Мәтта китави 26:1—75
-
Роһанийларниң Әйсани өлтүрүшни мәслиһәтлишиши (1—5)
-
Әйсаниң бешиға хушпурақ майниң қуюлуши (6—13)
-
Ахирқи Өтүп кетиш һейти вә сатқунлуқ (14—25)
-
Дәсләпки Кәчлик дәстиханниң орунлаштурулуши (26—30)
-
Петрусниң тениши һәққидики бәшарәт (31—35)
-
Әйсаниң Гетсиманә бағчисидә дуа қилиши (36—46)
-
Әйсаниң тутқун қилиниши (47—56)
-
Йәһудийларниң Алий кеңишиниң алдида сотлиниш (57—68)
-
Петрусниң Әйсадин тениши (69—75)
26 Әйса бу сөзләрни қилип болғандин кейин, шагиртлириға:
2 «Икки күндин кейин Өтүп кетиш һейти болидиғанлиғини билисиләр, шу чағда Инсан Оғлини түврүк яғачқа миқлаш үчүн тутуп беришиду»,— деди.
3 У вақитта алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири Каяпа исимлиқ баш роһанийниң һойлисиға жиғилишти.
4 Улар һийлә-микир ишлитип, Әйсани тутуп өлтүрүш үчүн мәслиһәтләшти.
5 Бирақ улар: «Бу ишни һейт күнлиридә қилмайли, болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ пәйда болуши мүмкин»,— дейишти.
6 Әйса Бәйтанияда илгири махав кесили болған Симунниң өйидә болғанда,
7 бир аял ақ қаштешидин* ясалған бир қутини көтирип, Әйсаниң йениға кәлди. Қутида интайин қиммәтбаһа хушпурақ май бар еди. Әйса янпашлинип ғизалиниватқанда, шу аял хушпурақ майни униң бешиға қуюшқа башлиди.
8 Шагиртлар буни көрүп хапа болуп: «Бундақ исрапчилиқ қилишниң немә кериги бар?
9 Чүнки бу хушпурақ май көп пулға яратти. Уни сетип, пулини кәмбәғәлләргә тарқатса болатти»,— дейишти.
10 Әйса буни билип шагиртлириға: «Немишкә бу аялни әйипләп, көңлини ағритисиләр? У мән үчүн яхши иш қилди.
11 Кәмбәғәлләр дайим силәрниң араңларда болиду, лекин мән дайим араңларда болмаймән.
12 Бу аял бу хушпурақ майни үстүмгә қуюп, мени дәпн қилишқа тәйярлиди.
13 Силәргә һәқни ейтип қояйки, бу хуш хәвәр дунияниң қәйеридә вәз қилинмисун, бу аял әскә елинип, униң қилған иши тилға елиниду».
14 Шу вақитта он икки шагиртниң бири болған Йәһуда Ишқарийот алий роһанийлар билән көрүшкили берип:
15 «Уни силәргә тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр?»— деди. Улар униңға 30 күмүч тәңгә беришкә мақул болди.
16 Шу вақиттин башлап, Йәһуда Әйсани тутуп бериш үчүн мувапиқ пурсәтни издәп жүрди.
17 Петир нан һейтиниң биринчи күни шагиртлар Әйсаниң алдиға келип: «Өтүп кетиш һейтиниң тамиғини қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз?»— дәп сориди.
18 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: «Шәһәргә кирип, паланчи билән көрүшүп, униңға мундақ дәңлар: “Устазимиз «вақит-саатим йеқинлашти, шагиртлирим билән бирликтә Өтүп кетиш һейтини сениң өйүңдә өткүзәй»,— дәйду”»
19 Шуниң билән шагиртлар Әйсаниң буйруғини бойичә Өтүп кетиш һейтиға тәйярлиқ қилди.
20 Кәч киргәндә, Әйса 12 шагирти билән дәстихан әтрапида янпашлап олтарди.
21 Улар тамақ йәватқанда, Әйса: «Силәргә һәқни ейтип қояйки, араңларда бири маңа сатқунлуқ қилиду»,— деди.
22 Шагиртлар интайин қайғуруп, бир-бирләп Әйсадин: «Устаз, у адәм мән әмәстимән?»— дәп сорашқа башлиди.
23 Әйса уларға җавап берип мундақ деди: «Мениң билән бир қачида тамақ йегән киши маңа сатқунлуқ қилиду.
24 Муқәддәс Язмиларда йезилғандәк, Инсан Оғли дәрвәқә аләмдин өтиду, лекин униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай, у адәм туғулмиған болса яхширақ болатти».
25 Шу чағда униңға сатқунлуқ қилмақчи болуватқан Йәһуда: «Әй, Устаз, у адәм мән әмәстимән?»— дәп сориди. Әйса униңға: «Буни сән өзүң ейттиң»,— деди.
26 Улар тамақ йәватқанда, Әйса нанни қолиға елип, шүкүр ейтип дуа қилғандин кейин, нанни уштуп шагиртлириға берип: «Елиңлар, йәңлар, бу мениң тенимни билдүриду»,— деди.
