13-ПАРЧӘ
Һәқиқий иман-етиқат мәңгүлүк бәхит-саадәткә йетәкләйду
МУҚӘДДӘС ЯЗМИЛАР: «Адил киши имани түпәйли яшайду»,— дәйду (Римлиқларға 1:17, ЙД). Мошу сөзләр сиз билән мунасивәтлик әҗайип вәдини өз ичигә алған. Немә үчүн шундақ дәймиз?
Әйса Мәсиһ йәр йүзидики ишлирини аяқлаштурғандин кейин Худа билән биллә болуш үчүн жуқуриға көтүрүлгән еди. Әйсаниң шагиртлири униңға қарап турғинида, «уни бир булут уларниң нәзәридин елип кәтти» (Әлчиләр 1:9, ЙД). Асманда Худа уни Падиша қилип тәйинлигән. Йеқин кәлгүсидә Әйса Мәсиһ, йәни «инсан оғли өз улуқлиғи ичидә барчә пәриштиләр билән биргә кәлгәндә, өзиниң улуқ тәхтидә олтириду. Пүткүл милләтләр униң алдида топлиниду. У худди бир падичи қойлирини өшкиләрдин айриғандәк, адәмләрни бир-биридин айрийду» (Мәтта 25:31, 32, ЙД). Бу иш қачан йүз бериду?
Муқәддәс Язмилар дунияниң һәммила җайлирида бир мәзгил қалаймиқанчилиқниң йүз бериши — Мәсиһ пүткүл хәлиқләрни һөкүм қилидиған вақитниң йетип келишигә аз қалғанлиғиниң аламити дәп алдин ейтқан. Әйса Мәсиһ шу аламәтниң немиләрни өз ичигә алидиғанлиғини чүшәндүрүп: «Милләт милләткә қарши, падишалиқ падишалиққа қарши қопиду. Шиддәтлик йәр тәврәшләр йүз бериду, бир җайдин кейин йәнә бир җайда жуқумлуқ кесәлликләр тарқилиду вә ачарчилиқлар болиду. Қорқунчлуқ көрүнүшләр... көрүниду»,— дегән еди (Луқа 21:7, 10, 11, ЙД).
Бүгүнки күндә биз Мәсиһниң сөзлириниң әмәлгә ешиватқанлиғини өз көзүмиз билән көрәләймиз. Пат йеқинда Әйса рәзилликләрни йоқ қилиду. Һәтта әң ахирида Шәйтанни мәңгүгә һалак қилиду! Пүтүн йәр йүзи җәннәткә айлиниду. Барчә кишиләр бир-бири билән, һәтта һайванатлар билән тинч-иттипақ турмуш кәчүриду. «У вақит, бөрә билән қоза биллә туриду. Илпиз билән оғлақ биллә ятиду. Мозай билән шир аслини биллә отлайду. Кичик бала уларни йетиләп жүриду... һечбир йеридә, нә зиянкәшлик болмас, нә харап қилиш болмас» (Йәшая 11:6, 9, ЙД). «Шу чағда шу йәрдә турғучи: “Мән кесәл” демәйду... Андин қариғуниң көзи ечилиду, гасниң қулақлири очуқ қилиниду» (Йәшая 33:24; 35:5, КТ). Һәттаки өлүкләр өлүмдин тирилдүрилиду. «Йәһва һәммисиниң көзлиридин йешини сүртиду» вә «өлүм йәнә болмайду, нә матәм, нә пәряд вә азап-оқубәт башқа болмайду» (Йәшая 25:8; Вәһий 21:4, ЙД). Шу чағда Худаниң йәр шариға болған дәсләпки мәхсити әмәлгә ашиду. Немә дегән гөзәл келәчәк бизни күтүп турған, һә!
Иман-етиқатта өсүп йетилиш
Худаниң мукапатиға, йәни җәннәттики һаятлиққа қандақ кишиләр еришәләйду? Һәқиқий иман-етиқатлиқ кишиләр!
Есиңиздә болса, һәқиқий иман-етиқат — Муқәддәс Язмилардики тоғра билимгә асасланған болиду. Шуңлашқа Худа вә Әйса Мәсиһ һәққидә көпирәк билим елиш үчүн үгинишни давамлаштуруң!
Һәқиқий иман-етиқатни тоғра ишларни қилиш арқилиқ көрситәләймиз. Худа Сөзи: «Иш-һәрикәтсиз иман һәм өлүктур»,— дегән (Яқуп 2:26, ЙД). Шуниңдәк тоғра ишларни қилиш арқилиқ сиз Йәһва Худаниң күч-қудрәт, адиллиқ, даналиқ вә меһир-муһәббәткә охшаш есил пәзиләтлирини әкс әттүрәләйсиз. Шундақ есил пәзиләтләрни йетилдүрүш үчүн тохтимай тиришиң!
Һәқиқий иман-етиқатни йетилдүрүш сизни мол бәрикәтләргә егә қилиду. Дәрһәқиқәт, бүгүнки күндә вә келәчәктики җәннәттә бәхит-саадәтлик турмушқа еришишиңизниң ачқучи — һәқиқий иман-етиқаттур!