмақта? У асмандин адәмләргә рәһбәрлик берип, уларға ғәмхорлуқ қилиду. Йәһва «йеңи яратмини», йәни Әйса билән асманда һөкүмранлиқ қилидиған муқәддәс роһ билән майланған мәсиһийләрни бәрпа қилди (Коринтлиқларға 2-хәт 5:17). Алла адәмләргә тегишлик нийитини әмәлгә ашуруш үчүн, йәни Уни яхши көридиғанлар йеңи дунияда мәңгү яшиши үчүн, әмгәк қилмақта (Римлиқларға 6:23). Йәһва өз әмгигиниң нәтиҗисидин интайин рази болса керәк: Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни қобул қилған миллионлиған адәмләр Худаға йеқинлишип, униң меһир-муһәббитидин айрилмаслиғи үчүн һаятини өзгәртмәктә (Йоһан 6:44).
6, 7. Қандақ қилип Әйса еғир әмгәк қилған?
6 Әйса тиришчан ишчи дегән намға еришти. У йәргә келиштин авал Худаниң «уста һүнәрвинидәк» ишләп, «асмандики вә йәрдики» барлиқ нәрсиләрниң яритилишиға Пәнд-нәсиһәтләр 8:22—31; Колосилиқларға 1:15—17). Әйса адәм сүпитидә йәргә кәлгәндиму, тәр төкүп әмгәк қилишни давамлаштурған. Балилиқ чеғидин қурулуш ишини үгинип, яғашчи сүпитидә тонулди * (Марк 6:3). Бу ишни қилиш үчүн көп күч вә һәрхил маһарәт тәләп қилинған, чүнки шу заманда тахтай тилидиған машина, қурулуш дуканлири вә электр қураллири болмиған. Әйса тахтайларни қандақ тәйярлаватқанлиғини, дәрәқләрни чепип, иш җайиға сөрәп келиватқанлиғини тәсәввур қилаламсиз? Өй селишқа керәк материалларни тәйярлап, һәтта ишикләр вә өй җиһазини ясаватқанлиғини көз алдиңизға кәлтүрәләмсиз? Әйсаниң еғир әмгәктин қанаәт тепишниң немә екәнлигини билгәнлиги шәк-шүбһисиздур.
қатнашти (7 Әйса Мәсиһ вәз қилиш үчүн көп әҗир-меһнәт сиңдүргән. У үч йерим жил давамида бу наһайити муһим хизмәтни җан-дили билән һармай-талмай орунлиған. Илаҗиниң баричә барлиқ адәмләргә вәз қилиш үчүн таң сәһәрдин та кәч киргичә тиним тапмиған (Луқа 21:37, 38; Йоһан 3:2). Әйса «шәһәрму шәһәр вә йезиму йеза Худаниң Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалап, вәз қилип жүрди» (Луқа 8:1). Адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзүш үчүн, Әйса чаң-топа йолларда йүзлигән чақирим пиядә маңған.
8, 9. Әйса әмгигидин қандақ қилип һузурланған?
8 Әйса тиришчанлиқ билән қилған хизмитидин қанаәт тапқанму? Әлвәттә! У һәқиқәт уруғини чечип, омиға тәйяр болған етизларни қалдуруп кәткән. Худаниң ирадисини орунлаш Әйсаға шу қәдәр күч-қувәт бәргәнки, у бәзидә тамақтинму ваз кечишкә тәйяр болған (Йоһан 4:31—38). Йәрдики хизмитиниң ахирида Атисиға «Мән йәрдә Сени мәдһийилидим, Сән маңа тапшурған ишни йәкүнлидим» дегәндә, униң қандақ қанаәт тапқанлиғи һәққидә ойлап көрүң (Йоһан 17:4).
9 Шүбһисиз, Йәһва һәм Әйса өзлириниң яхши әмгигидин һузурлинип, бизгә әҗайип үлгә қалдурди. Худаға болған меһир-муһәббитимиз бизни униңға тәқлит қилишқа дәвәт қилиду (Әфәсликләргә 5:1). Әйсаға болған меһир-муһәббитимиз «униң изи билән тоғра меңишқа» үндәйду (Петрусниң 1-хети 2:21). Келиң, әнди әмгигимиздин қанаәт елиш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни қараштурайли.