27 Андин қолиға бир қәдәһни елип, шүкүр ейтип дуа қилғандин кейин, уни шагиртлириға сунуп: «Һәммиңлар буниңдин ичиңлар,
28 чүнки бу нурғун инсанларниң гуналири кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлидиған әһдә* қенимни билдүриду.
29 Амма силәргә шуни ейтип қояйки, буниңдин кейин Атамниң Падишалиғида силәр билән йеңи шарапни ичидиған шу күн кәлмигичә, мән мундақ шарапни һәргиз ичмәймән»,— деди.
30 Ахирида мәдһийә нахшилирини ейтқандин кейин, улар шу йәрдин чиқип, Зәйтун теғиға қарап маңди.
31 Шу вақитта Әйса шагиртлириға мундақ деди: «Бүгүн кечә һәммиңлар мениң бешимға келидиған ишлар сәвәплик мени ташлап кетисиләр. Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ йезилған: “Падичини уримән, падидики қойлар һәр тәрәпкә тарқилип кетиду”.
32 Лекин мән тирилгәндин кейин, силәрдин бурун Җәлилийәгә баримән».
33 Буни аңлиған Петрус Әйсаға: «Бешиңизға келидиған ишлар сәвәвидин һәммиси сизни ташлап кәтсиму, мән сизни әсла ташлимаймән»,— деди.
34 Әйса Петрусқа: «Мән саңа һәқни ейтип қояйки, бүгүн кечә ғораз чиллаштин бурун, сән мәндин үч қетим танисән»,— деди.
35 Петрус униңға: «Сиз билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, мән һәргиз сиздин танмаймән»,— деди. Башқа шагиртларму шундақ дейишти.
36 Кейин Әйса шагиртлири билән Гетсиманә дегән бир җайға кәлди вә шагиртлириға: «Мән әву йәргә берип дуа қилимән, силәр бу йәрдә олтирип туруңлар»,— деди.
37 У Петрусни вә Зәбәдийниң икки оғлини өзи билән биргә елип маңди. Шу чағда Әйсани ғәм бесип, көңли қаттиқ беарам болушқа башлиди.
38 У шагиртлириға: «Җеним еғир ғәм-қайғуда өлгидәк сиқилди. Мениң билән бирликтә ойғақ туруңлар»,— деди.
39 У сәл нерирақ берип, тизлинип, йәргә баш қоюп мундақ дуа қилди: «Әй, Ата, мүмкин болса, бу қәдәһни мениңдин нери қилғайсән. Амма мән халиғандәк әмәс, бәлки Сән халиғандәк болсун».
40 У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгәндә, уларниң ухлаватқанлиғини көрүп, Петрусқа: «Мән билән биллә бирәр саат ойғақ туралмидиңларму?
41 Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн давамлиқ сәгәк туруп, дуа қилиңлар. Көңүл* халайду, лекин тән аҗиздур».
42 Әйса иккинчи қетим берип, йәнә дуа қилип мундақ деди: «Әй, Ата, мән буни ичмигичә, бу қәдәһниң мәндин өтүп кетиши мүмкин болмиса, Сән ирадә қилғандәк болсун».
43 У йәнә қайтип кәлгәндә, шагиртлириниң ухлап қалғанлиғини көрди. Чүнки уларни қаттиқ уйқу бесип, көзлирини ачалмай қалған еди.
44 Әйса уларниң йенидин кетип, үчинчи қетим берип, охшаш сөзләрни тәкрарлап дуа қилди.
45 Андин кейин у шагиртларниң йениға келип, уларға: «Мошундақ вақитта техичә ухлап, дәм елип яттиңларму? Мана, Инсан Оғлиға сатқунлуқ қилип, у гунакарларниң қолиға тапшурулидиған вақит кәлди.
46 Туруңлар, кетәйли. Маңа сатқунлуқ қилидиған киши йеқинлап кәлди»,— деди.
47 Әйсаниң сөзлири аяқлашмастинла, 12 шагиртниң бири болған Йәһуда кәлди. Алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири әвәткән қоллирида қилич-тоқмақларни көтәргән бир топ адәмләр униң билән биллә кәлди.
48 Сатқунлуқ қилғучи уларға бәлгү берип: «Кимни сөйсәм, силәр тутмақчи болған адәм шу. Силәр уни тутуңлар»,— дәп ейтқан еди.
49 Йәһуда удул Әйсаниң алдиға берип: «Салам, Устаз»,— дәп уни сөйди.
50 Лекин Әйса униңға: «Достум, бу йәргә немә дәп кәлдиң?»— деди. Андин шу адәмләр Әйсаға қол селип, уни тутқун қилди.
51 Шу чағда Әйсаниң йенидикиләрдин бири қиличини суғуруп, баш роһанийниң чакариға уруведи, қилич чакарниң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти.
52 Әйса шу шагиртиға: «Қиличиңни ғилавиға салғин, чүнки қилич көтәргәнләрниң һәммиси қилич билән һалак болиду.
