9-ПАРЧӘ
Әң яхши һөкүмран Әйса Мәсиһтин үгиниш
АЛЛА Мәсиһниң барчә инсанларға һөкүмранлиқ қилғучи болидиғанлиғини алдин ейтқан. У бизниң қандақ һөкүмранлиқ қилғучиға һәқиқәтән муһтаҗ екәнлигимизни билиду. Шуңа У әң яхши һөкүмранни таллиған. Мәсиһ өзиниң қандақ һөкүмран екәнлигини испатлиған? У күч-қудрәтлик сәркәрдиму? Қабилийәтлик сәясий әрбап? Яки данишмән пәлсәпичиму? Муқәддәс Язмиларға асасланғанда, Әйса Мәсиһ өзгичә бир пәйғәмбәр болған (Мәтта 23:10).
Әйсаниң мукәммәл, муқәддәс болуп туғулушиға Йәһва Худа капаләтлик қилған. Униңдин башқа, Әйса пәйғәмбәр Шәйтанниң уни чириклик йолиға башлап қилған барчә һийлә-микиригә қарши турған. Әйса пәйғәмбәрниң Худаниң күч-қудрәт, адиллиқ, даналиқ вә меһир-муһәббәт қатарлиқ пәзиләтлирини мукәммәл ишләткәнлиги, униң гәп-сөз вә иш-һәрикәтлиридә кам-котисиз әкс әттүрүлгән. Қандақ қилип Әйсаниң үлгисидин үгинәләйдиғанлиғимизни мулаһизә қилип бақайли.
У Худа бәргән күч-қудрәтни ишлитип, башқиларға ярдәм бәргән. Әйса пәйғәмбәр һәқиқәтән кишиләргә ғәмхорлуқ қилған вә мәртлик билән өз күчини ишлитип, уларниң муһтаҗлиқлирини қандурған. У: «Бу кишиләргә ичим ағрийду... уларниң йәйдиған һеч нәрсиси йоқ»,— дегән (Марк 8:2, ЙД). Шуңа Әйса пәйғәмбәр мөҗүзә көрситип, өз тәлимлирини аңлиғили кәлгән бир топ кишиләрни тойдурған.
Һәзрити Әйса җай-җайларға берип тәлим бәрди вә «һәрқандақ ағриқни һәм накалиқни сақайтти» (Мәтта 4:23). Нурғун кишиләрниң униңға әгәшкәнлигини чүшинишкә болиду, «пүткүл хәлиқ униңға қоллирини тәккүзүш имканийитини издиди, чүнки униңдин чиққан күч-қудрәт барлиғини сақайтатти» (Луқа 6:19). Һәқиқәтән, Әйса Мәсиһ «өзигә хизмәт қилдуруш үчүн әмәс, бәлки өзи хизмәт қилип, җенини нурғунлар үчүн төләм сүпитидә беришкә кәлди» (Мәтта 20:28, ЙД) a. Бу дуния кишилири арисида қанчилик һөкүмран шуниңдәк өзини қурван қилиш роһини көрситиду?
У Худаниң адиллиғини әкс әттүргән. Әйса пәйғәмбәр Худаниң қануниға әмәл қилипла қалмай, бәлки шу қануни өз ичигә алған барчә принципларғиму әмәл қилған. Муқәддәс Язмиларда алдин ейтилғандәк, Әйса иш-һәрикәтлиридә Давут падишаға охшаш көзқарашни ипадиләп, у: «Әй Худайим, ирадәңни орунлаш хошаллиғимдур, йезилған қанунниң қәлбимгә чоңқур»,— дегән (Зәбур 40:8, ЙД). У бай вә гадай, әр вә аял, балилар вә чоңларға иззәт-һөрмәт көрситип, һәммисигә тәң көз билән қарап, уларға охшаш муамилидә болған. Бир күни Әйсаниң қешиға балилирини елип кәлгән ата-аниларни униң шагиртлири әйиплигән еди. Бирақ һәзрити Әйса: «Балилар маңа келивәрсун. Уларниң алдини тосимаңлар, чүнки шуларға охшашларға Худа Падишалиғи мәнсүптур»,—дегән (Марк 10:14).
У Худадин кәлгән даналиқни намайән қилған. Әйса башқиларни ениқ чүшинәтти. У «инсанниң дилида немә барлиғини биләтти» (Йоһан 2:25). Һәзрити Әйсаниң дүшмәнлири уни тутушқа адәмләрни әвәткәндә, һәтта улар: «Һечким, һечқачан бу кишидәк сөзлигән әмәс!»— дәп етирап қилишқан. Әйса Мәсиһниң даналиғи қәйәрдин кәлгән? У: «Мениң тәлимим мениңки әмәс, бәлки мени әвәткүчиниңкидур»,— дәп чүшәндүргән (Йоһан 7:16, 46, ЙД).
Луқа 5:12, 13; Марк 1:41, 42, ЙД). Әйса шу бечарә кишини азап-оқубәттин халас қилишни һәқиқәтән халиған еди.
У Худаниң меһир-муһәббитини әкс әттүргән. Әйса пәйғәмбәр кишиләргә ич ағритқач, уларға һисдашлиқ қилған. Пүтүн бәдинини махав қаплап кәткән бир киши униңға: «Һәзритим, әгәр халисиңиз, сиз мени пак қилалайсиз»,— дәп ялвурғанда, һәзрити Әйса униңға ич ағритип, қолини созуп, униңға тәккүзди һәм: «“Халаймән! пак болғин”,— деди. У киши махав кесилидин шуан сақайди» (Әйса Мәсиһ сизгиму ғәмхорлуқ қиламду? У өзи җавап бериду: «Әй җапакәшләр вә еғир жүкни үстигә алғанлар! Һәммиңлар йенимға келиңлар, мән силәргә арамлиқ берәй. Мән мулайим вә кәмтәрмән, мениң боюнтуруғумға кирип, мәндин үгиниңлар. Шундақ қилғанда җениңлар арам тапиду» (Мәтта 11:28, 29, ЙД).
Һәзрити Әйсадинму яхширақ һөкүмранимиз йоқтур! Һәтта у өзи бизни: «Мәндин үгиниңлар»,— дәп чақирған. Униң көңүлгә арамбәхш етидиған тәкливини қобул қиламсиз? Шу тәклипни қобул қилиш бәхит-саадәтлик турмушқа йетәкләйду!
a «Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапниң 27-дәристики төләм қурбанлиғи һәққидики мәлуматларға қараң.