Мәтта китави 23:1—39

  • Пәрисийләр вә Тәврат устазлиридин үлгә алмаңлар (1—12)

  • Пәрисийләр билән Тәврат устазлириниң һалиға вай (13—36)

  • Әйсаниң Йерусалим тоғрилиқ қайғуруши (37—39)

23  Шу чағда Әйса халайиққа вә өз шагиртлириға мундақ деди: 2  «Тәврат устазлири вә пәрисийләр Муса пәйғәмбәрниң орниға олтиривалди. 3  Шуңа уларниң силәргә ейтқанлириниң һәммисини қилиңлар, лекин қилғанлирини қилмаңлар. Чүнки улар ейтипла қойиду, амма өзлири қилмайду. 4  Улар еғир жүкләрни бағлап, адәмләрниң йәлкисигә артип қойиду. Лекин улар бу жүкләргә қолиниң учини тәккүзүп қоюшниму халимайду. 5  Улар һәммә ишларни башқиларға көз-көз қилиш үчүн қилиду. Улар тумардәк есивалған айәт қутилирини чоңирақ вә кийимлириниң етәклиридики пөпүкләрни узунирақ қилишип жүриду. 6  Улар зияпәтләрдә төрдә вә синагогларда алдинқи орунларда олтиришқа амрақ, 7  кишиләрниң базар мәйданлирида салам беришини вә уларниң өзлирини “устаз”* дәп атишини яхши көриду. 8  Бирақ силәр “устаз” дәп атилишқа көнмәңлар, чүнки силәрниң пәқәт бирла Устазиңлар бар, силәр һәммиңлар бир-бириңларға қериндаш. 9  Йәр йүзидә һечкимни “ата” дәп атимаңлар, чүнки силәрниң бирла Атаңлар бар вә У асмандидур. 10  Силәр рәһбәр дәп атилишқа һәм көнмәңлар, чүнки силәрниң пәқәт бирла рәһбириңлар бар, у Мәсиһ. 11  Араңларда ким мәртивилик болса, у силәрниң хизмәткариңлар болсун. 12  Кимки башқилардин өзини үстүн тутса, у төвән қилиниду, кимки өзини төвән тутса, үстүн қилиниду. 13  Силәрниң һалиңларға вай, әй, сахтипәз* Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Чүнки силәр инсанларниң алдида Худа Падишалиғиниң* ишигини тақидиңлар, йә өзүңлар кирмәйсиләр, йә кирмәкчи болғанларниң киришигә йол қоймайсиләр. 14  — — 15  Силәрниң һалиңларға вай, әй, сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Чүнки силәр бир кишини диниңларға киргүзүш үчүн деңизлардин өтүп, қуруқлуқларни кезип чиқисиләр. У диниңларға кирсә, силәр уни өзүңлардин икки һәссә артуғирақ Гәһәннаға* ташлинишқа лайиқ бири қилип йетиштүрисиләр. 16  Силәрниң һалиңларға вай, әй, қарғу йолбашчилар! Силәр: “Кимки Ибадәтханини тилға елип қәсәм қилса, у қәсәм һечнемигә әрзимәс, лекин кимки Ибадәтханидики алтунни тилға елип қәсәм қилса, қәсимидә чиң туруши шәрт”,— дәйсиләр. 17  Силәр, әй, ахмақ вә қарғулар, қайсиси муһимирақ, алтунму яки алтунни муқәддәс қилған Ибадәтханиму? 18  Силәр йәнә: “Кимки қурбанлиқ суписини тилға елип қәсәм қилса, бу һечнемә әмәс, лекин кимки қурбанлиқ суписидики һәдийәни тилға елип қәсәм қилса, қәсимидә чиң туруши шәрт”,— дәйсиләр. 19  Әй, қарғулар, қайсиси муһимирақ: һәдийәму яки һәдийәни муқәддәс қилған қурбанлиқ суписиму? 20  Демәк, кимки қурбанлиқ суписини тилға елип қәсәм қилса, у қурбанлиқ суписи вә униң үстидики һәммә нәрсиләрни тилға елип қәсәм қилған болиду. 21  Кимки Ибадәтханини тилға елип қәсәм қилса, Ибадәтхана вә униңда маканлашқан Худани тилға елип қәсәм қилған болиду. 