Мәтта китави 1:1—25

  • Әйса Мәсиһниң нәсәпнамиси (1—17)

  • Әйса Мәсиһниң туғулуши (18—25)

1  Ибраһимниң әвлади, Давутниң әвлади Әйса Мәсиһниң нәсәпнамә китави:   Ибраһим Исһақниң атиси,Исһақ Яқупниң атиси,Яқуп Йәһуда вә униң қериндашлириниң атиси,   Йәһуда Тамардин туғулған Фарәс вә Зәраһниң атиси,Фарәс Һесронниң атиси,Һесрон Рамниң атиси,   Рам Амминадабниң атиси,Амминадаб Наһшонниң атиси,Наһшон Салмонниң атиси,   Салмон Раһабтин туғулған Боазниң атиси,Боаз Руттин туғулған Обедниң атиси,Обед Йишайниң атиси,   Йишай Давут падишаниң атиси болди. Давут падиша Урияниң аялидин туғулған Сулайманниң атиси,   Сулайман Реһабамниң атиси,Реһабам Абияниң атиси,Абия Асаниң атиси,   Аса Йәһошафатниң атиси,Йәһошафат Йәһорамниң атиси,Йәһорам Уззияниң атиси,   Уззия Йотамниң атиси,Йотам Аһазниң атиси,Аһаз Һәзәкияниң атиси, 10  Һәзәкия Манассәниң атиси,Манассә Амонниң атиси,Амон Йошияниң атиси, 11  Йошия исраиллиқлар Бабилға сүргүн қилинған мәзгилдә туғулған Йәкония вә униң қериндашлириниң атиси болди. 12  Исраиллар Бабилға сүргүн қилинғандин кейин, Йәкония Шиалтиелниң атиси,Шиалтиел Зәрубабилниң атиси болди. 13  Зәрубабил Абиодниң атиси,Абиод Әлияқимниң атиси,Әлияқим Азорниң атиси, 14  Азор Садоқниң атиси,Садоқ Ахимниң атиси,Ахим Елиодниң атиси, 15  Елиод Елиазарниң атиси,Елиазар Матанниң атиси,Матан Яқупниң атиси, 16  Яқуп Йүсүпниң атиси, Йүсүп болса Мәрийәмниң ери болди. Мәрийәмдин Мәсиһ дәп аталған Әйса туғулди. 17  Шуниң билән Ибраһимдин Давутқичә 14 әвлат, Давуттин исраиллар Бабилға сүргүн қилинғичә 14 әвлат вә Бабилға сүргүн қилинғандин таки Мәсиһ туғулғичә 14 әвлат өткән еди. 18  Әйса Мәсиһниң туғулуши мундақ болди. Униң аниси Мәрийәм билән Йүсүп той қилишқа вәдилишип қойған еди. Бирақ улар той қилиштин бурун, муқәддәс роһниң* күчи билән Мәрийәм һамилдар болғанлиғи мәлум болди. 19  Униң ери* Йүсүп адил адәм болғачқа, у Мәрийәмниң кишиләр алдида шәрмәндә болушини халимиди. Шуңлашқа, у һечкимгә билдүрмәй, Мәрийәмдин җимҗитла аҗришип* кәтмәкчи болди. 20  Бирақ Йүсүп мошу иш һәққидә ойлап жүргәндә, Йәһваниң* пәриштиси униңға чүшидә көрүнүп мундақ деди: «Әй, Давутниң әвлади Йүсүп, аялиң Мәрийәмни той қилип, өйүңгә елип бериштин қорқма, чүнки у муқәддәс роһниң күчи билән һамилдар болған. 21  У бир оғул туғиду, униң исмини Әйса* дәп қойғин, чүнки у өз хәлқини гуналиридин қутқузиду». 22  Буларниң һәммиси Йәһва Өз пәйғәмбири арқилиқ ейтқан мону сөзләр әмәлгә ашурулуши үчүн шундақ болди: 23  «Мана, пак қиз һамилдар болуп, бир оғул туғиду, униң исмини Иммануил дәп қойиду». Бу исимниң мәнаси «Худа биз билән биллидур». 24  Шуниң билән Йүсүп ойғинип, Йәһваниң пәриштиси униңға буйруғинидәк, Мәрийәм билән той қилип, уни өйигә елип кәлди. 25  Лекин Мәрийәм бошанғичә Йүсүп униң билән бир ястуққа баш қоймиди*. Бала туғулғанда, Йүсүп униңға Әйса дәп исим қойди.

Изаһәтләр

Йәһудийларниң урп-адити бойичә, той қилишқа вәдиләшкәнләр әр-аял дәп һесапланған.
Йәһудийларниң урп-адити бойчә, той қилишқа пүтүшкәнләр аҗришиш арқилиқ вәдилиридин ваз кечәтти.
Бу исим ибранийчә «Йәшуа яки Йәһошуа» дегән исимлар билән охшаш болуп, мәнаси «Йәһва қутқузулуш».
Сөзму сөз «җинсий мунасивәттә болмиди».