Бәхитлик турмушқа еришишниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқат!

Бу китапчидә дунияниң җай-җайлирида яшайдиған адәмләр иман-етиқадини күчәйтиш арқилиқ бәхиткә қандақ еришәләйдиғанлиғи муһакимә қилиниду.

Кириш сөз

Миллионлиған кишиләр бу соалларға қанаәтлинәрлик җавапларни тапқан.

1-ПАРЧӘ

Яратқучимиз бизгә көңүл бөләмду?

Бүгүнки күндә дуния азап-оқубәтләргә толған. Бәлким, сизму күндилик турмушниң ғәм-әндишилиригә патқансиз. Ундақта, ким бизгә көңүл бөлүп, ярдәм қолини сунар?

2-ПАРЧӘ

Һәқиқий иман-етиқат дегән немә?

Миллионлиған кишиләр Худаға ишиниду, амма улар қәстән яман ишларни қилиду. Һәқиқий иман-етиқат — Худаниң мәвҗутлуғиға ишиниш биләнла чәкләнмәйду.

3-ПАРЧӘ

Кишилик турмушни яхшилашқа ярдәм беридиған мәслиһәтләр

Муқәддәс китаптики дана нәсиһәтләр некадики мәсилиләрни һәл қилиш, ғәзәпни тизгинләш, зәһәрләрдин қол үзүш, ирқи камситишни ташлаш, зораванлиқ қилишни тохтитишқа ярдәм бериду.

4-ПАРЧӘ

Алла ким?

Адәмләр нурғун илаһларға ибадәт қилишиду. Амма Муқәддәс китап пәқәт бирла һәқ Алла бар дәп тәлим бериду.

5-ПАРЧӘ

Йәккә-йеганә Худаниң есил пәзиләтлирини чүшиниш

Муқәддәс Язмилар Худаниң әҗайип есил пәзиләтлирини бизгә ашкарә қилип, Уни чүшинишимиз үчүн ярдәм бериду.

6-ПАРЧӘ

Худаниң йәр шари үчүн қандақ мәхсити бар?

Муқәддәс Язмиларда Худа «йәрни бекарға әмәс, инсанларниң яшиши үчүн яратқан», дәп йезилған. Амма һазирқи әһвал Худа дәсләптә мәхсәт қилғанға охшамду?

7-ПАРЧӘ

Худаниң Өз пәйғәмбәрлири арқилиқ қилған вәдиси

Йәр йүзидики һәммә милләтләр үчүн бәрикәтләр!

8-ПАРЧӘ

Мәсиһниң келиши

Муқәддәс Язмиларда Мәсиһниң һаяти вә тәлимлири йезилған.

9-ПАРЧӘ

Әң яхши һөкүмран Әйса Мәсиһтин үгиниш

Худа бизниң қандақ һөкүмранлиқ қилғучиға һәқиқәтән муһтаҗ екәнлигимизни билиду. Шуңа У әң яхши һөкүмранни таллиған.

10-ПАРЧӘ

Иман-етиқатниң дүшминини ашкарә қилиш

Бир пәриштә Худаға қарши чиққучиға айлиниду.

11-ПАРЧӘ

Һәқиқий иман-етиқатни көрситиш

Әйса һәқиқий иман-етиқатлиқ кишиләр «яхши мевиләрни», йәни есил пәзиләтләрни йетилдүриду дәп тәлим бәргән. Бу қандақ есил пәзиләтләр?

12-ПАРЧӘ

Һәқиқий иман-етиқатлиқ киши екәнлигиңизни көрситиң!

Қандақ әмәлий қәдәмләрни ташлалайсиз?

13-ПАРЧӘ

Һәқиқий иман-етиқат мәңгүлүк бәхит-саадәткә йетәкләйду

Муқәддәс Язмилар сиз билән мунасивәтлик әҗайип вәдини өз ичигә алған.