Мәтта 5—7 баплар
5 Әйса пәйғәмбәр бир топ адәмләрни көрүп таққа чиқти вә шу йәрдә олтарди. Шагиртлири униң йениға кәлди. 2 У уларға тәлим беришкә башлиди:
3 «Өзиниң Худаға болған муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки әршниң Падишалиғи уларниңдур.
4 Ғәм-қайғуға патқанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки улар тәсәллигә еришиду.
5 Мулайим болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки улар йәр йүзини мирас алиду.
6 Адаләткә тәшна болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа уларниң тәшналиғини қандуриду.
7 Кәчүрүмчан a болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки уларму кәчүрүм қилиниду.
8 Қәлби пак болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки улар Худани көриду.
9 Течлиқпәрвәрләр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки улар Худаниң пәрзәнтлири дәп атилиду.
10 Адаләт үчүн зиянкәшликкә учриғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки әршниң Падишалиғи уларниңдур.
11 Мән үчүн кишиләрниң һақарити, зиянкәшлиги вә түрлүк ялған-явдақ төһмәтлиригә учрисаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр! 12 Хошал-хорам болуп, шат-хорамлиққа чөмүңлар, чүнки асманда силәрни зор мукапат күтиватиду. Улар силәрдин илгирики пәйғәмбәрләргиму шундақ зиянкәшлик қилған.
13 Бу дунияда силәр тузға охшаш. Амма туз өз тәмини йоқатса, униңға тәм киргүзүш үчүн немә қилишқа болиду? У пәқәт сиртқа ташлинип, инсанларниң айиғи астида қелиштин башқа һечнәрсигә яримайду.
14 Бу қараңғу дунияда силәр нурға охшаш. Тағ үстигә селинған бир шәһәрни йошуруп қалғили болмайду. 15 Чирақни йеқип, севәтниң астиға қоюп қоймайду, бәлки чирақданниң үстигә қойиду вә чирақ өйдикиләрниң һәммисини йорутиду. 16 Худди шуниңдәк, силәрниң нуруңлар инсанлар алдида чақнисунки, улар силәрниң яхши ишлириңларни көрүп, асмандики Атаңларни улуқлисун.
17 Мени Тәврат қанунини яки Пәйғәмбәрләрниң язғанлирини бекар қилғили кәлди дәп ойлимаңлар. Мән уларни бекар қилғили әмәс, бәлки уларни әмәлгә ашурғили кәлдим. 18 Силәргә һәқни ейтимәнки, асман билән зимин йоқ болуп кәтсиму, Тәврат қануниниң бир кичик һәрипи, һәтта бирәр чекити йоқалмайду. Әксичә, уларда йезилғанларниң һәммиси әмәлгә ашурилиду. 19 Шуңа, кимки бу буйруқларниң әң кичик бирини бузса вә башқиларға шундақ қилишни үгәтсә, әршниң Падишалиғиға кирәлмәйду. Лекин кимки бу буйруқларға бойсунса вә башқиларға шундақ қилишни үгәтсә, әршниң Падишалиғиға кирәләйду. 20 Шуңа силәргә ейтип қояйки, әгәр силәрниң ишәнчиңлар Тәврат устазлири вә пәрисийләрниңкидин күчлүк болмиса, силәр әршниң Падишалиғиға һәргиз кирәлмәйсиләр.
21 Өтмүштә ата-бовилириңларға “Қатиллиқ қилмиғин, кимки адәм өлтүрсә, сотқа тапшурулуп һөкүм қилиниду” дейилгәнлигини аңлиғансиләр. 22 Лекин силәргә шуни ейтип қояйки, кимки қериндишиға аччиқлинип жүрсә, сотқа тапшурулуп һөкүм қилиниду. Кимки қериндишини яман гәп-сөзләр билән һақарәтлисә, сотқа тапшурулуп һөкүм қилиниду. Кимки қериндишиға “дөт ахмақ” десә, көйүп турған Гәһәннаға b ташлиниду.
23 Әгәр сән қурбангаһқа қурбанлиғиңни елип кәлгәндә, бир қериндишиңниң сәндин хапа екәнлиги ядиңға кәлсә, 24 қурбанлиғиңни қурбангаһ алдида қоюп, берип авал қериндишиң билән яришивалғин. Андин келип қурбанлиғиңни сунғин.
