11-ПАРЧӘ
Һәқиқий иман-етиқатни көрситиш
БҮГҮНКИ КҮНДӘ нурғунлиған кишиләр өзлириниң иман-етиқади барлиғини җакалишиду. Амма Әйса пәйғәмбәр кәлгүсидә һәқиқий иман-етиқатлиқ кишиләр наһайити аз болидиғанлиғи һәққидә тәлим бәргән. У: «Һалакәткә елип баридиған дәрваза кәң вә йол азадә, униңдин кирип маңғучиларму көп. Амма һаятлиққа елип баридиған дәрваза тар вә йол қистаң. Уни тапидиғанлар аз»,— дегән еди (Мәтта 7:13, 14, ЙД).
Бүгүнки күндә кишиләр өзиниң һәқиқий иман-етиқади барлиғини қандақ көрситәләйду? Әйса Мәсиһ һәқиқий иман-етиқат һәққидә тәлим бәргәндә: «Силәр уларни мевилиридин тонувалалайсиләр... һәрбир яхши дәрәқ яхши мевә бериду, һәрбир яман дәрәқ яман мевә бериду»,— дегән еди (Мәтта 7:16, 17, ЙД). Шуңа һәқиқий иман-етиқат кишиләрни Худани хурсән қилидиған есил пәзиләтләрни йетилдүрүшкә үндәйду. Шу есил пәзиләтләр худди яхши мевигә охшаштур. Улар немә иш қилиш арқилиқ һәқиқий иман-етиқатни көрситиду?
Күч-қудрәт вә һоқуқни тоғра ишлитиш
Һәқиқий иман-етиқатлиқ кишиләр өзлириниң күч-қудрәт вә һоқуқини ишлитип, Худаға шан-шәрәп елип келиду вә башқиларға пайда йәткүзиду. Әйса пәйғәмбәр: «Силәрниң араңларда һәргизму ундақ болмисун, араңларда ким мәртивилик болушни халиса, силәр үчүн хизмәткар болсун»,— дәп тәлим бәргән (Марк 10:43, ЙД). Шуниңға охшаш, һәқиқий иман-етиқатлиқ кишиләр мәйли өй ичидә яки сиртларда зомигәрлик қилмайду. Улар өз аяллирини қәдирләп һөрмәтләйду вә көйүмчанлиқ билән уларниң еһтияҗлирини қамдашқа тиришиду. Муқәддәс Язмилар: «Әрләр, өз аяллириңларни сөйүшни тохтатмаңлар вә улар билән қопал болмаңлар»,— дәйду (Колосилиқларға 3:19). «Әй әрләр алған билимлириңларға яриша аялиңларға муамилә қилиңлар. Уларму силәргә охшаш һаятлиқ илтипатиға мирасхорлар болған екән, аялларни худди нәпис қачидәк әзизләңлар. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду» (Петрусниң 1-хети 3:7, ЙД).
Һәқиқий иман-етиқатлиқ аялларни елип ейтсақ, улар «ерини чоңқур һөрмәтлисун» дегән буйруққа бойсуниду (Әфәсликләр 5:33). Улар өз әрлирини вә пәрзәнтлирини сөйиду (Титқа 2:4). Һәқиқий иман-етиқатлиқ ата-анилар вақит чиқирип, балилириға һәмра болиду вә уларға Худаниң қанун вә принциплирини үгитиду. Һәммила җайда, мәйли өйдә яки хизмәт орнида болсун, кишиләргә иззәт-һөрмәт көрситип, Муқәддәс Язмилардики «бир-бириңларға биринчи болуп иззәт-еһтирам көрситиңлар» дегән нәсиһәткә қулақ селип яшайду (Римлиқларға 12:10).
Һәқиқий иман-етиқатлиқ кишиләр һоқуқидин қалаймиқан пайдилинип, өзигә байлиқ топлимайду. Чүнки улар Муқәддәс Язмилардики «пара алма» дегән буйруққа бойсуниду (Чиқиш 23:8). Улар башқиларға, болупму ғерип-мискинләргә ярдәм бериш үчүн пурсәтләрни издәйду. Сәвәви, улар Язмилардики «яхшилиқ қилишни вә өзүңларда барини башқилар билән ортақлишишни унтумаңлар. Чүнки Худа бундақ қурбанлиқлардин хурсән болиду», дегән нәсиһәтни есидә мәһкәм сақлайду (Ибранийларға 13:16, ЙД). Шуңлашқа улар Әйса Мәсиһниң «бәрмәк алмақтинму зор бәхиттур» дегән сөзлириниң һәқиқәт екәнлигини өз бешидин өткүзгән (Әлчиләр 20:35, ЙД).