ӘМГИГИҢИЗНИҢ ӘҖРИДИН ҺУЗУРЛИНИҢ
10, 11. Ишимизға нисбәтән иҗабий көзқарашни риваҗландурушимизға немә ярдәм берәләйду?
10 Әмгәк қилиш — Худа хизмәтчилириниң һаятиниң бир қисми. Биз ишимиздин қанаәт вә хурсәнлик елишни халаймиз, лекин ишимиз бизгә яқмиса, бу бәк қийин болуши мүмкин. Шундақ шараитта әмгигимизниң әҗридин қандақ һузурлиналаймиз?
11 Иҗабий көзқарашни риваҗландуруң. Биз шараитларни өзгәртәлмисәкму, көзқаришимизни өзгәртәләймиз. Худаниң нуқтәий нәзәри һәққидә мулаһизә қилиш ишимизға нисбәтән иҗабий көзқарашни риваҗландурушқа ярдәм бериду. Мәсилән, сиз аилә беши болсиңиз, ишиңиз қанчилик зерикәрлик көрүнмисиму, у сизгә аилиңизни тәминләшкә ярдәм беридиғанлиғи һәққидә ойлинип көрүң. Йәһва Худа аилисигә ғәмхорлуқ қилғанларни жуқури баһалайду. Худаниң Сөзидә өз аилисигә ғәмхорлуқ қилмиған киши «етиқадидин ваз кәчкән, һәтта ишәнчиси йоқ адәмдинму яман» екәнлиги йезилған (Тимотийға 1-хәт 5:8). Ишиңизниң Худа жүклигән вәзипини орунлашқа ярдәм беридиғанлиғини етирап қилғанлиғиңиз униңдин аз болсиму қанаәт тепишиңизға ярдәм бериду. Еһтимал, хизмәтдашлириңиз бундақ ойдин нери.
12. Ишта растчил вә тиришчан болуш қандақ мукапатлиниду?
Пәнд-нәсиһәтләр 12:24; 22:29). Худаниң хизмәтчилири болғанлиқтин, иш орнимиздин пул, нәрсә яки иш вақтини оғрилимаслиғимиз керәк (Әфәсликләргә 4:28). Авалқи баптин билгинимиздәк, растчиллиқ мукапатлиниду. Шундақ ишчиға адәттә көп нәрсиләр ишәш қилиниду. Башлиқ бизниң растчиллиғимизни байқиған-байқимиғанлиғидин қәтъийнәзәр, биздә «пак виждан» болғанлиғини вә Худайимизни хурсән қилғанлиғимизни билиштин раһәт тапимиз (Ибранийларға 13:18; Колосилиқларға 3:22—24).
12 Растчил һәм тиришчан болуң. Тиришчанлиқ билән ишлигинимиз вә ишимизни сүпәтлик орунлашқа үгәнгәнлигимиз яхши нәтиҗиләргә елип келиду. Адәттә башлиқлар әмгәксөйгүч вә уста ишчиларни жуқури қәдирләйду (13. Иш орнимиздики яхши жүрүш-турушимиз қандақ нәтиҗиләргә елип келиши мүмкин?
13 Жүрүш-турушиңиз билән Худани мәдһийиләң. Иш орнида жуқури әхлақий өлчәмләргә риайә қилсиңиз, әтраптикиләрниң буни байқайдиғанлиғи шүбһисиз. Буниң нәтиҗиси қандақ болуши мүмкин? Биз «Қутқазғучимиз Худаниң тәлиматини» зенәтләләймиз (Титқа 2:9, 10). Һәқиқәтән, яхши жүрүш-турушимиз түпәйлидин ибадитимиз башқиларни җәлип қилиши мүмкин. Хизмәтдишиңиз яхши жүрүш-турушиңизни көрүп, һәқиқәткә қизиққан болса, өзүңизни қандақ һис қилидиғанлиғиңизни тәсәввур қилип көрүң! Йәнә бу муһим нәрсә һәққидә ойлап көрүң: яхши жүрүш-турушиңиз Йәһва Худани мәдһийиләп, уни хурсән қилидиғанлиғини билиштин артуқ бәхит барму? (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11; Петрусниң 1-хети 2:12ни оқуң).