25 Әгәр бири сениң үстүңдин әризә қилмақчи болса, сотқа маңған йолдила униң билән келишмәсликни һәл қилғин. Болмиса, у сени сотчиға, сотчи һөкүмни иҗра қилғучиға тапшуруп, шуниң билән зинданға ташлинисән. 26 Шуни билип қойғинки, ахирқи бир тийинни төләп түгәтмигичә, зиндандин һәргизму чиқалмайсән.
27 Силәр “Зина қилмиғин” дегән әмирни аңлиған. 28 Лекин мән силәргә ейтип қояйки, кимки бир аялға көзини үзмәй қарап, шәһваний ой-хиялда болса, аллиқачан көңлидә зина қилған болиду. 29 Шуңа, оң көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташлавәт. Чүнки бир әзайиңдин айрилиш пүтүн бәдиниң Гәһәннаға c ташланғандин яхширақтур. 30 Худди шуниңдәк, оң қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташлавәт. Чүнки бир әзайиңдин айрилиш пүтүн бәдиниң Гәһәннаға d ташланғандин яхширақтур.
31 Буниңдин башқа, “Кимки аялидин аҗрашса, униңға аҗришиш хетини бәрсун” дейилгәнлигини аңлиғансиләр. 32 Бирақ силәргә шуни ейтип қояйки, кимки җинсий әхлақсизлиқтин e башқа ишни сәвәп қилип, аялидин аҗрашса, аялиниң зина қилишиға сәвәпчи болиду. Кимки бу аҗрашқан аялни некасиға алса, зина қилған болиду.
33 Силәр йәнә өтмүштә ата-бовилириңларға “Қәсәмни бузмиғин, Йәһваға бәргән қәсимиңни чоқум орунлиғин” дейилгәнлигини аңлиғансиләр. 34 Лекин силәргә шуни ейтимәнки, һәргизму қәсәм қилмаңлар. Асманни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки у Худаниң тәхтидур. 35 Яки йәр-зиминни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки у Худаниң пут қойидиған җайидур. Йерусалимни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки у Улуқ Падиша Худаниң шәһиридур. 36 Өз бешиңни тилға елип қәсәм қилмиғин, чүнки сән бир тал чечиңни ақ яки қара қилалмайсән. 37 “Һә” дегән сөзүңлар “һә” болсун, “яқ” дегән сөзүңлар “яқ” болсун, буниңдин артуғи рәзил Шәйтандиндур.
38 Силәр “Көзгә көз, чишқа чиш” дейилгәнлигини аңлиғансиләр. 39 Лекин силәргә шуни ейтимәнки, яманлиқ қилғучиларға қарши турмиғин. Бир киши оң үзүңгә урса, униңға сол үзүңниму тутуп бәргин. 40 Бири үстүңдин әризә қилип, көйнигиңни тартивалмақчи болса, униңға чапиниңниму қошуп бәргин. 41 Әгәр һоқуқдар киши сени өзи билән бир чақирим йол жүрүшкә мәҗбурлиса, униң билән икки чақирим йол жүрүп бәргин. 42 Бири сәндин бир нәрсә сориса, униңға бәргин. Бири сениңдин пул қәриз сориса, униңға “яқ” демигин.
43 Силәр “Чоқум хошнаңни сөйгин вә дүшминиңни өч көргин” дейилгәнлигини аңлиғансиләр. 44 Лекин силәргә шуни ейтимәнки, давамлиқ дүшмәнлириңларни сөйүңлар. Силәргә зиянкәшлик қилғанлар үчүн дуа қилиңлар. 45 Шундақ қилғиниңларда, силәр асмандики Атаңларни үлгә қиливатқанлиғиңларни көрситәләйсиләр. Чүнки Худа қуяшни яхшиларниң вә яманларниң үстигә охшашла нур чачқузиду, ямғурниму яхшиларниң вә яманларниң үстигә охшашла яғдуриду. 46 Әгәр силәр пәқәт өзүңларни сөйгәнләрни сөйсәңлар, қандақ мукапатқа еришисиләр? Баҗгирларму шундақ қиливатидиғу?! 47 Худди шуниңдәк, пәқәт өз қериндашлириңлар билән саламлашсаңлар, қандақту бир алаһидә иш қилған боламсиләр? Ят милләт кишилириму шундақ қиливатидиғу? 48 Шундақ екән, силәрму асмандики Атаңларға охшаш, чоқум мукәммәл сөйгү-муһәббәтни көрситиңлар.