53 Яки мени Атамдин дәрһал он миңлиған* пәриштиләрни әвәтишни соралмайду дәп ойлап қалдиңму?
54 Бирақ мән бундақ қилсам, Муқәддәс Язмилардики чоқум шундақ болуши керәк дәп йезилған сөзләр қандақму әмәлгә ашурулсун?»— деди.
55 Шу чағда Әйса әшу бир топ кишиләргә мундақ деди: «Силәр бир булаңчини тутушқа кәлгәндәк қилич-тоқмақлар билән мени тутушқа кәпсиләрғу? Һәр күни Ибадәтханида олтирип тәлим бәргәндә силәр мени тутмидиңлар.
56 Бирақ бу ишларниң һәммиси пәйғәмбәрләрниң язған сөзлириниң әмәлгә ашурулуши үчүн йүз бәрди». Шу чағда шагиртларниң һәммиси уни ташлап қечип кетишти.
57 Әйсани тутқун қилғанлар уни баш роһаний Каяпаниң алдиға елип беришти. У йәрдә Тәврат устазлири билән хәлиқ ақсақаллириму жиғилған еди.
58 Петрус жирақтин Әйсаға әгишип баш роһанийниң һойлисиғичә кәлди вә ишниң нәтиҗиси қандақ болидиғанлиғини көрүш үчүн ичкиригә кирип чакарларниң арисида олтарди.
59 У вақитта алий роһанийлар вә йәһудийларниң пүткүл Алий кеңәш әзалири Әйсани әйипләп өлүмгә һөкүм қилиш үчүн униңға қарши ялған гувалиқ издәтти.
60 Гәрчә нурғун кишиләр келип ялған гувалиқ бәргән болсиму, бирақ әйипләшкә сәвәп болғидәк гувалиқ тепилмиди. Ахирида икки киши келип:
61 «Бу адәм “мән Худаниң Ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта ясап чиқалаймән” дегән»,— деди.
62 Шуниң билән баш роһаний орнидин туруп, Әйсадин: «Қени, буниңға җавап бәрмәмсән? Бу кишиләрниң саңа қарши бәргән гувалиғиға немә дәйсән?»— деди.
63 Лекин Әйса үн чиқармай җим турди. Баш роһаний униңға: «Мән сени мәңгү һаят Худаниң алдида қәсәм қилишқа буйруймән. Ейтқина, Худаниң оғли Мәсиһ сәнму?»— дәп сориди.
64 Әйса униңға мундақ җавап қайтурди: «Буни өзүңиз дедиңиз. Лекин силәргә шуни ейтип қояйки, буниңдин кейин силәр Инсан Оғлиниң Һәммигә Қадир Болғучиниң оң йенида олтарғанлиғини вә көктики булутлар арисида келиватқанлиғини көрисиләр».
65 Бу сөзни аңлиған баш роһаний тонини жиртип ташлап: «У Худаға күпүрлүк қилди, әнди бизгә башқа гувачилар керәкму? Мана, силәр униң күпүрлүк сөзлирини аңлидиңлар.
66 Әнди буниңға немә дәйсиләр?»— деди. Улар: «У өлүмгә лайиқ»,— дәп җавап беришти.
67 Буниң билән улар Әйсаниң үзигә түкүрүп, униңға мушт атти. Бәзилири уни качатлап:
68 «Әй Мәсиһ, сән пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, сени ким урди?»— дейишти.
69 Петрус ташқиридики һойлида олтиратти. Бир аял чакар униң йениға келип: «Сән җәлилийәлик Әйса билән биллә едиңғу?»— деди.
70 Бирақ Петрус һәммисиниң алдида: «Сениң немә дәватқанлиғиңни чүшәнмидим»,— дәп рәт қилди.
71 Андин Петрус дәрвазиниң алдиға чиққанда, башқа бир аял чакар уни көрүп, у йәрдә турған кишиләргә: «Бу адәм насирәлик Әйса билән биллә жүргән»,— деди.
72 Петрус йәнә рәт қилип: «Мән у кишини тонумаймән»,— дәп қәсәм қилди.
73 Бираз вақиттин кейин шу йәрдә турғанлар Петрусниң йениға келип: «Шәк-шүбһисизки, сән әшуларниң арисидики бири, чүнки бу сениң гәп-сөзүңдин билинип туриду»,— дейишти.
74 Бу вақитта Петрус өзигә ләнәт оқуп: «Мән у кишини тонумаймән»,— дәп қәсәм қилишқа башлиди. Дәл шу вақитта ғораз чиллиди.
75 Петрус Әйсаниң: «Ғораз чиллаштин бурун сән мәндин үч қетим танисән»,— дегән сөзлирини есигә елип, ташқириға чиқип қаттиқ өксүп жиғлиди.
Изаһәтләр
^ Яки «келишим».
^ Сөзму сөз «роһ».
^ Сөзму сөз «12 легиондин артуқ». Легион қедимқи Рим қошунида әскәрләрни топларға бөлгәндә ишлитилгән миқдар сөзи.