ИШ ТАЛЛАШТА ЗЕРӘК БОЛУҢ
14—16. Иш таллиғанда қайси икки муһим соални қараштурушимиз керәк?
14 Муқәддәс китапта мәсиһийләргә қайси иш лайиқ яки лайиқ әмәслиги һәққидә тәпсилий көрсәтмиләр берилмигән. Лекин бу һәрқандақ ишқа келишидиғанлиғимизни билдүрмәйду. Муқәддәс китап бизгә Худаға яқидиған, пайдилиқ һәм һалал ишни тепишқа ярдәм бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 2:6). Иш таллиғанда икки муһим соал һәққидә мулаһизә қилишимиз керәк.
15 Шу ишта Муқәддәс китапта әйиплинидиған бирәр иш-һәрикәтни қилиш керәк боламду? Худа Сөзидә оғрилиқ, ялғанчилиқ вә бут ясаш қатарлиқ нәрсиләр әйиплиниду (Чиқиш 20:4; Әлчиләр 15:29; Әфәсликләргә 4:28; Вәһий 21:8). Биз шундақ нәрсиләрни тәләп қилидиған һәрқандақ ишни рәт қилимиз. Йәһвани яхши көрсәк, униң әмирлиригә зит келидиған һечқандақ ишқа келишмәймиз (Йоһанниң 1-хети 5:3ни оқуң).
16 Бу ишта мән яман қилиқларға арилишип, башқиларниму шуниңға үндигәндәк болуп қалмаймәнму? Бир мисални қараштуруп көрәйли. Қобулханида ишләшниң һеч яманлиғи йоқ. Амма мәсиһийгә бала чүширидиған дохтурханида ишләшни тәғдим қилсичу? Әлвәттә, қобулханида Чиқиш 21:22—24). Биз Худани яхши көргәнлигимиздин, униңға яқмайдиған ишларға арилишишни халимаймиз.
ишләшниң бала чүшириш билән беваситә мунасивити йоқ. Шундақтиму шу йәрдә ишләш арқилиқ у бала чүширишни — Худа Сөзидә әйиплинидиған ишни — қоллимамду? (17. а) Иш мәсилисигә тегишлик қарарларни чиқарғанда қайси амилларни әстә тутушимиз лазим? (« Бу ишқа келишишим керәкму?» намлиқ рамкиға қараң.) ә) Худаға яқидиған қарарларни қобул қилишқа вижданимиз қандақ ярдәм берәләйду?
17 Жуқурида кәлтүрүлгән икки муһим соал һәққидә мулаһизә қилиш арқилиқ нурғун иш мәсилилирини һәл қилишқа болиду. Униңдин ташқири, иш таллиғанда башқа бирнәччә муһим амилни қараштурушимиз зөрүр *. Садиқ қул һәрқандақ вәзийәткә тегишлик көрсәтмиләрни бериду дәп күтмәслигимиз керәк. Мошу тапта зерәклик муһим. 2-баптин билгинимиздәк, Худаниң Сөзини күндилик һаятимизда қоллинип, вижданимизни тәрбийилишимиз лазим. Чүшиниш қабилийитимизни «әмәл арқилиқ» мәшиқлисәк, вижданимиз Аллаға яқидиған қарарларни қобул қилип, униң меһир-муһәббитидин айрилмаслиғимизға ярдәм бериду (Ибранийларға 5:14).
ИШҚА НИСБӘТӘН ТОҒРА КӨЗҚАРАШНИ САҚЛАҢ
18. Немишкә ишқа нисбәтән тоғра көзқарашни сақлап қелиш қийин?