6 Пәхәс болуңлар, яхши ишни башқиларға өзүңларни көрситиш үчүн қилмаңлар. Мундақ қилсаңлар, асмандики Атаңларниң мукапатиға еришәлмәйсиләр. 2 Шуңа, хәйир-сахавәтлик ишларни қилғанда, давраң селип жүрмигин. Сахтипәзләр башқиларниң махтишиға еришиш үчүн ибадәтханида яки кочиларда шундақ қилип жүриду. Силәргә һәқни ейтсам, улар башқиларниң һөрмитигә еришиштин башқа һечқандақ мукапатқа еришәлмәйду. 3 Бирақ хәйир-сахавәт қилсаң, оң қолуң қилғанни сол қолуң билмисун. 4 Хәйир-сахавәтлик ишларни йошурун қилғин. Шундақ болғанда, һәммә ишларни көрүп туридиған Атаң сени мукапатлайду.
5 Худди шуниңдәк, дуа қилғиниңларда сахтипәзләргә охшаш иш қилмаңлар. Улар ибадәтханида вә төрт коча дохмушлирида турувелип, башқилар көрсун дәп шундақ қилишиду. Силәргә һәқни ейтсам, улар башқиларниң һөрмитигә еришкәндин башқа һечқандақ мукапатқа еришәлмәйду. 6 Бирақ сән дуа қилғанда, өйгә кирип, ишикни йепип, ялғуз олтирип, асмандики Атаңға дуа қилғин. Шундақ болғанда, һәммә ишларни көрүп туридиған Атаң сени мукапатлайду. 7 Дуа қилғанда қайта-қайта охшаш сөзләрни тәкрарлимаңлар. Чүнки башқа милләт кишилири шундақ қилиду. Улар көп сөзләрни қилип, узун дуа қилсақ, дуалиримизни Худа қобул қилиду дәп ойлайду. 8 Бирақ силәр уларға охшаш болмаңлар, чүнки Атаңлар немигә муһтаҗ болғиниңларни һәтта силәр Униңдин тилимәстин бурун билиду.
9 Шуниң үчүн мундақ дуа қилиңлар:
“Асмандики Атимиз, исмиң муқәддәс болсун. 10 Падишалиғиң кәлсун. Сениң ирадәң асманда әмәлгә ашқандәк, йәр йүзидиму әмәлгә ашсун. 11 Бүгүн биз үчүн күндилик ненимизни бәргәйсән. 12 Бизгә қарши гуна қилғанларни кәчүргинимиздәк, сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән. 13 Аздурулушимизға йол қоймиғин. Бизни рәзил Шәйтандин қоғдиғин”.
14 Әгәр силәр башқиларниң гуналирини кәчүрсәңлар, асмандики Атаңларму силәрни кәчүриду. 15 Бирақ силәр башқиларниң гуналирини кәчүрмисәңлар, асмандики Атаңларму силәрни кәчүрмәйду.
16 Роза тутқан вақтиңларда, сахтипәзләрдәк бечарә қияпәткә киривалмаңлар. Чүнки улар роза тутқинини башқиларға көз-көз қилиш үчүн өзлирини бечарә көрситиду. Силәргә һәқни ейтимәнки, улар башқиларниң һөрмитигә еришиштин башқа һечқандақ мукапатқа еришәлмәйду. 17 Бирақ сән роза тутқанда, чечиңни түзәштүрүп, үз-көзүңни жуюп жүргин. 18 Шу чағда, адәмләр сениң роза тутқиниңни билмәйду, пәқәт асмандики Атаң йошурун қилған ишлириңни билип туриду. Шундақ болғанда, һәммә ишларни көрүп туридиған Атаң сени мукапатлайду.
19 Йәр йүзидә өзүңларға байлиқ топлимаңлар. Йәр йүзидә күйә йәйду, дат бесип чирийду, оғрилар оғрилап кетиду. 20 Әксичә, асманда өзүңларға байлиқ топлаңлар. Асманда күйә йемәйду, дат бесип чиримайду, оғрилар оғрилап кәтмәйду. 21 Чүнки байлиғиң қәйәрдә болса, көңлүңму шу йәрдә болиду.
22 Көз тәнниң чириғидур. Әгәр көзүң ениқ көрсә, пүтүн бәдиниң йоруқлуққа толиду. 23 Бирақ көзүң һәсәтхор f болса, пүтүн бәдиниң қараңғулуққа толиду. Ичиңдики нур әмәлийәттә қараңғулуқ болса, бу немә дегән қорқунучлуқ қараңғулуқ-һә!
