Мәтта китави 22:1—46
22 Әйса йәнә тәмсилләрни кәлтүрүп, уларға сөз қилди:
2 «Худа Падишалиғи* худди өз оғли үчүн той зияпитини тәйярлиған падишаға охшайду.
3 Падиша той зияпитигә меһманларни тәклип қилиш үчүн өз чакарлирини әвәтипту, лекин тәклип қилинғанлар келишни халимапту.
4 Шуниң билән падиша йәнә башқа чакарлирини әвәтип, меһманларға мундақ дейишни буйрупту: “Мана, зияпәт тәйяр болди, өкүз вә семиз маллар союлди, һәммә нәрсә тәйяр, той зияпитигә келиңлар”.
5 Бирақ меһманлар чакарларниң сөзлиригә етибар бәрмәй, бири етизиға, йәнә бири өз тиҗаритини қилишқа кетипту.
6 Қалғанлири болса падишаниң чакарлирини тутувелип, уруп-соқуп өлтүрүветипту.
7 Қаттиқ ғәзәпкә толған падиша ләшкәрлирини әвәтип, әшу қатилларни өлтүрүп, уларниң шәһәрлирини көйдүрүветипту.
8 Андин падиша чакарлириға мундақ дәпту: “Той зияпити тәйяр, лекин тәклип қилинғанлар униңға лайиқ болмиди.
9 Шуңа силәр шәһәрдин чиқип, чоң йолларға берип, учратқан кишиләрниң һәммисини той зияпитигә тәклип қилиңлар”.
10 Шуниң билән чакарлар чиқип, чоң йолларда учратқан яхши-яман һәммә кишиләрни чақирипту. Той мәрикиси өткүзүлгән сарай меһманлар билән толупту.
11 Падиша меһманлар билән көрүшкили киргәндә, той кийимини киймигән бир кишини көрүп қапту.
12 Падиша униңдин: “Әй, достум, той кийимини киймәй бу йәргә қандақ кирдиң?”— дәп сорапту. У киши үндимәй турупту.
13 Шуниң билән падиша өз чакарлириға: “Униң пут-қоллирини бағлап, сиртқа елип чиқип қараңғулуққа ташлаңлар. У йәрдә у жиғлап, чишлирини ғучурлитиду”,— дәпту.
14 Чүнки тәклип қилинғанлар көп, лекин талланғанлар аз».
15 Шу чағда пәрисийләр у йәрдин кетип, Әйсани өз сөзлири билән тузаққа чүшириш һәққидә мәслиһәтләшти.
16 Шуниң билән улар өз шагиртлирини Һирод тәрәпдарлири билән Әйсаниң йениға әвәтип: «Әй, Устаз, сизниң һәқни сөзләп, Худаниң һәқиқәт йолида меңиш һәққидә тәлим беридиғанлиғиңизни билимиз. Сиз һечкимгә үз хатирә қилмайсиз. Чүнки сиз инсанниң ташқи көрүнүши билән һесаплишип олтармайсиз.
17 Әнди бизгә ейтиңа, сизниңчә қәйсәргә баҗ* төләш Қанунға уйғунму?»— дәп сориди.
18 Лекин Әйса уларниң яман нийитини билип, уларға: «Әй, сахтипәзләр*, немишкә мени синимақчи болуватисиләр?
19 Маңа баҗға төләйдиған күмүч тәңгини көрситиңлар»,— деди. Улар бир динарни* елип, униңға бәрди.
20 Әйса улардин: «Бу сүрәт вә исим кимниң?»— дәп сориди.
21 Улар униңға: «Қәйсәрниңки»,— деди. Шуниң билән Әйса уларға: «Ундақ болса, қәйсәрниң һәққини қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға бериңлар»,— деди.
22 Улар буни аңлап, һәйран қелишти вә Әйсани ташлап кетип қалди.
23 Шу күни тирилишкә ишәнмәйдиған садуқийлар Әйсаниң алдиға келип мундақ сориди:
24 «Әй, Устаз, Муса пәйғәмбәр “әгәр бир киши пәрзәнт көрмәй өлүп кәтсә, иниси униң аялини елип, өз акиси үчүн әвлат қалдурсун” дегән еди.
25 Илгири аримизда йәттә ака-ука бар еди. Биринчиси өйлинип, пәрзәнт көрмәй өлүп кәткән. Иниси йәңгисини әмригә алған.
26 Иккинчи, үчинчи таки йәттинчи инисиғичә охшаш иш давам қилған.
27 Әң ахирида шу аялму өлүп кәтти.
28 Өлгәнләр тирилгәндә, бу аял йәттә ака-укиниң қайсисиниң аяли болуп һесаплиниду? Чүнки уларниң һәммиси бу аялға өйләнгән еди».
29 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: «Силәр Муқәддәс Язмилар вә Худаниң күч-қудритини билмигәнлигиңлар үчүн хаталишисиләр.
30 Чүнки адәмләр тирилгәндә, улар өйләнмәйду яки турмушқа чиқмайду, бирақ улар асмандики пәриштиләрдәк болиду.
31 Өлүкләрниң тирилиши һәққидә Худаниң немә дегәнлигини оқумиғанму? У мундақ дегән:
32 “Мән Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси”. У өлүкләрниң әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур».
33 Буни аңлиған халайиқ униң бәргән тәлимигә һәйран болуп қелишти.
34 Әйсаниң садуқийларниң ағзини тувақлап қойғанлиғини аңлиған пәрисийләр бир йәргә җәм болушти.
35 Уларниң арисидин бир Тәврат устази Әйсани синап мундақ сориди:
36 «Устаз, Тәврат қанунидики қайси әмир әң муһим?»
37 Әйса униңға мундақ җавап бәрди: «“Худайиң Йәһвани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң вә пүтүн зеһниң билән сөйгин”.
38 Мана бу биринчи вә әң муһим әмир.
39 Шуниңға охшаш, иккинчи әмир: “Башқиларни* өзүңни сөйгәндәк сөй”.
40 Барчә Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң язмилири бу икки әмиргә асасланған».
41 Пәрисийләр топлишип турғанда, Әйса улардин:
42 «Мәсиһ тоғрисида немә ойлайсиләр? У кимниң әвлади?»— дәп сориди. Улар: «Давутниң әвлади»,— дейишти.
43 Әйса улардин мундақ сориди: «Ундақта, Давут қандақму муқәддәс роһниң илһами билән уни һәзритим дәп атайду? У шундақ дегәнғу:
44 “Йәһва һәзритимгә: «Дүшмәнлириңни айиғиң астиға қоймиғичә, мениң оң йенимда олтарғин»,— деди”.
45 Әгәр Давут уни һәзритим дәп атиса, қандақму Мәсиһ униң әвлади болиду?»
46 Һечким Әйсаға җавап берәлмиди. Шу күндин башлап һечким униңдин соал сорашқа җүръәт қилалмиди.
Изаһәтләр
^ Сөзму сөз «асман Падишалиғи».
^ Яки «селиқ».
^ Яки «иккиүзлүкләр».
^ Сөзму сөз «хошнаңни».