18 «Ахирқи күнләрдики» «адәттин ташқири қийин вақитларда» Йәһва Худани хурсән қилидиған қарарларни чиқиришимиз асан әмәс (Тимотийға 2-хәт 3:1). Ишни тепиш вә уни сақлап қелиш қийин болуши мүмкин. Һәқиқий мәсиһийләр аилисигә ғәмхорлуқ қилиш үчүн тиришчанлиқ билән әмгәк қилишниң муһимлиғини чүшиниду. Әгәр еһтият қилмисақ, иштики бесим яки бу дунияниң пулпәрәслик роһи бизгә тәсир қилип, роһий ишларға интилишимизға тосқунлуқ қилиши мүмкин (Тимотийға 1-хәт 6:9, 10). Келиң, неминиң «муһимирақ» екәнлигигә көз йәткүзүп, қандақ қилип ишқа тоғра көзқарашта болалайдиғанлиғимизни қараштурайли (Филипиликләргә 1:10).
19. Немишкә Худа бизниң пүтүнләй тайинишимизға лайиқ вә бу немидин нери турушимизға ярдәм бериду?
19 Йәһва Худаға пүтүнләй тайиниң (Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6ни оқуң). У шундақ ишәнчигә лайиқ әмәсму? Әлвәттә! Чүнки Йәһва бизгә ғәмхорлуқ қилиду (Петрусниң 1-хети 5:7). У бизниң немигә муһтаҗ екәнлигимизни өзүмиздин яхши билиду вә униң қоли узун (Зәбур 37:25). Шуңа Муқәддәс китапта йезилған төвәндики сөзләрни әстә тутқанлиғимиз тоғра: «Һаятиңларда пулпәрәсликкә орун болмисун. Бариға қанаәт қилиңлар, чүнки У [Худа] мундақ дегән: “Сени һәргиз қалдурмаймән һәм сени һечқачан ташлимаймән”» (Ибранийларға 13:5). Көплигән толуқ вақитлиқ хизмәтчиләрниң Худаниң һаятқа һаҗәтлик нәрсиләрсиз қалдурмайдиғанлиғиға көзи йәткән. Әгәр Пәрвәрдигарға пүтүнләй таянсақ, аилимизни қандақ тәминләшни ойлап, һәддидин ташқири әнсиримәймиз (Мәтта 6:25—32). Биз ишимизниң хуш хәвәр ейтиш вә җамаәт учришишлириға қатнишиштәк роһий паалийитимизгә тосалғу қилишиға йол қоймаймиз (Мәтта 24:14; Ибранийларға 10:24, 25).
20. Көзни аддий тутуш дегән немә вә сиз буни қандақ әмәлгә ашуралайсиз?
20 Көзүңизни аддий тутуң (Мәтта 6:22, 23ни оқуң). Көзни аддий тутуш аддий һаят кәчүрүшни билдүриду. Көзни аддий тутқан мәсиһий бирла мәхсәтни, йәни Худаниң ирадисини орунлашни, көзләйду. Әгәр көзүмиз аддий болса, жуқури маашлиқ ишқа еришишқа вә баяшат яшашқа интилмаймиз. Шундақла еланларда бәхитлик болушимиз үчүн һаҗәт дәп көрситилгән йеңидин чиққан нәрсиләргә қол йәткүзүшкә урунмаймиз. Көзүңизни қандақ аддий туталайсиз? Һаҗәтсиз қәризләргә кирмәң. Көп вақит вә күчни тәләп қилидиған нәрсиләрни сетивалмаң. «Йемәк-ичмәк, кийим-кечәккә» рази болушқа тегишлик Муқәддәс китаптики мәслиһәткә әмәл қилиң (Тимотийға 1-хәт 6:8). Һаятиңизни мүмкинқәдәр аддийлаштурушқа тиришиң.
21. Немишкә муһим нәрсиләр биринчи орунда болуши керәк вә һаятимизда немә муһим болуши лазим?