24 Һечким бир вақитта икки ғоҗайинға тәңла хизмәт қилалмайду. У яки бирини яман көрүп, йәнә бирини яхши көриду, яки биригә садиқ болуп, йәнә бирини һөрмәтлимәйду. Силәр бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қули болалмайсиләр.
25 Шуңа мән силәргә ейтимәнки, немә йәймиз вә немә ичимиз дәп өзүңлар үчүн, яки немә кийимиз дәп тениңлар үчүн ғәм-әндишә қилмаңлар. Җениңлар йемәк-ичмәктин вә тениңлар кийим-кечәктин көп муһим әмәсму? 26 Қушларға диққәт билән қарап беқиңлар. Улар уруқ чачмайду, һосул жиғмайду вә амбарларға топлимайду. Шундақ болсиму, асмандики Атаңлар уларни тойғузиду. Силәр шу қушлардин көп әзиз әмәсму? 27 Қайсиңлар ғәм-әндишә билән өмрүңларни кичиккинә болсиму узарталайсиләр? 28 Шуниңға охшаш, немә үчүн кийим-кечәк тоғрилиқ ғәм қилисиләр? Далада өсүватқан явайи гүлләргә қарап үгиниңлар. Улар җапалиқ ишлимәйду яки кийим-кечәк тикмәйду. 29 Лекин силәргә шуни ейтимәнки, һәтта Сулайман падиша шан-шөһрәт қазанған замандиму, шу явайи гүлләрниң биридәк кийинмигән. 30 Әй ишәнчи аҗизлар! Худа даладики бүгүн бар, әтиси қуруп очақтики отқа ташлинидиған от-чөпләрни шундақ кийиндүргән болса, силәрни униңдинму артуқ кийиндүрмәсму? 31 Шундақ екән, һәргизму немә йәймиз, немә ичимиз вә немә кийимиз дәп ғәм-әндишә қилмаңлар. 32 Худани тонумайдиған кишиләр мошу нәрсиләрниң арқисидин қоғлишиду. Асмандики Атаңлар силәрниң бу нәрсиләрниң һәммисигә муһтаҗ екәнлигиңларни билиду.
33 Шундақ екән, һаятиңларда давамлиқ Худаниң Падишалиғи вә Униңға итаәт қилишни биринчи орунға қоюңлар. 34 Шу чағда, Худа силәр муһтаҗ болған һәммә нәрсини силәргә бериду. Шуниң үчүн, һәргизму әтә үчүн ғәм қилмаңлар, әтиниң өзигә чушлуқ ғеми бар. Һәр күнниң дәрди шу күнгә йетәр.
7 Һөкүм қилишни тохтитиңлар. Шундақ болғанда, силәрму һөкүм қилинмайсиләр. 2 Силәр қандақ өлчәм билән һөкүм қилсаңлар, силәрму шундақ өлчәм билән һөкүм қилинисиләр. Силәр башқиларға қандақ муамилә қилсаңлар, башқиларму силәргә шундақ муамилә қилиду. 3 Немә үчүн қериндишиңниң көзидики кичиккинә саманни көрүп, өз көзүңдики лим яғачни көрмәйсән? 4 Өз көзүңдә лим яғач турса, қандақму сән қериндишиңға “Көзүңдики саманни еливетәй” дейәләйсән? 5 Әй сахтипәз! Авал өз көзүңдики лим яғачни еливәт, андин қериндишиңниң көзидики саманни қандақ еливетишни ениқ биләләйсән.
6 Иштларға муқәддәс нәрсини бәрмәңлар вә мәрвайитларни тоңғузларниң алдиға ташлап қоймаңлар, болмиса улар шуларни путлири билән дәссәп янчийду яки арқисиға бурулуп, силәргә һуҗум қилиду.
7 Давамлиқ тиләңлар, тилигиниңларға еришисиләр, давамлиқ издәңлар вә таписиләр, давамлиқ ишикни қеқиңлар, силәргә ечилиду. 8 Чүнки тилигән еришиду, издигән тапиду вә ишикни қаққанға ишик ечилиду. 9 Араңларда қайсиңлар оғлуңлар нан сориса, униңға таш берисиләр? 10 Яки у белиқ сориса, илан берисиләр? 11 Һәтта силәр гунакарлар, өз пәрзәнтиңларға яхши нәрсиләрни беришни билсәңлар, ундақта асмандики Атаңлар Өзидин тилигәнләргә техиму яхши нәрсиләрни бәрмәсму?