Худаниң адиллиқ өлчәмлирини чиң тутуш
Һәқиқий иманлиқ кишиләр Худаниң қанунлириға хошаллиқ билән бойсуниду. Чүнки улар үчүн «Униң әмирлири еғир әмәс» (Йоһанниң 1-хети 5:3). Улар: «Йәһваниң қануни мукәммәлдур... Йәһваниң буйруқлири адилдур, көңүлни хошал қилар. Йәһваниң әмри пактур, көзләрни рошән қилар»,— дегән һекмәтни чүшинип йәткән (Зәбур 19:7, 8, ЙД).
Һәқиқий иман-етиқат кишиләрни һәрқандақ камситишларни ташлашқа үндәйду. Шуңа һәқ Худани үлгә қилғучилар, бир милләт яки бир дөләтни йәнә бирдин жуқури дәп баһалимайду вә җәмийәттә кишиләрни җуқури-төвән қатламларға айримайду. Сәвәви «Худа һәммини тәң көридикән. Қайси милләттин болушидин қәтъийнәзәр, Униңдин қорқуп, тоғра ишларни қилидиған һәрқандақ кишини қобул қилидикән», дегән сөзләрни улар яхши билиду (Әлчиләр 10:34, 35, ЙД).
Һәқиқий иман-етиқатлиқ кишиләр һәр ишта растчил болушни халайду (Ибранийларға 13:18). Улар йәнә ғевәт-шикайәт вә төһмәт қилиштин хали болиду. Худа мақул көридиған адәмләр қандақ болуш керәклиги һәққидә Давут пәйғәмбәр Зәбур китавида мундақ дегән: «Төһмәт қилмайдиғанлар, башқиларға һечқандақ яманлиқ қилмайдиғанлар, өз достлирини һақарәтлимәйдиғанлар» (Зәбур 15:3, ЙД).
Худаниң даналиғини әкс әттүрүш
Һәқиқий иман-етиқатлиқ кишиләр Муқәддәс Язмиларға мас турмуш кәчүриду. Сәвәви улар «Муқәддәс Язмиларниң һәммиси Худаниң илһами билән болған. У тәлим бериш, тәнбиһ бериш, түзитиш, һәққанийлиқ йолида тәрбийиләш үчүн пайдилиқтур» дегән сөзләргә ишиниду (Тимотийға 2-хәт 3:16, ЙД). Улар башқилар билән мунасивәт қилғанда, Худадин кәлгән даналиқни әкс әттүриду. Йәни өзлириниң пак, андин течлиқпәрвәр, ғәрәз уқидиған, итаәт қилишқа тәйяр, рәһим-шәпқәт вә яхши мевиләргә толған кишиләр екәнлигини көрситиду (Яқуп 3:17). Улар «өзүңларни бутлардин сақлаңлар» дегән буйруққа бойсуниду вә инсанларниң урп-адәтлиридин вә җинкәшлик қатарлиқ начар қилмишлардин жирақ туриду (Йоһанниң 1-хети 5:21).
Чин сөйгү-муһәббәт көрситиш
Муса пәйғәмбәр: «Худайиң Йәһвани пүтүн жүригиң, пүтүн җениң һәм пүтүн күчүң билән сөйгин»,— дегән (Қанун шәрһи 6:5). Пәқәт иман-етиқатлиқ кишиләрла Худаға шуниңдәк сөйгү-муһәббәтни ипадиләйду. Улар Худаниң Йәһва дегән исмини һөрмәтләйду вә ишәнч билән Худаға шүкүрләр ейтип Униң исмини чақириду (Зәбур 105:1). Улар йәнә Худаниң «башқиларни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән буйруғиға әмәл қилиду (Лавийлар 19:18, ЙД). Зораванлиқ қилиштин хали болуп, «имканийәтниң баричә һәммә адәмләр билән тинч-инақ өтүңлар» дегән нәсиһәткә қулақ салиду (Римлиқларға 12:18, ЙД). Көчмә мәнада «улар өз қиличлирини сапан чишлири, нәйзилирини бағвән пичақлири соқиду» (Йәшая 2:4, ЙД). Уларниң арисида меһир-муһәббәт болғач, дунияниң һәммә җайлирида хошал-хорам яшайду (Йоһан 13:35). Уларниң қериндашлиқ риштиси һәқиқәтән чоңқурдур! Бүгүнки күндә шуниңдәк кишиләрни қандақ пәриқ қилалайсиз?