21 Роһий ишларни биринчи орунға қоюп, буниңға мас һәрикәт қилиң. Вақтимиз билән күчимиз чәклик болғанлиқтин, һаятта һәр нәрсиниң өз орни болуши керәк. Болмиса, муһим ишларға сәрип қилинидиған вақитни анчә муһим әмәс ишларға сәрип қилишимиз мүмкин. Һаятимизда биринчи орунда немә болуши керәк? Көп адәмләр жуқури маашлиқ ишни тепиш үчүн биринчи орунға алий билим елишни қойиду. Лекин Әйса шагиртлирини: «Авал Падишалиқни һәм Худаниң һәққанийлиғини издәшни давамлаштуруңлар»,— дәп дәвәт қилған (Мәтта 6:33). Һәқиқий мәсиһийләрниң һаятида биринчи орунни Худа Падишалиғи егиләйду. Һаятимиздин, шу җүмлидин чиқарған қарарлиримиз, қойған мәхсәтлиримиз вә иш-һәрикәтлиримиздин, биз үчүн маддий һәм дуниявий нәрсиләрдин көрә, Йәһваниң ирадиси вә Падишалиғиниң мәнпәити муһимирақ екәнлиги көрүнүп туруши керәк.
ХИЗМӘТТӘ ТИРИШЧАН БОЛУҢ
22, 23. а) Һәқиқий мәсиһийләрниң әң муһим иши қайси вә униң биз үчүн муһим екәнлигини қандақ көрситәләймиз? (« Мән тоғра қарар чиқарғанлиқтин, хошаллиқ вә қанаәткә толған һаят кәчүрүватимән» намлиқ рамкиға қараң.) ә) Ишқа нисбәтән қандақ қарарға кәлдиңиз?
22 Ахир заманниң ахирида яшаватқанлиғимизни билгәнликтин, биз һәқиқий мәсиһийләрниң асасий иши — вәз қилиш вә шагиртларни тәйярлаш иши — билән бәнт (Мәтта 24:14; 28:19, 20). Әйсаға тәқлит қилип, һаятни сақлалайдиған бу ишқа җан дилимиз билән қатнишишни халаймиз. Бу ишниң биз үчүн муһим екәнлигини қандақ көрситәләймиз? Худаниң көплигән хизмәтчилири җакалиғучи болуп, вәз ишиға паал қатнишиду. Бәзилири өз ишлирини орунлаштуруп, пешқәдәм яки миссионер сүпитидә хизмәт қилмақта. Роһий мәхсәтләрниң муһим екәнлигини чүшәнгән көп ата-анилар балилирини толуқ вақитлиқ хизмәткә интилишкә дәвәт қилиду. Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни қизғинлиқ билән җакалаватқанлар әмгигидин һузурлинамду? Әлвәттә! Аллаға чин жүрәктин атқурған хизмитимиз һаятимизға хошаллиқ, қанаәт вә пүтмәс-түгимәс бәрикәтләрни елип келиду (Пәнд-нәсиһәтләр 10:22ни оқуң).
23 Бәзибирлиримизгә аилимизни тәминләш үчүн көп вақит ишләшкә тоғра келиду. Есиңизда болсун, Худа әмгигимизниң әҗридин һузурлинишимизни халайду. Ишимизға Пәрвәрдигарниң көзқариши билән қараш вә униң принциплириға лайиқ һәрикәт қилиш арқилиқ әмгигимиздин қанаәт тапалаймиз. Һечбир ишниң Худа Падишалиғи һәққидики хәвәрни җакалишимизға кашила болушиға йол бәрмәйли! Рәбниң ишини һаятимизда биринчи орунға қойсақ, Йәһвани хошал қилип, униң меһир-муһәббитидин айрилмаймиз.
^ 6-абзац «Яғашчи» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи «умумий термин болуп, мәсилән, яғачтин өй селиш, җиһаз яки башқа нәрсиләрни ясиған адәмгә тегишлик».
^ 17-абзац «Күзитиш мунариниң» (рус) кейинки санлирида иш таллашқа тегишлик көпирәк мәлумат бар: 1999-жил, 15-апрель 28—30 бәтләр вә 1983-жил, 1-март 18-бәт.