22  Кимки асманни тилға елип қәсәм қилса, у Худаниң тәхтини вә шу тәхттә Олтарғучини тилға елип қәсәм қилған болиду. 23  Силәрниң һалиңларға вай, әй, сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр ялпуз, қилияш вә зирәниң ондин бир үлүшини берисиләр. Амма Тәвраттики техиму муһим ишқа, йәни адаләт вә садақәтмәнликкә сәл қарайсиләр. Авал тилға алған ишларни әлвәттә қилишиңлар керәк, бирақ кейинки ишларғиму қәтъий сәл қаримаслиғиңлар лазим. 24  Әй, қарғу йолбашчилар! Силәр пашини сүзүп еливетисиләр, бирақ төгини пүтүн жутуветисиләр. 25  Силәрниң һалиңларға вай, әй, сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Чүнки силәр чинә-қачиларниң сиртини жуюсиләр, амма уларниң ичи ачкөзлүк* вә шәхсийәтчилик билән толған. 26  Әй, қарғу пәрисийләр, чинә-қачиларниң ичини пакиз жуюңлар, шу чағда сиртиму пакиз болиду. 27  Силәрниң һалиңларға вай, әй, сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр сиртидин чирайлиқ көрүнидиған, ичи болса өлүкләрниң устиханлири вә һәрхил напаклиққа толған ақартип қоюлған қәбирләргә охшайсиләр. 28  Силәрму дәл шуниңдәк инсанларға сиртиңлардин адил адәмдәк көрүнисиләр, лекин ичиңлар сахтипәзлик вә қанунсизлиққа толғандур. 29  Силәрниң һалиңларға вай, әй, сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр пәйғәмбәрләрниң қәбирлирини ясап, адил кишиләрниң гөрлирини безәп: 30  “Әгәр биз ата-бовилиримизниң заманида яшиған болсақ, һәргизму уларниң пәйғәмбәрләрниң қенини төкүшигә шерик болматтуқ”,— дәйсиләр. 31  Демәк, силәр пәйғәмбәрләрни өлтүргәнләрниң оғуллири екәнлигиңларға гувалиқ бериватисиләр. 32  Шундақ екән, ата-бовилириңлар башлиған ишни силәр тамамлаңлар. 33  Силәр, әй, иланлар, зәһәрлик иланниң әвлатлири, Гәһәннаға ташлиниш һөкүмидин қандақму қечип қутулалайсиләр? 34  Мана шуниң үчүн, силәргә пәйғәмбәрләр, данишмәнләр вә Тәврат устазлирини әвәтиватимән. Силәр уларниң бәзилирини өлтүрисиләр вә түврүккә миқлайсиләр, йәнә бәзилирини синагоглириңларда қамчилайсиләр вә шәһәрдин-шәһәргә қоғлап зиянкәшлик қилисиләр. 35  Шундақ қилип, адил киши болған Һабилдин муқәддәс җай билән қурбанлиқ суписи арисида өлтүрүлгән Баракияниң оғли Зәкәрияға қәдәр йәр йүзидики барлиқ өлтүрүлгән адил адәмләрниң қан қәрзи силәрниң бойниңларда болиду. 36  Мән силәргә һәқни ейтип қояйки, мошу барлиқ ишлар үчүн бу бир әвлат кишиләр һесап бериду. 37  Әй, Йерусалим, Йерусалим, пәйғәмбәрләрни өлтүргүчи, саңа әвәтилгәнләрни чалма-кесәк қилғучи шәһәр, тоху өз җүҗилирини қанатлириниң астиға жиққандәк, мәнму нәччә қетим балилириңни жиғишни халидим, амма силәр халимидиңлар. 38  Мана әнди бу Ибадәтхана вәйран қилинип, силәргә харабиси қалиду. 39  Силәргә ейтип қояйки, буниңдин кейин силәр “Йәһваниң исми билән келидиған кишигә мубарәк болсун!” дәп ейтмиғичә мени көрәлмәйсиләр».

Изаһәтләр

Сөзму сөз «рабби». Йәһудий устазларға һөрмәт көрситиш үчүн қолланған нам-унван.
Яки «иккиүзлүк».
Сөзму сөз «асман Падишалиғиниң».
Яки «булаңчилиқ».