Мәтта китави 18:1—35
18 Шу чағда шагиртлар Әйсаниң йениға келип: «Худа Падишалиғида* ким әң улуқ?»— дәп сориди.
2 Әйса йениға бир кичик балини чақиртип, уни уларниң оттурисида турғузуп, мундақ деди:
3 «Силәргә һәқни ейтип қояйки, яман йоллириңлардин йенип, кичик балилардәк болмисаңлар, Худа Падишалиғиға һәргизму кирәлмәйсиләр.
4 Шуниң үчүн кимки өзини кичик балилардәк кәмтәр тутса, у Худа Падишалиғида әң улуқ болиду.
5 Шуниңдәк, кимки мениң исмим үчүн шундақ кичик балини қобул қилса, мени қобул қилған болиду.
6 Лекин кимки маңа ишәнгән бу кичикләрниң бирини гунаға аздурса*, униң бойниға түгмән тешини есип, чоңқур деңизға чөктүрүветилсә, бу униң үчүн яхширақтур.
7 Инсанларни гунаға аздурған* бу дуния кишилириниң һалиға вай! Әлвәттә, дунияда гунаға аздуридиған ишлар бар, амма кимки башқиларниң гуна қилишиға сәвәпчи болса, шу кишиниң һалиға вай!
8 Әгәр қолуң яки путуң сениң гуна қилишиңға сәвәпчи болса, уни кесип ташлиғин. Икки қолуң яки икки путуң билән мәңгүлүк отқа ташланғандин көрә, чолақ яки току болуп һаятлиққа еришкиниң яхширақтур.
9 Худди шуниңдәк, көзүң сениң гуна қилишиңға сәвәпчи болса, уни оюп ташлиғин. Икки көзүң бар һаләттә көйүп турған Гәһәннаға* ташланғандин көрә, бирла көзүң билән һаятқа еришкиниң яхширақтур.
10 Еһтият қилиңлар, бу кичикләрниң һечбиригә сәл қаримаңлар, чүнки силәргә ейтип қояйки, асманда уларниң пәриштилири һемишәм асмандики Атамниң үзини көрүп туриду.
11 — —
12 Ойлап көрүңларчу, бир адәмниң 100 қойи болса вә улардин бири йолдин адишип қалса, бу адәм 99 қойини тағларға ташлап қоюп, шу адишип қалған бирини издәп кәтмәмду?
13 Силәргә шуни ейтип қояйки, әгәр шу киши әшу адашқан қойини тепивалса, адашмиған 99 қойиға қариғанда, шу бир қойи үчүн интайин хошал болиду.
14 Худди шуниңдәк, асмандики Атамму бу кичикләрниң һечбириниң һалак болушини халимайду.
15 Әгәр қериндишиң гуна қилип қойса, униң билән үзму үз көрүшүп, хаталиғини көрситип бәргин. Әгәр у сени тиңшиса, қериндишиңни тоғра йолға салған болисән.
16 Лекин у тиңшимиса, өзүң билән бир-икки кишини биргә елип барғин. Чүнки һәрқандақ иш икки яки үч гувачиниң сөзлири билән тәстиқлиниши керәк.
17 Әгәр у уларниму тиңшимиса, җамаәткә ейтқин. Җамаәтниму тиңшимиса, у киши сән үчүн ят әл хәлиқлиридәк яки бир баҗгирдәк* болсун.
18 Силәргә һәқни ейтимәнки, йәр йүзидә немини бағлисаңлар, у асманда аллиқачан бағлинип болған болиду вә йәр йүзидә немини йәшсәңлар, у асманда аллиқачан йешилип болған болиду.
19 Йәнә силәргә һәқни ейтимәнки, йәр йүзидә араңлардики икки киши бир нийәт бир мәхсәттә муһим бир нәрсини тиләп дуа қилса, асмандики Атам уларниң тилигәнлирини әмәлгә ашуриду.
20 Чүнки қәйәрдә икки яки үч киши мениң исмим билән җәм болса, мәнму шу йәрдә уларниң арисида болимән».
21 Шу чағда Петрус Әйсаниң алдиға келип: «Устаз, қериндишим маңа қарши гуна қилса, уни қанчә қетим кәчүрүшүм керәк? Йәттә қетимму?»— дәп сориди.
22 Әйса униңға мундақ деди: «Саңа ейтип қояйки, йәттә әмәс, 77 қетим.
23 Шуниң үчүн Худа Падишалиғини өз қуллиридин қәризләрни қайтуруп алидиған бир падишаға охшитишқа болиду.
24 Падиша қәризләрни қайтуруп елишқа башлиғанда, униң алдиға 10 000 талант қәриз болған бир киши кәлтүрүлүпту.
25 Амма униң қәрзини төләшкә күчи йәтмигәчкә, падиша униңға өзи, хотуни, бала-чақилири вә барчә нәрсилирини сетип, қәрзини қайтурушни буйрупту.
26 Әшу қул йәргә жиқилип, падишаниң алдида тизлинип, униңға: “Сәвир қилип турсиңиз, мән қәрзимни чоқум төләймән”,— дәп ялвурупту.
27 Падишаниң әшу қулға ичи ағрип, қәрзини кәчүрүм қилип, уни қоюп берипту.
28 Лекин әшу қул сиртқа чиқип, өзигә 100 динар* қәриз болған башқа қулни издәп тепип, уни тутувелип, бойнини сиқип униңға: “Қәрзиңни төлә”,— дәпту.
29 Шуниң билән бу қул тизлинип: “Сәвир қилип турғин, мән қәрзимни чоқум төләймән”,— дәп ялвурупту.
30 Лекин у униң ялвурушиға қулақ салмай: “Қәризни пүтүнләй қайтурмиғичә зинданда ятисән”,— дәп уни зинданға ташлитипту.
31 Башқа қуллар немә иш болғанлиғини көрүп, көңли қаттиқ беарам болуп, берип падишаға болған вақиәни ейтипту.
32 Шуниң билән падиша һелиқи қулни чақиртип: “Әй, рәзил қул, сән маңа ялвурғанда, пүтүн қәрзиңни кәчүрүм қилдим.
33 Мән саңа рәһим-шәпқәт көрсәткәндәк, сәнму өзүңгә охшаш бир қулға рәһим-шәпқәт көрситишиң керәк әмәсмеди?”— дәпту.
34 Падиша қаттиқ аччиқлинип, пүтүн қәрзини төләп түгәтмигичә, уни зиндан башқурғучиларниң қолиға тапшуруп берипту.
35 Шуниңға охшаш, әгәр қайсиңлар қериндишиңларни чин көңлүңлардин кәчүрмисәңлар, асмандики Атамму силәргә шундақ муамилә қилиду».
Изаһәтләр
^ Сөзму сөз «асман Падишалиғида».
^ Сөзму сөз «биригә путликашаң болса».
^ Сөзму сөз «путликашаң ташлар болған».
^ Яки «селиқ жиққучидәк».