12 Шуңлашқа, башқиларниң силәргә қандақ муамилә қилишини халисаңлар, уларғиму шундақ муамилә қилиңлар. Чүнки Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлимлири будур.
13 Тар дәрвазидин кириңлар, чүнки һалакәткә елип баридиған дәрваза кәң, йолму кәң, униңда маңидиғанларму көп. 14 Амма һаятлиққа елип баридиған дәрваза тар, йолму тар, уни тапидиғанлар аз.
15 Сахта пәйғәмбәрләрдин пәхәс болуңлар. Улар қой терисигә оринивелип, араңларға киривалиду, әслидә улар жиртқуч бөриләрдур. 16 Силәр уларни мевилиридин тонувалалайсиләр. Һечким тикәндин үзүм вә янтақтин әнҗир жиғмайду. 17 Худди шуниңға охшаш, һәрбир яхши дәрәқ яхши мевә бериду, һәрбир яман дәрәқ яман мевә бериду. 18 Яхши дәрәқ яман мевә бәрмәйду, яман дәрәқ яхши мевә бәрмәйду. 19 Яхши мевә бәрмәйдиған һәрбир дәрәқ кесилип, отқа ташлиниду. 20 Шуниңға охшаш, сахта пәйғәмбәрләрни уларниң иш-һәрикәтлиридин тонувалалайсиләр.
21 “Мән Мәсиһ үчүн хизмәт қиливатимән” дегәнләрниң һәммисила әршниң Падишалиғиға кирәлмәйду. Пәқәт асмандики Атамниң ирадисини орунлаватқанлар кирәләйду. 22 Шундақ бир күн келидуки, нурғун кишиләр маңа: “Һәзритим, һәзритим, биз сизниң исмиңиз билән бәшарәтләрни йәткүзмидуқму? Исмиңиз билән җинларни қоғлап чиқармидуқму? Исмиңиз билән нурғун мөҗүзиләрни қилмидуқму?”— дейишиду. 23 Шу чағда мән уларға: “Мән әзәлдин силәрни тонумаймән! Көзүмдин йоқилиңлар, әй яманлиқ қилғучилар!”— дәймән.
24 Шуңлашқа, кимки бу сөзлиримгә қулақ селип, ейтқанлиримни қилса, у өйини қорам таш үстигә салған әқиллиқ кишигә охшайду. 25 Ямғурлар йеғип, кәлкүнләр келип яки боран-чапқунлар чиқип, шу өйни урғанда, өй өрүлүп кәтмәйду. Чүнки у қорам таш үстигә селинған. 26 Амма кимки бу сөзлиримни аңлап, ейтқанлиримни қилмиса, у өйини қум үстигә салған ахмақ кишигә охшайду. 27 Ямғурлар йеғип, кәлкүнләр келип яки боран-чапқунлар чиқип, шу өйни урғанда, өй өрүлүп чүшиду вә пүтүнләй вәйран болиду».
28 Әйса пәйғәмбәр сөзлирини ахирлаштурғанда, көпчилик униң тәлимидин интайин һәйран болди. 29 Чүнки у Тәврат устазлиридәк әмәс, Худа әвәткән кишидәк тәлим бәргән еди.
a Яки «рәһимдил, рәһим-шәпқәтлик».
b Бу Йерусалим шәһириниң сиртидики әхләтләрни көйдүридиған җай еди. Қедимқи Йерусалимниң ғәрбий җәнубидики Һинном җилғисиниң грекчә атилиши. Һайванларниң яки инсанларниң Гәһәннаға ташлинип, тирик көйдүрүлгәнлиги яки қийналғанлиғи һәққидә һечқандақ испат йоқ. Шуңа, бу җай адәмләрниң җени мәңгү отта көйдүрүлүп, қийнилидиған йәрни көрсәтмәйду. Бәлки Әйса вә униң шагиртлири Гәһәнна сөзини мәңгүлүк һалакәт яки йоқ қилинишни көрситиш үчүн ишләткән.
e Муқәддәс Язмиларда «җинсий әхлақсизлиқ» дәп тәрҗимә қилинған грек тилидики порниа сөзи Худа чәклигән бәзи җинсий мунасивәтләрни көрситиду. У зина, паһишивазлиқ, той қилмай туруп җинсий алақидә болуш, охшаш җинислиқларниң җинсий мунасивити вә һайванлар билән җинсий алақидә болуш қатарлиқларни өз ичигә алиду.
f Сөзму-сөз «яман; рәзил».